< Мисирдин чиқиш 21 >
1 — Сән уларниң алдиға қойидиған һөкүм-бәлгүлимиләр мунулардур: —
「你在百姓面前所要立的典章是這樣:
2 Әгәр сән бир ибраний қулни сетивалған болсаң, у алтә жилғичә хизмитиңдә болуп, йәттинчи жили төләмсиз һөр қилинсун.
你若買希伯來人作奴僕,他必服事你六年;第七年他可以自由,白白地出去。
3 У қул қилинишқа тәнһа һаләттә елип келингән болса, тәнһа һаләттә кәтсун. Аяли билән биргә елип келингән болса, аялиму униң билән биллә кәтсун.
他若孤身來就可以孤身去;他若有妻,他的妻就可以同他出去。
4 Әгәр ғоҗиси униңға хотун елип бәргән болса, шундақла аяли униңға оғул-қизларни туғуп бәргән болса, аял балилири билән ғоҗисиға қелип, әр ялғуз кәтсун.
他主人若給他妻子,妻子給他生了兒子或女兒,妻子和兒女要歸主人,他要獨自出去。
5 Лекин әгәр қул елан қилип: «Мән ғоҗам, аялим вә балилиримға муһәббитим болғини үчүн һөр болуп кәтмәймән» десә,
倘或奴僕明說:『我愛我的主人和我的妻子兒女,不願意自由出去。』
6 ундақта униң ғоҗиси уни Худаниң [ибадәт соруниниң] алдиға елип берип, уни ишикниң алдида яки ишикниң кешикиниң алдида турғузсун; андин ғоҗиси бигиз билән униң қулиқини тәшсун. Шундақ қилип, у мәңгүгә ғоҗисиниң қули болуп қалиду.
他的主人就要帶他到審判官那裏,又要帶他到門前,靠近門框,用錐子穿他的耳朵,他就永遠服事主人。
7 Әгәр бирким қизини дедәкликкә сетивәткән болса, у әр қуллар һөр қилинғандәк һөр қилинмисун.
「人若賣女兒作婢女,婢女不可像男僕那樣出去。
8 Әгәр өзигә хас сетивалған қиз ғоҗисиға яқмиса, ундақта у қиз тәрәпниң һәқ төләп уни һөр қилишиға йол қоюши керәк. Лекин ғоҗисиниң уни ят хәлиққә сетиш һоқуқи болмайду; чүнки ғоҗиси униңға вапасизлиқ қилғандур.
主人選定她歸自己,若不喜歡她,就要許她贖身;主人既然用詭詐待她,就沒有權柄賣給外邦人。
9 Әгәр у қизни оғлиға хас бекиткән болса, ундақта у бәлгүлимиләр бойичә униңға өз қизидәк муамилә қилсун.
主人若選定她給自己的兒子,就當待她如同女兒。
10 Әгәр ғоҗиси йәнә хотун алса, әслидә әмригә алған дедигиниң йемәк-ичмекини, кийим-кечигини вә әр-хотунчилиқ бурчини кемәйтмисун.
若另娶一個,那女子的吃食、衣服,並好合的事,仍不可減少。
11 Әгәр у шу үч ишни ада қилмиса, ундақта у бәдәл төлимәй һөр болсун.
若不向她行這三樣,她就可以不用錢贖,白白地出去。」
12 Кимки бир адәмни уруп өлтүрүп қойса, уму чоқум өлтүрүлсун.
「打人以致打死的,必要把他治死。
13 Лекин әгәр у киши [өлгүчиниң] җенини пайлап туруп қәстән өлтүрмигән, бәлки мән Худа униң қоли арқилиқ шу кишиниң өлүшигә йол қойған болсам, ундақ әһвалда Мән униңға қачидиған бир җайни орунлаштуримән.
人若不是埋伏着殺人,乃是上帝交在他手中,我就設下一個地方,他可以往那裏逃跑。
14 Лекин әгәр бириси өз хошнисини һейлә билән өлтүримән дәп, униңға қәстән һуҗум қилса, у гәрчә [панаһ издәп] қурбангаһимға қечип кәлсиму, у шу йәрдә тутулсун вә өлүмгә мәһкүм қилинсун.
人若任意用詭計殺了他的鄰舍,就是逃到我的壇那裏,也當捉去把他治死。
15 Кимки өз атиси яки анисиға қол тәккүзсә, чоқум өлтүрүлсун.
「打父母的,必要把他治死。
16 Кимки бир адәмни булап сатқан болса яки униң қолида барлиғи мәлум болса, җәзмән өлтүрүлүши керәк.
「拐帶人口,或是把人賣了,或是留在他手下,必要把他治死。
17 Кимки өз атиси яки анисиға ләнәт қилип қарғиған болса, җәзмән өлтүрүлүши керәк.
「咒罵父母的,必要把他治死。
18 Әгәр икки киши урушуп қелип, бири йәнә бирини таш я мошти билән урса, урулған киши өлмәй, орун тутуп йетип қалған болса,
「人若彼此相爭,這個用石頭或是拳頭打那個,尚且不至於死,不過躺臥在床,
19 у киши қопуп һасиға тайинип ташқириға чиққидәк болса, ундақта уни урған киши җазадин халас қилинсун; пәқәт зәхимләнгүчиниң йетип иштин қалған вақти үчүн төләм берип, уни давалитип сәллимаза сақайтсун.
