< Мисирдин чиқиш 2 >

1 Лавийниң җәмәтидин болған бир киши берип, Лавийниң нәслидин болған бир қизни хотунлуққа алди.
Lawiyning jemetidin bolghan bir kishi bérip, Lawiyning neslidin bolghan bir qizni xotunluqqa aldi.
2 Бу аял һамилдар болуп, бир оғул туғди. Ана униң чирайлиқ екәнлигини көрүп, уни үч ай йошуруп сақлиди.
Bu ayal hamilidar bolup, bir oghul tughdi. Ana uning chirayliq ikenlikini körüp, uni üch ay yoshurup saqlidi.
3 Уни йәнә йошурушқа амалсиз қалғанда, қомуштин бир севәт ясап, униңға ярйелим вә мом сугап, балини ичигә селип, дәрияниң қирғиқидики қомушлуқ арисиға қоюп қойди.
Uni yene yoshurushqa amalsiz qalghanda, qomushtin bir séwet yasap, uninggha yaryélim we mom suwap, balini ichige sélip, deryaning qirghiqidiki qomushluq arisigha qoyup qoydi.
4 Андин балиниң һәдиси униңға немә боларкин дәп жирақтин қарап турди.
Andin balining hedisi uninggha néme bolarkin dep yiraqtin qarap turdi.
5 У вақитта Пирәвнниң қизи суға чөмүлгили дәрия тәрәпкә кәлди; униң чөрилири дәрия бойида айлинип жүрди. Пирәвнниң қизи қомушлуқниң арисида турған севәтни көрүп, хас чөрисини уни елип чиқишқа әвәтти.
U waqitta Pirewnning qizi sugha chömülgili derya terepke keldi; uning chöriliri derya boyida aylinip yürdi. Pirewnning qizi qomushluqning arisida turghan séwetni körüp, xas chörisini uni élip chiqishqa ewetti.
6 У севәтни ечип қаривиди, мана, бир оғул балини көрди вә у бала жиғлап кәтти. Мәликә униңға ич ағритип: — Бу шүбһисизки ибранийларниң балилиридин бири екән, деди.
U séwetni échip qariwidi, mana, bir oghul balini kördi we u bala yighlap ketti. Melike uninggha ich aghritip: — Bu shübhisizki ibraniylarning baliliridin biri iken, dédi.
7 У чағда балиниң һәдиси Пирәвнниң қизидин: — Мән берип, сили үчүн балини емитип бақидиған бир ибраний иник ана тепип келәйму? — дәп сориди.
U chaghda balining hedisi Pirewnning qizidin: — Men bérip, sili üchün balini émitip baqidighan bir ibraniy inik ana tépip kéleymu? — dep soridi.
8 Пирәвнниң қизи униңға: — Барғин, деди. Қиз берип бовақниң анисини чақирип кәлди.
Pirewnning qizi uninggha: — Barghin, dédi. Qiz bérip bowaqning anisini chaqirip keldi.
9 Пирәвнниң қизи униңға: — Бу балини елип кетип мән үчүн емитип беқип бәр; һәққиңни беримән, деди. Шуниң билән аял балини елип кетип, уни емитип бақти.
Pirewnning qizi uninggha: — Bu balini élip kétip men üchün émitip béqip ber; heqqingni bérimen, dédi. Shuning bilen ayal balini élip kétip, uni émitip baqti.
10 Бала чоң болғанда уни Пирәвнниң қизиниң қешиға елип барди; у униңға оғул болди. У: «Мән уни судин чиқиривалған» дәп униңға Муса дегән исимни қойди.
Bala chong bolghanda uni Pirewnning qizining qéshigha élip bardi; u uninggha oghul boldi. U: «Men uni sudin chiqiriwalghan» dep uninggha Musa dégen isimni qoydi.
11 Муса чоң болғандин кейинки күнләрдә шундақ болдики, у өз қериндашлириниң йениға барди вә уларниң еғир әмгәккә селиниватқанлиғини өз көзи билән көрди. Арида, бир мисирлиқниң ибраний қериндашлиридин бирини уруватқанлиғини көрди.
Musa chong bolghandin kéyinki künlerde shundaq boldiki, u öz qérindashlirining yénigha bardi we ularning éghir emgekke séliniwatqanliqini öz közi bilen kördi. Arida, bir misirliqning ibraniy qérindashliridin birini uruwatqanliqini kördi.
12 У төрт әтрапиға қарап, адәм йоқлуғини көрүп, һелиқи мисирлиқни уруп өлтүрүп, қумға көмүп йошуруп қойди.
U töt etrapigha qarap, adem yoqluqini körüp, héliqi misirliqni urup öltürüp, qumgha kömüp yoshurup qoydi.
13 Әтиси у йәнә чиқип қаривиди, мана икки ибраний бир-бири билән соқушувататти; у йолсизлиқ қиливатқан кишигә: — Өз қериндишиңни немишкә урисән? — деди.
