< Мисирдин чиқиш 20 >
1 Худа муну барлиқ сөзләрни баян қилип мундақ деди: —
2 Мән сени «қуллуқ макани» болған Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Пәрвәрдигар Худайиңдурмән.
3 Сениң Мәндин башқа һеч қандақ илаһиң болмайду.
4 Сән өзүң үчүн мәйли жуқуридики асманда болсун, мәйли төвәндики зиминда болсун, яки йәр астидики суларда болсун, һәр қандақ нәрсиниң қияпитидики һеч қандақ ойма шәкилни ясима.
5 Сән бундақ нәрсиләргә баш урма яки уларниң қуллуғиға кирмә. Чүнки Мәнки Пәрвәрдигар Худайиң вапасизлиққа һәсәт қилғучи Тәңридурмән. Мәндин нәпрәтләнгәнләрниң қәбиһликлирини өзлиригә, оғуллириға, һәтта нәврә-чәврилиригичә чүшүримән,
6 Амма Мени сөйидиған вә әмирлиримни тутидиғанларға миң әвладиғичә өзгәрмәс меһриванлиқ көрситимән.
7 Пәрвәрдигар Худайиңниң намини қалаймиқан тилға алма; чүнки кимдәким намини қалаймиқан тилға алса, Пәрвәрдигар уни гунакар һесаплимай қалмайду.
8 Шабат күнини муқәддәс дәп билип тутқили ядиңда сақлиғин.
9 Алтә күн ишләп барлиқ ишлириңни түгәткин;
10 лекин йәттинчи күни Пәрвәрдигар Худайиңға аталған шабат күнидур; сән шу күни һеч қандақ иш қилмайсән; мәйли сән яки оғлуң болсун, мәйли қизиң, мәйли қулуң, мәйли дедигиң, мәйли буқаң яки сән билән бир йәрдә туруватқан мусапир болсун, һеч қандақ иш қилмисун.
11 Чүнки алтә күн ичидә Пәрвәрдигар асман билән зиминни, деңиз билән униң ичидики барини яратти андин йәттинчи күнидә арам алди. Буниң үчүн Пәрвәрдигар шабат күнини бәхит-бәрикәтлик күн қилип, уни муқәддәс күн дәп бекитти.
12 Ата-анаңни һөрмәт қил. Шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиң саңа ата қилмақчи болған зиминда узун өмүр көрисән.
13 Қатиллиқ қилма.
14 Зина қилма.
15 Оғрилиқ қилма.
16 Хошнаң тоғрилиқ ялған гувалиқ бәрмә.
17 Сән хошнаңниң өй-имаритигә көз қириңни салма, нә хошнаңниң аяли, нә униң қулиға, нә униң дедиги, нә униң калиси, нә униң ишиги яки хошнаңниң һәр қандақ башқа нәрсисигә көз қириңни салма.
18 Пүткүл хәлиқ гүлдүрмамиларни, чеқин-ялқунларни, канайниң авази вә тағдин өрләп чиққан ис-түтәкләрни көрди вә аңлиди; улар буларни көрүп, титришип жирақ турушти
19 вә Мусаға: — Бизгә сәнла сөз қилғайсән, биз аңлаймиз; лекин Худа бизгә Өзи сөз қилмисун; чүнки ундақ қилса өлүп кетимиз, деди.
20 Муса халайиққа җававән: — Қорқмаңлар; чүнки Худаниң бу йәргә келиши силәрни синаш үчүн, йәни силәрниң Униң дәһшәтлигини көз алдиңларға кәлтүрүп, гуна қилмаслиғиңлар үчүндур, — деди.
21 Шуниң билән халайиқ нерида турди; лекин Муса Худа ичидә турған қоюқ булутниң қешиға йеқин барди.
22 Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән берип Исраилларға муну сөзләрни йәткүзгин: «Силәргә әрштин сөз қилғинимни көрдүңлар.
23 Силәр Мениң орнумда илаһ дәп күмүчтин бутлар ясимаңлар, яки өзүңлар үчүн алтундин бутларни ясимаңлар.
24 — Сән Мән үчүн тупрақтин бир қурбангаһ ясап, шу йәрдә көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиқлириңни, қой-өшкә билән калилириңни сунғин. Умумән Мән хәлиққә намимни [һөрмәт билән] әслитидиған барлиқ җайларда, йениңға келип саңа бәхит-бәрикәт ата қилимән.
25 — Әгәр Маңа атап ташлардин қурбангаһ ясимақчи болсаң, ойулған ташлардин ясимиғин; чүнки ташларға әсвавиңни тәккүзсәң, улар напак болуп қалиду.
26 Қурбангаһимға чиқидиған пәләмпәй болмисун; ундақ болғанда, пәләмпәйдин чиққичә әвритиң көрүнүп қелиши мүмкин», — деди.