< Әстәр 9 >

1 Он иккинчи ай, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни, падишаниң әмри билән ярлиғи иҗра қилинишқа аз қалған чағда, йәни Йәһудийларниң дүшмәнлири уларниң үстидин ғалип келишкә үмүт қилип күткән күни, әксичә Йәһудийларниң өз дүшмәнлириниң үстидин ғалип келидиған күнигә айлинип кәтти.
On ikkinchi ay, yeni Adar éyining on üchinchi küni, padishahning emri bilen yarliqi ijra qilinishqa az qalghan chaghda, yeni Yehudiylarning düshmenliri ularning üstidin ghalib kélishke ümid qilip kütken küni, eksiche Yehudiylarning öz düshmenlirining üstidin ghalib kélidighan künige aylinip ketti.
2 Йәһудийлар падиша Аһашверошниң һәр қайси өлкилиридики өзлири турушлуқ шәһәрләрдә уларға қәст қилмақчи болғанларға һуҗум қилиш үчүн жиғилишқа башлиди; һеч ким уларниң алдида туралмайтти; улардин болған қорқунуч һәр бир әл-милләтни басқан еди.
Yehudiylar padishah Ahashwéroshning herqaysi ölkiliridiki özliri turushluq sheherlerde ulargha qest qilmaqchi bolghanlargha hujum qilish üchün yighilishqa bashlidi; héchkim ularning aldida turalmaytti; ulardin bolghan qorqunch herbir el-milletni basqanidi.
3 Һәр қайси өлкиләрдики бәгләр, валийлар, өлкә башлиқлири, шундақла падишаниң ишлирини иҗра қилғучиларниң һәммиси Йәһудийларни қоллиди; чүнки Мордикайдин болған қорқунуч уларни басқан еди.
Herqaysi ölkilerdiki begler, waliylar, ölke bashliqliri, shundaqla padishahning ishlirini ijra qilghuchilarning hemmisi Yehudiylarni qollidi; chünki Mordikaydin bolghan qorqunch ularni basqanidi.
4 Чүнки Мордикай дегән киши ордида интайин нопузлуқ болуп, нам-шөһрити һәммә өлкиләргә тарқалған еди; униң һоқуқи барғансери чоңийип кетивататти.
Chünki Mordikay dégen kishi ordida intayin nopuzluq bolup, nam-shöhriti hemme ölkilerge tarqalghanidi; uning hoquqi barghanséri chongiyip kétiwatatti.
5 Шуниң билән Йәһудийлар өзлириниң һәммә дүшмәнлирини қиличлап, қирғин қилип йоқатти; өзлиригә өч болғанларға қандақ қилишни халиса шундақ қилди.
Shuning bilen Yehudiylar özlirining hemme düshmenlirini qilichlap, qirghin qilip yoqatti; özlirige öch bolghanlargha qandaq qilishni xalisa shundaq qildi.
6 Шушан қәлъәсидила Йәһудийлар бәш йүз адәмни қәтл қилип йоқатти.
Shushan qel’esidila Yehudiylar besh yüz ademni qetl qilip yoqatti.
7 Улар йәнә Паршандата, Далфон, Аспата,
Ular yene Parshandata, Dalfon, Aspata,
8 Пората, Адалия, Аридата,
Porata, Adaliya, Aridata,
9 Пармашта, Арисай, Аридай вә Вайизатани қәтл қилди;
Parmashta, Arisay, Ariday we Wayizatani qetl qildi;
10 бу он адәм Һаммидатаниң нәвриси, Йәһудийларниң дүшмини болған Һаманниң оғли еди; лекин улар уларниң мал-мүлкини олҗа қилишқа қол салмиди.
bu on adem Hammidataning newrisi, Yehudiylarning düshmini bolghan Hamanning oghli idi; lékin ular ularning mal-mülkini olja qilishqa qol salmidi.
11 Шу күни Шушан қәлъәсидә қәтл қилинған адәм сани падишаға мәлум қилинди.
