< Әстәр 8 >

1 Падиша Аһашверош шу күни Йәһудийларниң дүшмини Һаманниң өй-зиминини илтипат қилип ханиш Әстәргә бәрди; Мордикайму падишаниң һозуриға кәлтүрүлди, чүнки Әстәр өзиниң Мордикай билән туққан екәнлигини падишаға дәп бәргән еди.
В тот день царь Артаксеркс отдал царице Есфири дом Амана, врага Иудеев; а Мардохей вошел пред лице царя, ибо Есфирь объявила, что он для нее.
2 Падиша өзиниң Һамандин қайтурувалған үзүгини чиқирип Мордикайға бәрди, Әстәрму Мордикайни Һаманниң өй-җайини башқурушқа қойди.
И снял царь перстень свой, который он отнял у Амана, и отдал его Мардохею; Есфирь же поставила Мардохея смотрителем над домом Амана.
3 Әстәр йәнә падишаниң алдиға келип айиғиға жиқилип, көзигә яш алған һалда падишадин Агагийлардин болған Һаман кәлтүрүп чиққан балаю-апәтни һәм униң Йәһудийларни йоқитиш сүйқәстини бекар қилишни йелинип өтүнди.
И продолжала Есфирь говорить пред царем и пала к ногам его, и плакала и умоляла его отвратить злобу Амана Вугеянина и замысел его, который он замыслил против Иудеев.
4 Падиша алтун һасисини Әстәргә тәңливиди, Әстәр орнидин қопуп падишаниң алдида турди.
И простер царь к Есфири золотой скипетр; и поднялась Есфирь, и стала пред лицем царя,
5 — Әгәр алийлири мақул көрсә, әгәр мән падишаниң алдида илтипатқа еришкән болсам, әгәр падишасим бу ишни тоғра дәп қариса, шуниңдәк мәндин мәмнун болса, ярлиқ чүшүрүп Агагийлардин Һаммидатаниң оғли Һаман язған мәктупларни, йәни падишасимниң һәр қайси өлкисидики Йәһудийларни йоқитиш тоғрисидики мәктупларни бекар қилидиған бир ярлиқ йезилишини тиләймән.
и сказала: если царю благоугодно, и если я нашла благоволение пред лицем его, и справедливо дело сие пред лицем царя, и нравлюсь я очам его, то пусть было бы написано, чтобы возвращены были письма по замыслу Амана, сына Амадафа, Вугеянина, писанные им об истреблении Иудеев во всех областях царя;
6 Чүнки мән өз хәлқимгә чүшидиған бу балаю-апәткә қандақму чидап қарап туралаймән? Өз туққанлиримниң йоқитилишиға қандақму чидап қарап туралаймән? — деди Әстәр падишаға.
ибо, как я могу видеть бедствие, которое постигнет народ мой, и как я могу видеть погибель родных моих?
7 Падиша Аһашверош ханиш Әстәр билән Йәһудий Мордикайға: — Мана, Һаман Йәһудийларға зиянкәшлик қилмақчи болғачқа, мән униң өй-зиминини Әстәргә бәрдим вә униң өзини улар дарға асти.
И сказал царь Артаксеркс царице Есфири и Мардохею Иудеянину: вот, я дом Амана отдал Есфири, и его самого повесили на дереве за то, что он налагал руку свою на Иудеев;
8 Әнди силәр өзүңларниң тоғра тапқини бойичә мениң намимда Йәһудийлар үчүн бир ярлиқ йезип, мениң үзүк мөһүрүмни бесиңлар; чүнки падишаниң намида йезилған, падишаниң үзүк мөһүри бесилған ярлиқни һеч ким бекар қилалмайду, деди.
напишите и вы о Иудеях, что вам угодно, от имени царя и скрепите царским перстнем, ибо письма, написанного от имени царя и скрепленного перстнем царским, нельзя изменить.
9 Шу чағда, үчинчи айда, йәни Сиван ейиниң жигирмә үчинчи күни, падишаниң мирзилириниң һәммиси чақирип келинди. Улар Мордикайниң барлиқ буйруғини бойичә ярлиқ язди; ярлиқ Йәһудаларниң иши тоғрилиқ Һиндистандин Һәбәшстанғичә бир йүз жигирмә йәттә өлкиниң валийлириға, өлкә башлиғи вә бәглиригә йезилған болуп, мәктуплар һәр қайси өлкигә өз йезиғи билән, һәр қайси әл-милләтләргә өз тили билән, шундақла Йәһудийларға өз йезиғи билән, өз тилида пүтүлгән еди.
