< Әстәр 1 >
1 Аһашверош (Һиндистандин Һәбәшистанғичә бир йүз жигирмә йәттә өлкигә һөкүмранлиқ қилған Аһашверош)ниң тәхттики күнлиридә шундақ бир вақиә болди: —
Ahashwérosh (Hindistandin Hebeshistan’ghiche bir yüz yigirme yette ölkige hökümranliq qilghan Ahashwérosh)ning texttiki künliride shundaq bir weqe boldi: —
2 Шу күнләрдә, у падиша Аһашверош Шушан қәлъәсидики шаһанә тәхтидә олтарғинида,
Shu künlerde, u padishah Ahashwérosh Shushan qel’esidiki shahane textide olturghinida,
3 у сәлтәнәт сүрүп үчинчи жили барлиқ әмирлири вә бәг-һакимлириға зияпәт бәрди; Парс вә Медианиң қошуни, шуниңдәк һәр қайси өлкиләрниң есилзадилири вә бәглириниң һәммиси униң һозуриға һазир болди.
u seltenet sürüp üchinchi yili barliq emirliri we beg-hakimlirigha ziyapet berdi; Pars we Médianing qoshuni, shuningdek herqaysi ölkilerning ésilzadiliri we beglirining hemmisi uning huzurigha hazir boldi.
4 У сәлтәнитиниң байлиғиниң шану-шәвкити вә һәйвитиниң катта җуласини көп күнләр, йәни бир йүз сәксән күн көргәзмә қилди.
U seltenitining bayliqining shanu-shewkiti we heywitining katta julasini köp künler, yeni bir yüz seksen kün körgezme qildi.
5 Бу күнләр өтүп кәткәндин кейин падиша йәнә Шушан қәлъәсидики барлиқ хәлиққә чоң-кичик демәй, ординиң чарбеғидики һойлида йәттә күн зияпәт бәрди.
Bu künler ötüp ketkendin kéyin padishah yene Shushan qel’esidiki barliq xelqqe chong-kichik démey, ordining charbéghidiki hoylida yette kün ziyapet berdi.
6 У йәр ақ вә көк кәндир жиптин тоқулған пәрдиләр билән безәлгән болуп, бу пәрдиләр мәрмәр таш түврүкләргә бекитилгән күмүч һалқиларға ақ рәңлик кәндир жип вә сөсүн жуңлуқ шойнилар билән есилған еди; ақ қашташ вә ақ мәрмәр ташлар, сәдәп вә қара мәрмәр ташлар ятқузулған мәйдан үстигә алтун-күмүчтин ясалған диванлар қоюлған еди.
U yer aq we kök kendir yiptin toqulghan perdiler bilen bézelgen bolup, bu perdiler mermer tash tüwrüklerge békitilgen kümüsh halqilargha aq renglik kendir yip we sösün yungluq shoynilar bilen ésilghanidi; aq qashtash we aq mermer tashlar, sedep we qara mermer tashlar yatquzulghan meydan üstige altun-kümüshtin yasalghan diwanlar qoyulghanidi.
7 Ичимликләр алтун җамларда тутуп ичиләтти; җамлар бир-биригә охшимайтти; шаһанә мәй-шараплар падишаниң сәлтәнитигә яриша мол еди.
Ichimlikler altun jamlarda tutup ichiletti; jamlar bir-birige oxshimaytti; shahane mey-sharablar padishahning seltenitige yarisha mol idi.
8 Шарап ичиш қаидиси бойичә, зорлашқа рухсәт қилинмайтти; чүнки падиша ордидики барлиқ ғоҗидарларға, һәр кимниң ичиши өз хаһиши бойичә болсун, дәп бекитип бәргән еди.
Sharab ichish qaidisi boyiche, zorlashqa ruxset qilinmaytti; chünki padishah ordidiki barliq ghojidarlargha, herkimning ichishi öz xahishi boyiche bolsun, dep békitip bergenidi.
9 Ханиш Ваштиму падиша Аһашверошниң ордисида аяллар үчүн зияпәт бәрди.
Xanish Washtimu padishah Ahashwéroshning ordisida ayallar üchün ziyapet berdi.
10 Йәттинчи күни Аһашверош падиша шараптин кәйпи чағ болғинида, алдида хизмитидә турған Мәһуман, Бизта, Һарбона, Бигта, Абагта, Зетар, Каркас дегән йәттә һәрәмъағисини
Yettinchi küni Ahashwérosh padishah sharabtin keypi chagh bolghinida, aldida xizmitide turghan Mehuman, Bizta, Harbona, Bigta, Abagta, Zétar, Karkas dégen yette heremaghisini
11 ханиш Ваштиниң пухралар вә әмирләрниң алдида гөзәллигини көрсәтсун дәп, уни ханишлиқ таҗини кийип келишкә чарқирғили әвәтти; чүнки у толиму чирайлиқ еди.
xanish Washtining puqralar we emirlerning aldida güzellikini körsetsun dep, uni xanishliq tajini kiyip kélishke charqirghili ewetti; chünki u tolimu chirayliq idi.
12 Лекин һәрәмъағилири ханиш Ваштиға падишаниң әмрини йәткүзгәндә, у келишни рәт қилди; шуниң билән падиша интайин ғәзәплинип, униң қәһри өрлиди.
Lékin heremaghiliri xanish Washtigha padishahning emrini yetküzgende, u kélishni ret qildi; shuning bilen padishah intayin ghezeplinip, uning qehri örlidi.
