< Әстәр 2 >
1 Бу ишлар өтүп, падиша Аһашверошниң ғәзиви бесилғанда, у Ваштини сеғинип, униң қилғинини һәм униң үстидин чиқирилған ярлиғи һәққидә әсләп ойлинип қалди.
Bu ixlar ɵtüp, padixaⱨ Aⱨaxweroxning ƣǝzipi besilƣanda, u Waxtini seƣinip, uning ⱪilƣinini ⱨǝm uning üstidin qiⱪirilƣan yarliⱪi ⱨǝⱪⱪidǝ ǝslǝp oylinip ⱪaldi.
2 Шу сәвәптин падишаниң хизмитидә турған ғоҗидарлар униңға: — Алийлири үчүн саһибҗамал яш қизларни издәп тепип кәлтүргәйла;
Xu sǝwǝbtin padixaⱨning hizmitidǝ turƣan ƣojidarlar uningƣa: — Aliyliri üqün saⱨibjamal yax ⱪizlarni izdǝp tepip kǝltürgǝyla;
3 алийлири падишалиғидики һәр қайси өлкиләрдә барлиқ гөзәл қизларни жиғип, Шушан қәлъәсидики һәрәмсарайға кәлтүрүшкә әмәлдарларни тәйингәйла; қизлар ордидики қиз-аялларға мәсъул болған һәрәмъағиси Һегайниң қолиға тапшурулғай; уларға керәклик упа-әңликләр тәминләнгәй.
aliyliri padixaⱨliⱪidiki ⱨǝrⱪaysi ɵlkilǝrdǝ barliⱪ güzǝl ⱪizlarni yiƣip, Xuxan ⱪǝl’ǝsidiki ⱨǝrǝmsarayƣa kǝltürüxkǝ ǝmǝldarlarni tǝyingǝyla; ⱪizlar ordidiki ⱪiz-ayallarƣa mǝs’ul bolƣan ⱨǝrǝm’aƣisi Ⱨegayning ⱪoliƣa tapxurulƣay; ularƣa kerǝklik upa-ǝngliklǝr tǝminlǝngǝy.
4 Алийлирини сөйүндүргән қиз Ваштиниң орнини бесип ханиш болсун, деди. Бу гәп падишани хуш қилди вә у шундақ қилди.
Aliylirini sɵyündürgǝn ⱪiz Waxtining ornini besip hanix bolsun, dedi. Bu gǝp padixaⱨni hux ⱪildi wǝ u xundaⱪ ⱪildi.
5 Шушан қәлъәсидә Бинямин қәбилисидин, Кишниң әвриси, Шимәйниң нәвриси, Яирниң оғли Мордикай исимлиқ бир Йәһудий бар еди
Xuxan ⱪǝl’ǝsidǝ Binyamin ⱪǝbilisidin, Kixning ǝwrisi, Ximǝyning nǝwrisi, Yairning oƣli Mordikay isimlik bir Yǝⱨudiy bar idi
6 (Киш болса Бабил падишаси Небоқаднәсар Йәһуда падишаси Йәконияһ билән бир топ кишиләрни тутқун қилип Йерусалимдин әкәткәндә, улар билән биллә әсир қилинип кетилгән еди).
(Kix bolsa Babil padixaⱨi Neboⱪadnǝsar Yǝⱨuda padixaⱨi Yǝkoniyaⱨ bilǝn bir top kixilǝrni tutⱪun ⱪilip Yerusalemdin ǝkǝtkǝndǝ, ular bilǝn billǝ ǝsir ⱪilinip ketilgǝnidi).
7 Мордикай өзиниң тағисиниң қизи Һадассаһни (йәни Әстәр) беқип чоң қилған еди, чүнки униң ата-аниси йоқ еди. Бу қиз гөзәл, тәқи-турқи келишкән еди; ата-аниси өлүп кәткән болғачқа Мордикай уни өз қизи қатарида беқип чоң қилған еди.