Shu küni Shushan qel’eside qetl qilin’ghan adem sani padishahqa melum qilindi.
12 Падиша ханиш Әстәргә: — Йәһудийлар Шушан қәлъәсидә бәш йүз адәмни қәтл қилип йоқитипту, йәнә Һаманниң он оғлини қәтл қипту; улар падишаниң башқа өлкилиридә немә қилдикин? Әнди немә илтимасиң бар? У саңа берилиду. Йәнә немә тәливиң бар? Уму беҗа әйлиниду, — деди.
Padishah xanish Esterge: — Yehudiylar Shushan qel’eside besh yüz ademni qetl qilip yoqitiptu, yene Hamanning on oghlini qetl qiptu; ular padishahning bashqa ölkiliride néme qildikin? Emdi néme iltimasing bar? U sanga bérilidu. Yene néme teliping bar? Umu beja eylinidu, — dédi.
13 — Алийлириға мувапиқ көрүнсә, Шушандики Йәһудийларниң әтиму бүгүнки ярлиқта дейилгәндәк иш қилишиға һәмдә Һаманниң он оғлиниң [җәсәтлирини] дарға есип қоюшқа иҗазәт бәргәйла, деди Әстәр.
— Aliylirigha muwapiq körünse, Shushandiki Yehudiylarning etimu bügünki yarliqta déyilgendek ish qilishigha hemde Hamanning on oghlining [jesetlirini] dargha ésip qoyushqa ijazet bergeyla, dédi Ester.
14 Падиша шундақ қилишқа буйруқ чүшүрди; ярлиқ Шушан қәлъәсидә чиқирилғанда, кишиләр Һаманниң он оғлини дарға есип қоюшти.
Padishah shundaq qilishqa buyruq chüshürdi; yarliq Shushan qel’eside chiqirilghanda, kishiler Hamanning on oghlini dargha ésip qoyushti.
15 Адар ейиниң он төртинчи күни Шушандики Йәһудийлар йәнә жиғилип үч йүз адәмни өлтүрди; лекин уларниң мал-мүлкини олҗа қилишқа қол салмиди.
Adar éyining on tötinchi küni Shushandiki Yehudiylar yene yighilip üch yüz ademni öltürdi; lékin ularning mal-mülkini olja qilishqa qol salmidi.
16 Падишаһниң һәр қайси башқа өлкилиридики қалған Йәһудийлар жиғилип өз җанлирини сақлашқа сәптә туруп өзлиригә өч болғанлардин җәмий йәтмиш бәш миң адәмни өлтүрди, амма уларниң мал-мүлкини олҗа қилишқа қол салмиди. Шуниң билән улар дүшмәнлиридин қутулуп арамлиққа муйәссәр болди.
Padishahning herqaysi bashqa ölkiliridiki qalghan Yehudiylar yighilip öz janlirini saqlashqa septe turup özlirige öch bolghanlardin jemiy yetmish besh ming ademni öltürdi, emma ularning mal-mülkini olja qilishqa qol salmidi. Shuning bilen ular düshmenliridin qutulup aramliqqa muyesser boldi.
17 Бу Адар ейиниң он үчинчи күнидики иш еди; он төртинчи күни улар арам алди, шу күнни зияпәт берип шатлинидиған күн қилип бекитти.
Bu Adar éyining on üchinchi künidiki ish idi; on tötinchi küni ular aram aldi, shu künni ziyapet bérip shadlinidighan kün qilip békitti.
18 Лекин Шушандики Йәһудийлар болса он үчинчи, он төртинчи күнлири топлишип җәң қилди; он бәшинчи күни улар арам алди, шу күнни зияпәт берип шатлинидиған күн қилип бекитти.
Lékin Shushandiki Yehudiylar bolsa on üchinchi, on tötinchi künliri topliship jeng qildi; on beshinchi küni ular aram aldi, shu künni ziyapet bérip shadlinidighan kün qilip békitti.