И позваны были тогда царские писцы в третий месяц, то есть в месяц Сиван, в двадцать третий день его, и написано было все так, как приказал Мардохей, к Иудеям, и к сатрапам, и областеначальникам, и правителям областей от Индии до Ефиопии, ста двадцати семи областей, в каждую область письменами ее и к каждому народу на языке его, и к Иудеям письменами их и на языке их.
10 Мордикай ярлиқни падиша Аһашверошниң намида йезип, униңға падишаниң үзүк мөһүрини басти; ярлиқ мәктуплирини падишалиқниң атлиқлири билән, йәни толпарларға, ат қечирларға вә төгиләргә мингән чәвәндазлар арқилиқ һәр қайси җайларға йоллиди.
И написал он от имени царя Артаксеркса, и скрепил царским перстнем, и послал письма чрез гонцов на конях, на дромадерах и мулах царских,
11 Ярлиқта: «Падиша һәр қайси шәһәрләрдики Йәһудийларниң уюшуп, өз һаятини қоғдишиға, шундақла өзлиригә дүшмәнлик қилидиған һәр милләт вә һәр қайси өлкиләрдики күчләрни, җүмлидин уларниң бала-җақилирини қоймай йоқитишиға, қиришиға, нәслини қурутушиға, шундақла мал-мүлкини олҗа қилишиға иҗазәт берилди;
о том, что царь позволяет Иудеям, находящимся во всяком городе, собраться и стать на защиту жизни своей, истребить, убить и погубить всех сильных в народе и в области, которые во вражде с ними, детей и жен, и имение их разграбить,
12 бу иш бир күндә, йәни он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни падиша Аһашверошниң һәр қайси өлкилиридә иҗра қилинсун» дәп пүтүлгән еди.
в один день по всем областям царя Артаксеркса, в тринадцатый день двенадцатого месяца, то есть месяца Адара.
13 Ярлиқ һәр қайси өлкигә әвәтилип, пәрман сүпитидә елан қилинсун, Йәһудийларниң әшу күни дүшмәнлиридин интиқам елишқа тәйярлинип қоюши үчүн ярлиқниң көчүрүлмиси һәр қайси әл-милләтләргә уқтурулсун, дәп бекитилди.
Список с сего указа отдать в каждую область, как закон, объявляемый для всех народов, чтоб Иудеи готовы были к тому дню мстить врагам своим.
14 Шуниң билән чәвәндазлар толпарларға вә қечирларға минип падишаниң буйруғи бойичә җиддий йолға атланди; ярлиқ Шушан қәлъәсидиму җакаланди.
Гонцы, поехавшие верхом на быстрых конях царских, погнали скоро и поспешно, с царским повелением. Объявлен был указ и в Сузах, престольном городе.
15 Мордикай көк вә ақ рәңлик шаһанә кийим кийип, бешиға катта алтун таҗни тақап, сөсүн рәң кәндир йепинчини йепинип, падишаниң һозуридин чиқти; Шушан шәһәрдики хәлиқ хошаллиққа чөмүп тәнтәнә қилишти.
И Мардохей вышел от царя в царском одеянии яхонтового и белого цвета и в большом золотом венце, и в мантии виссонной и пурпуровой. И город Сузы возвеселился и возрадовался.
16 Йәһудийлар йоруқлуқ, шат-хурамлиқ вә иззәт-икрамға муйәссәр болди.
А у Иудеев было тогда освещение и радость, и веселье, и торжество.
17 Һәр қайси өлкә, һәр қайси шәһәрләрдә, падишаниң әмир-ярлиғи йетип барғанлиги йәрләрдә, Йәһудийлар шат-хурамлиққа чөмүп, зияпәт қилип мубарәк бир күнни өткүзүшти; нурғун йәрлик аһалиләр өзлирини Йәһудий дейишивалди; чүнки Йәһудийлардин қорқуш вәһимиси уларни бесивалған еди.
И во всякой области и во всяком городе, во всяком месте, куда только доходило повеление царя и указ его, была радость у Иудеев и веселье, пиршество и праздничный день. И многие из народов страны сделались Иудеями, потому что напал на них страх пред Иудеями.

< Әстәр 8 >