< Мисирдин чиқиш 10 >

1 Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Пирәвнниң алдиға барғин; чүнки уларниң арисида бу мөҗизилик аламәтләрни көрситишим үчүн Пирәвнниң көңлини вә әмәлдарлириниң көңлини қаттиқ қилип қойдум.
Andin Perwerdigar Musagha: — Pirewnning aldigha barghin; chünki ularning arisida bu möjizilik alametlerni körsitishim üchün Pirewnning könglini we emeldarlirining könglini qattiq qilip qoydum.
2 Бу иш билән Мениң мисирлиқларни қандақ рәсва қилғанлиғим вә уларниң арисида көрсәткән мөҗизилик аламәтлиримни сән оғлуңниң андин нәврәңниң қулиқиға йәткүзисән. Буниң билән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билисиләр, деди.
Bu ish bilen Méning misirliqlarni qandaq reswa qilghanliqim we ularning arisida körsetken möjizilik alametlirimni sen oghlungning andin newrengning quliqigha yetküzisen. Buning bilen Méning Perwerdigar ikenlikimni bilisiler, dédi.
3 Шуниң билән Муса билән Һарун Пирәвнниң алдиға берип, униңға: — Ибранийларниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Өзүңни алдимда төвән тутушни қачанғичә рәт қилисән? Маңа ибадәт қилиш үчүн қовмимни қоюп бәр.
Shuning bilen Musa bilen Harun Pirewnning aldigha bérip, uninggha: — Ibraniylarning Xudasi Perwerdigar mundaq deydu: «Özüngni aldimda töwen tutushni qachan’ghiche ret qilisen? Manga ibadet qilish üchün qowmimni qoyup ber.
4 Чүнки әгәр сән қовмимни қоюп беришни рәт қилсаң, мана, Мән әтә сениң жутуңға чекәткә әвәтимән.
Chünki eger sen qowmimni qoyup bérishni ret qilsang, mana, Men ete séning yurtunggha chéketke ewetimen.
5 Улар силәр зимин йүзини көрмигидәк қилип йепиветиду, силәрниң мөлдүрдин аман қалған нәрсилириңларниму, далаларда өскән һәммә дәл-дәрәқлириңларниму йәп кетиду.
Ular siler zémin yüzini körmigüdek qilip yépiwétidu, silerning möldürdin aman qalghan nersiliringlarnimu, dalalarda ösken hemme del-derexliringlarnimu yep kétidu.
6 Улар орда-сарайлириңға, әмәлдарлириңниң сарайлири, шундақла барлиқ мисирлиқларниң өйлиригә толуп кетиду; бундақ апәтни ата-боваңлириң вә ата-бовилириңниң ата-бовилириму йәр йүзидә апиридә болғандин тартип көрүп бақмиған» — деди-дә, бурулуп Пирәвнниң алдидин чиқип кәтти.
Ular orda-sarayliringgha, emeldarliringning sarayliri, shundaqla barliq misirliqlarning öylirige tolup kétidu; bundaq apetni ata-bowangliring we ata-bowiliringning ata-bowilirimu yer yüzide apiride bolghandin tartip körüp baqmighan» — dédi-de, burulup Pirewnning aldidin chiqip ketti.
7 Пирәвнниң әмәлдарлири униңға: — Бу адәм бизгә қачанғичә қапқан болар? Өз Худаси Пәрвәрдигарға ибадәт қилишқа бу адәмләрни қоюп бәргәйла! Мисирниң харап болғинини техичә көрмәйватамдила? — деди.
Pirewnning emeldarliri uninggha: — Bu adem bizge qachan’ghiche tuzaq bolar? Öz Xudasi Perwerdigargha ibadet qilishqa bu ademlerni qoyup bergeyla! Misirning xarab bolghinini téxiche körmeywatamdila? — dédi.
8 Шуниң билән Муса билән Һарун Пирәвнниң алдиға йәнә чақиритип келинди. У уларға: — Пәрвәрдигарға ибадәт қилиш үчүн бериңлар; лекин баридиғанлар зади кимләр? — деди.
Shuning bilen Musa bilen Harun Pirewnning aldigha yene chaqiritip kélindi. U ulargha: — Perwerdigargha ibadet qilish üchün béringlar; lékin baridighanlar zadi kimler? — dédi.
9 Муса җавап берип: — Яшлиримиз вә қери-чүриләр билән, оғуллиримиз вә қизлиримиз билән, қой вә кала падилиримизни елип һәммимиз баримиз; чүнки биз Пәрвәрдигар үчүн һейт өткүзүшимиз керәк, деди.
