< Әфәсуслуқларға 1 >

1 Худаниң ирадиси билән, Мәсиһ Әйсаниң расули болған мәнки Павлустин Әфәсуста туруватқан муқәддәс бәндиләргә, йәни Мәсиһ Әйсада ихласмән болғанларға салам!
奉 神旨意,作基督耶稣使徒的保罗,写信给在以弗所的圣徒,就是在基督耶稣里有忠心的人。
2 Атимиз Худа һәм Рәб Әйса Мәсиһтин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!
愿恩惠、平安从 神我们的父和主耶稣基督归与你们!
3 Бизни Мәсиһтә, әршләрдә барлиқ роһий бәхит-бәрикәтләр билән бәрикәтлигән, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Худаси һәм Атиси мубарәк болғай!
愿颂赞归与我们主耶稣基督的父 神!他在基督里曾赐给我们天上各样属灵的福气:
4 Чүнки У бизни, муһәббәт ичидә болуп Өзиниң алдида пак-муқәддәс, дағсиз турушимиз үчүн аләм апиридә қилинмай турупла талливалған еди;
就如 神从创立世界以前,在基督里拣选了我们,使我们在他面前成为圣洁,无有瑕疵;
5 У Өз ирадисигә яққини бойичә бизни алдин-ала Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә оғуллуққа қобул қилишқа бекиткән еди;
又因爱我们,就按着自己的意旨所喜悦的,预定我们借着耶稣基督得儿子的名分,
6 бу ишта Униң меһри-шәпқитиниң улуқлуғиға мәдһийә оқулиду; чүнки У меһри-шәпқити билән бизни Өз сөйгинидә шапаәтләндүргән еди.
使他荣耀的恩典得着称赞;这恩典是他在爱子里所赐给我们的。
7 Биз Униңда [Атиниң] меһри-шәпқитиниң моллуғи билән Униң қени арқилиқ қуллуқтин һөр қилинишқа, итаәтсизликлиримизгә қарита кәчүрүмгә муйәссәр болдуқ;
我们借这爱子的血得蒙救赎,过犯得以赦免,乃是照他丰富的恩典。
8 У [бу меһри-шәпқәтни] барлиқ даналиқ һәм пәм-парасәт билән бизгә зор тартуқлидики,
这恩典是 神用诸般智慧聪明,充充足足赏给我们的;
9 — У Өз көңлигә пүккән гөзәл хаһиши бойичә ирадисидики сирни, йәни вақит-заманларниң пишип йетилишини идарә қилиши билән барлиқ мәвҗудатларға, йәни әршләрдә болғанниң һәммисигә, зиминда болғанниң һәммисигә Мәсиһни баш қилип уларни Мәсиһтә җәм қилиш мәхситини бизгә аян қилди;
都是照他自己所预定的美意,叫我们知道他旨意的奥秘,
要照所安排的,在日期满足的时候,使天上、地上、一切所有的都在基督里面同归于一。
11 Униңда бизму Худаға мирас қилинған; биз шу мәхсәттә барлиқ ишларни әқил-ирадиси бойичә идарә Қилғучиниң нишани билән шу ишқа алдин-ала бекитилгән едуқ;
我们也在他里面得了基业;这原是那位随己意行、做万事的,照着他旨意所预定的,
12 шуниң билән Мәсиһни авал таянч қилған бизләр Униң шан-шәрпиниң улуқлуғини намайән қилғучи болдуқ;
叫他的荣耀从我们这首先在基督里有盼望的人可以得着称赞。
13 һәқиқәтниң калам-сөзини, йәни ниҗатиңлардики хуш хәвәрни аңлап силәрму Униңға таяндиңлар — вә Униңға ишәнгиниңларда, силәр вәдә қилинған Муқәддәс Роһ билән мөһүрләндиңлар.
你们既听见真理的道,就是那叫你们得救的福音,也信了基督,既然信他,就受了所应许的圣灵为印记。
14 Худаниң шан-шәривиниң улуқлуғи намайән қилинип, егилиги үзүл-кесил һөр-ниҗат қилинғичә, Муқәддәс Роһ мирасимизниң «капаләт»и болиду.
这圣灵是我们得基业的凭据,直等到 神之民被赎,使他的荣耀得着称赞。
15 Шуниң билән, силәрниң Рәб Әйсаға бағлиған етиқатиңлар вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә болған муһәббитиңлар тоғрилиқ аңлиғандин тартип,
因此,我既听见你们信从主耶稣,亲爱众圣徒,
16 дуалиримда силәрни әсләп, силәр үчүн рәхмәт ейтишни тохтатмидим;
就为你们不住地感谢 神。祷告的时候,常提到你们,
17 тиләйдиғиним шуки, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Худаси, шан-шәрәпниң Егиси болған Ата силәрниң Уни толуқ билишиңларға даналиқ һәм вәһийни өзләштүргүчи роһни ата қилғай,
求我们主耶稣基督的 神,荣耀的父,将那赐人智慧和启示的灵赏给你们,使你们真知道他,
18 шуниң билән силәрниң қәлбтики көзлириңлар рошәнлишип, Униң чақириқиға бағланған үмүтниң немилигини, Униң муқәддәс бәндилиридә болған шәрәплик мирасиниң қиммәтликлигини
并且照明你们心中的眼睛,使你们知道他的恩召有何等指望,他在圣徒中得的基业有何等丰盛的荣耀;
19 вә Униң ишәнгүчи бизләргә зор күчи билән қаратқан қудритиниң һесапсиз бүйүклүгини билип йәткәйсиләр;
并知道他向我们这信的人所显的能力是何等浩大,
20 дәл шу қудрәтни У Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, әршләрдә Өзиниң оң йенида олтарғузғинида Униңда жүргүзгән еди;
就是照他在基督身上所运行的大能大力,使他从死里复活,叫他在天上坐在自己的右边,
21 пәқәт бу замандила әмәс, бәлки кәлгүси замандиму Уни барлиқ һөкүмранлиқтин, һоқуқтин, күч-қудрәттин, ғоҗайинлиқтин вә барлиқ тилға елинидиған һәр қандақ нам-шәрәптин көп үстүн қойған; (aiōn g165)
远超过一切执政的、掌权的、有能的、主治的,和一切有名的;不但是今世的,连来世的也都超过了。 (aiōn g165)
22 барлиқ мәвҗудатларни Униң путлири астиға қоюп, җамаәт үчүн Уни һәммигә баш болушқа ата қилған.
又将万有服在他的脚下,使他为教会作万有之首。
23 Җамаәт болса Униң тени, йәни һәммини һәммә җәһәттин Толдурғучиниң мукәммәл җәвһиридур.
教会是他的身体,是那充满万有者所充满的。

< Әфәсуслуқларға 1 >