< Мисирдин чиқиш 18 >

1 Мусаниң қейинатиси, йәни Мидиянниң каһини Йәтро Худаниң Муса үчүн һәмдә Өз хәлқи Исраил үчүн барлиқ қилғанлири тоғрилиқ аңлиди, йәни Пәрвәрдигарниң Исраилни Мисирдин чиқарғанлиғидин хәвәр тапти.
Musaning ⱪeynatisi, yǝni Midiyanning kaⱨini Yǝtro Hudaning Musa üqün ⱨǝmdǝ Ɵz hǝlⱪi Israil üqün barliⱪ ⱪilƣanliri toƣruluⱪ anglidi, yǝni Pǝrwǝrdigarning Israilni Misirdin qiⱪarƣanliⱪidin hǝwǝr tapti.
2 Шуниң билән Мусаниң қейинатиси Йәтро Мусаниң әслидә өз йениға әвәтивәткән аяли Зиппораһ вә униң икки оғлини елип йолға чиқти (биринчи оғлиниң исми Гәршом дәп қоюлған еди; чүнки Муса: «мән яқа жутта мусапир болуп туруватимән» дегән еди.
Xuning bilǝn Musaning ⱪeynatisi Yǝtro Musaning ǝslidǝ ɵz yeniƣa ǝwǝtiwǝtkǝn ayali Zipporaⱨ wǝ uning ikki oƣlini elip yolƣa qiⱪti (birinqi oƣlining ismi Gǝrxom dǝp ⱪoyulƣanidi; qünki Musa: «mǝn yaⱪa yurtta musapir bolup turuwatimǝn» degǝnidi.
3
4 Йәнә бириниң исми Әлиезәр дәп қоюлған еди; чүнки Муса: «Атамниң Худаси маңа ярдәмдә болуп, мени Пирәвнниң қиличидин қутқузди», дегән еди).
Yǝnǝ birining ismi Əliezǝr dǝp ⱪoyulƣanidi; qünki Musa: «Atamning Hudasi manga yardǝmdǝ bolup, meni Pirǝwnning ⱪiliqidin ⱪutⱪuzdi», degǝnidi).
5 Шундақ қилип Мусаниң қейинатиси Йәтро Мусаниң оғуллири билән аялини елип, Мусаниң чөлдә, Худаниң теғиниң йенида чедир тикгән йеригә йетип кәлди.
Xundaⱪ ⱪilip Musaning ⱪeynatisi Yǝtro Musaning oƣulliri bilǝn ayalini elip, Musaning qɵldǝ, Hudaning teƣining yenida qedir tikgǝn yerigǝ yetip kǝldi.
6 У әслидә Мусаға: — «Мана, мәнки қейинатаң Йәтро сениң аялиңни вә униң икки оғлини елип йениңға кетиватимән» дәп хәвәр әвәткән еди.
U ǝslidǝ Musaƣa: — «Mana, mǝnki ⱪeynatang Yǝtro sening ayalingni wǝ uning ikki oƣlini elip yeningƣa ketiwatimǝn» dǝp hǝwǝr ǝwǝtkǝnidi.
7 Шуниң билән Муса өз қейинатисиниң алдиға чиқип, тазим қилип, уни сөйди. Улар бир-биридин һал-әһвал соришип чедирға кирди;
Xuning bilǝn Musa ɵz ⱪeynatisining aldiƣa qiⱪip, tǝzim ⱪilip, uni sɵydi. Ular bir-biridin ⱨal-ǝⱨwal sorixip qedirƣa kirdi;
8 Андин Муса қийнатисиға Исраилниң вәҗидин Пәрвәрдигарниң Пирәвн вә мисирлиқларға қилған һәммә әмәллирини сөзләп, уларниң йол бойи бешиға чүшкән җәбир-җапаларни баян қилип, Пәрвәрдигарниң қандақ қилип уларни қутқузғинини ейтип бәрди.
Andin Musa ⱪiynatisiƣa Israilning wǝjidin Pǝrwǝrdigarning Pirǝwn wǝ misirliⱪlarƣa ⱪilƣan ⱨǝmmǝ ǝmǝllirini sɵzlǝp, ularning yol boyi bexiƣa qüxkǝn jǝbir-japalarni bayan ⱪilip, Pǝrwǝrdigarning ⱪandaⱪ ⱪilip ularni ⱪutⱪuzƣinini eytip bǝrdi.
9 Буни аңлап Йәтро Пәрвәрдигарниң Исраилға көрсәткән барлиқ яхшилиғидин, уларни мисирлиқларниң қолидин қутқузғанлиғидин шатланди.
Buni anglap Yǝtro Pǝrwǝrdigarning Israilƣa kɵrsǝtkǝn barliⱪ yahxiliⱪidin, ularni misirliⱪlarning ⱪolidin ⱪutⱪuzƣanliⱪidin xadlandi.
