< Мисирдин чиқиш 15 >
1 Шу чағда Муса билән Исраиллар Пәрвәрдигарға мәдһийә оқуп муну күйни ейтти: — «Мән Пәрвәрдигарни мәдһийиләп күй ейтай, Чүнки У карамәт улуқлуғини көрсәтти; У ат вә мингүчини деңизға ташливәтти.
2 Мениң күчүм һәм мениң күйүм Яһ Өзидур; У маңа ниҗат болди; У мениң Тәңримдур, мән Уни улуқлаймән; У мениң атамниң Худасидур, мән Уни алий дәп мәдһийиләймән.
3 Пәрвәрдигар җәңчидур, Яһвәһ Униң намидур.
4 Пирәвнниң җәң һарвулирини һәм қошунлирини деңизға ташливәтти; Униң алий ләшкәр башлиқлири Қизил Деңизда ғәриқ қилинди.
5 Чоңқур сулар уларни көмүвәтти, Улар худди таштәк деңиз тегигә чөкүп кәтти.
6 Сениң оң қолуң, әй Пәрвәрдигар, Қудрити билән шан-шәрәп тапти; Сениң оң қолуң, әй Пәрвәрдигар, Дүшмәнни кукум-талқан қиливәтти.
7 Өз улуқлуғуңниң һәйвиси билән өзүңгә қарши чиққанларни набут қилдиң, Сән отлуқ ғәзивиңни әвәттиң, У саманни көйдүргән оттәк уларни жутувәтти.
8 Димиғиңниң нәпәси билән сулар дөң болуп өрлиди, Җушқунлиған долқунлар дөң кәби тик турди, Деңизниң оттурисидики чоңқур сулар қатуруп қоюлди.
9 Дүшмән деди: «Мән уларни қоғлаймән, йетишимән, олҗа елип үләштүримән, Улардин дәрдимни чиқиримән, Қиличимни суғуруп, өз қолум билән уларни набут қилимән».
10 Лекин Сән нәпәсиң билән пүвлидиң, Деңиз уларни көмүвәтти; Улар җушқунлуқ суларда қоғушундәк чөкүп кәтти.
11 Илаһларниң арисида, әй Пәрвәрдигар, Ким Сениң тәңдишиң болсун? Пак-муқәддәслик ичидә Өз һәйвитиңни көрситидиған, Һәмд-мәдһийиләр арисида дәһшәтлик туридиған, Мөҗизә-карамәт яритидиған, Сәндәк ким болсун?
12 Сән оң қолуңни узитишиң билән, Йәр-зимин уларни жутувәтти.
13 Лекин Өзүңгә һәмҗәмәт қилип қутқузған қовмни рәһимдиллиғиң билән башлап чиқтиң; Сән уларни Өз муқәддәс маканиңға қудритиң билән һидайәт қилип йетәклидиң.
14 Ят хәлиқләр буни аңлап, титришип кәтти; Филистийәдә туруватқанларни толғақтәк азап тутти.
15 Андин Едомниң әмирлири дәккә-дүккигә чүшти; Моабниң палванлирини болса, раса титрәк басти; Қанаан зиминидикиләрниң жүриги су болуп ақти;
16 Қорқунуч вә дәһшәт уларни басти; Билигиңниң һәйвити билән улар худди таштәк мидирлалмай қалди; Хәлқиң өтүп кәткичә, и Пәрвәрдигар, Өзүң рәнә төләп һөр қилған хәлқиң өтүп болғичә.
17 Уларни башлап кирип, Өз мирасиң болған тағда көчәттәк тикисән, Өз маканиң қилған җайға, и Пәрвәрдигар, Өз қоллириң тәйярлиған муқәддәс җайға, и Рәб, уларни елип барисән.
18 Пәрвәрдигар әбәдил-әбәткичә падиша болуп һөкүм сүриду!
19 Чүнки Пирәвнниң атлири, Җәң һарвулири атлиқлири билән биллә деңизға кирип болди; Пәрвәрдигар деңизниң сулирини уларниң үстигә яндурди, Лекин Исраиллар болса деңизниң оттурисидин қуруқ йәрдин меңип өтүп кәтти».
20 Андин Һарунниң һәдиси пәйғәмбәр Мәрйәм қолиға дапни алди, барлиқ қиз-аялларму қолиға дап елип, уссул ойнишип униңға әгәшти.
21 Мәрйәм уларға җававән мундақ күйни оқуди: — «Пәрвәрдигарни мәдһийиләп күй ейтиңлар, Чүнки У зор улуқлуғини көрсәтти; У ат вә мингүчини деңизға ташливәтти!».
22 Андин Муса Исраилларни Қизил Деңиздин башлап, Шур чөлигә елип барди. Улар уда үч күн чөлдә жүрүп, су тапалмиди.
23 Андин улар Мараһқа йетип кәлди; лекин у йәрниң сүйи аччиқ болуп, сүйини ичкили болмайтти; шуңа у җайниң нами «Мараһ» дәп қоюлған.
24 У вақитта халайиқ: — Биз немә ичимиз? — дәп Мусадин ағринип ғотулдашқили турди.
25 У Пәрвәрдигарға пәряд көтәрди; Пәрвәрдигар униңға бир дәрәқни көрсәтти; у дәрәқ яғичини елип, суға ташливиди, су татлиқ суға айланди. У йәрдә Пәрвәрдигар уларға һөкүм-бәлгүлимә бекитип, уларни синап, мундақ деди: —
26 «Әгәр силәр көңүл қоюп Худайиңлар Пәрвәрдигарниң сөзини аңлап, Униң нәзиридә дурус болғанни қилип, әмирлиригә қулақ селип, барлиқ һөкүмлирини тутсаңлар, ундақта, Мән мисирлиқларниң үстигә салған кесәлләрдин һеч бирини үстүңгә салмаймән; чүнки Мәнки силәргә шипалиқ бәргүчи Пәрвәрдигардурмән».
27 Андин улар Елимға йетип кәлди. Шу йәрдә он икки булақ билән йәтмиш хорма дәриғи бар еди; улар шу йәрдә суларниң бойида чедир тикти.