< Әфәсуслуқларға 4 >
1 Әнди шу сәвәпләрдин, Рәбниң мәһбуси болған мәнки, [Худаниң] силәрни чақирған [бүйүк] чақириқиға лайиқ һалда меңишлириңларни өтүнимән,
2 һәммә ишта кәмтәрлик вә юваш-мулайимлиқ билән, сәвирчанлиқ билән, бир-бириңларға муһәббәт ичидә кәң қосақ болуп,
3 енақ-хатирҗәмликниң риштиси билән, Роһта болған бирликни тутушқа интилишиңларни [өтүнимән].
4 Тән бирдур, Роһ бирдур, — худди чақирилғиниңларда, охшаш бир арзу-үмүткә чақирилғиниңлардәк, —
5 Рәб бирдур, иман-етиқат бирдур, чөмүлдүрүлүш бирдур,
6 һәмминиң ХудаАтиси бирдур; У болса һәммидин үстүн турғучи, һәммини жүргүзгүчи вә һәммимизниң ичидә Болғучидур.
7 Шундақтиму һазир һәр биримизгә Мәсиһниң илтипатиниң өлчими бойичә шәпқәт тәқдим қилинғандур;
8 шуңа, муқәддәс китапта [Худа] ейтқинидәк: — «У жуқуриға көтирилди, [Инсанларни] тутқун қилғучиларни У Өзи әсир қилип елип кәтти, Һәм инсанларға илтипатларни тәқдим қилди».
9 Әнди «көтирилгән» зат болса, [авал] йәрниң тегигә чүшкән затниң Өзи әмәсму?
10 Чүшкән зат болса барлиқ әршләрдин жуқуриға көтирилгәнниң дәл Өзидур; көтирилишиниң мәхсити, аләмниң барлиғини толдуруштин ибарәт;
11 Шуңа, бәзиләрни расуллар, бәзиләрни пәйғәмбәрләр, бәзиләрни хуш хәвәрчиләр, бәзиләрни баққучи вә яки тәлим бәргүчиләр қилип тайинлиған дәл Өзидур.
12 Буларниң мәхсити муқәддәс бәндиләрни хизмәт вәзиписигә, җүмлидин Мәсиһниң тенини қуруп чиқишқа қуралландуруп камаләткә йәткүзүштин ибарәт;
13 вәзипә һәммимизниң етиқатта һәм Худаниң Оғлини толуқ тонушта бирликкә келишимизгичә, камил адәм болуп йетишип чиқишимизғичә, — йәни Мәсиһниң мукәммәл җәвһири гәвдиләнгән қәдди-қамәт өлчимигә йетишимизгичә давамлаштурулмақта;
14 шундақ болғанда, йәнә гөдәк балилардин болмай, адәмләрниң қувлуғидин ойлап чиққан алдамчи нийәт-планлири билән, уларниң һейлә-нәйриңидин чиққан тәлиматиниң долқунлиридин урулуп, униң һәр хил шамилида уяқ-буяққа учурулуп кәтмәймиз;
15 әксичә, меһир-муһәббәт ичидә туруп һәқиқәткә берилип иш көрүп, бешимиз болған Мәсиһкә бағлиништа һәр җәһәттин өсүп йетилидиған болимиз;
16 Униңдин пүткүл тән, әзалири бир-биригә җипсилаштурулуп, озуқлуқ тәминлигүчи һәр бир өгә арқилиқ бир-биригә туташтурулуп, һәр бир әзаниң өзигә хас өлчәнгән вәзипини өтиши билән барғанчә өстүрүлүп, муһәббәт ичидә өз-өзини қуруп чиқишқа ишлимәктә.
17 Шуңа шуни ейтимәнки, Рәбтә уни тапилаймәнки, ят әлләрниңкидәк, йәни уларниң өз ой-пикирлириниң бимәнилигидә маңғинидәк меңивәрмәслигиңлар керәк;
18 улар қәлбиниң қаттиқлиғидин келип чиққан билимсизлик түпәйлидин, Худаниң һаятидин ада-җуда қилинип, чүшәнчиси қараңғулишип кәткән,
19 ар-номусни ташливетип, нәпсанийәтчилиги көпийип һәр хил ипласлиқларни жүргүзүшкә, кәйп-сапаға берилгән.
20 Амма силәр болсаңлар, Мәсиһни шундақ йолда үгинип тонуған әмәссиләр —
21 (һәқиқәтниң Әйсада болғинидәк, уни һәқиқәтән аңлиған, униңда үгитилгән болсаңлар) —
22 демәк, илгәрки турмошуңларға хас болған, алдамчи арзу-һәвәсләргә әгишип өзини булғиғучи «кона адәм»ни селиветип,
23 ой-зеһниңларниң роһида йеңилинип,
24 Худаниң охшашлиғиға асасән, һәқиқәттин чиққан һәққанийлиқта вә пак-муқәддәсликтә яритилған «йеңи адәм»ни кийивелишиңлар керәктур.
25 Шуниң билән ялғанчилиқни селиветип, һәр биримиз өз йеқинлиримиз билән һәқиқәтни сөзлишәйли; чүнки биз бир-биримизгә нисбәтән бир тәнниң әзалиридурмиз.
26 «Аччиқлиниңлар, амма гуна қилмаңлар»; ғәзивиңлар күн патқичә давам етивәрмисун;
27 яки Иблисқа һеч орун қоюп бәрмәңлар.
28 Оғри иккинчи оғрилиқ қилмисун; әксичә у меһнәт қилип икки қолиға тайинип һалал иш қилсунки, һаҗити болғанларғиму бөлүп бәргидәк өз тапқини болсун.
29 Ағзиңлардин һеч қандақ иплас сөз чиқмисун, пәқәт аңлиғучиларға шәпқәт йәтсун үчүн, еһтияҗқа уйғун вә адәмни қуруп чиқидиған сөзләрни ейтиңлар.
30 Худаниң Муқәддәс Роһиға азап бәрмәңләр; чүнки силәр Униң билән һөр-ниҗат күни үчүн мөһүрләнгәнсиләр;
31 өзүңлардин һәр қандақ өч-адавәт, аччиқ-ғәзәп, қәһр, җедәл-маҗиралар, тил-аһанәт һәмдә һәр хил қара нийәтләрни нери қилиңлар;
32 бир-бириңларға меһриван, юмшақ диллиқ болуп, Худа Мәсиһтә силәрни кәчүрүм қилғинидәк бир-бириниңларни кәчүрүм қилиңлар.