< Әстәр 4 >
1 Мордикай болуватқан ишлардин хәвәр тапқандин кейин егинлирини житип, үстигә бөз артип, вә усти-бешиға күл чечип, шәһәрниң оттурисиға чиқип наһайити қаттиқ вә әләмлик пәряд көтәрди.
Mordikay boluwatqan ishlardin xewer tapqandin kéyin éginlirini yirtip, üstige böz artip, we usti-béshigha kül chéchip, sheherning otturisigha chiqip nahayiti qattiq we elemlik peryad kötürdi.
2 У орда дәрвазиси алдиға келип тохтап қалди; чүнки боз йепинған һәр қандақ адәмниң орда дәрвазисидин киришигә рухсәт йоқ еди.
U orda derwazisi aldigha kélip toxtap qaldi; chünki boz yépin’ghan herqandaq ademning orda derwazisidin kirishige ruxset yoq idi.
3 Падишаһниң әмри вә ярлиғи йәткүзүлгән һәр қайси өлкиләрдә Йәһудийлар арисида қаттиқ налә-пәряд көтирилди; улар роза тутуп, көз йеши қилип, жиға-зерә қилди; нурғун кишиләр боз йепинип күлдә еғинап йетишти.
Padishahning emri we yarliqi yetküzülgen herqaysi ölkilerde Yehudiylar arisida qattiq nale-peryad kötürüldi; ular roza tutup, köz yéshi qilip, yigha-zar qildi; nurghun kishiler boz yépinip külde éghinap yétishti.
4 Әстәрниң хизмитидә болған дедәклири вә һәрәмъағилири бу ишни униңға ейтивиди, ханишниң көңли интайин еғир болди; Мордикайниң бозни ташлап, кийивелишиға кийим-кечәк чиқартип бәрди, лекин Мордикай қобул қилмиди.
Esterning xizmitide bolghan dédekliri we heremaghiliri bu ishni uninggha éytiwidi, xanishning köngli intayin éghir boldi; Mordikayning bozni tashlap, kiyiwélishigha kiyim-kéchek chiqartip berdi, lékin Mordikay qobul qilmidi.
5 Шуниң билән Әстәр өзиниң хизмитидә болушқа падиша тайинлап әвәткән һәрәмъағилиридин Һатақ исимлиқ бирини чақирип, уни Мордикайниң қешиға берип, бу ишниң зади қандақ иш екәнлигини, немә сәвәптин болуватқанлиғини тиң-тиңлап келишкә әвәтти.
Shuning bilen Ester özining xizmitide bolushqa padishah teyinlep ewetken heremaghiliridin Hataq isimlik birini chaqirip, uni Mordikayning qéshigha bérip, bu ishning zadi qandaq ish ikenlikini, néme sewebtin boluwatqanliqini ting-tinglap kélishke ewetti.
6 Шуниң билән Һатақ орда дәрвазиси алдидики мәйданға келип Мордикай билән көрүшти.
Shuning bilen Hataq orda derwazisi aldidiki meydan’gha kélip Mordikay bilen körüshti.
7 Мордикай бешиға кәлгән һәммә ишни, Һаман Йәһудийларниң нәслини қурутуветиш үчүн падишаниң ғәзнилиригә тапшурушқа вәдә қилған күмүчниң санини қалдурмай ейтип бәрди.
Mordikay béshigha kelgen hemme ishni, Haman Yehudiylarning neslini qurutuwétish üchün padishahning xezinilirige tapshurushqa wede qilghan kümüshning sanini qaldurmay éytip berdi.
8 Мордикай йәнә Һатаққа Шушанда җакаланған, Йәһудийларни йоқитиш тоғрисидики ярлиқниң көчүрмисини Әстәрниң көрүп беқишиға йәткүзүп беришкә тапшурди һәмдә униңға Әстәргә әһвални чүшәндүрүп, ордиға кирип падиша билән көрүшүп өз хәлқи үчүн падишадин өтүнүп илтиҗа қилип беқишқа үндәшни тапилиди.
Mordikay yene Hataqqa Shushanda jakarlan’ghan, Yehudiylarni yoqitish toghrisidiki yarliqning köchürmisini Esterning körüp béqishigha yetküzüp bérishke tapshurdi hemde uninggha Esterge ehwalni chüshendürüp, ordigha kirip padishah bilen körüshüp öz xelqi üchün padishahtin ötünüp iltija qilip béqishqa ündeshni tapilidi.
