< Һекмәт топлиғучи 5 >
1 Худаниң өйигә барғанда, авайлап жүргин; ахмақларчә қурбанлиқларни сунуш үчүн әмәс, бәлки аңлап бойсунуш үчүн йеқинлашқин; чүнки ахмақлар рәзиллик қиливатқини билмәйду.
2 Ағзиңни йениклик билән ачма; көңлүң Худа алдида бир немини ейтишқа алдирмисун; чүнки Худа әршләрдә, сән йәр йүзидидурсән; шуңа сөзлириң аз болсун.
3 Чүнки иш көп болса чүшму көп болғандәк, гәп көп болса, ахмақниң гепи болуп қалиду.
4 Худаға қәсәм ичсәң, уни ада қилишни кечиктүрмә; чүнки У ахмақлардин һозур алмайду; шуңа қәсимиңни ада қилғин.
5 Қәсәм ичип ада қилмиғандин көрә, қәсәм ичмәслигиң түзүктур.
6 Ағзиң тениңни гунаниң ихтияриға қоювәтмисун; пәриштә алдида: «Хата сөзләп салдим» демә; немишкә Худа гепиңдин ғәзәплинип қоллириң ясиғанни һалак қилиду?
7 Чүнки чүш көп болса бимәниликму көп болиду; гәп көп болсиму охшаштур; шуңа, Худадин қорққин!
8 Сән намратларниң езилгәнлигини яки йәрлик мәнсәпдарларниң һәқ-адаләтни зораванларчә қайрип қойғанлиғини көрсәң, бу ишлардин һәйран қалма; чүнки мәнсәпдардин жуқури йәнә бириси көзлимәктә; вә улардинму жуқурисиму бардур.
9 Бирақ немила болмисун йәр-тупрақ һәммә адәмгә пайдилиқтур; һәтта падишаниң өзиму йәр-тупраққа тайиниду.
10 Күмүчкә амрақ күмүчкә қанмас, байлиқларға амрақ өз киримигә қанмас; буму бимәниликтур.
11 Мал-мүлүк көпәйсә, уларни йегүчиләрму көпийиду; мал егисигә уларни көзләп, улардин һозур елиштин башқа немә пайдиси болсун?
12 Аз йесун, көп йесун, әмгәкчиниң уйқиси татлиқтур; бирақ байниң тоқлуғи уни ухлатмас.
13 Мән қуяш астида зор бир күлпәтни көрдүм — у болсиму, егиси өзигә зиян йәткүзидиған байлиқларни топлаштур;
14 шуниңдәк, униң байлиқлири балаю-апәт түпәйлидин йоқилишидин ибарәттур. Ундақ адәмниң бир оғли болса, [оғлиниң] қолиға қалдурғидәк һеч немиси йоқ болиду.
15 У аписиниң қосиғидин ялаңач чиқип, кәткәндиму ялаңач пети кетиду; у өзиниң җапалиқ әмгигидин қолиға алғидәк һеч немини епкәтәлмәйду.
16 Мана буму еғир әләмлик иш; чүнки у қандақ кәлгән болса, йәнә шундақ кетиду; әнди униң шамалға еришиш үчүн әмгәк қилғининиң немә пайдиси?
17 Униң барлиқ күнлиридә йәп-ичкини қараңғулуқта болуп, ғәшлиги, кесәллиги вә хапилиғи көп болиду.
18 Мана неминиң ярамлиқ вә гөзәл екәнлигини көрдум — у болсиму, инсанниң Худа униңға тәқдим қилған өмриниң һәр бир күнлиридә йейиш, ичиш вә қуяш астидики барлиқ меһнитидин һозур елиштур; чүнки бу униң несивисидур.
19 Худа һәр бирсини байлиқларға, мал-дунияға егә болушқа, шуниңдәк улардин йейишкә, өз рисқини қобул қилишқа, өз әмгигидин һозур елишқа муйәссәр қилған болса — мана булар Худаниң соғитидур.
20 Чүнки у өмридики тез өтидиған күнлири үстидә көп ойланмайду; чүнки Худа уни көңлиниң шатлиғи билән бәнд қилиду.