Mordikay ɵzining taƣisining ⱪizi Ⱨadassaⱨni (yǝni Əstǝr) beⱪip qong ⱪilƣanidi, qünki uning ata-anisi yoⱪ idi. Bu ⱪiz güzǝl, tǝⱪi-turⱪi kelixkǝn idi; ata-anisi ɵlüp kǝtkǝn bolƣaqⱪa Mordikay uni ɵz ⱪizi ⱪatarida beⱪip qong ⱪilƣanidi.
8 Падишаһниң әмри вә ярлиғи җакаланғандин кейин нурғун қизлар Шушан қәлъәсигә кәлтүрүлүп Һегайниң қолиға тапшурулди; шундақ болдики, Әстәрму ордиға кәлтүрүлүп ордидики қиз-аялларға мәсъул болған Һегайниң қолиға тапшурулди.
Padixaⱨning ǝmri wǝ yarliⱪi jakarlanƣandin keyin nurƣun ⱪizlar Xuxan ⱪǝl’ǝsigǝ kǝltürülüp Ⱨegayning ⱪoliƣa tapxuruldi; xundaⱪ boldiki, Əstǝrmu ordiƣa kǝltürülüp ordidiki ⱪiz-ayallarƣa mǝs’ul bolƣan Ⱨegayning ⱪoliƣa tapxuruldi.
9 Әстәр Һегайға яққан болуп, у униңға илтипат көрсәтти; у тезла униңға упа-әңлик вә тегишлик йемәкликләрни тәминлиди һәм ордидин униңға талланған йәттә кенизәкни бәрди; андин уни кенизәклири билән һәрәмсарайниң әң есил җайидин орун бәрди.
Əstǝr Ⱨegayƣa yaⱪⱪan bolup, u uningƣa iltipat kɵrsǝtti; u tezla uningƣa upa-ǝnglik wǝ tegixlik yemǝkliklǝrni tǝminlidi ⱨǝm ordidin uningƣa tallanƣan yǝttǝ kenizǝkni bǝrdi; andin uni kenizǝkliri bilǝn ⱨǝrǝmsarayning ǝng esil jayidin orun bǝrdi.
10 Әстәр өзиниң миллити вә теги-тәктини һеч кимгә ейтмиди, чүнки Мордикай униңға буни ашкарилимаслиқни тапилиған еди.
Əstǝr ɵzining milliti wǝ tegi-tǝktini ⱨeqkimgǝ eytmidi, qünki Mordikay uningƣa buni axkarilimasliⱪni tapiliƣanidi.
11 Мордикай Әстәрниң һал-әһвалидин хәвәр тепиш вә униңға қандақ муамилә қилинидиғанлиғини билиш үчүн, һәр күни һәрәмсарайниң һойлиси алдида айлинип жүрәтти.
Mordikay Əstǝrning ⱨal-ǝⱨwalidin hǝwǝr tepix wǝ uningƣa ⱪandaⱪ muamilǝ ⱪilinidiƣanliⱪini bilix üqün, ⱨǝrküni ⱨǝrǝmsarayning ⱨoylisi aldida aylinip yürǝtti.
12 Қизларға аит рәсмийәт бойичә, һәр бир қизниң ордиға кирип падиша Аһашверош билән биллә болуш нөвитидин авал, он икки ай бәдинини тазилиши керәк еди, чүнки қизларниң «тазилиниш күнлири» мундақ йол билән ада қилинатти: — алтә ай мурмәкки мейи билән, алтә ай әтир-әңлик вә шундақла қизларниң бәдинини пакизлайдиған башқа буюмлар билән пәрдаз қилиниши керәк еди.
Ⱪizlarƣa ait rǝsmiyǝt boyiqǝ, ⱨǝrbir ⱪizning ordiƣa kirip padixaⱨ Aⱨaxwerox bilǝn billǝ bolux nɵwitidin awwal, on ikki ay bǝdinini tazilixi kerǝk idi, qünki ⱪizlarning «tazilinix künliri» mundaⱪ yol bilǝn ada ⱪilinatti: — altǝ ay murmǝkki meyi bilǝn, altǝ ay ǝtir-ǝnglik wǝ xundaⱪla ⱪizlarning bǝdinini pakizlaydiƣan baxⱪa buyumlar bilǝn pǝrdaz ⱪilinixi kerǝk idi.
