< Һекмәт топлиғучи 3 >
1 Һәр бир ишниң мувапиқ пәсли бар, асманлар астидики һәммә арзуниң өз вақтиму бар;
Ⱨǝrbir ixning muwapiⱪ pǝsli bar, asmanlar astidiki ⱨǝmmǝ arzuning ɵz waⱪtimu bar;
2 Туғулушниң бир вақти бар, өлүшниңму бир вақти бар; Тикиш вақти бар, тикилгәнни сөкүш вақти бар;
Tuƣuluxning bir waⱪti bar, ɵlüxningmu bir waⱪti bar; Tikix waⱪti bar, tikilgǝnni sɵküx waⱪti bar;
3 Өлтүрүш вақти бар, сақайтиш вақти бар; Бузуш вақти бар, қуруш вақти бар;
Ɵltürüx waⱪti bar, saⱪaytix waⱪti bar; Buzux waⱪti bar, ⱪurux waⱪti bar;
4 Жиғлаш вақти бар, күлүш вақти бар; Матәм тутуш вақти бар, уссул ойнаш вақти бар;
Yiƣlax waⱪti bar, külüx waⱪti bar; Matǝm tutux waⱪti bar, ussul oynax waⱪti bar;
5 Ташларни чөриветиш вақти бар, ташларни жиғип-топлаш вақти бар; Қучағлаш вақти бар, қучағлаштин өзини тартиш вақти бар;
Taxlarni qɵriwetix waⱪti bar, taxlarni yiƣip-toplax waⱪti bar; Ⱪuqaⱪlax waⱪti bar, ⱪuqaⱪlaxtin ɵzini tartix waⱪti bar;
6 Издәш вақти бар, йоқалди дәп ваз кечиш вақтиму бар;
Izdǝx waⱪti bar, yoⱪaldi dǝp waz keqix waⱪtimu bar;
7 Житиш вақти бар, тикиш вақти бар; Сүкүт қелиш вақти бар, сөз қилиш вақти бар;
Yirtix waⱪti bar, tikix waⱪti bar; Süküt ⱪelix waⱪti bar, sɵz ⱪilix waⱪti bar;
8 Сөйүш вақти бар, нәпрәтлиниш вақти бар; Уруш вақти бар, течлиқ вақти бар.
Sɵyüx waⱪti bar, nǝprǝtlinix waⱪti bar; Urux waⱪti bar, tinqliⱪ waⱪti bar.
9 Ишлигән өз ишлигинидин немә пайда алиду?
Ixligǝn ɵz ixliginidin nemǝ payda alidu?
10 Мән Худа инсан балилириға жүклигән, ишләп җапа тартиш керәк болған ишни көргәнмән.
Mǝn Huda insan baliliriƣa yükligǝn, ixlǝp japa tartix kerǝk bolƣan ixni kɵrgǝnmǝn.
11 У һәр бир ишниң вақти кәлгәндә гөзәл болидиғанлиғини бекиткән; у йәнә мәңгүлүкни инсанларниң көңлигә салған; шуңа, инсан Худаниң өз һаятиға баштин ахирғичә немини бекиткәнлигини билип йәтмәстур.
U ⱨǝrbir ixning waⱪti kǝlgǝndǝ güzǝl bolidiƣanliⱪini bekitkǝn; u yǝnǝ mǝnggülükni insanlarning kɵngligǝ salƣan; xunga, insan Hudaning ɵz ⱨayatiƣa baxtin ahirƣiqǝ nemini bekitkǝnlikini bilip yǝtmǝstur.
12 Инсанларға һаятида шатлиниш вә яхшилиқ қилиштин башқа әвзәл иш йоқ екән дәп билип йәттим.
Insanlarƣa ⱨayatida xadlinix wǝ yahxiliⱪ ⱪilixtin baxⱪa ǝwzǝl ix yoⱪ ikǝn dǝp bilip yǝttim.
13 Шундақла йәнә, һәр бир кишиниң йейиш-ичиши, өзиниң барлиқ әҗридин һозур елиши, мана бу Худаниң соғисидур.
Xundaⱪla yǝnǝ, ⱨǝrbir kixining yeyix-iqixi, ɵzining barliⱪ ǝjridin ⱨuzur elixi, mana bu Hudaning sowƣisidur.
14 Худаниң қилғанлириниң һәммиси болса, мәңгүлүк болиду, дәп билимән; униңға һеч нәрсини қошушқа вә униңдин һеч нәрсини еливетишкә болмайду; Худаниң уларни қилғанлириниң сәвәви инсанни Өзидин әйминдүрүштур.
