< Мисирдин чиқиш 19 >

1 Исраиллар Мисир зиминидин чиқип, дәл үчинчи ейиниң башланған күни Синай чөлигә йетип кәлди.
Israillar Misir zéminidin chiqip, del üchinchi éyining bashlan’ghan küni Sinay chölige yétip keldi.
2 Улар Рәфидимдин чиқип, Синай чөлигә йетип келип, чөлдә чедир тикти; Исраил шу йәрдә, тағниң удулида тохтап чедир тикти.
Ular Refidimdin chiqip, Sinay chölige yétip kélip, chölde chédir tikti; Israil shu yerde, taghning udulida toxtap chédir tikti.
3 Муса Худаниң алдиға чиқивиди, Пәрвәрдигар тағдин униңға хитап қилип мундақ деди: — Сән Яқупниң җәмәтигә сөз қилип, Исраилларға муну хәвәрни йәткүзгин: —
Musa Xudaning aldigha chiqiwidi, Perwerdigar taghdin uninggha xitab qilip mundaq dédi: — Sen Yaqupning jemetige söz qilip, Israillargha munu xewerni yetküzgin: —
4 «Мениң мисирлиқларға немә қилғинимни, шундақла Мән силәрни худди бүркүт балилирини қанатлириға миндүрүп елип жүргәндәк, Өз қешимға елип кәлгинимни өзүңлар көрдүңлар.
«Méning misirliqlargha néme qilghinimni, shundaqla Men silerni xuddi bürküt balilirini qanatlirigha mindürüp élip yürgendek, Öz qéshimgha élip kelginimni özünglar kördünglar.
5 Әнди силәр дәрһәқиқәт Мениң сөзүмни аңлап, әһдәмни тутсаңлар, ундақта барлиқ әлләрниң арисида Маңа хас бир гөһәр болисиләр — чүнки пүткүл йәр Мениңкидур —
Emdi siler derheqiqet Méning sözümni anglap, ehdemni tutsanglar, undaqta barliq ellerning arisida Manga xas bir göher bolisiler — chünki pütkül yer Méningkidur —
6 вә силәр Маңа каһинлардин тәркиб тапқан хас бир падишалиқ вә муқәддәс бир қовм болисиләр». Мана бу сән Исраилларға дейишиң керәк болған сөзләрдур, — деди.
we siler Manga kahinlardin terkib tapqan xas bir padishahliq we muqeddes bir qowm bolisiler». Mana bu sen Israillargha déyishing kérek bolghan sözlerdur, — dédi.
7 Шуниң билән Муса йенип келип, хәлиқниң ақсақаллирини чақиртип, Пәрвәрдигар униңға буйруған шу сөзләрниң һәммисини уларға йәткүзди.
Shuning bilen Musa yénip kélip, xelqning aqsaqallirini chaqirtip, Perwerdigar uninggha buyrughan shu sözlerning hemmisini ulargha yetküzdi.
8 Хәлиқниң һәммиси бир еғиздин: — Пәрвәрдигар буйруғанниң һәммисигә чоқум әмәл қилимиз! — дәп җавап бәрди. Андин Муса хәлиқниң җавап сөзлирини Пәрвәрдигарниң қешиға берип йәткүзди.
Xelqning hemmisi bir éghizdin: — Perwerdigar buyrughanning hemmisige choqum emel qilimiz! — dep jawab berdi. Andin Musa xelqning jawab sözlirini Perwerdigarning qéshigha bérip yetküzdi.
9 Пәрвәрдигар Мусаға: — Мана, Мән саңа сөз қилғинимда хәлиқ авазимни аңлисун, һемишә саңа ишәнсун дәп, йениңға қара булутниң қараңғулуғи ичидә келимән, дәп ейтти. Мусаму хәлиқниң дегәнлирини Пәрвәрдигарға аңлатти.