Musa jawab bérip: — Yashlirimiz we qéri-chüriler bilen, oghullirimiz we qizlirimiz bilen, qoy we kala padilirimizni élip hemmimiz barimiz; chünki biz Perwerdigar üchün héyt ötküzüshimiz kérek, dédi.
10 У уларға: — Силәрни бала-җақаңлар билән қошуп қоюп бәргинимдә, Пәрвәрдигар силәр билән биллә болғай! Мана, алдиңларда балаю-апәт турупту!
U ulargha: — Silerni bala-chaqanglar bilen qoshup qoyup berginimde, Perwerdigar siler bilen bille bolghay! Mana, aldinglarda balayi’apet turuptu!
11 Йоқсу, бундақ қилишиңларға болмайду! Пәрвәрдигарға ибадәт қилишқа пәқәт араңлардин әр кишиләрла барсун! Чүнки силәрниң тәливиңлар дәл шу әмәсмиди! — деди-дә, улар Пирәвнниң алдидин қоғлап чиқирилди.
Yoqsu, bundaq qilishinglargha bolmaydu! Perwerdigargha ibadet qilishqa peqet aranglardin er kishilerla barsun! Chünki silerning telipinglar del shu emesmidi! — dédi-de, ular Pirewnning aldidin qoghlap chiqirildi.
12 Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Мисир зимининиң үстигә қолуңни узатқин. Шундақ қилсаң, чекәткиләр Мисир зиминини бесип, зиминдики һәр хил отяшларни, йәни мөлдүрдин аман қалғанниң һәммисини йәп кетиду, деди.
Andin Perwerdigar Musagha: — Misir zéminining üstige qolungni uzatqin. Shundaq qilsang, chéketkiler Misir zéminini bésip, zémindiki herxil otyashlarni, yeni möldürdin aman qalghanning hemmisini yep kétidu, dédi.
13 Муса һасисини Мисир зимининиң үстигә узатти; Пәрвәрдигар шу күни вә кечиси зимин үстигә шәриқ шамили чиқарди. Сәһәрдә, шәриқ шамили чекәткиләрни учуруп кәлди.
Musa hasisini Misir zéminining üstige uzatti; Perwerdigar shu küni we kéchisi zémin üstige sherq shamili chiqardi. Seherde, sherq shamili chéketkilerni uchurup keldi.
14 Чекәткиләр Мисирниң пүткүл зиминиға йейилип, Мисирниң пүтүн чегарисиниму басти. Апәт интайин еғир болди; илгири бундақ чекәткә апити болуп бақмиған, мундин кейинму униңдәк болмайду.
Chéketkiler Misirning pütkül zéminigha yéyilip, Misirning pütün chégrisinimu basti. Apet intayin éghir boldi; ilgiri bundaq chéketke apiti bolup baqmighan, mundin kéyinmu uningdek bolmaydu.
15 Улар пүткүл зиминниң йүзини қаплиди, йәр қараңғулишип кәтти; улар мөлдүрдин аман қалған зиминдики һәммә отяшларни вә дәл-дәрәқләрниң барлиқ мевилирини йәп кәтти. Шуниң билән пүткүл Мисир зимини тәвәсидики дәл-дәрәқләрдә яки даладики гүл-гияларда һеч йешиллиқ қалмиди.
Ular pütkül zéminning yüzini qaplidi, yer qarangghuliship ketti; ular möldürdin aman qalghan zémindiki hemme otyashlarni we del-derexlerning barliq méwilirini yep ketti. Shuning bilen pütkül Misir zémini tewesidiki del-derexlerde yaki daladiki gül-giyahlarda héch yéshilliq qalmidi.
16 Андин Пирәвн алдирап-тенәп Муса билән Һарунни чақиртип уларға: — Мән һәм Худайиңлар Пәрвәрдигар алдида һәм силәрниң алдиңларда гуна қилдим.
Andin Pirewn aldirap-ténep Musa bilen Harunni chaqirtip ulargha: — Men hem Xudayinglar Perwerdigar aldida hem silerning aldinglarda gunah qildim.
17 Әнди мошу бир қетим гунайимдин өтүп Пәрвәрдигар Худайиңлардин бу өлүмни мәндин елип кетишини илтиҗа қилишиңларни өтүнимән, — деди.
Emdi mushu bir qétim gunahimdin ötüp Perwerdigar Xudayinglardin bu ölümni mendin élip kétishini iltija qilishinglarni ötünimen, — dédi.
18 Шуниң билән Муса Пирәвнниң алдидин чиқип Пәрвәрдигарға илтиҗа қилди.
Shuning bilen Musa Pirewnning aldidin chiqip Perwerdigargha iltija qildi.
