< Мисирдин чиқиш 14 >

1 Пәрвәрдигар Мусаға:
Now Jehovah spoke to Moses, saying,
2 — Сән Исраилларға: «Силәр бурулуп Мигдол билән деңизниң арилиғидики Пи-Һаһиротниң алдиға берип чедир тикиңлар; Баал-Зефонниң удулидики деңизниң бойида чедир тикиңлар», дегин.
"Speak to the children of Israel, that they turn back and camp before Pi-hahiroth, between Migdol and the sea, before Baal Zephon. You shall camp opposite it by the sea.
3 Шуниң билән Пирәвн: «Исраиллар зиминда езип қалди, чөлниң ичидә қамилип қалди» дәп ойлайду;
Pharaoh will say of the children of Israel, 'They are wandering in the land. The wilderness has boxed them in.'
4 Исраилларни қоғлисун дәп Мән Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилимән; шундақ қилип, Мән Пирәвн вә униң пүткүл қошунлири арқилиқ Өз улуқлуғумни аян қилимән; вә мисирлиқлар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билиду, — деди. Исраиллар Худаниң сөзи бойичә қилди.
And I will harden Pharaoh's heart, and he will pursue them. And I will gain glory because of Pharaoh and because of all his army, and the Egyptians shall know that I am Jehovah." And they did so.
5 «У хәлиқ қечип кәтти» дәп Мисирниң падишасиға хәвәр бериливиди, Пирәвн билән әмәлдарлири хәлиқ тоғрисидики қараридин йенип: «Исраилларни қуллуқтин қоювәткинимиз, бу зади немә қилғинимиз?!» — дейишти.
And when the king of Egypt was told that the people had fled, the heart of Pharaoh and his servants was turned against the people, and they said, "What is this we have done, that we have let Israel go from serving us?"
6 [Пирәвн] дәрһал җәң һарвусини қоштуруп, өз хәлқини башлап йолға чиқти.
Then he made ready his chariot, and took his army with him;
7 У йәнә алтә йүз хилланған җәң һарвуси, шундақла Мисирдики барлиқ җәң һарвулирини жиғдуруп, уларниң һәр биригә ләшкәр башлиқлирини олтарғузуп елип маңди.
and he took six hundred select chariots, and all the chariots of Egypt, and officers over all of them.
8 Пәрвәрдигар Мисирниң падишаси Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилғини үчүн, у Исраилларни қоғлиди. Бу чағда Исраиллар қоллирини егиз көтиришкән һалда Мисирдин чиқип болған еди.
And Jehovah hardened the heart of Pharaoh king of Egypt, and he pursued after the children of Israel; and the children of Israel were going out triumphantly.
9 Мисирлиқларниң [һәммиси] йәни Пирәвнниң барлиқ атлири билән җәң һарвулири, атлиқ ләшкәрлири билән пүткүл қошуни уларни қоғлап, Исраиллар деңиз бойиға чедир тиккән җайда, йәни Пи-Һаһиротниң йенида, Баал-Зефонниң удулида уларға йетишти.
And the Egyptians pursued after them, all the horses and chariots of Pharaoh and his horsemen and his army, and overtook them camping by the sea, beside Pi-hahiroth, before Baal Zephon.
10 Пирәвн йеқинлашқанда, Исраиллар бешини көтирип қаривиди, мана, мисирлиқлар уларниң арқисидин жүрүш қилип қоғлап келивататти! Шуни көргәндә Исраиллар толиму қорқушуп, Пәрвәрдигарға нида-пәряд көтәрди.
When Pharaoh drew near, the children of Israel lifted up their eyes, and look, the Egyptians were marching after them, and they were very afraid. So the children of Israel cried out to Jehovah.
11 Улар Мусаға: — Мисирда гөристан тепилмасмиди, сән бизни чөлдә өлсун дәп мошу йәргә елип кәлдиңғу?! Бизни Мисирдин елип чиқип, бизгә мундақ қилғиниң немиси?!
