< Мисирдин чиқиш 12 >

1 Пәрвәрдигар Мисир жутида Муса вә Һарунға мундақ деди: —
Perwerdigar Misir yurtida Musa we Harun’gha mundaq dédi: —
2 Бу ай силәргә айларниң ичидә беши, жилниң тунҗа ейи болиду.
Bu ay silerge aylarning ichide béshi, yilning tunji éyi bolidu.
3 Силәр пүтүн Исраил җамаитигә сөз қилип: — Бу айниң онинчи күни һәммиңлар атилириңларниң аилиси бойичә бир қозини елиңлар; һәр бир аилигә бирдин қоза елиңлар.
Siler pütün Israil jamaitige söz qilip: — Bu ayning oninchi küni hemminglar atiliringlarning ailisi boyiche bir qozini élinglar; herbir ailige birdin qoza élinglar.
4 Әгәр мәлум бир аилә бир қозини йәп болалмиғидәк болса, ундақта өй егиси йенидики хошниси билән бирлишип адәм саниға қарап бир қоза елиңлар; һәр бир кишиниң иштиһасиға қарап һесаплап мувапиқ бир қоза һазирлаңлар.
Eger melum bir aile bir qozini yep bolalmighudek bolsa, undaqta öy igisi yénidiki qoshnisi bilen birliship adem sanigha qarap bir qoza élinglar; herbir kishining ishtihasigha qarap hésablap muwapiq bir qoza hazirlanglar.
5 Һәр бириңлар таллайдиған қозаңлар беҗирим, бир яшлиқ әркәк болсун; қой яки өшкә падилиридин таллансиму болиду.
Herbiringlar tallaydighan qozanglar béjirim, bir yashliq erkek bolsun; qoy yaki öchke padiliridin tallansimu bolidu.
6 Қозини бу айниң он төртинчи күнигичә йениңларда турғузуңлар, — дегин. — Шу күни Исраилниң пүткүл җамаити таллиған мелини гугумда сойсун.
Qozini bu ayning on tötinchi künigiche yéninglarda turghuzunglar, — dégin. — Shu küni Israilning pütkül jamaiti tallighan mélini gugumda soysun.
7 Андин улар униң қенидин елип гөш йейилгән өйниң ишикниң баш тәрипигә һәм икки ян кешикигә сүркәп қойсун.
Andin ular uning qénidin élip gösh yéyilgen öyning ishikning bash teripige hem ikki yan késhikige sürkep qoysun.
8 Улар шу кечиси гөшини отта кавап қилип йесун; уни петир нан вә аччиқ-чүчүк көктат билән қошуп йесун.
Ular shu kéchisi göshini otta kawap qilip yésun; uni pétir nan we achchiq-chüchük köktat bilen qoshup yésun.
9 Қәтъий хам яки суда пиширип йемәңлар, бәлки уни баш, пут вә ич-қаринлири билән отта кавап қилип йәңлар.
qet’iy xam yaki suda pishurup yémenglar, belki uni bash, put we ich-qarinliri bilen otta kawap qilip yenglar.
10 Униң һеч немисини әтигә қалдурмаңлар. Әгәр әтигә ешип қалғанлири болса, уни отқа селип көйдүрүветиңлар.
Uning héchnémisini etige qaldurmanglar. Eger etige éship qalghanliri bolsa, uni otqa sélip köydürüwétinglar.
11 Силәр уни мундақ һаләттә йәңлар: — Уни йегәндә бәллириңларни чиң бағлап, аяқлириңларға кәш кийип, қоллириңларда һаса тутқан һалда тез йәңлар. У болса Пәрвәрдигарниң «өтүп кетиш» қозисидур.
Siler uni mundaq halette yenglar: — Uni yégende belliringlarni ching baghlap, ayaghliringlargha kesh kiyip, qolliringlarda hasa tutqan halda téz yenglar. U bolsa Perwerdigarning «ötüp kétish» qozisidur.
12 Чүнки Мән у кечиси Мисир зиминини кезип өтимән; Мән Мисир зиминида мәйли инсан болсун, мәйли һайван болсун уларниң тунҗа туғулған әркикиниң һәммисини өлтүримән; шуниң билән Мән Мисирниң барлиқ бут-илаһлириниң үстидин һөкүм чиқиримән; Мән Пәрвәрдигардурмән.