Perwerdigar Musagha: — Mana, Men sanga söz qilghinimda xelq awazimni anglisun, hemishe sanga ishensun dep, yéninggha qara bulutning qarangghuluqi ichide kélimen, dep éytti. Musamu xelqning dégenlirini Perwerdigargha anglatti.
10 Пәрвәрдигар Мусаға йәнә: — Сән хәлиқниң қешиға берип, бүгүн вә әтә уларни пак-муқәддәс қилип, кийим-кечәклирини жуйдурғин.
Perwerdigar Musagha yene: — Sen xelqning qéshigha bérip, bügün we ete ularni pak-muqeddes qilip, kiyim-kécheklirini yudurghin.
11 Улар үчинчи күнигә тәйяр турсун; чүнки үчинчи күни барлиқ хәлиқниң көз алдида Пәрвәрдигар Синай теғиға чүшиду.
Ular üchinchi künige teyyar tursun; chünki üchinchi küni barliq xelqning köz aldida Perwerdigar Sinay téghigha chüshidu.
12 Сән хәлиқ үчүн [тағниң] әтрапиға бир пасил қилип, уларға: «Силәр еһтият қилиңлар, таққа чиқмаңлар яки униң етигигә тегип кәтмәңлар. Кимки таққа тәгсә өлтүрүлмәй қалмайду;
Sen xelq üchün [taghning] etrapigha bir pasil qilip, ulargha: «Siler éhtiyat qilinglar, taghqa chiqmanglar yaki uning étikige tégip ketmenglar. Kimki taghqa tegse öltürülmey qalmaydu;
13 Униңға һәтта бирәр қоли тегип кәтсиму, чалма-кесәк қилип өлтүрүлсун яки оқ етип өлтүрүлсун. Мәйли һайван яки инсан болсун, шундақ қилса, тирик қалдурулмисун» — дәп ейтқин. Лекин Канай узун челинса, улар тағниң түвигә чиқсун, деди.
Uninggha hetta birer qoli tégip ketsimu, chalma-kések qilip öltürülsun yaki oq étip öltürülsun. Meyli haywan yaki insan bolsun, shundaq qilsa, tirik qaldurulmisun» — dep éytqin. Lékin Kanay uzun chélinsa, ular taghning tüwige chiqsun, dédi.
14 Муса тағдин чүшүп хәлиқниң қешиға берип, хәлиқни Худаға атап муқәддәс қилди; улар кийим-кечәклирини жуйди.
Musa taghdin chüshüp xelqning qéshigha bérip, xelqni Xudagha atap muqeddes qildi; ular kiyim-kécheklirini yudi.
15 Андин Муса хәлиққә: — Үчинчи күнигә тәйяр туруңлар; һеч ким аяли билән йеқинчилиқ қилмисун, деди.
Andin Musa xelqqe: — Üchinchi künige teyyar turunglar; héchkim ayali bilen yéqinchiliq qilmisun, dédi.
16 Үчинчи күни болғанда, таң йоруши билән шундақ болдики, гүлдүрмамилар гүлдүрләп, чақмақ чеқип, тағ үстидә қоюқ бир парчә булут пәйда болди, зор қаттиқ челинған канайниң авази аңланди. Буни көрүп чедиргаһдики пүткүл хәлиқ қорқунучидин титрәп кәтти.
Üchinchi küni bolghanda, tang yorushi bilen shundaq boldiki, güldürmamilar güldürlep, chaqmaq chéqip, tagh üstide qoyuq bir parche bulut peyda boldi, zor qattiq chélin’ghan kanayning awazi anglandi. Buni körüp chédirgahdiki pütkül xelq qorqunchidin titrep ketti.
17 Муса хәлиқни Худаниң алдида һазир болушқа чедиргаһдин елип чиқти. Улар келип тағниң түвидә өрә турди.
Musa xelqni Xudaning aldida hazir bolushqa chédirgahdin élip chiqti. Ular kélip taghning tüwide öre turdi.