若再能起來扶杖而出,那打他的可算無罪;但要將他耽誤的工夫用錢賠補,並要將他全然醫好。
20 Әгәр бириси қули яки дедигини таяқта урса, шундақла қул яки дедәк нәқ мәйданда өлүп кәтсә, униң үчүн [игиси] чоқум җазаға тартилсун.
「人若用棍子打奴僕或婢女,立時死在他的手下,他必要受刑。
21 Лекин әгәр таяқ йегүчи бир-икки күн тирик турса, ундақта қул ғоҗайининиң шәхси мал-мүлки болғини үчүн, қулниң җазасиға тартилмисун.
若過一兩天才死,就可以不受刑,因為是用錢買的。
22 Әгәр кишиләр бир-бири билән урушуп қелип, һамилдар бир аялни уруп салса, һамилдар аялда балиси балдур туғулушидин башқа зәхимлиниш болмиса, аялниң ериниң төләм тәливи бойичә һакимларниң тәстиқидин өткүзүлүп җәриманә төлисун.
「人若彼此爭鬥,傷害有孕的婦人,甚至墜胎,隨後卻無別害,那傷害她的,總要按婦人的丈夫所要的,照審判官所斷的,受罰。
23 Әгәр [аял яки бала] зиян-зәхәткә учриған болса, ундақта җениға җан,
若有別害,就要以命償命,
24 көзигә көз, чишиға чиш, қолиға қол, путиға пут,
以眼還眼,以牙還牙,以手還手,以腳還腳,
25 көйүккә көйүк, зәхимгә зәхим, көккә көк төләнсун.
以烙還烙,以傷還傷,以打還打。
26 Әгәр бириси өз қул я дедигиниң көзини уруп накар қилип қойса, көзи вәҗидин уни азат қилсун.
「人若打壞了他奴僕或是婢女的一隻眼,就要因他的眼放他去得以自由。
27 Шуниңдәк бириси өз қули я дедигиниң чишини уруп чиқиривәткән болса, чиши вәҗидин уни азат қилсун».
若打掉了他奴僕或是婢女的一個牙,就要因他的牙放他去得以自由。」
28 Әгәр бир кала бир әр яки аял кишини үсүп өлтүрүп қойса, шу кала чоқум чалма-кесәк қилиниши керәк, униң гөши йейилмисун. Лекин калиниң егисигә гуна кәлмисун.
「牛若觸死男人或是女人,總要用石頭打死那牛,卻不可吃牠的肉;牛的主人可算無罪。
29 Лекин бу уйниң илгиридин үсүш адити болуп, егисигә бу һәқтә агаһ берилгән болса, лекин йәнила уни бағлимиғини үчүн әр-аял кишиләрни үсүп өлтүрүп қойған болса, ундақта кала чалма-кесәк қилинсун, егисиму өлүмгә мәһкүм қилинсун.
倘若那牛素來是觸人的,有人報告了牛主,他竟不把牛拴着,以致把男人或是女人觸死,就要用石頭打死那牛,牛主也必治死。
30 Лекин униңдин хун һәққи тәләп қилинса, өз җениниң орнида униңға қанчилик төләм қоюлған болса шуни бәрсун.
若罰他贖命的價銀,他必照所罰的贖他的命。
31 Калидин үсүлгүчи оғул яки қиз бала болса, калиниң егиси охшашла жуқуриқи һөкүмдикидәк бир тәрәп қилинсун.
牛無論觸了人的兒子或是女兒,必照這例辦理。
32 Кала қул яки дедәкни үскән болса, калиниң егиси үсүлгүчиниң ғоҗисиға оттуз шәкәл күмүч бәрсун; андин кала чалма-кесәк қилинсун.
牛若觸了奴僕或是婢女,必將銀子三十舍客勒給他們的主人,也要用石頭把牛打死。
33 Әгәр бириси бир ориниң ағзини очуқ қоюп яки колаватқан ориниң ағзини япмай, кала яки ешәк униңға чүшүп кәтсә,
「人若敞着井口,或挖井不遮蓋,有牛或驢掉在裏頭,
34 Ундақта ориниң егиси мал егисиниң зийинини толуқ төләп бәрсун; өлгән мал униңки болиду.
井主要拿錢賠還本主人,死牲畜要歸自己。
35 Әгәр бирисиниң калиси йәнә бирисиниң калисини үсүп өлтүрүп қойған болса, ундақта улар тирик қалған калини сетип, пулни баравәр бөлүшсун һәм өлүк калиниму шундақ бөлүшсун.
「這人的牛若傷了那人的牛,以至於死,他們要賣了活牛,平分價值,也要平分死牛。
36 Лекин калиниң илгиридин үсидиған адити барлиғи ениқ туруп, егиси уни бағлимай қоювәткән болса, ундақта үскүчи калиниң егиси калиға кала төләп бәрсун, өлүк кала униң болсун.
人若知道這牛素來是觸人的,主人竟不把牛拴着,他必要以牛還牛,死牛要歸自己。」