And they said to Moses, "Was it because there were no graves in Egypt that you have taken us away to die in the wilderness? What have you done to us by bringing us out of Egypt?
12 Мисирда турған вақтимизда биз саңа: «Бизни мисирлиқларниң қуллуғида болушимизға қойғин, биз билән кариң болмисун» дәп ейтмиғанмидуқ? Мисирлиқларниң қуллуғида болғинимиз чөлгә келип өлгинимиздин әвзәл болатти! — деди.
Isn't this the word that we spoke to you in Egypt, saying, 'Leave us alone so that we may serve the Egyptians?' For it would have been better for us to serve the Egyptians than to die in the wilderness."
13 Буниң билән Муса хәлиққә: — Қорқмай, тик туруңлар, Пәрвәрдигарниң бүгүн силәргә жүргүзидиған ниҗатини көрисиләр; чүнки силәр бүгүн көргән мисирлиқларни иккинчи көрмәйсиләр.
But Moses said to the people, "Do not be afraid, stand still, and see the salvation of God, which he will work for you today, for the Egyptians you see today, you will never, ever see again.
14 Пәрвәрдигар силәр үчүн җәң қилиду, лекин силәр болсаңлар җим турсаңларла болди, деди.
Jehovah will fight for you, and you must be still."
15 Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Немишкә сән Маңа пәряд көтирисән? Исраилларға: «Алдиға меңиңлар» дәп буйруғин.
Then Jehovah said to Moses, "Why are you crying out to me? Tell the children of Israel to go forward.
16 Лекин сән һасаңни көтирип қолуңни деңизға узитип, уни иккигә бөлгин; шундақта, Исраиллар деңизниң оттурисидин қуруқ йәр билән өтүп кетиду.
And as for you, lift up your staff and stretch out your hand over the sea and divide it, and the children of Israel will go through the midst of the sea on dry ground.
17 Мана, Мән уларни қоғлисун дәп мисирлиқларниң көңүллирини қаттиқ қилимән, шуниң билән Мән Пирәвн вә униң пүткүл қошуни, җәң һарвулири вә атлиқлири арқилиқ Өз улуқлуғимни аян қилимән.
And as for me, look, I am going to harden the hearts of the Egyptians so that they will go in after them, and I will receive glory over Pharaoh and all his army, his chariots and his horsemen.
18 Шундақ қилип, Мән Пирәвн вә униң җәң һарвулири вә атлиқлири арқилиқ Өз улуқлуғимни аян қилғинимда, мисирлиқлар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билиду, деди.
Then the Egyptians will know that I am Jehovah, when I receive glory over Pharaoh, his chariots and his horsemen."
19 Исраилниң қошуниниң алдида жүрүватқан Худаниң Пәриштиси әнди уларниң кәйнигә өтти; шуниңдәк уларниң алдида маңған булут түврүгиму уларниң кәйнигә йөткилип,
And the angel of God who was going in front of the camp of Israel moved and went behind them, and the pillar of cloud moved from in front of them and stood behind them.
20 мисирлиқларниң чедиргаһи билән Исраилниң чедиргаһиниң арилиғида тохтиди; бу булут бир тәрәптә қараңғулуқ чүшүрүп, йәнә бир тәрәптә кечини йорутти. Буниң билән пүтүн бир кечә бир қошун йәнә бир қошунға йеқин келәлмиди.
So it came between the camp of Egypt and the camp of Israel. Thus it was a cloud and darkness and it lit up the night so that the one did not come near the other all night.
21 Муса қолини деңизниң үстигә узатти; Пәрвәрдигар пүтүн кечә шәриқтин күчлүк бир шамал чиқирип, деңизниң сүйини кәйнигә яндурди; У суни яндуруп деңизни қуруқ йәр қилди, сулар иккигә бөлүнди.
Then Moses stretched out his hand over the sea, and Jehovah pushed the sea back by a strong east wind all night, and made the sea into dry land, so the waters were divided.