10 Йәтро [шадлинип]: — Силәрни мисирлиқларниң вә Пирәвнниң қолидин қутқузған Пәрвәрдигарға тәшәккүрләр болғай! У бу қовмни мисирлиқларниң қолидин қутқузди!
Yǝtro [xadlinip]: — Silǝrni misirliⱪlarning wǝ Pirǝwnning ⱪolidin ⱪutⱪuzƣan Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkurlǝr bolƣay! U bu ⱪowmni misirliⱪlarning ⱪolidin ⱪutⱪuzdi!
11 Мән Пәрвәрдигарниң барлиқ илаһлардин үстүн туридиғанлиғини әнди билдим; чүнки У дәл улар йоғанчилиқ қилған ишта Өзиниң улардин үстүн туридиғанлиғини намайән қилди — деди.
Mǝn Pǝrwǝrdigarning barliⱪ ilaⱨlardin üstün turidiƣanliⱪini ǝmdi bildim; qünki U dǝl ular yoƣanqiliⱪ ⱪilƣan ixta Ɵzining ulardin üstün turidiƣanliⱪini namayan ⱪildi — dedi.
12 Андин Мусаниң қейинатиси Йәтро Худаға атап бир көйдүрмә қурбанлиқ вә бир нәччә [тәшәккүр] қурбанлиқлирини елип кәлди; Һарун билән Исраилниң һәр бир ақсақили Мусаниң қейинатиси билән биллә Худаниң һозурида таам йейишкә кәлди.
Andin Musaning ⱪeynatisi Yǝtro Hudaƣa atap bir kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ wǝ birnǝqqǝ [tǝxǝkkur] ⱪurbanliⱪlirini elip kǝldi; Ⱨarun bilǝn Israilning ⱨǝrbir aⱪsaⱪili Musaning ⱪeynatisi bilǝn billǝ Hudaning ⱨuzurida taam yeyixkǝ kǝldi.
13 Әтиси Муса хәлиқниң иш-дәвалири үстидин һөкүм чиқиришқа олтарди; хәлиқ әтигәндин тартип кәчкичә Мусаниң чөрисидә турушти.
Ətisi Musa hǝlⱪning ix-dǝwaliri üstidin ⱨɵküm qiⱪirixⱪa olturdi; hǝlⱪ ǝtigǝndin tartip kǝqkiqǝ Musaning qɵrisidǝ turuxti.
14 Мусаниң қейинатиси униң хәлқи үчүн қилған ишлирини көргәндә униңдин: — Сениң хәлиққә қиливатқан бу ишиң зади немә иш? Немишкә сән [бу ишта] ялғуз олтирисән, барлиқ хәлиқ немә үчүн әтигәндин кәчкичә сениң чөрәңдә туриду? — деди.
Musaning ⱪeynatisi uning hǝlⱪi üqün ⱪilƣan ixlirini kɵrgǝndǝ uningdin: — Sening hǝlⱪⱪǝ ⱪiliwatⱪan bu ixing zadi nemǝ ix? Nemixⱪa sǝn [bu ixta] yalƣuz olturisǝn, barliⱪ hǝlⱪ nemǝ üqün ǝtigǝndin kǝqkiqǝ sening qɵrǝngdǝ turidu? — dedi.
15 Муса қейинатисиға җавап берип: — Хәлиқ Худадин йол издәшкә мениң қешимға келиду.
Musa ⱪeynatisiƣa jawab berip: — Hǝlⱪ Hudadin yol izdǝxkǝ mening ⱪeximƣa kelidu.
16 Қачанки уларниң бир иш-дәваси чиқса улар йенимға келиду; шуниң билән мән уларниң оттурисида һөкүм чиқиримән вә шундақла Худаниң қанун-бәлгүлимилирини уларға билдүримән, — деди.
Ⱪaqanki ularning bir ix-dǝwasi qiⱪsa ular yenimƣa kelidu; xuning bilǝn mǝn ularning otturisida ⱨɵküm qiⱪirimǝn wǝ xundaⱪla Hudaning ⱪanun-bǝlgilimilirini ularƣa bildürimǝn, — dedi.
17 Мусаниң қейинатиси униңға: — Бу қилғиниң яхши болмапту.
Musaning ⱪeynatisi uningƣa: — Bu ⱪilƣining yahxi bolmaptu.
18 Сән җәзмән өзүңни һәмдә чөрәңдә турған хәлиқниму чарчитип қойисән; чүнки бу иш саңа бәк еғир келиду. Сән уни ялғуз қилип йетишәлмәйсән.
Sǝn jǝzmǝn ɵzüngni ⱨǝmdǝ qɵrǝngdǝ turƣan hǝlⱪnimu qarqitip ⱪoyisǝn; qünki bu ix sanga bǝk eƣir kelidu. Sǝn uni yalƣuz ⱪilip yetixǝlmǝysǝn.
