< Һекмәт топлиғучи 6 >
1 Қуяш астида бир яман ишни көрдум; у иш адәмләр арисида көп көрүлиду —
2 Худа бирисигә байлиқлар, мал-дуния вә иззәт-һөрмәт тәқсим қилди, шуниң билән униң өз көңли халиқинидин һеч нәрсиси кам болмиди; бирақ Худа униңға булардин һозур елишқа муйәссәр қилмиди, бәлки ят бир адәм улардин һозур алиду; мана бу бимәнилик вә еғир азаптур.
3 Бириси йүз бала көрүп көп жил яшиши мүмкин; бирақ униң жил-күнлири шунчилик көп болсиму, униң җени бәхитни көрмисә, һәтта гөрни көрмигән болсиму, туғулуп чачрап кәткән бовақ униңдин әвзәлдур дәймән.
4 Чүнки чачриған бала бимәнилик билән келиду, қараңғулуқта кетиду, қараңғулуқ униң исмини қаплайду;
5 У күнниму көрмигән, билмигән; бирақ һеч болмиғанда у биринчисигә нисбәтән арам тапқандур.
6 Бәрһәқ, һелиқи киши һәтта икки һәссә миң жил яшиған болсиму, бирақ бәхитни көрмисә, әһвали охшаштур — һәр бир киши охшаш бир җайға бариду әмәсму?
7 Адәмниң тартқан барлиқ җапаси өз ағзи үчүндур; бирақ униң иштиһаси һәргиз қанмайду.
8 Шундақта дана кишиниң ахмақтин немә артуқчилиғи болсун? Намрат киши башқилар алдида қандақ меңишни билгән болсиму, униң немә пайдиси болсун?
9 Көзниң көрүши арзу-һәвәсниң уян-буян жүрүшидин әвзәлдур. Бундақ қилишму бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иштур.
10 Өтүп кәткән ишларниң болса аллиқачан нами бекитилип аталған; инсанниң немә екәнлигиму аян болған; шуңа инсанниң өзидин қудрәтлик болғучи билән қаршилишишиға болмайду.
11 Чүнки гәп қанчә көп болса, бимәнилик шунчә көп болиду; буниң инсанға немә пайдиси?
12 Чүнки инсанниң өмридә, йәни униң сайидәк тезла өтидиған мәнасиз өмридики барлиқ күнлиридә униңға неминиң пайдилиқ екәнлигини ким билсун? Чүнки инсанға у кәткәндин кейин қуяш астида немә ишниң болидиғанлиғини ким дәп берәлисун?