< Әфәсуслуқларға 5 >

1 Шуңа Худаниң сөйүмлүк пәрзәнтлиридин болуп, Уни үлгә қилиңлар; һәмдә Мәсиһ бизни сөйүп, Өзини биз үчүн Худаға хушпурақ сүпитидә һәдийә-қурбанлиқ болушқа атап пида қилғандәк силәрму муһәббәт ичидә меңиңлар.
然れば汝等至愛なる小兒の如く神に倣う者となり、
2
又愛の中に歩みて、キリストも我等を愛し、我等の為に己を馨しき香の献物とし、犠牲として神に捧げ給ひしが如くにせよ。
3 Амма муқәддәс бәндиләргә лайиқ һалда, бузуқлуқ, һәр қандақ паскинилиқ яки нәпсанийәтчилик араңларда һәтта тилғиму елинмисун;
私通及び凡ての淫亂貪欲は、其名すらも汝等の中に稱へらるべからざること、聖徒たる者に相應しかるべし。
4 Шундақла ипласлиқ, әхмиқанә параңлар яки чакина чақчақларму тилиңларға елинмисун — буларму мувапиқ әмәстур — бәлки ағзиңлардин тәшәккүрләр чиқсун.
或は汚行、愚なる談話、惡き戯言、是皆相應しからず、寧感謝すべきなり。
5 Чүнки шуниңдин хәвәрдарсиләрки, һәр қандақ бузуқлуқ қилғучи, напак болғучи яки нәпсанийәтчи киши (бундақ киши әмәлийәттә бир бутпәрәскә баравәр) Мәсиһ вә Худаниң падишалиғиға мирасхор болалмайду.
汝等覚りて知らざるべからず、凡ての私通者、淫亂者、貪欲者は、偶像を崇拝するに等しき者にして、キリスト及び神の國に於て世嗣たらざるなり。
6 Һеч кимгә өзүңларни қуруқ гәпләр билән алдатмаңлар; чүнки бу ишлар түпәйлидин Худаниң ғәзиви итаәтсизликтин болған пәрзәнтләрниң бешиға чүшиду.
誰も空言を以て汝等を欺くべからず、其は是等の事の為に、神御怒は不信の子等の上に降ればなり。
7 Шуңа уларға мошу ишларда шерик болмаңлар;
故に汝等彼等に與する事勿れ。
8 чүнки силәр әсли қараңғулуқ едиңлар, лекин һазир Рәбдә йоруқлуқсиләр; йоруқлуқниң пәрзәнтлиригә лайиқ меңиңлар
蓋汝等曾ては暗黒なりしかど、今は主に在りて光なり、光の子の如くに歩め。
9 (чүнки йоруқлуқниң мевиси толуқ меһриванлиқ, һәққанийлиқ вә һәқиқәттин тәркиб тапқандур),
光の結ぶ果は、凡ての慈愛と正義と眞實とに在り。
10 немә ишларниң Рәбни хурсән қилидиғанлиғини үгинип испатлаңлар.
如何なる事の神の御意に適ふかを試し看よ。
11 Қараңғулуқтики мевисиз ишлар билән четилип қалмаңлар; әксичә, уларни ечип әйипләңлар;
且果を結ばざる暗黒の業に與する事なく、寧却て之を咎めよ。
12 чүнки уларниң йошурунчә ишлигәнлирини һәтта тилға елишму номус иштур.
蓋彼等の窃に行ふ所は、之を口にするすら耻なり。
13 Амма йоруқлуқ билән әйипләп ашкариланған һәр қандақ нәрсә очуқ көрүниду; йоруқлуқ ашкарилиған һәммә нәрсә йоруқлуққа айлиниду.
凡ての咎むべき事は光によりて顕る、凡て顕るるは光なればなり。
14 Шуниң үчүн У мундақ дәйду: — «Ойған, әй уйқичи! Тирил өлүкләр арисидин! Вә Мәсиһ сени парлап йоритиду».
是故に言へる事あり、「眠れる人よ起て、死者の中より立上れ、キリスト汝を照らし給はん」と。
15 Шуниң үчүн силәрниң меңиватқан йолуңларға еһтият билән диққәт қилиңлар; йолуңлар наданларниңкидәк әмәс, даналарниңкидәк болсун;
然れば兄弟等よ、如何に慎みて歩むべきかに心せよ。愚者の如くにせず、
16 вақит-пурсәтни ғәниймәт билип тутувелиңлар; чүнки мошу дәвир рәзилдур.
