< Мисирдин чиқиш 13 >
1 Пәрвәрдигар Мусаға:
2 — Исраиллар арисида балиятқуниң барлиқ тунҗа әркәк мевисини, мәйли у инсанниң яки һайванниң болсун, Маңа атап муқәддәс қилғин; у Маңа мәнсуптур, дегән еди.
3 Муса хәлиқкә мундақ деди: — Силәр Мисирдин ибарәт «қуллуқ макани»дин чиққан бу күнни яд етиңлар; чүнки Пәрвәрдигар силәрни бу йәрдин қудрәтлик қоли билән чиқарди. Буниң үчүн һеч болдурулған нәрсә йейилмисун.
4 Абиб ейиниң бүгүнки күни йолға чиққан күн.
5 Әнди Пәрвәрдигар саңа беришкә ата-бовилириңға қәсәм қилған, сүт билән һәсәл еқип туридиған зиминға, йәни Ⱪананий, Һиттий, Аморий, Һивий вә Йәбусийларниң зиминиға сени елип барғинида мошу [Абиб] ейида шу ибадәтни тутқин.
6 Йәттә күнгичә петир нан йәңлар; йәттинчи күнидә Пәрвәрдигарға алаһидә атиған һейт өткүзүлсун.
7 Йәттә күн ичидә петир нан йейилсун; силәрниң араңларда һеч қандақ болдурулған нан тепилмисун вә я чегарилириң ичидә һеч хемиртуручму көрүнмисун.
8 Шу күни сән өз оғлуңға: «Мисирдин чиққинимда Пәрвәрдигарниң маңа көрсәткән илтипатини яд қилип тәшәккүр билдүрүш үчүн, бу [һейтни] өткүзимән», дәп чүшәндүргин.
9 Пәрвәрдигарниң қанун-тәлиминиң һемишә ағзиңдин чүшмәслиги үчүн, бу бәлгүлимини қолуңға бәлгү қилип селивал, пешанәңгә қашқидәк әсләтмә қилип орнитивал; чүнки Пәрвәрдигар сени қудрәтлик қоли билән Мисирдин чиқарди.
10 Әнди бу бәлгүлимини жилму-жил бекитилгән вақтида тутқин.
11 Пәрвәрдигар сән билән ата-бовилириңға қилған қәсими бойичә сени Ⱪананийларниң зиминиға елип берип, уни саңа тәқдим қилғандин кейин, шундақ қилишиң керәк: —
12 барлиқ балиятқуниң тунҗа мевисини Пәрвәрдигарға атап сунисән; шундақла чарпай мелиңниң һәммә тунҗа әркәклириму Пәрвәрдигарға мәнсуп болсун.
13 Амма ешәкләрниң һәммә тунҗилириниң орниға бирдин қоза бәргин. Әгәр униң орниға бир нәрсә бәрмисәң, униң бойнини сундурувәткин. Оғуллириңлар арисида барлиқ тунҗилириниң орниға һөрлүк бәдили төлүшүң керәк.
14 Кейинки күнләрдә оғлуң сәндин: «буниң мәнаси немидур», дәп сориса, сән униңға җавап берип: «Пәрвәрдигар қудрәтлик қоли билән бизни Мисирдин чиқирип, «қуллуқ макани»дин азат қилди.
15 Шундақ болдики, Пирәвн бойни қаттиқлиқ қилип бизни қоюп беришни рәт қилғинида, Пәрвәрдигар Мисир зиминидики барлиқ тунҗа туғулғанларни, инсанниң болсун, малниң болсун, һәммисини уруп өлтүрди; буниң үчүн мән малниң балиятқусиниң тунҗа мевисини, йәни һәммә тунҗа туғулған әркәклирини Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқ қилип сунимән вә оғуллиримниң һәр бир тунҗилири үчүн һөрлүк бәдили төләп беримән», дәп ейтқин.
16 Бу бәлгүлимини қолуңға [әсләтмә-]бәлгә қилип селивал, пешанәңгә қашқидәк әсләтмә қилип орнитивал, чүнки Пәрвәрдигар қудрәтлик қоли билән бизни Мисирдин чиқарди» — дегин.
17 Амма Пирәвн хәлиқни кетишкә қойғандин кейин, Филистийләрниң зиминидики йол йеқин болсиму, Худа уларни шу йол билән башлимиди; чүнки у: «хәлқим җәңгә учрап қалса, қорқуп пушайман қилип, Мисирға йенип кетиши мүмкин» дәп ойлиған еди.
18 Шу сәвәптин Худа хәлиқни айландуруп, Қизил Деңиз тәрәптики чөлниң йоли билән башлап маңди. Шундақ қилип Исраиллар Мисирдин чиққинида, қураллинип җәңгә тәйяр болуп тәртип билән маңди.
19 Муса Йүсүпниң сүйәклириниму биллә еливалди; чүнки Йүсүп әслидә Исраилниң оғуллири болған [қериндашлирини]: «Худа чоқум силәрни йоқлап һалиңлардин хәвәр алиду; шу чағда силәр мениң сүйәклиримни мошу йәрдин биллә елип кетиңлар» дәп қәсәм қилдурған еди.
20 Андин улар Суккоттин чиқип, чөлниң четидики Етам дегән йәрдә чедирлирини тикти.
21 Әнди Пәрвәрдигар уларға йол көрситишкә күндүзи бир булут түврүгидә, кечиси йоруқлуқ беришкә от түврүгидә болуп уларниң алдида жүрәтти. Шуниң билән улар кечә-күндүз йол жүрәләйтти.
22 Булут түврүги күндүзи, от түврүги кечиси хәлиқтин айрилмай, алдида жүрәтти.