< Әфәсуслуқларға 2 >

1 Вә силәр болсаңлар, қәбиһликлириңлар һәм гуналириңларда өлгән болуп,
ܘܐܦ ܠܟܘܢ ܕܡܝܬܝܢ ܗܘܝܬܘܢ ܒܚܛܗܝܟܘܢ ܘܒܤܟܠܘܬܟܘܢ
2 бу дунияниң дәвригә әгишип, һаваниң һоқуқини тутқан һөкүмдарға, йәни бүгүнки күндә итаәтсизликтин болған пәрзәнтләрни қутритиватқан роһқа әгишип, бу ишларда илгири маңғансиләр; (aiōn g165)
ܒܗܠܝܢ ܕܡܢ ܩܕܝܡ ܗܠܟܬܘܢ ܗܘܝܬܘܢ ܒܗܝܢ ܐܝܟ ܥܠܡܝܘܬܗ ܕܥܠܡܐ ܗܢܐ ܘܐܝܟ ܨܒܝܢܗ ܕܪܝܫ ܫܘܠܛܢܐ ܕܐܐܪ ܘܕܪܘܚܐ ܗܕܐ ܕܡܬܚܦܛܐ ܒܒܢܝܐ ܕܠܐ ܡܬܛܦܝܤܢܘܬܐ (aiōn g165)
3 биз һәр биримизму илгири шуларниң арисида әтлиримиздики шәһвәт-һәвәсләрдә һаят өткүзгәнмиз, әтлиримиз һәм өз ой-хиялимизниң хаһишлириға әмәл қилип, башқиларға охшаш, маһийәттә «ғәзәптики пәрзәнтләр» болғанмиз;
ܒܗܢܘܢ ܥܒܕܐ ܕܐܦ ܚܢܢ ܐܬܗܦܟܢ ܒܗܘܢ ܡܢ ܩܕܝܡ ܒܪܓܝܓܬܐ ܕܒܤܪܢ ܘܥܒܕܝܢ ܗܘܝܢ ܨܒܝܢܐ ܕܒܤܪܢ ܘܕܬܪܥܝܬܢ ܘܒܢܝܐ ܗܘܝܢ ܕܪܘܓܙܐ ܡܠܝܐܝܬ ܐܝܟ ܫܪܟܐ
4 бирақ Худа, мол рәһим-шәпқәтни көрсәткүчи болуп, бизни сөйгәндә бизгә көрсәткән аләмбәхш меһир-муһәббити түпәйлидин, —
ܐܠܗܐ ܕܝܢ ܕܥܬܝܪ ܒܪܚܡܘܗܝ ܡܛܠ ܚܘܒܗ ܤܓܝܐܐ ܕܐܚܒܢ
5 һәтта итаәтсизликләрдә өлгән вақтимиздиму, бизгә Мәсиһ билән биллә җан киргүзүп (меһри-шәпқәт билән қутқузулдуңлар!),
ܟܕ ܡܝܬܝܢ ܗܘܝܢ ܒܚܛܗܝܢ ܐܚܝܢ ܥܡ ܡܫܝܚܐ ܘܒܛܝܒܘܬܗ ܦܪܩܢ
6 бизни Униң билән биллә тирилдүрүп, әршләрдә Мәсиһ Әйса билән биллә олтарғузған;
ܘܐܩܝܡܢ ܥܡܗ ܘܐܘܬܒܢ ܥܡܗ ܒܫܡܝܐ ܒܝܫܘܥ ܡܫܝܚܐ
7 мәхсити кәлгүси заманларда Униң Мәсиһ Әйсада бизгә қаритилған меһриванлиғи билән ипадиләнгән шапаитиниң шунчә ғайәт зор екәнлигини көситиштин ибарәттур; (aiōn g165)
ܕܢܚܘܐ ܠܥܠܡܐ ܕܐܬܝܢ ܪܒܘܬܐ ܕܥܘܬܪܐ ܕܛܝܒܘܬܗ ܘܒܤܝܡܘܬܗ ܕܗܘܬ ܥܠܝܢ ܒܝܫܘܥ ܡܫܝܚܐ (aiōn g165)
8 чүнки силәр шәпқәт биләнла ишәш арқилиқ қутқузулдуңлар. Бу иш өзүңлардин кәлгән иш әмәс, бәлки Худадин кәлгән илтипат,
ܒܛܝܒܘܬܗ ܗܘ ܓܝܪ ܐܬܦܪܩܢ ܒܗܝܡܢܘܬܐ ܘܗܕܐ ܠܐ ܗܘܬ ܡܢܟܘܢ ܐܠܐ ܡܘܗܒܬܐ ܗܝ ܕܐܠܗܐ
9 у задила адәмләрниң әмәл-әҗридин кәлмәйду, бу һәм һеч кимниң махтанмаслиғи үчүндур.
