< Әстәр 6 >
1 Шу күни кечиси падишаниң уйқиси қечип, тарих-тәзкиринамини әкәлдүрди вә булар униң алдида оқуп берилди.
那一夜,君王因失眠,便命人取大事錄,即年鑑來,在他面前誦讀。
2 Бир йәрдә: «Падишаһниң Бигтана, Тәрәш дәйдиған орда дәрвазисини бақидиған икки һәрәмъағиси бар еди, улар падиша Аһашверошқа қол селишқа қәстлигәндә, Мордикай бу ишни паш қилип хәвәр йәткүзгән, дәп пүтүлгән еди.
書上這樣記載:摩爾德開如何告發了君王的兩個守門太監彼革堂和特勒士,企圖殺害薛西斯王的事。
3 Падишаһ: — Бу иш үчүн Мордикайға қандақ нам-шөһрәт вә иззәт-икрам наил қилинди? — дәп сориди. — У һеч немигә еришмиди, — дәп җавап беришти падишаниң йенидики хизмәттә болған ғуламлири.
王問說:「摩爾德開為這事得到什尊榮和地位﹖」服侍他的僕答說:「他什麼也沒有得到。」
4 — Орда һойлисида ким бар? — дәп сориди падиша. Бу чағда Һаман падишадин Мордикайни өзи тәйярлап қойған дарға есишни тәләп қилғили келип, ординиң ташқириқи һойлисиға киргән еди.
正當君王探聽摩爾德開的賢德時,恰巧哈曼在庭院裏,於是王問說:「是誰在庭院裏﹖」原來哈曼正走到了王宮的外庭,要請求君王把摩爾德開懸在他豎起的刑架上。
5 — Мана, Һаман һойлида туриду, — дейишти падишаниң ғуламлири униңға. — Кирсун, — деди падиша.
王的僕役答應說:「是哈曼站在庭院裏。」王說:「叫他進來! 」
6 Һаман киривиди, падиша униңдин: — Падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә немә ишларни қилиши керәк? — дәп соривиди, Һаман көңлидә: «Падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән киши мениңдин башқа йәнә ким болатти?» — дәп ойлиди-дә
哈曼進來,王對他說:「假如君王要顯耀一個人,應該怎樣對待他﹖」哈曼心想:除我以外,君王還能顯耀誰呢﹖
7 падишаға: — Падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә
於是哈曼對君王說:「大王對願顯耀的人,
8 падишасим дайим кийидиған шаһанә кийим-кечәк вә дайим минидиған арғимақ, йәни бешиға шаһанә таҗ-бәлгү тақалған арғимақ елип келинип,
應拿出大王穿的龍袍和大王騎的頭戴「御馬冠」的駿馬;
9 шаһанә кийим билән арғимақни падишаниң әң муһтәрәм әмирлиридин биригә тутқузсун, у кийимни падишасим иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә кийгүзүп вә уни арғимаққа миндүрүп шәһәр мәйдан-кочилирини айландурсун вә униң алдида: «Қараңлар! Падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә мошундақ муамилә қилиниду!» дәп җакалап маңсун, — деди.
將龍袍和駿馬交給大王的一個大臣,叫他給大王所要顯耀的人穿上,領他騎著御馬在城中的廣場遊行,還要有人走在他前面喊道:看,凡皇上願意顯耀的人,就是這樣的待他。」
10 Шуниң билән падиша Һаманға: — Тез берип дегиниңдәк шаһанә кийим билән арғимақни әпкәл, орда дәрвазисиниң алдида олтарған аву Йәһудий Мордикайға дәл сөзүңдәк қилғин; сениң дегәнлириңниң бирәрсиму кам болуп қалмисун! — деди.
王對哈曼說:「趕快拿龍袍和駿馬來,就照你所說的,去對待坐在御門旁的那猶太人摩爾德開罷! 凡你所說的,一點也不可忽略! 」
11 Шундақ қилип Һаман шаһанә кийим билән арғимақни әкелип, алди билән Мордикайға шаһанә кийимни кийгүзди, андин уни арғимаққа миндүрүп, шәһәр мәйдан-кочилирини айландурди вә униң алдида: — «Мана, падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә мошундақ муамилә қилиниду!» дәп җакалап маңди.
哈曼就拿了龍袍和駿馬來,先給摩爾德開穿上龍袍,然後扶他騎上駿馬,領他在市內的廣場遊行,還走在他前面喊道:「凡皇上願意顯耀的人,就是這樣的待他。」
12 Мордикай йәнила орда дәрвазисиниң алдиға қайтип барди; Һаман болса ғәм-қайғуға петип, бешини чүмкигән һалда алдирап-тенәп өз өйигә қайтип кәтти.
事後,摩爾德開回到御門,哈曼卻趕快回了家,蒙著頭飲泣。
13 Һаман хотуни Зәрәшкә вә барлиқ дост-ағинилиригә бешиға кәлгәнлириниң һәммисини ейтип бәрди. Андин униң данишмәнлири билән хотуни Зәрәш буни аңлап униңға: — Мордикайниң алдида йеңилишқа башлаптила; у әгәр Йәһудийларниң нәслидин болса, уни йеңәлмәйла, әксичә сөзсиз униң алдида мәғлуп болидила, дейишти.
哈曼將所遭遇的,都給他的愛妻則勒士和朋友述說了。他的謀士和愛妻則勒士對他說:「在摩爾德開前,你既開始失敗,如果他真是猶太人,你決不能得勝他,終必敗於他前。」
14 Улар техи Һаман билән сөзлишиватқан чеғида, падишаниң һәрәмъағилири келип Һаманни Әстәр тәйярлиған зияпәткә беришқа алдиратти.
他們正同他談論時,王的太監來催哈曼赴艾斯德爾設的盛宴。