< Әстәр 3 >

1 Бу ишлардин кейин падиша Аһашверош Агагийлардин болған Һаммидатаниң оғли Һаманниң мәнсивини өстүрди; падиша униң орнини өстүрүп, өзи билән биллә ишләйдиған барлиқ әмирләрниңкидин жуқури қилди.
After these events King Ahasuerus promoted Haman the son of Hammedatha the Agagite, and advanced him to a place above all the officials who were with him.
2 Падиша униң һәққидә әмир қилғачқа, орда дәрвазисида турған падишаниң барлиқ әмәлдарлири Һаманниң алдида тазим қилип баш уратти; лекин Мордикай болса Һаманға нә тазим қилмиди, нә баш урмиди.
All the king’s courtiers who were in the king’s gate used to bow down before Haman, for so the king had commanded, but Mordecai did not bow down nor prostrate himself.
3 Орда дәрвазисида турған падишаниң хизмәткарлири Мордикайдин: — Сили немишкә падишаниң әмригә хилаплиқ қилидила? — дәп сорайтти.
Then the king’s courtiers, who were in the king’s gate, said to Mordecai, ‘Why do you disobey the king’s command?’
4 Шундақ болдики, улар һәр күни несиһәт қилишқан болсиму, у қулақ салмиғандин кейин, улар: — Қени, Мордикайниң қилған бу ишиға йол қоюламду-йоқ, бир көрәйличу, дәп буни Һаманға ейтти; чүнки у уларға өзиниң Йәһудий екәнлигини ейтқан еди.
When they had spoken to him day after day without his listening to them, they informed Haman, to see whether Mordecai’s acts would be tolerated, for he had told them that he was a Jew.
5 Һаман Мордикайниң өзигә баш уруп тазим қилмиғанлиғини көрүп қаттиқ ғәзәпләнди.
When Haman saw that Mordecai did not bow down nor prostrate himself before him, he was furious.
6 Лекин у «Мордикайниң үстигә қол селишни кичиккинә бир иш» дәп һесаплиди; чүнки улар Мордикайниң миллитини униңға дәп қойған еди; шуңа Һаман Аһашверошниң пүткүл падишалиғидики Йәһудийларни, йәни Мордикайниң хәлқини бирақла йоқитиш йолини издәп жүрди.
But it seemed to him beneath his dignity to lay hands on Mordecai alone, for they had told him who Mordecai’s people were. Instead Haman sought to destroy all the people of Mordecai, all the Jews throughout the kingdom of Ahasuerus.
7 Падиша Аһашверошниң он иккинчи жили биринчи айда, йәни Нисан ейида, бириси Һаманниң алдида [қутлуқ] ай-күнни бекитиш үчүн һәр күн, һәр ай бойичә «пур», йәни чәк ташливиди, он иккинчи айға, йәни «Адар ейи»ға чиқти.
In the first month (the month of Nisan) in the twelfth year of the reign of King Ahasuerus, Haman had “pur” (which means “lot”) cast before him to determine the best day and best month for his actions. The lot fell on the thirteenth day of the twelfth month – the month of Adar.
8 Һаман падиша Аһашверошқа: — Падишаһлиқлириниң һәр қайси өлкилиридики әл-милләтләр арисида чечилип яшаватқан бир хәлиқ бар; уларниң қанун-бәлгүлимилири башқа хәлиқләрниңкигә охшимайду, улар алийлириниң қанун-бәлгүлимилиригиму бойсунмайду; шуңа уларниң яшишиға йол қоюш алийлириға һеч пайда йәткүзмәйду.
So Haman said to King Ahasuerus, ‘There is a certain people scattered among the peoples in all the provinces of your kingdom, whose laws differ from those of every other and who do not keep the king’s laws. Therefore it is not right for the king to tolerate them.
9 Әгәр падишасимға лайиқ көрүнсә, уларни йоқитиш тоғрилиқ ярлиқ пүтүп чүшүргәйла; мана мән өз йенимдин он миң талант күмүчни алийлириниң ғәзнилиригә селиш үчүн падишалиқниң ишлирини башқуридиған хадимларниң қолиға тапшуримән, деди.
If it seems best to the king, let an order be given to destroy them, and I will pay ten thousand silver coins into the royal treasury.’
10 Шуниң билән падиша өзиниң бармиғидин үзүкни сийрип чиқирип, Йәһудийларниң рәқиби, Агагий Һаммидатаниң оғли Һаманға берип:
So the king took off his signet ring from his hand and gave it to Haman son of Hammedatha the Agagite, the enemy of the Jews.
11 — Шу күмүчләрни өзүңгә инъам қилдим, у хәлиқниму саңа тапшурдум, уларни қандақ қилишни халисаң, шундақ қил! — деди.
‘The money is yours,’ the king said to Haman, ‘and the people also to do with them as you wish.’
12 Андин биринчи айниң он үчинчи күни падишаниң мирзилири чақирилип, ярлиқ Һаманниң барлиқ тапилиғини бойичә пүтүлди; у һәр қайси өлкиләргә өз йезиғида, һәр қайси әл-милләткә өз тилида яздурулуп, һәр бир өлкиләрниң валийлириға, һәр бир әл-милләтниң әмирлиригә әвәтилди; ярлиқ падиша Аһашверошниң намида пүтүлгән болуп, униң үзүк мөһүри билән печәтләнди.
And so, on the thirteenth day of the first month, the king’s secretaries were summoned and as Haman instructed an edict was issued to the king’s satraps and provincial governors and the rulers of each of the peoples in their own script and their own language. The edict was written in the name of King Ahasuerus and sealed with his ring.
13 Ярлиқ мәктуплири чапармәнләрниң қоли билән падишалиқниң һәр қайси өлкилиригә йәткүзүлди; униңда бир күн ичидә — Он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни қери-яш, балилар вә аяллар демәй, барлиқ Йәһудийларни қоймай қирип, өлтүрүп, нәсли қурутуветилсун, уларниң мал-мүлки олҗа қилинсун, дейилгән еди.
Dispatches were sent by couriers to all the king’s provinces, saying: Destroy, kill, put an end to all the Jews, young and old, little children and women, on the thirteenth day of the twelfth month, and plunder their possessions.
14 Шу ярлиқ һәр бир өлкидә җакалиниш үчүн, шундақла шу күни һәр бир хәлиқ шундақ қилишқа тәйяр болуп туруши үчүн, мәктупниң көчүрмә нусхилири һәр бир әл-милләткә елан қилинмақчи болди.
A copy of the edict was to be published as a decree in every province – publicly displayed so that everyone might be ready for that day.
15 Чапармәнләр падишаниң әмри бойичә дәрһал йолға чиқти; ярлиқ Шушан қәлъәсиниң өзидиму елан қилинди. Бу чағда падиша Һаман билән шарап ичишкә олтарған еди. Лекин Шушан шәһиридикиләр дәккә-дүккигә чөмүп кетишти.
By command of the king the couriers raced off, and the edict was published in Susa itself. Then the king and Haman sat down to drink, but the city of Susa was in turmoil.

< Әстәр 3 >