22 Шу тәриқидә Исраиллар деңизниң оттурисидики қуруқ йәрдин меңип, өтүп кәтти; сулар болса уларниң оң вә сол йенида көтирилип тамдәк туратти.
Then the children of Israel went into the midst of the sea on the dry ground, and the waters were a wall to them on their right and on their left.
23 Амма мисирлиқлар уларни қоғлап келивататти — Пирәвнниң барлиқ атлири, җәң һарвулири вә атлиқ ләшкәрлири уларниң кәйнидин деңизниң оттурисиғичә кәлди.
And the Egyptians pursued and went in after them into the midst of the sea, all of Pharaoh's horses, his chariots, and his horsemen.
24 Таң атқанда шундақ болдики, Пәрвәрдигар от билән булут түврүгидә туруп мисирлиқларниң қошуниға қариди вә мисирлиқларниң қошуниға паракәндичилик чүшүрди.
And it happened, in the morning watch, that Jehovah looked down on the Egyptian camp through the pillar of fire and cloud and threw the camp into confusion.
25 У уларниң һарвулириниң чақлирини патқузуп, һайдап меңишини мүшкүл қилди. Мисирлиқлар: — Жүрүңлар, Исраилниң алдидин қачайли, чүнки Пәрвәрдигар улар үчүн мисирлиқларға қарши җәң қиливатиду, — дейишти.
And he bound their chariot wheels so that they drove them with difficulty. And the Egyptians said, "Let's flee from before Israel, for Jehovah fights for them against the Egypt."
26 Пәрвәрдигар Мусаға: — Сулар йенип мисирлиқларниң үстигә, уларниң җәң һарвулириниң үстигә вә атлиқлириниң үстигә еқип берип, уларни чөктүрүвәтсун дәп қолуңни деңизниң үстигә узатқин, — деди.
Then Jehovah said to Moses, "Stretch out your hand over the sea, so that the waters may flow back on the Egyptians, on their chariots, and on their horsemen."
27 Муса қолини деңизниң үстигә узитивиди, таң атқанда деңизниң сүйи йәнә әслий һалитигә йенип кәлди. Қечиватқан мисирлиқлар еқинға қарши жүгүрүшти, Пәрвәрдигар уларни деңизниң оттурисида моллақ атқузди.
So Moses stretched out his hand over the sea, and the sea returned to its normal state at daybreak. Now the Egyptians were trying to escape from it, but Jehovah shook off the Egyptians in the midst of the sea.
28 Су әслигә йенип келип, җәң һарвулири билән атлиқларни, йәни Исраилларниң арқидин қоғлап деңизға киргән Пирәвнниң пүткүл қошунини ғәриқ қиливәтти; улардин бириму сақ қалмиди.
Then the waters returned and covered the chariots, the horsemen, the entire army of Pharaoh that had followed them into the sea. None of them survived.
29 Лекин Исраиллар деңизниң оттурисидики қуруқ йәр билән меңип өтүп кәтти; сулар уларниң оң вә сол йенида көтирилип тамдәк туратти.
But the children of Israel walked on dry ground in the midst of the sea, and the waters were a wall to them on their right hand and on their left.
30 Шу тәриқидә Пәрвәрдигар у күни Исраилларни мисирлиқларниң қолидин қутқузди; Исраиллар мисирлиқларниң деңизниң бойида өлүк ятқинини көрди.
Thus Jehovah saved Israel that day from the power of the Egyptians, and Israel saw the Egyptians dead on the seashore.
31 Исраил хәлқи Пәрвәрдигарниң мисирлиқларға ишләткән зор қудритини көрүп, Пәрвәрдигардин қорқти; улар Пәрвәрдигарға вә униң қули Мусаға ишәнди.
When Israel saw the great power which Jehovah used against the Egyptians, then the people feared Jehovah, and they believed God and his servant Moses.

< Мисирдин чиқиш 14 >