< Мисирдин чиқиш 22 >
1 Әгәр бириси бир кала яки қойни оғрилап, уни сойса я сетивәтсә, у бир калиниң орниға бәш кала, бир қойниң орниға төрт қой төлисун.
2 Оғри там тәшкәндә тутулуп қелип, таяқ йәп өлүп қалса, өлтүргүчигә хун җазаси кәлмисун.
3 Лекин шу вақиә болған пәйттә күн чиқип қалған болса, ундақта өлтүргүчи хун җазасиға тартилсун. Оғри оғрилиғинини төләп зиянни толуқлап бериши керәк; униңда бир немә болмиса, қуллуққа сетилип, оғрилиған нәрсини төлиши керәк.
4 Оғри тутулғанда оғрилиған нәрсә, кала болсун, ешәк болсун, қой болсун униң қолида тирик һаләттә тепилса, у икки һәссә қиммәттә төләп бәрсун.
5 Әгәр бириси өз мал-чарвилирини етизлиққа яки үзүмзарлиққа отлашқа қоюветип, башқиларниң бағ-етизлиғида отлашқа йол қойса, ундақта у өзиниң әң есил мәһсулатлиридин яки үзүмзарлиғиниң әң есил мевисидин зиянни төләп бәрсун.
6 Әгәр от кетип, тикәнликкә тутишип кетип, андин өнчиләрни, баш тартип пишқан зираәтни көйдүрүп, пүткүл етизлиқни күл қиливәтсә, ундақта от қойғучи барлиқ зиянни төләп бәрсун.
7 Әгәр бириси хошнисиға пул яки мал-дуниясини аманәт қилған болса, булар өйидин оғрилинип кәтсә, шундақла оғри кейин тутулса, у оғрилиғинини икки һәссә қиммәттә төләп бәрсун.
8 Лекин оғри тепилмиса, өй егисиниң хошнисиниң мелиға қол тәккүзгән я тәккүзмигәнлиги мәлум болсун дәп, һакимларниң алдиға кәлтүрүлсун.
9 Һәр хил хиянәт, у мәйли кала, ешәк, қой, кийим-кечәк болсун, жүтүрүп қойған нәрсә болсун, улар тоғрилиқ бир хошниси: «әмәлийәттә мундақ еди» дәп талашқан болса, һәр иккисиниң дәваси һакимларниң алдиға кәлтүрүлсун; һакимлар қайсиға гуна бекитсә, шу хошнисиға икки һәссә қиммәттә төләп бәрсун.
10 Әгәр бириси хошнисиға ешәк, кала, қой яки башқа бир чарпайни аманәт қилса, бу аманәт мели киши көрмәй өлүп кәтсә, яки зәхимләнсә, яки һайдап әкитилсә,
11 ундақта хошнисиниң мелиға қол тәккүзгән я тәккүзмигәнлиги мәлум болсун дәп, Пәрвәрдигарниң алдида уларниң оттурисида бир қәсәм ичүрүлсун. Мал егиси бу қәсәмни қобул қилсун; хошниси униңға төләм төләп бәрмисун.
12 Лекин мал оғриланған болса, у егисигә төләп бәрсун.
13 Әгәр уни вәһший һайван боғуп қойған болса, у малниң қалдуғини гувалиқ үчүн көрситип, уни төләп бәрмисиму болиду.
14 Әгәр бириси хошнисидин бир улақни өтнә елип, улақ егиси йоқ йәрдә зәхимләнсә яки өлүп қалса, өтнә алғучи толуқ төләп бәрсун.
15 Лекин егиси нәқ мәйданда болса, өтнә алғучи төләп бәрмисун; улақ иҗаригә елинған болса, алғучи төләм төлимисун; чүнки уни иҗарә төләп әкәлгән.
16 Әгәр бир адәм техи ятлиқ болмиған бир қизни аздуруп, униң билән биллә ятса, ундақта у униң тойлуғини бериши керәк, андин уни хотунлуққа алсун.
17 Лекин қизниң атиси уни униңға бәргили унимиса, зина қилғучи пак қизларниң тойлуғиға баравәр келидиған күмүч пулни таразида өлчәп бәрсун.
18 Җадугәр хотунни тирик қоймиғин.
19 Һайван билән җинсий мунасивәт өткүзгән һәр бири җәзмән өлүмгә мәһкүм қилинсун.
20 Кимдәким бирдин-бир Пәрвәрдигардин башқа һәр қандақ илаһға қурбанлиқ сунса, һарам дәп мутләқ һалакәткә мәһкүм қилинсун.
21 Силәрму Мисирда мусапир болуп турған екәнсиләр, мусапир болған кишини һеч харлимаңлар вә яки униңға һеч зулум қилмаңлар.
22 Һәр қандақ тул хотун яки житим балини хорлимаңлар.
23 Сән уларни һәр қандақ тәрәптә хорлисаң, улар маңа пәряд көтәрсә, Мән уларниң авазини чоқум аңлаймән;
24 шуниң билән ғәзивим тутишип, силәрни қиличлап өлтүримән, силәрниң хотунлириңлар тул қилинип, балилириңлар житим болуп қалиду.
25 Әгәр сән Мениң хәлқимниң ичидин саңа хошна болған кәмбәғәлгә қәриз бәргән болсаң, униңға җазанихорлардәк муамилә қилмиғин; униңдин өсүм алмаңлар.
26 Әгәр сән хошнаңниң чапинини гөрүгә алған болсаң, күн олтармаста униңға яндуруп бәр.
27 Чүнки чапини униң бирдин-бир йепинчиси болуп, бәдинини япидиған кийим шудур. У болмиса, у немини йепинип ятиду? Бу сәвәптин Маңа пәряд қилса, пәрядини аңлаймән; чүнки Мән шәпқәтликтурмән.
28 Худаға күпүрлүк қилма, вә хәлқиңниң әмирлириниму қарғап тиллима.
29 Хаминиңниң һосулиниң ашқинидин вә шарап-зәйтун мейи көлчигиңдин ташқинидин Маңа һәдийә сунушни кечиктүрмигин. Сән оғуллириңниң тунҗисини Маңа атиғин.
30 Кала билән қойлириңниң тунҗа балилириниму һәм шундақ атиғин; тунҗа бала йәттә күнгичә аниси билән биллә турсун; амма сәккизинчи күни уни Маңа атап сунғин.
31 Силәр Маңа аталған муқәддәс кишиләр болисиләр; шуңа далада житқуч һайван тәрипидин боғулған һайванниң гөшини йемәңлар, бәлки уни иштларға ташлап бериңлар.