< Әстәр 10 >
1 Падиша Аһашверош қуруқлуқ вә деңиз араллиридики аһалиләрниң һәммисигә алван төлигүзәтти.
Padishah Ahashwérosh quruqluq we déngiz aralliridiki ahalilerning hemmisige alwan töligüzetti.
2 Униң нопуз-һәйвити вә қудритини аян қилған барлиқ қилған-әткәнлири, шундақла Мордикайниң падишаниң өстүрүши билән еришкән катта шөһрити тоғрисидики тәпсилатлар Медиа вә Парс падишалириниң тарих-тәзкирилиридә пүтүлгән әмәсму?
Uning nopuz-heywiti we qudritini ayan qilghan barliq qilghan-etkenliri, shundaqla Mordikayning padishahning östürüshi bilen érishken katta shöhriti toghrisidiki tepsilatlar Média we Pars padishahlirining tarix-tezkiriliride pütülgen emesmu?
3 Чүнки Йәһудий Мордикайниң мәртивиси падиша Аһашвероштин кейинла иккинчи орунда туратти; у дайим өз хәлиқ-миллитиниң бәхитини көзләп, барлиқ нәслидикиләргә аман-есәнлик тиләк сөзлирини қилатти, Йәһудийларниң арисида зор иззәт-һөрмәт тепип, қериндашлириниң қәдирлишигә еришкән еди.
Chünki Yehudiy Mordikayning mertiwisi padishah Ahashwéroshtin kéyinla ikkinchi orunda turatti; u daim öz xelq-millitining bextini közlep, barliq neslidikilerge aman-ésenlik tilek sözlirini qilatti, Yehudiylarning arisida zor izzet-hörmet tépip, qérindashlirining qedirlishige érishkenidi.