ܠܐ ܡܢ ܥܒܕܐ ܕܠܐ ܐܢܫ ܢܫܬܒܗܪ
10 Чүнки биз Худаниң ишлигән һүниридурмиз, хәйрхаһ ишлар үчүн Мәсиһ Әйсада яритилғанмиз; Худа әсли бизниң уларда меңишимиз үчүн бу ишларни алдин-ала тәйярлиған еди.
ܒܪܝܬܐ ܚܢܢ ܓܝܪ ܕܝܠܗ ܕܐܬܒܪܝܢ ܒܝܫܘܥ ܡܫܝܚܐ ܠܥܒܕܐ ܛܒܐ ܗܢܘܢ ܕܡܢ ܩܕܝܡ ܛܝܒ ܐܠܗܐ ܕܒܗܘܢ ܢܗܠܟ
11 Шуңа силәр әслидә әтлириңларға асасән «ят әлләр» дәп һесапланғиниңларни, — инсанниң қоли билән әтлиридә «хәтнә қилинғанлар» дәп аталғанлар тәрипидин «хәтнисиз» дәп аталғанлиғиңларни,
ܡܛܠ ܗܕܐ ܗܘܝܬܘܢ ܥܗܕܝܢ ܕܐܢܬܘܢ ܥܡܡܐ ܡܢ ܩܕܝܡ ܕܒܤܪ ܗܘܝܬܘܢ ܘܡܬܩܪܝܢ ܗܘܝܬܘܢ ܥܘܪܠܘܬܐ ܡܢ ܗܝ ܕܡܬܩܪܝܐ ܓܙܘܪܬܐ ܘܐܝܬܝܗ ܥܒܕ ܐܝܕܝܐ ܒܒܤܪܐ
12 шундақла шу чағда Мәсиһсиз болуп, Исраилниң пухралиқиниң сиртида туруп, вәдиләрни елип кәлгүчи әһдиләрни ят билип, бу дунияда үмүтсиз һәм худасиз яшиғиниңларни есиңларда тутуңлар;
ܘܐܝܬܝܟܘܢ ܗܘܝܬܘܢ ܒܗܘ ܙܒܢܐ ܕܠܐ ܡܫܝܚܐ ܘܢܘܟܪܝܝܢ ܗܘܝܬܘܢ ܡܢ ܕܘܒܪܐ ܕܐܝܤܪܝܠ ܘܐܟܤܢܝܐ ܗܘ ܠܕܝܬܩܐ ܕܡܘܠܟܢܐ ܘܕܠܐ ܤܒܪ ܗܘܝܬܘܢ ܘܕܠܐ ܐܠܗ ܒܥܠܡܐ
13 лекин әсли жирақларда болған силәр һазир Мәсиһниң қени арқилиқ йеқин қилиндиңлар;
ܗܫܐ ܕܝܢ ܒܝܫܘܥ ܡܫܝܚܐ ܐܢܬܘܢ ܕܡܢ ܩܕܝܡ ܪܚܝܩܝܢ ܗܘܝܬܘܢ ܩܪܝܒܐ ܗܘܝܬܘܢ ܒܕܡܗ ܕܡܫܝܚܐ
14 чүнки У бизниң енақлиғимиздур, У икки тәрәпни бир қилип оттуридики ара тамни чеқивәтти;
ܗܘܝܘ ܓܝܪ ܫܝܢܢ ܗܘ ܕܥܒܕ ܬܪܬܝܗܝܢ ܚܕܐ ܘܫܪܐ ܤܝܓܐ ܕܩܐܡ ܗܘܐ ܒܡܨܥܬܐ
15 йәни, Өз әтлири арқилиқ өчмәнликни түгитип, бәлгүлимиләрни көрсәткән, әмирләрни йәткүзгән қанунни бекар қилип, икки тәрәпни Өзидә йеңи бир адәм қилип яратти, шуниң билән енақлиқни апиридә қилди;
