< Һекмәт топлиғучи 4 >
1 Андин мән қайтидин зеһнимни жиғип қуяш астида дайим болуватқан барлиқ зорлуқ-зумбулуқни көрдүм; мана, езилгәнләрниң көз яшлири! Уларға һеч тәсәлли бәргүчи йоқ еди; уларни әзгәнләрниң күчлүк йөләнчүки бар еди, бирақ езилгәнләргә һеч тәсәлли бәргүчи йоқ еди.
2 Шуңа мән аллиқачан өлүп кәткән өлгүчиләрни техи һаят болған тирикләрдин үстүн дәп тәриплидим;
3 шундақла бу икки хил кишиләрдин бәхитлиги техи апиридә болмиған кишидур; чүнки у қуяш астида қилинған яманлиқларни һеч көрүп бақмиған.
4 Андин мән барлиқ әҗир вә барлиқ хизмәтниң утуқлиридин шуни көрүп йәттимки, у инсанниң йеқинини көрәлмәслигидин болиду. Буму бимәнилик вә Шамални қоғлиғандәк иштур.
5 Ахмақ қол қоштуруп, өз гөшини йәйду.
6 Җапа чекип шамални қоғлап очумини тошқузимән дегәндин, чаңгилини тошқузуп хатирҗәмликтә болуш әладур.
7 Мән йәнә зеһнимни жиғип, қуяш астидики бир бимәниликни көрдум;
8 бириси ялғуз, тикәндәк болсиму, шундақла нә оғли нә ака-укиси болмисиму — бирақ униң җапасиниң ахири болмайду, униң көзи байлиқларға тоймайду. У: «Мән бундақ җапалиқ ишләп, җенимдин зади кимгә яхшилиқ қалдуримән?» — дегәнни соримайду. Буму бимәнилик вә еғир җападин ибарәттур.
9 Икки бирдин яхшидур; чүнки икки болса әмгигидин яхши инъам алиду.
10 Жиқилип кәтсә, бириси һәмраһини йөләп көтириду; бирақ ялғуз һаләттә жиқилип кәтсә, йөлигидәк башқа бириси йоқ болса, бу кишиниң һалиға вай!
11 Йәнә, иккиси биллә ятса, бир-бирини иллитиду; лекин бириси ялғуз ятса қандақ иллитилсун?
12 Йәнә, бирәв ялғуз бир адәмни йеңивалған болса, иккиси униңға тақабил туралайду; шуниңдәк үч қат арғамча асан үзүлмәс.
13 Кәмбәғәл амма ақил жигит йәнә несиһәтниң әтиварини қилмайдиған қери ахмақ падишадин яхшидур;
14 Чүнки гәрчә у бу падишаниң падишалиғида кәмбәғәл болуп туғулған болсиму, у зиндандин тәхткә олтиришқа чиқти.
15 Мән қуяш астидики барлиқ тирикләрниң әшу иккинчини, йәни [падишаниң] орнини басқучини, шу жигитни қоллайдиғанлиғини көрдум.
16 Барлиқ хәлиқ, йәни уларниң алдида турған барлиқ пухралар санақсиз болсиму, бирақ улардин кейинкиләр жигиттинму рази болмайду; буму бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иштур.