19 Әнди мениң сөзүмгә қулақ салғин, мән саңа бир мәслиһәт берәй вә [шундақ қилсаң, ] Худа сениң билән биллә болиду: — Сән өзүң Худаниң алдида хәлиқниң вәкили болуп, уларниң ишлирини Худаға мәлум қилғин;
Əmdi mening sɵzümgǝ ⱪulaⱪ salƣin, mǝn sanga bir mǝsliⱨǝt berǝy wǝ [xundaⱪ ⱪilsang, ] Huda sening bilǝn billǝ bolidu: — Sǝn ɵzüng Hudaning aldida hǝlⱪning wǝkili bolup, ularning ixlirini Hudaƣa mǝlum ⱪilƣin;
20 сән хәлиққә қанун-бәлгүлимиләрни үгитип, маңидиған йолни көрситип, уларниң қандақ бурчи барлиғини уқтурғин.
sǝn hǝlⱪⱪǝ ⱪanun-bǝlgilimilǝrni ɵgitip, mangidiƣan yolni kɵrsitip, ularning ⱪandaⱪ burqi barliⱪini uⱪturƣin.
21 Шуниң билән бир вақитта сән пүткүл хәлиқниң арисидин Худадин қорқидиған, нәпсанийәтчиликни яман көридиған һәм қабилийәтлик һәм диянәтлик адәмләрни тепип, уларни хәлиқниң үстигә баш қилип, бәзисини миң беши, бәзисини йүз беши, бәзисини әллик беши, бәзисини он беши қилип тайинлиғин.
Xuning bilǝn bir waⱪitta sǝn pütkül hǝlⱪning arisidin Hudadin ⱪorⱪidiƣan, nǝpsaniyǝtqilikni yaman kɵridiƣan ⱨǝm ⱪabiliyǝtlik ⱨǝm diyanǝtlik adǝmlǝrni tepip, ularni hǝlⱪning üstigǝ bax ⱪilip, bǝzisini mingbexi, bǝzisini yüzbexi, bǝzisini ǝllikbexi, bǝzisini onbexi ⱪilip tǝyinligin.
22 Шуниң билән булар һәр қандақ вақитта хәлиқниң иш-дәвалирини сорайду. Әгәр чоң бир иш-дәва чиқип қалса, буни саңа тапшурсун; лекин һәммә кичик иш-дәваларни улар өзлири беҗирисун. Шундақ қилип, улар сениң вәзипәңни йениклитип, жүкүңни көтиришүп бериду.
Xuning bilǝn bular ⱨǝrⱪandaⱪ waⱪitta hǝlⱪning ix-dǝwalirini soraydu. Əgǝr qong bir ix-dǝwa qiⱪip ⱪalsa, buni sanga tapxursun; lekin ⱨǝmmǝ kiqik ix-dǝwalarni ular ɵzliri bejirisun. Xundaⱪ ⱪilip, ular sening wǝzipǝngni yeniklitip, yüküngni kɵtürüxüp beridu.
23 Әгәр шундақ қилсаң вә Худа саңа шундақ буйруса, өзүң [вәзипәңдә] пут тирәп туралайсән вә хәлқиңму хатирҗәмлик билән өз җайиға қайтип кетиду, деди.
Əgǝr xundaⱪ ⱪilsang wǝ Huda sanga xundaⱪ buyrusa, ɵzüng [wǝzipǝngdǝ] put tirǝp turalaysǝn wǝ hǝlⱪingmu hatirjǝmlik bilǝn ɵz jayiƣa ⱪaytip ketidu, dedi.
24 Муса қейинатисиниң сөзигә қулақ селип дегининиң һәммисини қилди.
Musa ⱪeynatisining sɵzigǝ ⱪulaⱪ selip deginining ⱨǝmmisini ⱪildi.
25 Муса пүткүл Исраил арисидин қабилийәтлик адәмләрни таллап, уларни хәлиқниң үстигә баш қилип, бәзисини миң беши, бәзисини йүз беши, бәзисини әллик беши, бәзисини он беши қилип қойди.
Musa pütkül Israil arisidin ⱪabiliyǝtlik adǝmlǝrni tallap, ularni hǝlⱪning üstigǝ bax ⱪilip, bǝzisini mingbexi, bǝzisini yüzbexi, bǝzisini ǝllikbexi, bǝzisini onbexi ⱪilip ⱪoydi.
26 Булар һәр қандақ вақитта хәлиқниң иш-дәвалирини сорап турди; тәсрәк иш-дәваларни болса, Мусаға йоллайтти, кичик иш-дәваларни болса өзлири сорайтти.
Bular ⱨǝrⱪandaⱪ waⱪitta hǝlⱪning ix-dǝwalirini sorap turdi; tǝsrǝk ix-dǝwalarni bolsa, Musaƣa yollaytti, kiqik ix-dǝwalarni bolsa ɵzliri soraytti.
27 Андин Муса қейинатисини йолға селип қойди, у өз жутиға қайтип кәтти.
Andin Musa ⱪeynatisini yolƣa selip ⱪoydi, u ɵz yurtiƣa ⱪaytip kǝtti.

< Мисирдин чиқиш 18 >