Chünki Men u kéchisi Misir zéminini kézip ötimen; Men Misir zéminida meyli insan bolsun, meyli haywan bolsun ularning tunji tughulghan erkikining hemmisini öltürimen; shuning bilen Men Misirning barliq but-ilahlirining üstidin höküm chiqirimen; Men Perwerdigardurmen.
13 Шу қурбанлиқниң қени силәр олтарған өйләрдә силәргә [ниҗат] бәлгүси болиду; бу қанларни көргинимдә силәргә өтүп туримән. Шуниң билән Мисир зиминини урғинимда һалакәт елип келидиған ваба-апәт силәргә тәгмәйду.
Shu qurbanliqning qéni siler olturghan öylerde silerge [nijat] belgisi bolidu; bu qanlarni körginimde silerge ötüp turimen. Shuning bilen Misir zéminini urghinimda halaket élip kélidighan waba-apet silerge tegmeydu.
14 Бу күн силәргә хатирә күн болсун; уни Пәрвәрдигарниң һейти сүпитидә өткүзүп тәбрикләңлар; әбәдий бәлгүлимә сүпитидә нәсилдин-нәсилгә мәңгү өткүзүңлар.
Bu kün silerge xatire kün bolsun; uni Perwerdigarning héyti süpitide ötküzüp tebriklenglar; ebediy belgilime süpitide nesildin-nesilge menggü ötküzünglar.
15 Йәттә күн петир нан йәңлар; биринчи күни өйүңлардин [барлиқ] хемиртуручларни йоқ қилиңлар; чүнки кимки биринчи күндин тартип йәттинчи күнгичә болдурулған нан йесә, шу киши Исраил қатаридин үзүп ташлиниду.
Yette kün pétir nan yenglar; birinchi küni öyünglardin [barliq] xémirturuchlarni yoq qilinglar; chünki kimki birinchi kündin tartip yettinchi kün’giche boldurulghan nan yése, shu kishi Israil qataridin üzüp tashlinidu.
16 Биринчи күни силәр муқәддәс ибадәт соруни түзүңлар; йәттинчи күниму һәм шундақ бир муқәддәс ибадәт соруни өткүзүлсун. Бу икки күн ичидә һеч қандақ иш-әмгәк қилинмисун; пәқәт һәр кишиниң йәйдиғинини тәйярлашқа мунасивәтлик ишларнила қилсаңлар болиду.
Birinchi küni siler muqeddes ibadet soruni tüzünglar; yettinchi künimu hem shundaq bir muqeddes ibadet soruni ötküzülsun. Bu ikki kün ichide héchqandaq ish-emgek qilinmisun; peqet her kishining yeydighinini teyyarlashqa munasiwetlik ishlarnila qilsanglar bolidu.
17 Мән дәл шу күни силәрни қошун-қошун бойичә Мисир зиминидин чиқарғиним үчүн силәр петир нан һейтини өткүзүңлар; шу күнни нәсилдин-нәсилгә әбәдий бәлгүлимә сүпитидә һейт күни қилип бекитиңлар.
Men del shu küni silerni qoshun-qoshun boyiche Misir zéminidin chiqarghinim üchün siler pétir nan héytini ötküzünglar; shu künni nesildin-nesilge ebediy belgilime süpitide héyt küni qilip békitinglar.
18 Биринчи айниң он төртинчи күни, кәчқурундин тартип шу айниң жигирмә биринчи күни кәчқурунғичә, петир нан йәңлар.
Birinchi ayning on tötinchi küni, kechqurundin tartip shu ayning yigirme birinchi küni kechqurun’ghiche, pétir nan yenglar.
19 Йәттә күн ичидә өйлириңларда һеч хемиртуруч болмисун; чүнки мусапир болсун, зиминда туғулған болсун, кимки болдурулған нәрсиләрни йесә шу киши Исраил җамаитидин үзүп ташлиниду.
Yette kün ichide öyliringlarda héch xémirturuch bolmisun; chünki musapir bolsun, zéminda tughulghan bolsun, kimki boldurulghan nersilerni yése shu kishi Israil jamaitidin üzüp tashlinidu.