19 Шу сәвәптин сәһрадики Йәһудийлар, йәни йеза-қишлақларда туруватқан Йәһудийлар Адар ейиниң он төртинчи күнини зияпәт берип шатлинидиған мубарәк күн бекитип, бир-биригә соға-салам беришидиған болди.
Shu sewebtin sehradiki Yehudiylar, yeni yéza-qishlaqlarda turuwatqan Yehudiylar Adar éyining on tötinchi künini ziyapet bérip shadlinidighan mubarek kün békitip, bir-birige sowgha-salam bérishidighan boldi.
20 Мордикай бу вақиәләрни хатириләп һәмдә Аһашверошниң һәр қайси өлкилириниң жирақ-йеқин җайлирида туруватқан барлиқ Йәһудийларға мәктупларни йоллиди.
Mordikay bu weqelerni xatirilep hemde Ahashwéroshning herqaysi ölkilirining yiraq-yéqin jaylirida turuwatqan barliq Yehudiylargha mektuplarni yollidi.
21 Шундақ қилип у уларниң арисида һәрйили Адар ейиниң он төрт, он бәшинчи күнини байрам қилип өткүзүлсун дәп бекитти;
Shundaq qilip u ularning arisida heryili Adar éyining on töt, on beshinchi künini bayram qilip ötküzülsun dep békitti;
22 у бу икки күнни Йәһудийларниң дүшмәндин қутулуп арамлиққа еришкән күни сүпитидә, шу айни уларниң қайғу-һәсрити шатлиққа, жиға-зерәлири мубарәк күнгә айланған ай сүпитидә әсләп, бу икки күнни зияпәт қилип шатлинидиған, көпчилик бир-биригә салам-соға беридиған, кәмбәғәлләргә хәйр-еһсан қилидиған күн қилишқа буйруди.
u bu ikki künni Yehudiylarning düshmendin qutulup aramliqqa érishken küni süpitide, shu ayni ularning qayghu-hesriti shadliqqa, yigha-zarliri mubarek kün’ge aylan’ghan ay süpitide eslep, bu ikki künni ziyapet qilip shadlinidighan, köpchilik bir-birige salam-sowgha béridighan, kembeghellerge xeyr-éhsan qilidighan kün qilishqa buyrudi.
23 Шу сәвәптин Йәһудийлар дәсләп башлиған шу [һейтни] давамлаштурушқа вә шуниңдәк Мордикайниң уларға язғанлириниму орунлайдиғанға вәдә беришти.
Shu sewebtin Yehudiylar deslep bashlighan shu [héytni] dawamlashturushqa we shuningdek Mordikayning ulargha yazghanlirinimu orunlaydighan’gha wede bérishti.
24 Чүнки әслидә барлиқ Йәһудийларниң күшәндиси болған Агагий Һаммидатаниң оғли Һаман Йәһудийларни һалак қилишни қәстлигән, шундақла уларни нәслидин қурутуп йоқатмақчи болуп «пур», йәни чәк ташлиған еди.
Chünki eslide barliq Yehudiylarning küshendisi bolghan Agagiy Hammidataning oghli Haman Yehudiylarni halak qilishni qestligen, shundaqla ularni neslidin qurutup yoqatmaqchi bolup «pur», yeni chek tashlighanidi.
25 Лекин бу иш падишаниң қулиқиға йәткәндә, падиша мәктупларни йезип, Һаман қәстлигән рәзил иш, йәни униң Йәһудийларни қәст қилған иши униң өз бешиға янсун, дәп ярлиқ чүшүрди; һәм кишиләр уни вә униң оғуллирини дарға асти.
Lékin bu ish padishahning quliqigha yetkende, padishah mektuplarni yézip, Haman qestligen rezil ish, yeni uning Yehudiylarni qest qilghan ishi uning öz béshigha yansun, dep yarliq chüshürdi; hem kishiler uni we uning oghullirini dargha asti.
