< Һекмәт топлиғучи 8 >
1 Ким дана кишигә тәң келәләйду? Ким ишларни чүшәндүрүшни билиду? Кишиниң даналиғи чирайини нурлуқ қилиду, йүзиниң сүрини йорутиду.
2 Падишаһниң пәрманиға қулақ селишиңни дәвәт қилимән; болупму Худа алдида ичкән қәсәм түпәйлидин шундақ қилғин.
3 Униң алдидин чиқип кетишкә алдирима; яман бир дәвани қоллашта чиң турма; чүнки падиша немини халиса шуни қилиду.
4 Чүнки падишаниң сөзи һоқуқтур; ким униңға: «Өзлири немә қилила?» — дейәлисун?
5 Ким [падишаниң] пәрманини тутқан болса һеч яманлиқни көрмәйду; дана кишиниң көңли һәм пәйтни һәм йолни пәмләләйду.
6 Чүнки һәр бир иш-арзуниң пәйти вә йоли бар; инсан кейинки ишларни билмигәчкә, униң дәрд-әлими өзини қаттиқ басиду. Ким униңға қандақ болидиғанлиғини ейталисун?
7
8 Һеч ким өз роһиға егә болалмас, йәни һеч кимниң өз роһини өзидә қалдуруш һоқуқи йоқтур; һеч кимниң өлүш күнини өз қолида тутуш һоқуқи йоқтур; шу җәңдин қечишқа рухсәт йоқтур; рәзиллик рәзилликкә берилгүчиләрни қутқузмас.
9 Буларниң һәммисини көрүп чиқтим, шундақла қуяш астида қилинған һәр бир ишқа, адәмниң адәм үстигә һоқуқ тутқанлиғи билән уларға зиян йәткүзидиған мошу вақитқа көңүл қойдум.
10 Шуниңдәк рәзилләрниң дәпнә қилинғанлиғини көрдүм; улар әслидә муқәддәс җайға кирип-чиқип жүрәтти; улар [муқәддәс җайдин] чиқипла, рәзил ишларни қилған шу шәһәр ичидә махтилиду техи! Буму бимәниликтур!
11 Рәзиллик үстидин һөкүм тездин беҗа кәлтүрүлмигәчкә, шуңа инсан балилириниң көңли рәзилликни жүргүзүшкә пүтүнләй берилип кетиду.
12 Гунакар йүз қетим рәзиллик қилип, күнлирини узартсиму, Худадин қорқидиғанларниң әһвали улардин яхши болиду дәп билимән; чүнки улар униң алдида қорқиду.
13 Бирақ рәзилләрниң әһвали яхши болмайду, униң күнлири сайидәк тезла өтүп, күнлири узартилмайду, чүнки у Худа алдида қорқмайду.
14 Йәр йүзидә жүргүзүлгән бир бимәнилик бар; бешиға рәзилләрниң қилғини бойичә күн чүшидиған һәққаний адәмләр бар; бешиға һәққаний адәмләрниң қилғини бойичә яхшилиқ чүшидиған рәзил адәмләрму бар. Мән бу ишниму бимәнилик дедим.
15 Шуңа мән тамашини тәриплидим; чүнки инсан үчүн қуяш астида йейиш, ичиш вә һозур елиштин яхси иш йоқтур; шундақ қилип униң әмгигидин болған мевә Худа тәқдим қилған қуяш астидики өмриниң барлиқ күнлиридә өзигә һәмраһ болиду.
16 Көңлүмни даналиқни вә йәр йүзидә қилинған ишларни билип йетиш үчүн қойғанда, шундақла Худа қилған барлиқ ишларни көргинимдә шуни байқидим: — Инсан һәтта кечә-күндүз көзлиригә уйқини көрсәтмисиму, қуяш астидики барлиқ ишни билип йетәлмәйду; у уни чүшинишкә қанчә интилсә, у шунчә билип йетәлмәйду. Һәтта дана киши «Буни билип йәттим» десиму, әмәлийәттә у уни билип йәтмәйду.