< Әстәр 7 >
1 Шуниң билән падиша билән Һаман ханиш Әстәрниң зияпитигә дахил болушқа кәлди.
2 Падиша иккинчи қетимлиқ зияпәт үстидә шарап ичиливатқанда Әстәрдин: — И ханиш Әстәр, немә тәливиң бар? У саңа иҗабәт қилиниду. Немә илтимасиң бар? Һәтта падишалиғимниң йеримини илтимас қилсаңму шундақ қилиниду, — деди.
3 — Әгәр нәзәрлиридә илтипатқа еришкән болсам, и алийлири, вә падишасимға мувапиқ көрүнсә, мениң илтимасим өз җенимни айиғайла, шуниңдәк мениң тәливим өз хәлқимни сақлиғайла;
4 чүнки биз, йәни мән вә мениң хәлқим биргә йоқитилип, қирилип, нәслимиздин қурутулушқа сетиветилдуқ. Әгәр биз қул вә дедәкликкә сетиветилгән болсақ, сүкүт қилған болаттим; лекин падишасимниң тартидиған зийининиму дүшмән төләп берәлмәйтти, — дәп җавап бәрди Әстәр.
5 Падиша Аһашверош ханиш Әстәрдин: — Бундақ қилишқа петинған киши ким екән? У қәйәрдә?! — дәп сориди. Әстәр җававән: —
6 Бу дүшмән вә зәһәрхәндә мана мошу рәзил Һаман! — девиди, Һаман падиша билән ханиш алдида шу заматла дәккә-дүккигә чүшти.
7 Шуниң билән падиша қәһри-ғәзәпкә келип зияпәт-шарап үстидин турди-дә, чарибаққа чиқип кәтти; Һаман болса ханиш Әстәрдин җенини тиләшкә қалди; чүнки у падишаниң өзигә җаза бәрмәй қоймайдиған нийәткә кәлгәнлигини көрүп йәткән еди.
8 Падиша чарибағдин зияпәт-шарап дәстихиниға қайтип кәлгинидә Һаманниң өзини Әстәр йөләнгән диванға ташлиғиничә турғинини көрди-дә: — — Қара, униң ордида мениң алдимдила ханишқа зорлуқ қилғиливатқинини?! — девиди, бу сөз падишаниң ағзидин чиқиши биләнла адәмләр Һаманниң баш-көзини чүмкәп қойди.
9 Падишаһниң алдида туруватқан һәрәмъағилиридин Һарбона исимлиқ бириси: — Йәнә бир иш бар, мана, Һаман алийлириниң һаяти үчүн гәп қилған Мордикайни есиш үчүн, әллик гәз егизликтә ясатқан дар тәйяр туриду, у дар һазир мошу Һаманниң һойлисида, девиди, падиша: — Һаманни униңға есиңлар! — деди.
10 Шуниң билән улар Һаманни у Мордикайға тәйярлап қойған дарға асти; шуниң билән падишаниң ғәзиви бесилди.