18 Пәрвәрдигар Синай теғиға отта чүшүп кәлгини үчүн ис-түтәк пүткүл тағни қаплиди; ис-түтәк хумдандин өрлигән ис-түтәктәк үстигә өрләп чиқти. Пүткүл тағ қаттиқ тәвринишкә башлиди.
Perwerdigar Sinay téghigha otta chüshüp kelgini üchün is-tütek pütkül taghni qaplidi; is-tütek xumdandin örligen is-tütektek üstige örlep chiqti. Pütkül tagh qattiq tewrinishke bashlidi.
19 Канай авази барғансери күчийип интайин қаттиқ чиқти. Муса сөз қиливиди, Худа аңлап үнлүк аваз билән җавап бәрди.
Kanay awazi barghanséri küchiyip intayin qattiq chiqti. Musa söz qiliwidi, Xuda anglap ünlük awaz bilen jawab berdi.
20 Пәрвәрдигар Өзи Синай теғиға, тағниң чоққисиға чүшти; андин Пәрвәрдигар Мусани тағниң чоққисиға чақиривиди, Муса таққа чиқти.
Perwerdigar Özi Sinay téghigha, taghning choqqisigha chüshti; andin Perwerdigar Musani taghning choqqisigha chaqiriwidi, Musa taghqa chiqti.
21 Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән чүшүп халайиқни агаһландуруп: Улар «Пәрвәрдигарни көримиз» дәп пасилдин бөсүп өтмисун; ундақ қилса, улардин көп адәм һалак болиду, дәп ейтқин.
Perwerdigar Musagha: — Sen chüshüp xalayiqni agahlandurup: Ular «Perwerdigarni körimiz» dep pasildin bösüp ötmisun; undaq qilsa, ulardin köp adem halak bolidu, dep éytqin.
22 Пәрвәрдигарға йеқин келәләйдиған каһинларму өзлирини маңа атап муқәддәс қилсун; болмиса, Пәрвәрдигар [сепилни] бөскәндәк уларға һалакәт йәткүзиду, — деди.
Perwerdigargha yéqin kéleleydighan kahinlarmu özlirini manga atap muqeddes qilsun; bolmisa, Perwerdigar [sépilni] böskendek ulargha halaket yetküzidu, — dédi.
23 Муса Пәрвәрдигарға: — Халайиқниң Синай теғиға чиқиши мүмкин әмәс; чүнки Сән Өзүң бизгә қаттиқ агаһландурдуң: тағни «муқәддәс» дәп қарап, униң әтрапиға пасилларни бекитиңлар, дәп әмир қилдиң, — деди.
Musa Perwerdigargha: — Xalayiqning Sinay téghigha chiqishi mumkin emes; chünki Sen Özüng bizge qattiq agahlandurdung: taghni «muqeddes» dep qarap, uning etrapigha pasillarni békitinglar, dep emr qilding, — dédi.
24 Пәрвәрдигар Мусаға: — Маң, сән чүшүп кәткин. Андин сән Һарунни елип, биллә чиққин; лекин каһинлар вә хәлиқ болса Пәрвәрдигарниң қешиға барайли дәп пасилдин бөсүп өтмисун; болмиса, [Пәрвәрдигар сепилни] бөскәндәк уларниң үстигә чүшиду, — деди.
Perwerdigar Musagha: — Mang, sen chüshüp ketkin. Andin sen Harunni élip, bille chiqqin; lékin kahinlar we xelq bolsa Perwerdigarning qéshigha barayli dep pasildin bösüp ötmisun; bolmisa, [Perwerdigar sépilni] böskendek ularning üstige chüshidu, — dédi.
25 Шуниң билән Муса хәлиқниң қешиға чүшүп, уларға бу сөзни йәткүзди.
Shuning bilen Musa xelqning qéshigha chüshüp, ulargha bu sözni yetküzdi.

< Мисирдин чиқиш 19 >