19 Шуниң билән Пәрвәрдигар шамални бурап ғәрип тәрәптин интайин күчлүк боран чиқирип, чекәткиләрни учуруп, Қизил Деңизға ғәриқ қилди; Мисирниң пүткүл тәвәсидә бир талму чекәткә қалмиди.
Shuning bilen Perwerdigar shamalni burap gherb tereptin intayin küchlük boran chiqirip, chéketkilerni uchurup, Qizil Déngizgha gherq qildi; Misirning pütkül teweside bir talmu chéketke qalmidi.
20 Лекин Пәрвәрдигар Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилип қойғини үчүн у Исраилларни қоюп бәрмиди.
Lékin Perwerdigar Pirewnning könglini qattiq qilip qoyghini üchün u Israillarni qoyup bermidi.
21 Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Қолуңни асманға қаритип узатқин; шуниң билән қаттиқ бир қараңғулуқ болиду, һәтта адәм силиса қолиға туюлғидәк қоюқ қараңғулуқ Мисир зиминини қаплайду, — деди.
Andin Perwerdigar Musagha: — Qolungni asman’gha qaritip uzatqin; shuning bilen qattiq bir qarangghuluq bolidu, hetta adem silisa qoligha tuyulghudek qoyuq qarangghuluq Misir zéminini qaplaydu, — dédi.
22 Андин Муса қолини асманға қаритип узитивиди, қоюқ бир қараңғулуқ Мисир зиминини үч күнгичә қаплап турди.
Andin Musa qolini asman’gha qaritip uzitiwidi, qoyuq bir qarangghuluq Misir zéminini üch kün’giche qaplap turdi.
23 Үч күнгичә бири йәнә бирини көрәлмәс вә я һеч ким өз җайидин қозғилалмас болди; лекин барлиқ Исраиллар олтарған җайларда йоруқлуқ бар еди.
Üch kün’giche biri yene birini körelmes we ya héchkim öz jayidin qozghilalmas boldi; lékin barliq Israillar olturghan jaylarda yoruqluq bar idi.
24 Пирәвн Мусани чақиртип униңға: — Берип, Пәрвәрдигарға ибадәт қилиңлар. Пәқәт қой вә кала падилириңлар қалсун; бала-җақилириңларниму елип барсаңлар болиду, деди.
Pirewn Musani chaqirtip uninggha: — Bérip, Perwerdigargha ibadet qilinglar. Peqet qoy we kala padiliringlar qalsun; bala-chaqiliringlarnimu élip barsanglar bolidu, dédi.
25 Муса җававән: — Ундақта Худайимиз Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилишқа [инақлиқ] қурбанлиғи вә көйдүрмә қурбанлиғиға лазимлиқ чарпайларни сән бизгә берәмсән?
Musa jawaben: — Undaqta Xudayimiz Perwerdigargha qurbanliq qilishqa [inaqliq] qurbanliqi we köydürme qurbanliqigha lazimliq charpaylarni sen bizge béremsen?
26 Өзимизниң чарпайлиримиз биз билән биргә кетиши керәк, бир туйиғиму кәйнидә қалса болмайду; чүнки Худайимиз Пәрвәрдигарға ибадәт қилишқа қурбанлиқ қилидиғинимизни булардин таллишимиз лазим. У йәргә йетип бармиғичә, Пәрвәрдигарға қайси қурбанлиқлар билән ибадәт қилидиғинимизни билмәймиз, — деди.
Özimizning charpaylirimiz biz bilen birge kétishi kérek, bir tuyiqimu keynide qalsa bolmaydu; chünki Xudayimiz Perwerdigargha ibadet qilishqa qurbanliq qilidighinimizni bulardin tallishimiz lazim. U yerge yétip barmighuche, Perwerdigargha qaysi qurbanliqlar bilen ibadet qilidighinimizni bilmeymiz, — dédi.
27 Лекин Пәрвәрдигар Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилди; у уларни йәнила қоюп бәрмиди.
Lékin Perwerdigar Pirewnning könglini qattiq qildi; u ularni yenila qoyup bermidi.
28 Пирәвн Мусаға: — Алдимдин йоқал! Һези бол, иккинчи маңа көрүнгүчи болма! Чүнки йүзүмни йәнә көргән күнүң җениңдин айрилисән, — деди.
Pirewn Musagha: — Aldimdin yoqal! Hézi bol, ikkinchi manga körün’güchi bolma! Chünki yüzümni yene körgen kününg jéningdin ayrilisen, — dédi.
29 Муса униңға: — Раст ейттиң! Мән сениң йүзүңни иккинчи көргүчи болмаймән, — деди.
Musa uninggha: — Rast éytting! Men séning yüzüngni ikkinchi körgüchi bolmaymen, — dédi.

< Мисирдин чиқиш 10 >