< Мисирдин чиқиш 16 >
1 Андин Исраилларниң пүткүл җамаити Елимдин йолға атланди; Мисир зиминидин чиқип, иккинчи ейиниң он бәшинчи күнидә Елим билән Синайниң оттурисидики Син чөлигә йетип кәлди.
2 Амма Исраилларниң пүткүл җамаити чөлдә Муса билән Һарунниң яман гепини қилип ғотулдашқили турди.
3 Исраиллар уларға: — Пәрвәрдигарниң қоли бизни Мисир жутидила өлтүрүвәткән болса болмасмиди! Шу йәрдә биз гөш қайнаватқан қазанларни чөридәп олтирип, тойғидәк нан йемигәнмидуқ? Лекин силәр бу җамаәтниң һәммисини ачлиқ билән өлтүрмәкчи болуп бизни бу чөлгә елип кәлдиңлар! — дейишти.
4 Буниң билән Пәрвәрдигар Мусаға: — Мана, Мән асмандин силәргә нан яғдуримән; шуниң билән хәлиқ һәр күни чиқип, бир күнлүк лазимлиғини жиғивалсун. Бу тәриқидә Мән уларниң Мениң қанун-әмирлиримдә маңидиған-маңмайдиғанлиғини синаймән.
5 Һәр һәптиниң алтинчи күни шундақ болидуки, улар жиғивалғанлирини тәйярлисун; у башқа күнләрдә еришидиғинидин бир һәссә көп болиду, — деди.
6 Андин Муса билән Һарун барлиқ Исраилларға: — Бүгүн ахшам силәрни Мисир зиминидин елип чиққучиниң Пәрвәрдигар екәнлигини билисиләр вә
7 әтә силәр Пәрвәрдигарниң шан-шәривини көрисиләр; чүнки У силәрниң Униң яман гепини қилип ғотулдашқиниңларни аңлиди; бизгә кәлсәк, силәр яман гепимизни қилип ғотулдиғидәк биз ким едуқ? — деди.
8 Муса йәнә: Пәрвәрдигар бүгүн ахшам силәргә йегили гөш берип, әтә әтигәндә тойғидәк нан бәргәндә [буни билисиләр]; чүнки Пәрвәрдигар силәр Униң яман гепини қилип ғотулдиғиниңларни аңлиди. Әнди биз немә едуқ? Силәрниң ғотулдашқиниңлар бизләргә қаритилған әмәс, бәлки Пәрвәрдигарға қаритилғандур, — деди.
9 Андин Муса Һарунға: — Сән Исраилларниң пүткүл җамаитигә: «Пәрвәрдигарниң алдиға келиңлар; чүнки У яман гәп билән ғотулдашқиниңларни аңлиди», дәп ейтқин, — деди.
10 Шундақ болдики, Һарун Исраилларниң пүткүл җамаитигә сөзләп турғинида, улар чөл тәрәпкә қаривиди, мана, Пәрвәрдигарниң җуласи булутта аян болди.
11 Шуниң билән Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
12 — Мән Исраилларниң яман гәп қилип ғотулдашқинини аңлидим; әнди уларға: «Гугумда силәр гөш йәйсиләр вә әтигәндә нандин тоюнисиләр, шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар Худайиңлар екәнлигимни билип йетисиләр» — дәп ейтқин, деди.
13 Кәчқурунда шундақ болдики, бөдүниләр учуп келип, чедиргаһни қаплап кәтти; әтиси әтигәндә, чедиргаһниң әтрапидики йәрләргә шәбнәм чүшкән еди.
14 Әтрапта ятқан шәбнәм көтирилип кәткәндин кейин, мана, чөллүкниң йәр йүзидә қиравдәк непиз, кичик-кичик жумилақ нәрсиләр туратти.
15 Исраиллар уни көргәндә, униң немә екәнлигини билмигини үчүн: — Бу немиду? — дәп сорашти. Муса уларға җававән: — Бу Пәрвәрдигар силәргә ата қилған озуқ-түлүктур.
16 Пәрвәрдигар шу ишни әмир қилип дедиги, «Һәр бириңлар йәйдиғиниңларға қарап униңдин жиғивелиңлар; һәр бириңлар аилидики адәм саниға қарап, һәр бир адәмгә бир омәр миқдарда жиғиңлар; һәр адәм өз чедиридики кишиләр үчүн жиғиңлар» — деди.