9 Һатақ қайтип келип Мордикайниң гәплирини Әстәргә йәткүзди.
Hataq qaytip kélip Mordikayning geplirini Esterge yetküzdi.
10 Әстәр Һатаққа Мордикайға ейтидиған гәпләрни тапшуруп, уни Мордикайниң йениға йәнә әвәтти: —
Ester Hataqqa Mordikaygha éytidighan geplerni tapshurup, uni Mordikayning yénigha yene ewetti: —
11 «Падишаһниң барлиқ хизмәткарлири вә һәр қайси өлкә хәлиқлири, мәйли әр болсун аял болсун, чақиртилмай туруп ички һойлиға, падишаниң һозуриға өз мәйличә кирсә, падиша униңға илтипат көрситип алтун һасисини тәңләп өлүмдим кәчүрүм қилмиса, ундақта у кишигә нисбәтән бешиға чүшидиған бирла қанун-бәлгүлимә бардур: — у өлүм җазасини тартиду. Һазир мениң падиша билән көрүшүшкә чақиртилмиғинимға оттуз күн болди».
«Padishahning barliq xizmetkarliri we herqaysi ölke xelqliri, meyli er bolsun ayal bolsun, chaqirtilmay turup ichki hoyligha, padishahning huzurigha öz meyliche kirse, padishah uninggha iltipat körsitip altun hasisini tenglep ölümdim kechürüm qilmisa, undaqta u kishige nisbeten béshigha chüshidighan birla qanun-belgilime bardur: — u ölüm jazasini tartidu. Hazir méning padishah bilen körüshüshke chaqirtilmighinimgha ottuz kün boldi».
12 Әстәрниң сөзлири Мордикайға йәткүзүлүвиди,
Esterning sözliri Mordikaygha yetküzülüwidi,
13 Мордикай муну гәпләрни Әстәргә йәткүзүшни һавалә қилди: — «Сән көңлүңдә мән ордида яшаватимән, шуңа барлиқ башқа Йәһудийлардин бехәтәр болуп қутулимән, дәп хиял әйлимә.
Mordikay munu geplerni Esterge yetküzüshni hawale qildi: — «Sen könglüngde men ordida yashawatimen, shunga barliq bashqa Yehudiylardin bixeter bolup qutulimen, dep xiyal eylime.
14 Әгәр бу чағда сән җим турувалсаң, Йәһудийларға башқа тәрәптин мәдәт вә ниҗат чиқиши мумкин; лекин у чағда сән өз ата җәмәтиң билән қошулуп йоқитилисән. Ким билсун, сениң ханишлиқ мәртивисигә еришкиниң дәл бүгүнки мошундақ пәйт үчүн болғанму?».
Eger bu chaghda sen jim turuwalsang, Yehudiylargha bashqa tereptin medet we nijat chiqishi mumkin; lékin u chaghda sen öz ata jemeting bilen qoshulup yoqitilisen. Kim bilsun, séning xanishliq mertiwisige érishkining del bügünki mushundaq peyt üchün bolghanmu?».
15 Әстәр Мордикайға мундақ дәп җавап қайтурди: —
Ester Mordikaygha mundaq dep jawab qayturdi: —
16 «Сән берип, Шушандики барлиқ Йәһудийларни жиққин; мениң үчүн роза тутуп, үч кечә-күндүз һеч йемәңлар, һеч ичмәңлар; мән һәм дедәклиримму шундақ роза тутимиз. Андин кейин мән қанунға хилаплиқ қилип падишаниң һозуриға киримән, маңа өлүм кәлсә, өләй!».
«Sen bérip, Shushandiki barliq Yehudiylarni yighqin; méning üchün roza tutup, üch kéche-kündüz héch yémenglar, héch ichmenglar; men hem dédeklirimmu shundaq roza tutimiz. Andin kéyin men qanun’gha xilapliq qilip padishahning huzurigha kirimen, manga ölüm kelse, öley!».
17 Шуниң билән Мордикай у йәрдин кетип, Әстәрниң тапилиғинидәк қилди.
Shuning bilen Mordikay u yerdin kétip, Esterning tapilighinidek qildi.