< Мисирдин чиқиш 11 >
1 Шуниң билән Пәрвәрдигар Мусаға: — Йәнә бир апәтни Пирәвнниң үстигә вә Мисирниң үстигә чүшүримән. Андин у силәрни бу йәрдин кетишкә йол қойиду вә у силәрни һәммә нәрсилириңлар билән қошуп қоюп берип, бу йәрдин мутләқ қоғлап чиқириду.
2 Әнди сән хәлиққә тапилап: — Һәр бириңлар, әр кишиләрниң һәр бири өз хошнисидин, аял кишиләрниң һәр бири өз хошнисидин күмүч буюмларни, алтун буюмларни сорап алсун, дегин, — деди
3 (Пәрвәрдигар хәлқини мисирлиқларниң алдида илтипат тапқузди. Шуниңдәк Муса дегән бу адәм Мисир зиминида Пирәвнниң әмәлдарлириниң нәзиридә болсун, пухраларниң нәзиридә болсун, наһайити улуқ зат болди).
4 Андин Муса йәнә: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән йерим кечидә чиқип Мисирни кезип чиқимән.
5 Шу вақитта тәхттә олтириватқан Пирәвнниң тунҗа оғлидин тартип ярғунчақ тартидиған дедәкниң тунҗа оғлиғичә, шундақла барлиқ чарпайларниң тунҗилири, йәни Мисирдики барлиқ тунҗа җан егилири өлиду.
6 Бу сәвәптин пүткүл Мисир зиминида қаттиқ бир пәряд көтирилиду; униңдин илгири шундақ пәряд болуп бақмиған еди, мундин кейинму бундақ пәряд аңланмайду.
7 Лекин Исраилларға, мәйли адәмлири, мәйли һайванатлириға болсун, һәтта бир тал иштму қавап қоймайду. Буниңдин Пәрвәрдигарниң мисирлиқлар билән Исраилни пәриқләндүридиғанлиғини билисиләр».
8 — Шуниң билән бу әмәлдарлириңниң һәммиси алдимға келип, маңа тазим қилип: «Сили өзлири вә силигә әгәшкән барлиқ қовмлири чиқип кетишкәйла!» дәп ейтиду, андин чиқип кетимән» — деди-дә, қаттиқ ғәзәп билән Пирәвнниң алдидин чиқип кәтти.
9 Пәрвәрдигар Мусаға: — Мисир зиминида Мениң карамәт мөҗизилиримниң көпләп көрситилиши үчүн Пирәвн силәргә қулақ салмайду, — дегән еди.
10 Муса билән Һарун бу карамәт мөҗизиләрниң һәммисини Пирәвнниң алдида көрситип болди; лекин Пәрвәрдигар Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилип қойғини үчүн у Исраилларни униң зиминидин кәткили қоймиди.