13 Қиз падишаниң һозуриға киридиған чағда мундақ қаидә бар еди: — Ордиға киргәндә униң немә тәливи болса, шулар һәрәмсарайдин униңға бериләтти.
Ⱪiz padixaⱨning ⱨuzuriƣa kiridiƣan qaƣda mundaⱪ ⱪaidǝ bar idi: — Ordiƣa kirgǝndǝ uning nemǝ tǝlipi bolsa, xular ⱨǝrǝmsaraydin uningƣa berilǝtti.
14 Қиз ахшими кирип кетип, әтиси әтигәндә қайтип чиққанда һәрәмсарайниң «иккинчи бөлүм»игә қайтурулуп, тоқал-кенизәкләргә мәсъул болған падишаниң һәрәмъағиси Шаашғазниң қолиға тапшурулатти; падиша у қизға амрақ болуп қелип, исмини атап чақирмиғичә, у иккинчи ордиға кирип падиша билән биллә болмайтти.
Ⱪiz ahximi kirip ketip, ǝtisi ǝtigǝndǝ ⱪaytip qiⱪⱪanda ⱨǝrǝmsarayning «ikkinqi bɵlüm»igǝ ⱪayturulup, toⱪal-kenizǝklǝrgǝ mǝs’ul bolƣan padixaⱨning ⱨǝrǝm’aƣisi Xaaxƣazning ⱪoliƣa tapxurulatti; padixaⱨ u ⱪizƣa amraⱪ bolup ⱪelip, ismini atap qaⱪirmiƣuqǝ, u ikkinqi ordiƣa kirip padixaⱨ bilǝn billǝ bolmaytti.
15 Мордикайниң тағиси Абихаилниң қизи Әстәр, йәни Мордикай өз қизи қилип беқивалған қизниң падиша билән биллә болушқа кириш нөвити кәлгәндә, у қизларға мәсъул болған падишаниң һәрәмъағиси Һегай өзигә тәйярлап бәргән нәрсиләрдин башқа һеч нәрсини тәләп қилмиди. Әстәрни көргәнләрниң һәммиси уни яқтуруп қалатти.
Mordikayning taƣisi Abihailning ⱪizi Əstǝr, yǝni Mordikay ɵz ⱪizi ⱪilip beⱪiwalƣan ⱪizning padixaⱨ bilǝn billǝ boluxⱪa kirix nɵwiti kǝlgǝndǝ, u ⱪizlarƣa mǝs’ul bolƣan padixaⱨning ⱨǝrǝm’aƣisi Ⱨegay ɵzigǝ tǝyyarlap bǝrgǝn nǝrsilǝrdin baxⱪa ⱨeqnǝrsini tǝlǝp ⱪilmidi. Əstǝrni kɵrgǝnlǝrning ⱨǝmmisi uni yaⱪturup ⱪalatti.
16 Падиша Аһашверош сәлтәнәт сүрүп йәттинчи жилиниң онинчи ейиға, йәни Тәбәт ейиға кәлгәндә, Әстәр униң билән биллә болушқа шаһанә ордиға башлап кирилди.
Padixaⱨ Aⱨaxwerox sǝltǝnǝt sürüp yǝttinqi yilining oninqi eyiƣa, yǝni Tǝbǝt eyiƣa kǝlgǝndǝ, Əstǝr uning bilǝn billǝ boluxⱪa xaⱨanǝ ordiƣa baxlap kirildi.
17 Падиша Әстәрни башқа барлиқ қизлардин яхши көрүп қалғачқа, шундақла Әстәр униң илтипати һәм амрақлиғиға еришкән болғачқа, падиша ханиш таҗини униң бешиға кийдүрүп, уни Ваштиниң орниға ханиш қилип тиклиди.