Hudaning ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi bolsa, mǝnggülük bolidu, dǝp bilimǝn; uningƣa ⱨeqnǝrsini ⱪoxuxⱪa wǝ uningdin ⱨeqnǝrsini eliwetixkǝ bolmaydu; Hudaning ularni ⱪilƣanlirining sǝwǝbi insanni Ɵzidin ǝymindürüxtur.
15 Һазир болғанлири өткәндиму болғандур; кәлгүсидә болидиған иш аллиқачан болғандур; Худа өткән ишларни сорайду.
Ⱨazir bolƣanliri ɵtkǝndimu bolƣandur; kǝlgüsidǝ bolidiƣan ix alliⱪaqan bolƣandur; Huda ɵtkǝn ixlarni soraydu.
16 Мән қуяш астида йәнә шу ишни көрдүмки — сорақ орнида, шу йәрдә һелиһәм рәзиллик туриду; һәққанийлиқ туруш керәк болған җайда, мана рәзиллик туриду!
Mǝn ⱪuyax astida yǝnǝ xu ixni kɵrdümki — soraⱪ ornida, xu yǝrdǝ ⱨeliⱨǝm rǝzillik turidu; ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ turux kerǝk bolƣan jayda, mana rǝzillik turidu!
17 Мән көңлүмдә: «Худа һәққаний һәм рәзил адәмни сораққа тартиду; чүнки һәр бир арзу-мәхсәт вә һәр бир ишниң өз вақти бар» — дедим.
Mǝn kɵnglümdǝ: «Huda ⱨǝⱪⱪaniy ⱨǝm rǝzil adǝmni soraⱪⱪa tartidu; qünki ⱨǝrbir arzu-mǝⱪsǝt wǝ ⱨǝrbir ixning ɵz waⱪti bar» — dedim.
18 Мән көңлүмдә: — Бундақ болуши инсан балилириниң сәвәвидиндур; Худа уларни синимақчи, [бу ишлар] улар өзлириниң пәқәт һайванларға охшаш екәнлигини көрүши үчүн болған, дәп ойлидим.
Mǝn kɵnglümdǝ: — Bundaⱪ boluxi insan balilirining sǝwǝbidindur; Huda ularni sinimaⱪqi, [bu ixlar] ular ɵzlirining pǝⱪǝt ⱨaywanlarƣa ohxax ikǝnlikini kɵrüxi üqün bolƣan, dǝp oylidim.
19 Чүнки инсан балилириниң бешиға келидиғини һайванларғиму келиду, уларниң көридиғини охшаш болиду. Улардин алдинқиси қандақ өлгән болса, кейинкисиму шундақ өлиду, уларда охшашла бирла нәпәс бардур. Инсанниң һайванлардин һеч артуқчилиғи йоқ; чүнки һәммә иш бимәниликтур.
Qünki insan balilirining bexiƣa kelidiƣini ⱨaywanlarƣimu kelidu, ularning kɵridiƣini ohxax bolidu. Ulardin aldinⱪisi ⱪandaⱪ ɵlgǝn bolsa, keyinkisimu xundaⱪ ɵlidu, ularda ohxaxla birla nǝpǝs bardur. Insanning ⱨaywanlardin ⱨeq artuⱪqiliⱪi yoⱪ; qünki ⱨǝmmǝ ix bimǝniliktur.
20 Уларниң һәммиси бир җайға бариду; һәммиси топа-чаңдин чиққан, һәммиси топа-чаңға қайтиду.
Ularning ⱨǝmmisi bir jayƣa baridu; ⱨǝmmisi topa-qangdin qiⱪⱪan, ⱨǝmmisi topa-qangƣa ⱪaytidu.
21 Ким адәм балилириниң роһини билиду? У жуқуриға чиқамду, буни ким билиду? Һайванларниң роһи, у йәр тегигә чүшәмду, ким билиду?
Kim adǝm balilirining roⱨini bilidu? U yuⱪiriƣa qiⱪamdu, buni kim bilidu? Ⱨaywanlarning roⱨi, u yǝr tegigǝ qüxǝmdu, kim bilidu?
22 Шуниң билән мән инсанниң өз әҗридин һозурлинишидин артуқ иш йоқтур, дәп көрдум; чүнки мана, бу униң несивисидур; чүнки уни өзидин кейин болидиған ишларни көрүшкә ким елип келиду?
Xuning bilǝn mǝn insanning ɵz ǝjridin ⱨuzurlinixidin artuⱪ ix yoⱪtur, dǝp kɵrdum; qünki mana, bu uning nesiwisidur; qünki uni ɵzidin keyin bolidiƣan ixlarni kɵrüxkǝ kim elip kelidu?