20 Силәр һеч қандақ болдурулған нәрсини йемәй, қәйәрдила турсаңлар, петир нан йәңлар.
Siler héchqandaq boldurulghan nersini yémey, qeyerdila tursanglar, pétir nan yenglar.
21 Муса Исраилниң барлиқ ақсақаллирини чақирип уларға: — Берип һәр бириңларниң аилиси бойичә өзүңларға бир қозини тартип чиқирип пасха қозисини союңлар.
Musa Israilning barliq aqsaqallirini chaqirip ulargha: — Bérip herbiringlarning ailisi boyiche özünglargha bir qozini tartip chiqirip pasxa qozisini soyunglar.
22 Андин бир тутам зупа елип уни қачидики қанға чилап, қачидики қанни ишикниң беши вә икки кешикигә сүркәңлар. Силәрдин әтигәнгичә һеч ким өйиниң ишигидин қәтъий чиқмисун.
Andin bir tutam zupa élip uni qachidiki qan’gha chilap, qachidiki qanni ishikning béshi we ikki késhikige sürkenglar. Silerdin etigen’giche héchkim öyining ishikidin qet’iy chiqmisun.
23 Чүнки Пәрвәрдигар мисирлиқларни уруп һалак қилиш үчүн, зиминни кезип өтиду; У ишикниң беши вә икки кешикидики қанни көргәндә, Пәрвәрдигар һалак қилғучиниң өйлириңларға кирип силәрни урушидин тосуш үчүн [муһапизәт қилип] ишикниң алдиға өтүп туриду.
Chünki Perwerdigar misirliqlarni urup halak qilish üchün, zéminni kézip ötidu; U ishikning béshi we ikki késhikidiki qanni körgende, Perwerdigar halak qilghuchining öyliringlargha kirip silerni urushidin tosush üchün [muhapizet qilip] ishikning aldigha ötüp turidu.
24 Бу рәсим-қаидини өзүңлар вә балилириңлар үчүн әбәдий бир бәлгүлимә сүпитидә тутуңлар.
Bu resim-qaidini özünglar we baliliringlar üchün ebediy bir belgilime süpitide tutunglar.
25 Силәр Пәрвәрдигар Өз вәдиси бойичә силәргә беридиған зиминға киргиниңларда бу һейтлиқ ибадәтни тутуңлар.
Siler Perwerdigar Öz wedisi boyiche silerge béridighan zémin’gha kirgininglarda bu héytliq ibadetni tutunglar.
26 Балилириңлар силәрдин: «бу ибадитиңларниң мәнаси немә?» — дәп сориса,
Baliliringlar silerdin: «bu ibaditinglarning menisi néme?» — dep sorisa,
27 силәр: «Бу мисирлиқларни урғинида, Мисирда Исраилларниң өйлириниң алдиға өтүп туруп, бизниң өйдикилиримизни қутқузған Пәрвәрдигарға болған «өтүп кетиш» қурбанлиғи болиду» — дәңлар. Шуни аңлиғанда, хәлиқ еңишип [Худаға] сәҗдә қилди.
siler: «Bu misirliqlarni urghinida, Misirda Israillarning öylirining aldigha ötüp turup, bizning öydikilirimizni qutquzghan Perwerdigargha bolghan «ötüp kétish» qurbanliqi bolidu» — denglar. Shuni anglighanda, xelq éngiship [Xudagha] sejde qildi.
28 Андин Исраиллар қайтип берип, Пәрвәрдигар дәл Муса билән Һарунға әмир қилғандәк иш көрди.
Andin Israillar qaytip bérip, Perwerdigar del Musa bilen Harun’gha emr qilghandek ish kördi.
29 Вә шундақ болдики, йерим кечә болғанда, Пәрвәрдигар Пирәвнниң тәхтидә олтириватқан тунҗисидин тартип зинданда йетиватқан мәһбусниң тунҗисиғичә, Мисир зиминидики тунҗа оғулларниң һәммисини уруп өлтүрди, шундақла у һайванатларниң тунҗа туғулғанлириниңму һәммисини өлтүрди.
We shundaq boldiki, yérim kéche bolghanda, Perwerdigar Pirewnning textide olturuwatqan tunjisidin tartip zindanda yétiwatqan mehbusning tunjisighiche, Misir zéminidiki tunji oghullarning hemmisini urup öltürdi, shundaqla u haywanatlarning tunji tughulghanliriningmu hemmisini öltürdi.