智者の如くに歩みて、日惡しければ良き機會を求めよ、
17 Бу сәвәптин надан болмаңлар, бәлки Рәбниң ирадисиниң немә екәнлигини чүшәнгүчи болуңлар;
是故に神の御旨の如何を覚りて、思慮なき者と成る事勿れ。
18 Һарақ-шарап ичип мәс болмаңлар; шундақ қилиқ адәмни шаллақлаштуриду; буниң орниға Роһқа толдурулғучи болуңлар,
又酒に酔ふ事勿れ、其中に淫亂あるなり。寧ろ(聖)霊に満たされて、
19 бир-бириңларға зәбур-нәғмиләр, мәдһийә күйлири вә роһий нахшилар ейтишип, қәлбиңларда нахша-нәғмиләр яңритип Рәбни мәдһийиләңлар;
霊的の詩と讃美歌と歌とを以て語合ひ、又心の中に謳ひて主を讃美し奉り、
20 һәрдайим һәммә ишлар үчүн Рәб Әйса Мәсиһниң намида Худа һәм Ата Болғучиға тәшәккүр-рәхмәт ейтиңлар,
常に我主イエズス、キリストの御名を以て、萬事に就きて父にて在す神に感謝し、
21 Мәсиһтин әйминип, бир-бириңларға бойсунуңлар.
キリストを畏れ奉りつつ互に歸服せよ。
22 Силәр аяллар, Рәбкә бойсунғандәк өз әрлириңләргә бойсунуңлар;
第三項 家庭に於る信者の義務 妻たる者は己が夫に從ふ事、主に於るが如くにすべし、
23 чүнки Мәсиһ җамаәтниң беши болғандәк, әр аялниң бешидур; Мәсиһ йәнә тәнгә қутқузғучидур.
其は夫が妻の頭たる事、キリストが教會の頭にして、自ら其體の救主に在せるが如くなればなり、
24 Әндиликтә җамаәт Мәсиһкә бойсуғандәк, аяллар әрлиригә һәммә ишта бойсунсун.
然れば教會のキリストに從ふが如く、妻も亦萬事夫に從ふべし。
25 Әрләр аяллириңларни сөйүңләр, худди Мәсиһниңму җамаәтни сөйүп, униң үчүн Өзини пида қилғинидәк сөйүңлар;
夫たる者よ、汝等の妻を愛する事、キリストも教會を愛して、之が為に己を付し給ひしが如くにせよ、
26 [Мәсиһниң җамаәт үчүн] шундақ қилиши җамаәтни муқәддәс қилип, «дасниң сүйи» болған сөз-калам билән жуюп пакландуруш үчүндур,
己を付し給ひしは、(生命の)言により、水洗にて之を潔めて聖とならしめん為、
27 шуниңдәк җамаәтни шәрәплик һалда Өзигә һазир қилип, уни һеч дағ, қоруқ яки буларға охшаш һәр қандақ нәрсиләрдин халий қилип, толуқ муқәддәс вә әйипсиз қилиштин ибарәттур.
光榮ある教會、即ち染なく、皺なく、然る類の事もなき教會を、自ら己が為に備へて、之をして聖なるもの、汚なきものたらしめん為なり。
28 Шуниңға охшаш, әрләр өз аяллирини өз тенини сөйгәндәк сөйүши керәктур; өз аялини сөйгән киши өзини сөйгән билән баравәр.
斯の如く、夫たるものも亦己が妻を我身として愛すべきなり、妻を愛する人は是己を愛する者なり。
29 Чүнки һеч ким әсла өзиниң етидин нәпрәтләнгән әмәс, әксичә уни озуқландуриду һәм асрайду; бу худди Мәсиһниң җамаәтни [озуқландуридиғиниға һәм уни асрайдиғиниға] охшайду.
蓋曾て如何なる人も、己が肉身を嫌ひし事なく、却て之を養ひ守る事、猶キリストが教會に為し給ひしが如し、
30 Чүнки биз Униң тениниң әзалиридурмиз: —
其は我等は其御體の肢にして、其肉より其骨より成りたればなり。
31 «Шу сәвәптин әр ата-анисиниң йенидин айрлип, өз аялиға бағлиниду; иккиси бир тән болиду».
故に人は父母を措きて己が妻に添ひ、而して二人一體と成るべし、
32 Бу сир интайин чоңқурдур; амма мән һазир Мәсиһ вә җамаәт тоғрилиқ сөзләватимән.
是大いなる奥義なり、我はキリスト及び教會に就きて之を言ふ。
33 Амма силәрму һәр бириңлар өз аялиңларни өзүңларни сөйгәндәк сөйүңлар; аял болса, еридин әйминип, уни һөрмәтлисун.
然れば汝等も各己が妻を己として愛し、又妻は夫を畏敬すべし。

< Әфәсуслуқларға 5 >