< Мисирдин чиқиш 17 >

1 Андин пүткүл Исраил җамаити қопуп, Син чөлидин чиқип, Пәрвәрдигарниң әмри бойичә сәпәр қилип, Рәфидим дегән йәргә келип чедирлирини тикти. Амма у йәрдә хәлиққә ичкили су йоқ еди.
Andin pütkül Israil jamaiti qopup, Sin chölidin chiqip, Perwerdigarning emri boyiche seper qilip, Refidim dégen yerge kélip chédirlirini tikti. Emma u yerde xelqqe ichkili su yoq idi.
2 Шуниң билән хәлиқ Муса билән җедәллишип: — Бизгә ичкили су бәргин! — деди. Лекин Муса уларға: — Немишкә мениң билән җедәллишисиләр? Немишкә Пәрвәрдигарни синайсиләр? — деди.
Shuning bilen xelq Musa bilen jédelliship: — Bizge ichkili su bergin! — dédi. Lékin Musa ulargha: — Némishqa méning bilen jédellishisiler? Némishqa Perwerdigarni sinaysiler? — dédi.
3 Лекин хәлиқ чаңқап, су тәләп қилип, Мусадин ағринип ғотулдишип: — Сән немишкә бизни, балилиримизни вә мелимизни уссузлуқ билән өлтүрүшкә Мисирдин елип кәлдиң? — деди.
Lékin xelq changqap, su telep qilip, Musadin aghrinip ghotuldiship: — Sen némishqa bizni, balilirimizni we mélimizni ussuzluq bilen öltürüshke Misirdin élip kelding? — dédi.
4 Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарға пәряд көтирип: — Бу хәлиқни қандақ қилсам болар?! Улар һелила мени чалма-кесәк қилиши мүмкин! — деди.
Shuning bilen Musa Perwerdigargha peryad kötürüp: — Bu xelqni qandaq qilsam bolar?! Ular hélila méni chalma-kések qilishi mumkin! — dédi.
5 Пәрвәрдигар Мусаға җававән: — Сән Исраилниң ақсақаллиридин бир нәччисини өзүң билән биллә елип чиқип, [Нил] дәриясиниң сүйини урғиниңда ишләткән һасаңни қолуңға елип хәлиқниң алдиға барғин;
Perwerdigar Musagha jawaben: — Sen Israilning aqsaqalliridin birnechchisini özüng bilen bille élip chiqip, [Nil] deryasining süyini urghiningda ishletken hasangni qolunggha élip xelqning aldigha barghin;
6 Мана, Мән шу йәрдә, Һорәб теғидики қорам ташниң үстидә сениң алдиңда туримән; сән қорам ташни урғин. Буниң билән униңдин хәлиққә ичкили су чиқиду, — деди. Муса Исраилниң ақсақаллириниң көз алдида шундақ қилди.
Mana, Men shu yerde, Horeb téghidiki qoram tashning üstide séning aldingda turimen; sen qoram tashni urghin. Buning bilen uningdin xelqqe ichkili su chiqidu, — dédi. Musa Israilning aqsaqallirining köz aldida shundaq qildi.
7 Муса Исраилларниң җедәлләшкини вә уларниң «Пәрвәрдигар аримизда зади барму-йоқму?» дейишип Пәрвәрдигарни синиғини үчүн, у йәрни «Массаһ» вә «Мәрибаһ» дәп атиди.
Musa Israillarning jédelleshkini we ularning «Perwerdigar arimizda zadi barmu-yoqmu?» déyiship Perwerdigarni sinighini üchün, u yerni «Massah» we «Meribah» dep atidi.
8 Шу чағда Амаләкләр келип Рәфидимдә Исраилға һуҗум қилди.
Shu chaghda Amalekler kélip Refidimde Israilgha hujum qildi.
9 Муса Йәшуаға: Сән өзимиздин Амаләк билән җәң қилишқа адәм таллиғин. Мән әтә Худаниң һасисини қолумға елип дөңниң чоққисида туруп туримән, деди.
Musa Yeshuagha: Sen özimizdin Amalek bilen jeng qilishqa adem tallighin. Men ete Xudaning hasisini qolumgha élip döngning choqqisida turup turimen, dédi.
10 Йәшуа Муса буйруғинидәк қилип, Амаләкләр билән җәң қилди. Муса, Һарун вә Хур дөңниң чоққисиға чиқти.
Yeshua Musa buyrughinidek qilip, Amalekler bilen jeng qildi. Musa, Harun we Xur döngning choqqisigha chiqti.
11 Шундақ болдики, Муса қолини көтирип турса, Исраил ғалип келәтти, лекин у қоллирини пәскә чүшүрүп турса, Амаләк ғалип келәтти.
Shundaq boldiki, Musa qolini kötürüp tursa, Israil ghalib kéletti, lékin u qollirini peske chüshürüp tursa, Amalek ghalib kéletti.
12 Мусаниң қоллири еғирлишип кәтти; улар бир ташни елип келип униң астиға қойди; у униң үстидә олтарди; андин Һарун билән Хур бири бир тәрипидә, бири йәнә бир тәрипидә униң қоллирини йөләп турди; бу тәриқидә униң қоллири таки күн патқичә мәзмут турди.
Musaning qolliri éghirliship ketti; ular bir tashni élip kélip uning astigha qoydi; u uning üstide olturdi; andin Harun bilen Xur biri bir teripide, biri yene bir teripide uning qollirini yölep turdi; bu teriqide uning qolliri taki kün patquche mezmut turdi.
13 Шундақ қилип, Йәшуа Амаләк вә униң хәлқини қиличлап набут қилди.
Shundaq qilip, Yeshua Amalek we uning xelqini qilichlap nabut qildi.
14 Пәрвәрдигар Мусаға: — Бир әслимә болсун дәп бу ишларни бир китапқа йезип қалдурғин, шундақла шуларни Йәшуаниң қулақлириға оқуп бәр; чүнки Мән Амаләкниң намини асманларниң астидин, һәтта адәмләрниң есидинму мутләқ өчүрүветимән, деди.
Perwerdigar Musagha: — Bir eslime bolsun dep bu ishlarni bir kitabqa yézip qaldurghin, shundaqla shularni Yeshuaning qulaqlirigha oqup ber; chünki Men Amalekning namini asmanlarning astidin, hetta ademlerning ésidinmu mutleq öchürüwétimen, dédi.
15 Андин Муса бир қурбангаһни ясап, намини «Пәрвәрдигар туғумдур» дәп атиди
Andin Musa bir qurban’gahni yasap, namini «Perwerdigar tughumdur» dep atidi
16 вә Муса: — Яһниң тәхти алдида бир қол көтирилип: — «Пәрвәрдигар әвлаттин әвлатқичә Амаләккә қарши җәң қилиду» дейилгән еди, — деди.
we Musa: — Yahning texti aldida bir qol kötürülüp: — «Perwerdigar ewladtin ewladqiche Amalekke qarshi jeng qilidu» déyilgenidi, — dédi.

< Мисирдин чиқиш 17 >