< Әфәсуслуқларға 3 >
1 Шу сәвәптин силәр «ят әлдикиләр» үчүн Мәсиһ Әйсаниң мәһбуси болған мәнки Павлус —
2 (силәр бәлким маңа тапшурулған, силәргә Худаниң шәпқитини елип баридиған ғоҗидарлиғим тоғрилиқ,
3 йәни Униң маңа вәһий билән сирни аян қилғанлиғи тоғрилиқ хәвәрдар болушуңлар мүмкин (мән бу тоғрисида илгири аз-паз язған едим;
4 силәр уни оқуғиниңларда, Мәсиһниң сири тоғрилиқ йорутулғанлиғимни билип йетисиләр)
5 илгәрки дәвирләрдә бу сир инсан балилириға Униң муқәддәс расуллири вә пәйғәмбәрлиригә Роһ арқилиқ һазирқидәк ениқ вәһий қилинғандәк, аян қилинған әмәс.
6 Демәк, хуш хәвәр арқилиқ «ят әлдикиләр»дин болғанларму ортақ мирасхорлар, тәндики ортақ әзалар, Мәсиһ Әйсада болған вәдидин ортақ бәһримән болғучилар болиду;
7 Худаниң шәпқити маңа елип кәлгән илтипат билән, Униң күч-қудритиниң жүргүзүлүши билән, мән бу ишқа хизмәткар қилип тайинландим;
8 маңа — муқәддәс бәндилири ичидики әң төвинидинму төвән болған маңа мошу илтипат, йәни әлләр арисида Мәсиһниң мөлчәрлигүсиз байлиқлири тоғрилиқ хуш хәвәр җакалаш
9 вә шундақла һәммини яратқан Худада йошурун болуп кәлгән бу сирниң қандақ әмәлгә ашурулуши тоғрилиқ һәммәйләнни йорутуш хизмити аманәт қилинди. (aiōn )
10 Буниң мәхсити әршләрдә болған һөкүмранларға һәм һоқуқларға Худаниң көп тәрәплимилик даналиғи җамаәт арқилиқ һазир ашкарә қилиништин ибарәттур.
11 Бу иш болса, Униң Мәсиһ Әйса Рәббимиздә иҗра қилинған мәңгүлүк муддиаси бойичидур; (aiōn )
12 Униң ишәш-садиқлиғи арқилиқ биз җасарәткә һәм Худаниң алдиға хатирҗәмлик билән кириш һоқуқиға егә болдуқ;
13 шуниң үчүн силәрдин өтүнимәнки, мениң силәр үчүн тартқан җапа-җәбирлирим түпәйлидин пәришан болмаңлар; чүнки бу иш силәрниң шан-шәривиңлар болиду).
14 Мән шу сәвәптин тизлиримни Атиға пүкимәнки,
15 ( асман-зиминдики барлиқ атилиқ мунасивәтләр Униңдин «ата» намини алиду)
16 У Өз шан-шәривидики байлиқлар билән, Роһи арқилиқ силәрни ички дунияйиңларда күчләндүргәй;
17 шуниң билән Мәсиһ қәлбиңларда ишәш арқилиқ туруп, силәр меһир-муһәббәт ичидә йилтиз тартған, һул селинған,
18 барлиқ муқәддәс бәндиләр билән биллә Мәсиһниң муһәббитиниң кәңлиги, узунлуғи, чоңқурлуғи вә егизлигини чүшинип егиливалғайсиләр; йәни адәмниң билип йетишидин һәссиләп ешип чүшидиған Униң муһәббитини билип йәткәйсиләр, шуниңдәк Худаниң мукәммәл җәвһири билән толдурулғайсиләр.
19
20 Әнди ичимиздә жүргүзидиған қудрити бойичә барлиқ тилигимиз яки ойлиғанлиримиздинму һәдди-һесапсиз артуқ вуҗудқа чиқиришқа қадир Болғучиға, —
21 Униңға дәвирдин дәвиргичә, әбәдил-әбәткичә җамаәттә Мәсиһ Әйса арқилиқ шан-шәрәп болғай! Амин! (aiōn )