30 Адәм өлмигән бирму өй қалмиғачқа, шу кечиси Пирәвнниң өзи, униң барлиқ әмәлдарлири вә барлиқ мисирлиқлар кечидә орнидин қопти; Мисир зиминида интайин қаттиқ пәряд көтирилди.
Adem ölmigen birmu öy qalmighachqa, shu kéchisi Pirewnning özi, uning barliq emeldarliri we barliq misirliqlar kéchide ornidin qopti; Misir zéminida intayin qattiq peryad kötürüldi.
31 Пирәвн кечидә Муса билән Һарунни чақиртип: — Туруңлар, силәр вә Исраиллар билән биллә мениң хәлқимниң арисидин чиқип кетиңлар; ейтқиниңлардәк берип, Пәрвәрдигарға ибадәт қилиңлар!
Pirewn kéchide Musa bilen Harunni chaqirtip: — Turunglar, siler we Israillar bilen bille méning xelqimning arisidin chiqip kétinglar; éytqininglardek bérip, Perwerdigargha ibadet qilinglar!
32 Силәрниң дегиниңлар бойичә қой, өчкә, кала падилириниму елип кетиңлар; мән үчүнму бәхит-бәрикәт тиләңлар, — деди.
Silerning dégininglar boyiche qoy, öchke, kala padilirinimu élip kétinglar; men üchünmu bext-beriket tilenglar, — dédi.
33 Мисирлиқ пухраларму «һәммимиз өлүп кәткидәкмиз» дейишип, хәлиқни зиминдин тез чиқириветиш үчүн уларни кетишкә алдиратти.
Misirliq puqralarmu «hemmimiz ölüp ketküdekmiz» déyiship, xelqni zémindin téz chiqiriwétish üchün ularni kétishke aldiratti.
34 Хәлиқ техи болмиған хемирлирини елип, уни тәңниләргә селип, кийим-кечәклири билән йөгәп, мүрилиригә елип көтирип меңишти.
Xelq téxi bolmighan xémirlirini élip, uni tengnilerge sélip, kiyim-kéchekliri bilen yögep, mürilirige élip kötürüp méngishti.
35 Исраиллар Мусаниң тапилиғини бойичә қилип, мисирлиқлардин күмүч буюмлар, алтун буюмлар вә кийим-кечәкләрни сорап елишти.
Israillar Musaning tapilighini boyiche qilip, misirliqlardin kümüsh buyumlar, altun buyumlar we kiyim-kécheklerni sorap élishti.
36 Пәрвәрдигар хәлиқни мисирлиқларниң көз алдида илтипат тапқузғини үчүн мисирлиқлар уларниң өзлиридин сориғанлирини бәрди; шундақ қилип Исраиллар мисирлиқлардин ғәниймәтләрни елип кәтти.
Perwerdigar xelqni misirliqlarning köz aldida iltipat tapquzghini üchün misirliqlar ularning özliridin sorighanlirini berdi; shundaq qilip Israillar misirliqlardin gheniymetlerni élip ketti.
37 Шуниң билән Исраиллар балиларни һесапқа алмиғанда алтә йүз миңчә әркәк болуп, Рамсәстин чиқип, Суккот шәһиригичә пиядә маңди.
Shuning bilen Israillar balilarni hésabqa almighanda alte yüz mingche erkek bolup, Ramsestin chiqip, Sukkot shehirigiche piyade mangdi.
38 Улар билән биллә чоң бир топ шалғут хәлиқму уларға қошулуп маңди, йәнә нурғун чарвилар, көплигән кала-қой падилири билән биллә чиқти.
Ular bilen bille chong bir top shalghut xelqmu ulargha qoshulup mangdi, yene nurghun charwilar, köpligen kala-qoy padiliri bilen bille chiqti.
39 Мисирдин алғач чиққан хемирдин улар петир нан-тоғачларни әтти; чүнки улар Мисирда бирдәм-йерим дәм турғузулмай һайдалғини үчүн хемир болмиған еди; улар өзлири үчүн йемәклик тәйярливелишқиму үлгүрәлмигән еди.