13 Шу вақитларда падишаниң ишлири тоғрилиқ қанун-әһкамларни пишшиқ билгәнләрдин мәслиһәт сораш адити бар еди; шуңа падиша вәзийәтни пишшиқ чүшинидиған данишмәнләрдин сориди
Shu waqitlarda padishahning ishliri toghruluq qanun-ehkamlarni pishshiq bilgenlerdin meslihet sorash aditi bar idi; shunga padishah weziyetni pishshiq chüshinidighan danishmenlerdin soridi
14 (у чағда данишмәнләрдин униң йенида Каршина, Шетар, Адмата, Таршиш, Мәрәс, Марсена, Мәмукан қатарлиқ йәттә Парс билән Медианиң әмирлири бар еди; улар дайим падиша билән көрүшүп туратти, падишалиқта улар алдинқи қатарда туратти).
(u chaghda danishmenlerdin uning yénida Karshina, Shétar, Admata, Tarshish, Meres, Marséna, Memukan qatarliq yette Pars bilen Médianing emirliri bar idi; ular daim padishah bilen körüshüp turatti, padishahliqta ular aldinqi qatarda turatti).
15 Падиша улардин: — Ханиш Вашти мәнки падиша Аһашверошниң һәрәмъағилар арқилиқ йәткүзгән әмрим бойичә иш қилмиғини үчүн уни қанун бойичә қандақ бир тәрәп қилиш керәк? — дәп сориди.
Padishah ulardin: — Xanish Washti menki padishah Ahashwéroshning heremaghilar arqiliq yetküzgen emrim boyiche ish qilmighini üchün uni qanun boyiche qandaq bir terep qilish kérek? — dep soridi.
16 Мәмукан падиша вә әмирләрниң алдида җавап берип: — Ханиш Вашти алийлириниң зитиға тегипла қалмай, бәлки падишасимиз Аһашверошниң һәр қайси өлкилиридики барлиқ әмирләр вә барлиқ пухраларниңму зитиға тәгди.
Memukan padishah we emirlerning aldida jawap bérip: — Xanish Washti aliylirining zitigha tégipla qalmay, belki padishahimiz Ahashwéroshning herqaysi ölkiliridiki barliq emirler we barliq puqralarningmu zitigha tegdi.
17 Чүнки ханишниң шу қилғини барлиқ аялларниң қулиқиға йәтсә, улар «Падиша Аһашверош: «Ханиши Ваштини йенимға елип келиңлар» дәп әмир қилса, у кәлмәпту!» дәп өз әрлирини мәнситмәйдиған қилип қойиду.
Chünki xanishning shu qilghini barliq ayallarning quliqigha yetse, ular «Padishah Ahashwérosh: «Xanishi Washtini yénimgha élip kélinglar» dep emr qilsa, u kelmeptu!» dep öz erlirini mensitmeydighan qilip qoyidu.
18 Парс вә Медиадики мәликә-ханимлар ханишниң бу ишини аңлап, бүгүнла падишаниң барлиқ бәг-әмирлиригә шуниңға охшаш дәйдиған болиду, шуниң билән мәнситмәслик вә хапилиқ үзүлмәйду.
Pars we Médiadiki melike-xanimlar xanishning bu ishini anglap, bügünla padishahning barliq beg-emirlirige shuninggha oxshash deydighan bolidu, shuning bilen mensitmeslik we xapiliq üzülmeydu.
19 Падишасимға мувапиқ көрүнсә, алийлиридин мундақ бир ярлиқ чүшүрүлсун, шуниңдәк у Парслар вә Медиаларниң мәңгү өзгәртилмәйдиған қанун-бәлгүлимилири ичигә пүтүлгәйки, Вашти иккинчи падиша Аһашверошниң һозуриға кәлмигәй; униң ханишлиқ мәртивиси униңдин яхши бирисигә берилгәй.
Padishahimgha muwapiq körünse, aliyliridin mundaq bir yarliq chüshürülsun, shuningdek u Parslar we Médialarning menggü özgertilmeydighan qanun-belgilimiliri ichige pütülgeyki, Washti ikkinchi padishah Ahashwéroshning huzurigha kelmigey; uning xanishliq mertiwisi uningdin yaxshi birsige bérilgey.
20 Алийлириниң җакалиған ярлиғи пүтүн сәлтәнитигә йетип аңланған һаман (униң сәлтәнитиниң зимини бепаян болсиму), аялларниң һәр бири өз еригә, мәйли чоң болсун кичик болсун уларға һөрмәт қилидиған болиду, — деди.
Aliylirining jakarlighan yarliqi pütün seltenitige yétip anglan’ghan haman (uning seltenitining zémini bipayan bolsimu), ayallarning herbiri öz érige, meyli chong bolsun kichik bolsun ulargha hörmet qilidighan bolidu, — dédi.
21 Мәмуканниң бу гепи падиша билән әмирлирини хуш қилди; падиша униң гепи бойичә иш көрди.
Memukanning bu gépi padishah bilen emirlirini xush qildi; padishah uning gépi boyiche ish kördi.
22 У падишаниң барлиқ өлкилиригә, һәр бир өлгигә өз йезиғи билән, һәр қайси әл-милләткә өз тили билән хәтләрни әвәтип: «Һәр бир әр киши өз аилиси ичидә ғоҗайин болсун, шундақла өз ана тили билән сөзлисун» дегән әмирни чүшүрди.
U padishahning barliq ölkilirige, herbir ölgige öz yéziqi bilen, herqaysi el-milletke öz tili bilen xetlerni ewetip: «Herbir er kishi öz ailisi ichide xojayin bolsun, shundaqla öz ana tili bilen sözlisun» dégen emrni chüshürdi.