< Әфәсуслуқларға 6 >

1 Балилар, Рәбдә ата-анилириңларға итаәт қилиңлар; чүнки бу дурусдур.
你們作子女的,要在主內聽從你們的父母,因為這是理所當然的。『
2 «Атаңни вә анаңни һөрмәтлә» — бу болса өз ичигә вәдини алған биринчи әмирдур —
孝敬你的父親和母親──這是附有恩許的第一條誡命──
3 «Шуниң билән сениң ишлириң қутлуқ болиду, зиминда узун өмүр көрисән» — [дәп вәдә қилинған].
為使你得到幸福,並在地上延年益壽。』
4 Силәр атилар, балилириңларни хапа қилмаңлар, бәлки уларни Рәбниң тәрбийиси һәм көрсәтмисидә беқиңлар.
你們作父母的,不要惹你們的子女發怒;但要用主的規範和訓誡,教養他們。
5 Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға Мәсиһкә итаәт қилғиниңлардәк чин көңлүңлардин әйминиш вә титрәш билән итаәт қилиңлар;
你們作奴僕的,要戰戰兢兢,以誠實的心,隨從你們肉身的主人,如同隨同基督一樣。
6 пәқәт көз алдидила хизмәт қилип, адәмни хуш қилғучи қуллардин болмаңлар, бәлки Мәсиһниң қуллириниң сүпитидә Худаниң ирадисини җан-дил билән беҗа кәлтүрүңлар,
不要只在人眼前服事,好像單討人的喜歡,而要像基督的僕人,從心裏遵行天主的旨意;
7 адәмләргә әмәс, бәлки Рәбгә чин дилиңлардин хизмәт қилиңлар;
甘心服事,好像服事主,而非服事人,
8 шуни билгәнки, һәр қандақ адәм бирәр яхшилиқ қилса, мәйли у қул болсун яки һөр болсун, шу иш Рәбдин униңға яниду.
因為你們知道:每一個人,或為奴的,或自主的,不論行了什麼善事,都要按他所行的領取主的賞報。
9 Силәр ғоҗайинлар, қуллириңларғиму охшаш йол билән муамилә қилип, уларға һәйвә қилиштин қол үзүңлар; чүнки уларниңму вә силәрниңму ғоҗайиниңлар әрштидур, Униңда һәр қандақ адәмниң йүз-хатирисини қилиш дегәнниң йоқлуғини билисиләр.
至於你們作主人的,要同樣對待奴僕,戒用恐嚇,因為你們知道,他們和你們在天上有同一個主,而且祂是不看情面的。
10 Ахирда, қериндашлар, Рәбдә вә Униң күч-қудритидә күчләндүрлүңлар;
此外,你們務要在主內,藉祂的能力作堅強的人。
11 Иблисниң һейлә-нәйрәңлиригә тақабил турушуңлар үчүн Худаниң пүткүл савут-яриғини кийивелиңлар;
要穿上天主的全副武裝,為能抵抗魔鬼的陰謀,
12 чүнки елишидиғинимиз әт вә қан егилири әмәс, бәлки һөкүмранлар, һоқуқдарлар, бу дуниядики қараңғулуқни башқурғучи дунияви әмирләр, йәни әршләрдә туруватқан рәзил роһий күчләрдур. (aiōn g165)
因為我們戰鬥不是對抗血和肉,而是對抗率領者,對抗掌權者,對抗這黑暗世界的霸主,對抗天界裏邪惡的鬼神。 (aiōn g165)
13 Мошу вәҗидин өзүңларға Худаниң пүтүн савут-яриқини елип артиңларки, рәзиллик күнидә бәрдашлиқ билән қаттиқ туридиған, ахир һәммә ишни ада қилип, йәрни чиң дәссәп туридиған болисиләр.
為此,你們應拿起天主的全副武裝,為使你們在邪惡的日子能夠抵得住,並在獲得全勝之後,仍屹立不動。
14 Әнди чиң туруңлар — һәқиқәт бәлвеғини белиңларға бағлап, мәйдәңләргә һәққанийлиқ савутини кийип, путуңларға хатирҗәм-енақлиқ хуш хәвирини йәткүзүшкә тәйярлиқ чоруғини кийип, йәрни чиң дәссәп туруңлар.
所以要站穩! 用真理作帶,束起你們的腰,穿上正義作甲,
以和平的福音作準備走路的鞋,穿在腳上;
16 Бу ишларниң һәммисидә иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар; униң билән силәр рәзил болғучиниң барлиқ от оқлирини өчүриветәләйдиған болисиләр.
上此外,還要拿起信德作盾牌,使你們能以此撲滅惡者的一切火箭;
17 Һәмдә бешиңларға ниҗатниң дубулғисини кийип, Худаниң сөз-каламини, йәни Роһниң қиличини елиңлар;
並戴上救恩當盔,拿著聖神作利劍,即天主的話,
18 һәммә вақит-пәсилдә Роһта һәр хил дуа-тилавәт һәм илтиҗа билән дуа қилиңлар; дәл бу ишта қәтъий һошияр туруп барлиқ муқәддәс бәндиләр үчүн һәр тәрәплимә дуа-илтиҗалар қилиңлар;
時時靠著聖神,以各種祈求和哀禱祈禱;且要醒寤不倦,為眾聖徒祈求,
19 мән үчүнму дуа қилиңларки, — еғиз ачқинимда маңа сөзләр кәлсун, хуш хәвәрниң сирини дадиллиқ билән ашкарә қилай.
也為我祈求,使我在開口的時候,賜我能說相稱的話,能放心大膽地傳揚福音的奧祕──
20 Мән дәл шу ишқа зәнҗирләр билән бағланған әлчимән; шуңа қилишқа тегишлигим бойичә, [хуш хәвәр йәткүзүштә] дадиллиқ билән сөз қилишимға [дуа қилиңлар].
為這福音我竟作了帶鎖鍊的使者──使我能放心大膽,我應該宣講的去宣講。
21 Әнди мениң тоғрамдики ишлардин, мениң қандақ өтүватқанлиғимдин хәвәрлинишиңлар үчүн, сөйүмлүк қериндаш һәм Рәбдә садиқ хизмәткар болған Тикикус силәргә һәммә ишларни мәлум қилиду.
今我有可愛的弟兄,且忠於主的服務者提希苛給你們報告一切,好使你們知道我的事和我現在做什麼。
22 Мениң уни дәл мошу иш үчүн йениңларға әвәтишим, силәрниң ишлиримиздин хәвәрдар болушиңлар вә униң көңлүңларға тәсәлли вә илһам бериши үчүндур.
我特意打發他到你們那裏去,為叫你們知道我們的情形,並叫他安慰你們的心。
23 Қериндашларға хатирҗәмлик, муһәббәт һәм иман-ишәш ХудаАта вә Рәб Әйса Мәсиһдин болғай!
願平安、愛德和信德由天主父和主耶穌基督賜與眾弟兄!
24 Рәб Әйса Мәсиһни өлмәс-чиримас сөйгү билән сөйгүчиләргә меһри-шәпқәт яр болғай!
恩寵與那些以永恆不變的愛愛我們的主耶穌基督的人同在!

< Әфәсуслуқларға 6 >