Misirdin alghach chiqqan xémirdin ular pétir nan-toqachlarni etti; chünki ular Misirda birdem-yérim dem turghuzulmay heydelgini üchün xémir bolmighanidi; ular özliri üchün yémeklik teyyarliwélishqimu ülgürelmigenidi.
40 Исраилларниң Мисирда турған вақти җәмий төрт йүз оттуз жил болди.
Israillarning Misirda turghan waqti jemiy töt yüz ottuz yil boldi.
41 Шундақ болдики, шу төрт йүз оттуз жил тошқанда, дәл шу күнидә Пәрвәрдигарниң барлиқ қошунлири Мисир зиминидин чиқип кәтти.
Shundaq boldiki, shu töt yüz ottuz yil toshqanda, del shu künide Perwerdigarning barliq qoshunliri Misir zéminidin chiqip ketti.
42 Шу күни кечидә улар Мисир зиминидин чиқирилғини үчүн, шу кечини улар Пәрвәрдигарниң кечиси дәп тутуши керәк; шу кечини барлиқ Исраиллар әвлаттин әвлатқичә Пәрвәрдигарға атап тутуп, түниши керәк.
Shu küni kéchide ular Misir zéminidin chiqirilghini üchün, shu kéchini ular Perwerdigarning kéchisi dep tutushi kérek; shu kéchini barliq Israillar ewladtin ewladqiche Perwerdigargha atap tutup, tünishi kérek.
43 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға мундақ дегән еди: — Пасха қозиси тоғрисидики бәлгүлимә шу болсунки: — Һеч қандақ ят әллик адәм униңдин йемисун.
Perwerdigar Musa bilen Harun’gha mundaq dégenidi: — Pasxa qozisi toghrisidiki belgilime shu bolsunki: — Héchqandaq yat ellik adem uningdin yémisun.
44 Лекин һәр кимниң пулға сетивалған қули болса, у хәтнә қилинсун, андин униңдин йесун.
Lékin herkimning pulgha sétiwalghan quli bolsa, u xetne qilinsun, andin uningdin yésun.
45 Амма өйүңларда вақитлиқ туруватқан мусапир яки мәдикар буниңдин йесә болмайду.
Emma öyünglarda waqitliq turuwatqan musapir yaki medikar buningdin yése bolmaydu.
46 Гөшни башқа бир өйгә елип чиқмиғин; бирла өйдә йейилсун; қозиниң һеч бир сүйиги сундурулмисун.
Göshni bashqa bir öyge élip chiqmighin; birla öyde yéyilsun; qozining héchbir söngiki sundurulmisun.
47 Пүткүл Исраил җамаити бу һейтни өткүзсун.
Pütkül Israil jamaiti bu héytni ötküzsun.
48 Әгәр сениң билән биргә турған мусапир болса, Пәрвәрдигарға атап пасха һейтини өткүзмәкчи болса, ундақта алди билән барлиқ әркәклири хәтнә қилинсун; андин келип һейт өткүзсун. У зиминда туғулған кишидәк саналсун. Лекин һеч бир хәтнисиз адәм униңдин йемисун.
Eger séning bilen birge turghan musapir bolsa, Perwerdigargha atap pasxa héytini ötküzmekchi bolsa, undaqta aldi bilen barliq erkekliri xetne qilinsun; andin kélip héyt ötküzsun. U zéminda tughulghan kishidek sanalsun. Lékin héchbir xetnisiz adem uningdin yémisun.
49 Зиминда туғулған киши һәм араңларда турған мусапир үчүн охшаш қанун-бәлгүлимә болсун.
Zéminda tughulghan kishi hem aranglarda turghan musapir üchün oxshash qanun-belgilime bolsun.
50 Шуниң билән Исраилларниң һәммиси дәл Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға буйруғандәк шу ишларни ада қилди.
Shuning bilen Israillarning hemmisi del Perwerdigar Musa bilen Harun’gha buyrughandek shu ishlarni ada qildi.
51 Шу күнниң өзидә Пәрвәрдигар Исраилларни қошун-қошун бойичә Мисир зиминидин чиқарди.
Shu künning özide Perwerdigar Israillarni qoshun-qoshun boyiche Misir zéminidin chiqardi.

< Мисирдин чиқиш 12 >