Etisi u yene chiqip qariwidi, mana ikki ibraniy bir-biri bilen soqushuwatatti; u yolsizliq qiliwatqan kishige: — Öz qérindishingni némishqa urisen? — dédi.
14 Һелиқи киши җавап берип: — Ким сени бизгә һаким вә сорақчи қилип қойди? Һелиқи мисирлиқни өлтүргиниңдәк мениму өлтүрмәкчимусән? — деди. Муса бу гәпни аңлап қорқуп өз ичидә: «Мән қилған иш җәзмән ашкарә болуп қапту!» дәп ойлиди.
Héliqi kishi jawab bérip: — Kim séni bizge hakim we soraqchi qilip qoydi? Héliqi misirliqni öltürginingdek ménimu öltürmekchimusen? — dédi. Musa bu gepni anglap qorqup öz ichide: «Men qilghan ish jezmen ashkara bolup qaptu!» dep oylidi.
15 Пирәвн һәм бу иштин хәвәр тепип, Мусани өлтүрмәкчи болди; лекин Муса Пирәвнниң алдидин қечип, Мидиян зиминиға берип олтирақлашти. Бир күни, у қудуқниң йениға келип олтарди.
Pirewn hem bu ishtin xewer tépip, Musani öltürmekchi boldi; lékin Musa Pirewnning aldidin qéchip, Midiyan zéminigha bérip olturaqlashti. Bir küni, u quduqning yénigha kélip olturdi.
16 Мидиянниң каһининиң йәттә қизи бар еди; улар келип, атисиниң қойлирини суғиришқа су тартип оқурларға қуюп толдурушқа башлиди.
Midiyanning kahinining yette qizi bar idi; ular kélip, atisining qoylirini sughirishqa su tartip oqurlargha quyup toldurushqa bashlidi.
17 У вақитта [йәрлик] падичилар келип, уларни һайдиди, Муса қопуп қизларға ярдәм берип, қойлирини суғиришип бәрди.
U waqitta [yerlik] padichilar kélip, ularni heydidi, Musa qopup qizlargha yardem bérip, qoylirini sughiriship berdi.
18 Улар атиси Реуәлниң қешиға йенип кәлгәндә, улардин: — Немишкә бүгүн шунчә тез йенип кәлдиңлар? — дәп сориди.
Ular atisi Réuelning qéshigha yénip kelgende, ulardin: — Némishqa bügün shunche téz yénip keldinglar? — dep soridi.
19 Улар җавап берип: — Бир мисирлиқ адәм бизни падичиларниң қолидин қутқузди һәмдә биз үчүн су тартип, қой падимизни суғирипму бәрди! — деди.
Ular jawab bérip: — Bir misirliq adem bizni padichilarning qolidin qutquzdi hemde biz üchün su tartip, qoy padimizni sughiripmu berdi! — dédi.
20 У қизлириға: — Ундақта у киши һазир нәдә?! Уни немишкә сиртта ташлап кәлдиңлар? Уни тамаққа чақириңлар, — деди.
U qizlirigha: — Undaqta u kishi hazir nede?! Uni némishqa sirtta tashlap keldinglar? Uni tamaqqa chaqiringlar, — dédi.
21 Муса у киши билән биллә турушқа мақул болди. У қизи Зиппораһни униңға хотунлуққа бәрди.
Musa u kishi bilen bille turushqa maqul boldi. U qizi Zipporahni uninggha xotunluqqa berdi.
22 У аял униңға бир оғул туғуп бәрди; Муса «Мән яқа жутта мусапирдурмән» дәп, униң исмини Гәршом дәп қойди.
U ayal uninggha bir oghul tughup berdi; Musa «Men yaqa yurtta musapirdurmen» dep, uning ismini Gershom dep qoydi.
23 Нурғун күнләр өтүп, Мисирниң падишаси өлди. Исраиллар өз қуллуқ һалити түпәйлидин аһ-зар уруп, налә-пәряд көтәрди; қуллуқтин болған пәряди Худаниң һозуриға берип йәтти.
Nurghun künler ötüp, Misirning padishahi öldi. Israillar öz qulluq haliti tüpeylidin ah-zar urup, nale-peryad kötürdi; qulluqtin bolghan peryadi Xudaning huzurigha bérip yetti.
24 Худа уларниң аһ-зарлирини аңлап, Өзиниң Ибраһим билән, Исһақ билән вә Яқуп билән түзгән әһдисини есигә алди.
Xuda ularning ah-zarlirini anglap, Özining Ibrahim bilen, Ishaq bilen we Yaqup bilen tüzgen ehdisini ésige aldi.
25 Шуниң билән Худа Исраилларниң һал-әһвалини көрди вә Худа уларға көңүл бөлди.
Shuning bilen Xuda Israillarning hal-ehwalini kördi we Xuda ulargha köngül böldi.

< Мисирдин чиқиш 2 >