26 Шуңлашқа, кишиләр «пур» (чәк) дегән исим бойичә бу икки күнни «Пурим байрими» дәп атиди; шуңа Йәһудийлар әшу хәттә пүтүлгәнлири бойичә, һәм көргән, һәм баштин өткүзгәнлиригә асасән,
Shunglashqa, kishiler «pur» (chek) dégen isim boyiche bu ikki künni «Purim bayrimi» dep atidi; shunga Yehudiylar eshu xette pütülgenliri boyiche, hem körgen, hem bashtin ötküzgenlirige asasen,
27 өзлири, әвлатлири һәмдә өзлири билән бирләшкән барлиқ кишиләрниң пүтүлгән әһкамни тутуп, бәлгүләнгән вақитта әшу икки күнни һәр жили мәңгү үзүлдүрмәй байрам қилишини қарар қилди,
özliri, ewladliri hemde özliri bilen birleshken barliq kishilerning pütülgen ehkamni tutup, belgilen’gen waqitta eshu ikki künni her yili menggü üzüldürmey bayram qilishini qarar qildi,
28 шундақла бу икки күн һәр бир дәвирдә, һәр бир җәмәт-аилидә, һәр қайси өлкә, һәр қайси шәһәрдә хатирилинип тәбриклнип турсун вә «Пурим байрими» болидиған мошу күнләрниң тәбриклиниши Йәһудий хәлқи ичидә мәңгү үзүлүп қалмисун, хатириләш паалийәтлири уларниң уруқ-нәсли арисидинму йоқап кәтмисун, дәп қарар қилди.
shundaqla bu ikki kün herbir dewrde, herbir jemet-ailide, herqaysi ölke, herqaysi sheherde xatirilinip tebriklnip tursun we «Purim bayrimi» bolidighan mushu künlerning tebriklinishi Yehudiy xelqi ichide menggü üzülüp qalmisun, xatirilesh paaliyetliri ularning uruq-nesli arisidinmu yoqap ketmisun, dep qarar qildi.
29 Андин Абихаилниң қизи, ханиш Әстәр вә Йәһудий Мордикай Йәһудийларға язған «Пурим байрими» тоғрисидики шу иккинчи хәтни толуқ һоқуқи билән тәкитләп, йәнә бир хәтни йоллиди.
Andin Abixailning qizi, xanish Ester we Yehudiy Mordikay Yehudiylargha yazghan «Purim bayrimi» toghrisidiki shu ikkinchi xetni toluq hoquqi bilen tekitlep, yene bir xetni yollidi.
30 Мордикай хатирҗәмлик вә һәқиқәтниң сөзлирини йәткүзидиған мәктупларни Аһашверошниң падишалиғидики бир йүз жигирмә йәттә өлкидики барлиқ Йәһудийларға әвәтип,
Mordikay xatirjemlik we heqiqetning sözlirini yetküzidighan mektuplarni Ahashwéroshning padishahliqidiki bir yüz yigirme yette ölkidiki barliq Yehudiylargha ewetip,
31 Шу «Пурим» күнлири бәлгүләнгән вақитлирида өткүзүлсун, шуниңдәк Йәһудий Мордикай вә ханиш Әстәрниң тапилиғанлири бойичә, шундақла уларниң өз-өзигә вә нәслигә бекиткәнлири бойичә әйни вақиттики тутулған розилар вә көтирилгән нида-пәрядлар әсләп хатириләнсун, дәп тәкитлиди.
Shu «Purim» künliri belgilen’gen waqitlirida ötküzülsun, shuningdek Yehudiy Mordikay we xanish Esterning tapilighanliri boyiche, shundaqla ularning öz-özige we neslige békitkenliri boyiche eyni waqittiki tutulghan rozilar we kötürülgen nida-peryadlar eslep xatirilensun, dep tekitlidi.
32 Әстәрниң ярлиғи «Пурим байрими»дики шу ишларни бекитип бәрди; бу иш тарихнамиғиму пүтүлди.
Esterning yarliqi «Purim bayrimi»diki shu ishlarni békitip berdi; bu ish tarixnamighimu pütüldi.

< Әстәр 9 >