Padixaⱨ Əstǝrni baxⱪa barliⱪ ⱪizlardin yahxi kɵrüp ⱪalƣaqⱪa, xundaⱪla Əstǝr uning iltipati ⱨǝm amraⱪliⱪiƣa erixkǝn bolƣaqⱪa, padixaⱨ hanix tajini uning bexiƣa kiydürüp, uni Waxtining orniƣa hanix ⱪilip tiklidi.
18 Андин падиша өзиниң барлиқ әмирлири вә бәг-һакимлириға Әстәрниң иззәт-һөрмити үчүн катта зияпәт бәрди; у йәнә һәр қайси өлкиләргә баҗ-алвандин азат мәзгил болсун дәп елан чиқарди һәмдә шаһанә байлиқлиридин сехийлиқ билән инъамларни бәрди.
Andin padixaⱨ ɵzining barliⱪ ǝmirliri wǝ bǝg-ⱨakimliriƣa Əstǝrning izzǝt-ⱨɵrmiti üqün katta ziyapǝt bǝrdi; u yǝnǝ ⱨǝrⱪaysi ɵlkilǝrgǝ baj-alwandin azad mǝzgil bolsun dǝp elan qiⱪardi ⱨǝmdǝ xaⱨanǝ bayliⱪliridin sehiyliⱪ bilǝn in’amlarni bǝrdi.
19 Иккинчи қетим қизлар шундақ жиғилған вақитта Мордикайниң орда дәрвазисида олтиридиған орни бар болған еди
Ikkinqi ⱪetim ⱪizlar xundaⱪ yiƣilƣan waⱪitta Mordikayning orda dǝrwazisida olturidiƣan orni bar bolƣanidi
20 (Әстәр Мордикайниң тапилиғини бойичә, өзиниң миллити вә теги-тәктини йәнила башқиларға ейтмиған еди; чүнки Әстәр Мордикайниң гепини илгири баққан вақтида аңлиғандәк аңлайтти).
(Əstǝr Mordikayning tapiliƣini boyiqǝ, ɵzining milliti wǝ tegi-tǝktini yǝnila baxⱪilarƣa eytmiƣanidi; qünki Əstǝr Mordikayning gepini ilgiri baⱪⱪan waⱪtida angliƣandǝk anglaytti).
21 У күнләрдә, Мордикай орда дәрвазисидики орнида олтарған вақтида, падишаниң Бигтан вә Тәрәш дегән икки дәрвазивән һәрәмъағиси падиша Аһашверошқа ғәзәплинип, униңға қол селишни қәстләватқан еди.
U künlǝrdǝ, Mordikay orda dǝrwazisidiki ornida olturƣan waⱪtida, padixaⱨning Bigtan wǝ Tǝrǝx degǝn ikki dǝrwaziwǝn ⱨǝrǝm’aƣisi padixaⱨ Aⱨaxweroxⱪa ƣǝzǝplinip, uningƣa ⱪol selixni ⱪǝstlǝwatⱪanidi.
22 Бу сүйқәстни Мордикай сезип қелип, уни ханиш Әстәргә ейтти; Әстәр бу ишни Мордикайниң намида падишаға сөзләп бәрди.
Bu suyiⱪǝstni Mordikay sezip ⱪelip, uni hanix Əstǝrgǝ eytti; Əstǝr bu ixni Mordikayning namida padixaⱨⱪa sɵzlǝp bǝrdi.
23 Бу иш сүрүштә қилинивиди, раст болуп чиқти вә у иккиси дарға есилди. Бу вақиә падишаниң көз алдида тарих-тәзкирә китавида пүтүлди.
Bu ix sürüxtǝ ⱪiliniwidi, rast bolup qiⱪti wǝ u ikkisi darƣa esildi. Bu wǝⱪǝ padixaⱨning kɵz aldida tarih-tǝzkirǝ kitabida pütüldi.