4Әгәр ғоҗиси униңға хотун елип бәргән болса, шундақла аяли униңға оғул-қизларни туғуп бәргән болса, аял балилири билән ғоҗисиға қелип, әр ялғуз кәтсун.
5Лекин әгәр қул елан қилип: «Мән ғоҗам, аялим вә балилиримға муһәббитим болғини үчүн һөр болуп кәтмәймән» десә,
6ундақта униң ғоҗиси уни Худаниң [ибадәт соруниниң] алдиға елип берип, уни ишикниң алдида яки ишикниң кешикиниң алдида турғузсун; андин ғоҗиси бигиз билән униң қулиқини тәшсун. Шундақ қилип, у мәңгүгә ғоҗисиниң қули болуп қалиду.
7Әгәр бирким қизини дедәкликкә сетивәткән болса, у әр қуллар һөр қилинғандәк һөр қилинмисун.
8Әгәр өзигә хас сетивалған қиз ғоҗисиға яқмиса, ундақта у қиз тәрәпниң һәқ төләп уни һөр қилишиға йол қоюши керәк. Лекин ғоҗисиниң уни ят хәлиққә сетиш һоқуқи болмайду; чүнки ғоҗиси униңға вапасизлиқ қилғандур.
9Әгәр у қизни оғлиға хас бекиткән болса, ундақта у бәлгүлимиләр бойичә униңға өз қизидәк муамилә қилсун.
10Әгәр ғоҗиси йәнә хотун алса, әслидә әмригә алған дедигиниң йемәк-ичмекини, кийим-кечигини вә әр-хотунчилиқ бурчини кемәйтмисун.
11Әгәр у шу үч ишни ада қилмиса, ундақта у бәдәл төлимәй һөр болсун.
12Кимки бир адәмни уруп өлтүрүп қойса, уму чоқум өлтүрүлсун.
13Лекин әгәр у киши [өлгүчиниң] җенини пайлап туруп қәстән өлтүрмигән, бәлки мән Худа униң қоли арқилиқ шу кишиниң өлүшигә йол қойған болсам, ундақ әһвалда Мән униңға қачидиған бир җайни орунлаштуримән.
14Лекин әгәр бириси өз хошнисини һейлә билән өлтүримән дәп, униңға қәстән һуҗум қилса, у гәрчә [панаһ издәп] қурбангаһимға қечип кәлсиму, у шу йәрдә тутулсун вә өлүмгә мәһкүм қилинсун.
15Кимки өз атиси яки анисиға қол тәккүзсә, чоқум өлтүрүлсун.
16Кимки бир адәмни булап сатқан болса яки униң қолида барлиғи мәлум болса, җәзмән өлтүрүлүши керәк.
17Кимки өз атиси яки анисиға ләнәт қилип қарғиған болса, җәзмән өлтүрүлүши керәк.
18Әгәр икки киши урушуп қелип, бири йәнә бирини таш я мошти билән урса, урулған киши өлмәй, орун тутуп йетип қалған болса,
19у киши қопуп һасиға тайинип ташқириға чиққидәк болса, ундақта уни урған киши җазадин халас қилинсун; пәқәт зәхимләнгүчиниң йетип иштин қалған вақти үчүн төләм берип, уни давалитип сәллимаза сақайтсун.
20Әгәр бириси қули яки дедигини таяқта урса, шундақла қул яки дедәк нәқ мәйданда өлүп кәтсә, униң үчүн [игиси] чоқум җазаға тартилсун.
21Лекин әгәр таяқ йегүчи бир-икки күн тирик турса, ундақта қул ғоҗайининиң шәхси мал-мүлки болғини үчүн, қулниң җазасиға тартилмисун.
25көйүккә көйүк, зәхимгә зәхим, көккә көк төләнсун.
26Әгәр бириси өз қул я дедигиниң көзини уруп накар қилип қойса, көзи вәҗидин уни азат қилсун.
27Шуниңдәк бириси өз қули я дедигиниң чишини уруп чиқиривәткән болса, чиши вәҗидин уни азат қилсун».
28Әгәр бир кала бир әр яки аял кишини үсүп өлтүрүп қойса, шу кала чоқум чалма-кесәк қилиниши керәк, униң гөши йейилмисун. Лекин калиниң егисигә гуна кәлмисун.
29Лекин бу уйниң илгиридин үсүш адити болуп, егисигә бу һәқтә агаһ берилгән болса, лекин йәнила уни бағлимиғини үчүн әр-аял кишиләрни үсүп өлтүрүп қойған болса, ундақта кала чалма-кесәк қилинсун, егисиму өлүмгә мәһкүм қилинсун.
30Лекин униңдин хун һәққи тәләп қилинса, өз җениниң орнида униңға қанчилик төләм қоюлған болса шуни бәрсун.
31Калидин үсүлгүчи оғул яки қиз бала болса, калиниң егиси охшашла жуқуриқи һөкүмдикидәк бир тәрәп қилинсун.
32Кала қул яки дедәкни үскән болса, калиниң егиси үсүлгүчиниң ғоҗисиға оттуз шәкәл күмүч бәрсун; андин кала чалма-кесәк қилинсун.
33Әгәр бириси бир ориниң ағзини очуқ қоюп яки колаватқан ориниң ағзини япмай, кала яки ешәк униңға чүшүп кәтсә,
34Ундақта ориниң егиси мал егисиниң зийинини толуқ төләп бәрсун; өлгән мал униңки болиду.
35Әгәр бирисиниң калиси йәнә бирисиниң калисини үсүп өлтүрүп қойған болса, ундақта улар тирик қалған калини сетип, пулни баравәр бөлүшсун һәм өлүк калиниму шундақ бөлүшсун.
36Лекин калиниң илгиридин үсидиған адити барлиғи ениқ туруп, егиси уни бағлимай қоювәткән болса, ундақта үскүчи калиниң егиси калиға кала төләп бәрсун, өлүк кала униң болсун.