ܘܒܥܠܕܒܒܘܬܐ ܒܒܤܪܗ ܘܢܡܘܤܐ ܕܦܘܩܕܐ ܒܦܘܩܕܢܘܗܝ ܒܛܠ ܕܠܬܪܝܗܘܢ ܢܒܪܐ ܒܩܢܘܡܗ ܠܚܕ ܒܪܢܫܐ ܚܕܬܐ ܘܥܒܕ ܫܝܢܐ
16 кресткә миқлинип мошуниң вастиси билән өчмәнликни қәтл қилип, иккисини бир тәндә Худа билән әпләштүрди;
ܘܪܥܝ ܠܬܪܝܗܘܢ ܒܚܕ ܦܓܪ ܥܡ ܐܠܗܐ ܘܒܙܩܝܦܗ ܩܛܠ ܒܥܠܕܒܒܘܬܐ
17 андин У келип, жирақларда турған силәргиму енақлиқ хуш хәвирини җакалиди, йеқиндикиләргиму енақлиқни җакалиди.
ܘܐܬܐ ܤܒܪ ܫܠܡܐ ܠܟܘܢ ܠܪܚܝܩܐ ܘܠܩܪܝܒܐ
18 Чүнки һәр иккимизниң Униң арқилиқ бир Роһта Ата алдиға кириш һоқуқимиз бардур.
ܡܛܠ ܕܒܗ ܗܘ ܗܘܐ ܠܢ ܩܘܪܒܐ ܠܬܪܝܢ ܒܚܕܐ ܪܘܚ ܠܘܬ ܐܒܐ
19 Шуңа шуниңдин башлап силәр мусапирлар, яқа жуттикиләр әмәс, бәлки муқәддәс бәндиләргә вәтәндаш болисиләр, Худаниң өйидикилиридин болисиләр;
ܡܟܝܠ ܠܐ ܗܘܝܬܘܢ ܐܟܤܢܝܐ ܘܠܐ ܬܘܬܒܐ ܐܠܐ ܒܢܝ ܡܕܝܢܬܐ ܕܩܕܝܫܐ ܘܒܢܝ ܒܝܬܗ ܕܐܠܗܐ
20 силәр расуллар вә пәйғәмбәрләр болған һулниң үстигә қурулмақтисиләр; бенаниң «бүҗәк теши» болса Әйса Мәсиһ Өзидур;
ܘܐܬܒܢܝܬܘܢ ܥܠ ܫܬܐܤܬܐ ܕܫܠܝܚܐ ܘܕܢܒܝܐ ܘܗܘ ܗܘܐ ܪܝܫ ܩܪܢܐ ܕܒܢܝܢܐ ܝܫܘܥ ܡܫܝܚܐ
21 Униңда пүткүл бена пухта җипсилаштурулуп, Рәбдә муқәддәс бир ибадәтхана болушқа өсүп бармақта.
ܘܒܗ ܡܬܪܟܒ ܟܠܗ ܒܢܝܢܐ ܘܪܒܐ ܠܗܝܟܠܐ ܩܕܝܫܐ ܒܡܪܝܐ
22 Силәрму [қошулуп] Униңда Худаниң бир туралғуси болушқа Роһта бирләштүрүлүп қурулмақтисиләр.
ܟܕ ܐܦ ܐܢܬܘܢ ܒܗ ܡܬܒܢܝܢ ܐܢܬܘܢ ܠܡܥܡܪܐ ܕܐܠܗܐ ܒܪܘܚ

< Әфәсуслуқларға 2 >