17 Исраиллар шундақ қилип, бәзиси көпрәк, бәзиси азрақ жиғивалди.
18 Улар уни омәр миқдари билән өлчивиди, көп жиққанларниңкидин ешип кәтмиди, аз жиққанларниңму кәмлик қилмиди; һәр бир киши өз йәйдиғиниға қарап жиққан еди.
19 Муса уларға: — Һеч қандақ адәм булардин һеч немини әтигә қалдурмисун, деди.
20 Шундақ болсиму, улар Мусаниң сөзигә қулақ салмиди; бәзиләр униңдин бир қисмини әтигә сақлап қойди. Амма сақлап қойғини қурутлап сесип кәтти. Бу иш үчүн Муса уларға хапа болуп аччиқланди.
21 Шу сәвәптин уларниң һәр бири һәр әтигини чиқип өз йәйдиғиниға қарап жиғивалатти; қалғанлири болса аптап чиққанда ерип кетәтти.
22 Лекин алтинчи күни шундақ болдики, улар күнлүк озуқниң икки һәссисини жиғди; демәк, һәр бир киши үчүн икки омәр миқдарда жиғивалди; андин җамаәт әмирлири һәммиси келип буни Мусаға ейтти.
23 Муса уларға: — Мана Пәрвәрдигарниң дегини: — Әтә арам күни, Пәрвәрдигарға аталған муқәддәс шабат күни болиду; пиширидиғиниңларни пиширип, қайнитидиғиниңларни қайинитип, ешип қалғанниң һәммисини әтигә сақлап қоюңлар, — деди.
24 Улар Муса буйруғандәк, ешип қалғанни әтисигә сақлап қоювиди, улар сесип қалмиди, қурутлапму кәтмиди.
25 Муса уларға: — Буни бүгүн йәңлар; чүнки бүгүн Пәрвәрдигарға аталған шабат күни болғини үчүн бүгүн даладин тапалмайсиләр.
26 Алтә күн силәр жиғсаңлар болиду; лекин йәттинчи күни шабат болғини үчүн у күнидә һеч немә тепилмайду, — деди.
27 Һалбуки, йәттинчи күни хәлиқтин бир нәччиси озуқ-түлүк жиққили чиқивиди, һеч немә тапалмиди.
28 Пәрвәрдигар Мусаға: «Силәр қачанғичә Мениң әмирлирим вә қанун-бәлгүлимилиримни тутушни рәт қилисиләр?
29 Мана, Пәрвәрдигар силәргә шабат күнини бекитип бәрди; шуңа йәттинчи күни һәр бириңларни өз орнида туруп, сиртларға чиқмисун дәп, алтинчи күни икки күнлүк озуқ бериду», — деди.
30 Шуниң билән хәлиқ йәттинчи күни арам алди.
31 Исраиллар бу озуқни «манна» дәп атиди; униң [шәкли] юмғақсүт уруғидәк, рәңги ақ болуп, тәми һәсәлгә миләнгән қотурмачқа охшайтти.
32 Муса уларға: — Пәрвәрдигарниң әмри шуки, — Кейинки әвлатлириңларға Мән силәрни Мисирдин елип чиққанда, Мән силәргә чөлдә йейишкә ата қилған нанни көрситиш үчүн, униңдин комзәккә бир омәр тошқузуп, улар үчүн сақлап қоюңлар, — деди.
33 Муса Һарунға: — Кәлгүси әвлатлириңларға көрситишкә сақлаш үчүн бир комзәкни елип, униңға бир омәр миқдарда манна селип, Пәрвәрдигарниң һозурида қоюп қойғин, — деди.
34 [Кейин, ] Һарун Пәрвәрдигар Мусаға буйруғандәк комзәкни сақлаш үчүн уни һөкүм-гувалиқ сандуғиниң алдида қоюп қойди.
35 Шу тәриқидә Исраиллар адәм олтирақлашқан бир зиминға йетип кәлгичә қириқ жил «манна» йеди; улар Қанаан зимининиң чегаралириға йәткичә манна йеди.
36 Әйни чағда бир «омәр» «әфаһ»ниң ондин биригә баравәр еди.