< Һекмәт топлиғучи 2 >
1 Мән көңлүмдә: «Қени, мән өзүмгә тамашиниң тәмини тетиғузуп бақимән; көңлүм ечилсун!» — дедим. Бирақ мана, буму бимәниликтур.
I said in my heart, “Pray, come, I try you with mirth, and look on gladness”; and behold, even it [is] vanity.
2 Мән күлкә-чақчаққа «Тәлвилик!» вә тамашиға «Униң зади немә пайдиси?» — дедим.
Of laughter I said, “Foolish!” And of mirth, “What [is] this it is doing?”
3 Көңлүмдә өз бәдинимни шарап билән қандақ роһландурғили болидиғанлиғини (даналиқ билән өзүмни йетәклигән һалда) билишкә берилип издәндим, шуниңдәк «санақлиқ күнлиридә инсан балилириға яхшилиқ йәткүзидиған немә пайдилиқ ишлар бар?» дегән түгүнни йәшсәм дәп әхмиқаниликни қандақ тутуп йетишим керәклигини интилип издидим.
I have sought in my heart to draw out with wine my appetite (and my heart leading in wisdom), and to take hold on folly until I see where this [is]—the good to the sons of man of that which they do under the heavens, the number of the days of their lives.
4 Мән улуқ қурулушларға кириштим; өзүм үчүн өйләрни салдим; өзүм үчүн үзүмзарларни тиктим;
I made great my works, I built for myself houses, I planted for myself vineyards.
5 Өзүм үчүн шаһанә бағ-бағчиларни ясидим; уларда һәр хил мевә беридиған дәрәқләрни тиктим;
I made for myself gardens and paradises, and I planted in them trees of every fruit.
6 Өзүм үчүн ормандики барақсан дәрәқләрни убдан суғириш үчүн, көлчәкләрни ясап чиқтим;
I made for myself pools of water, to water from them a forest shooting forth trees.
7 Қулларға вә дедәкләргә егә болдум; өйүмдә улардин туғулғанларму мениңки еди; Йерусалимда мәндин илгири болғанларниң һәммисиниңкидин көп мал-варанлар, қой вә кала падилирим бар болди.
I acquired menservants, and maidservants, and sons of the house were to me; also, I had much substance—herd and flock—above all who had been before me in Jerusalem.
8 Өз-өзүмгә алтун-күмүчләрни, падишаларниң һәм һәр қайси өлкиләрниң һәр хил әтиварлиқ алаһидә гөһәрлирини жиғдим; қиз-жигит нахшичиларға һәмдә адәм балилириниң дилкөйәрлиригә, йәни көплигән гөзәл кенизәкләргә егә болдум.
I also gathered for myself silver and gold, and the peculiar treasure of kings and of the provinces. I prepared for myself men-singers and women-singers, and the luxuries of the sons of man—a wife and wives.
9 Улуқ болдум, Йерусалимда мәндин илгири болғанларниң һәммисидин зиядә ронақ таптим; шундақ болғини билән даналиғим мәндин кәтмиди.
And I became great, and increased above everyone who had been before me in Jerusalem; also, my wisdom stood with me.
10 Көзлиримгә немә яққан болса, мән шуни униңдин айимидим; өз көңлүмгә һеч қандақ хошаллиқни яқ демидим; чүнки көңлүм барлиқ әҗримдин шатланди; мана, булар өз әҗримдин болған несивәм еди.
And all that my eyes asked I did not keep back from them; I did not withhold my heart from any joy, for my heart rejoiced because of all my labor, and this has been my portion, from all my labor,
11 Андин өз қолум ясиғанлириниң һәммисигә, шундақла сиңдүргән әҗримниң нәтиҗисигә қарисам, мана, һәммиси бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иш еди; булар қуяш астидики һеч пайдиси йоқ ишлардур.
and I have looked on all my works that my hands have done, and on the labor that I have labored to do, and behold, the whole [is] vanity and distress of spirit, and there is no advantage under the sun!
12 Андин зеһнимни жиғип уни даналиққа, тәлвилик вә әхмиқаниликкә қарашқа қойдум; чүнки падишадин кейин туридиған адәм немә қилалайду? — қилсиму аллиқачан қилинған ишлардин ибарәт болиду, халас!
And I turned to see wisdom, and madness, and folly, but what [is] the man who comes after the king? That which [is] already—they have done it!
13 Шуниң билән нур қараңғулуқтин әвзәл болғандәк, даналиқниң беғәрәзликтин әвзәллигини көрүп йәттим.
And I saw that there is an advantage to wisdom above folly, like the advantage of the light above the darkness.
14 Дана кишиниң көзлири бешидидур, ахмақ болса қараңғулуқта маңиду; бирақ уларға охшаш бирла ишниң болидиғанлиғини чүшинип йәттим.
The wise—his eyes [are] in his head, and the fool is walking in darkness, and I also knew that one event happens with them all;
15 Көңлүмдә: «Ахмақкә болидиған иш маңиму охшаш болиду; әнди мениң шундақ дана болушумниң зади немә пайдиси?!» — дедим. Андин мән көңлүмдә: «Бу ишму охшашла бимәниликтур!» — дедим.
and I said in my heart, “As it happens with the fool, it happens also with me, and why am I then more wise?” And I spoke in my heart, that also this [is] vanity:
16 Чүнки мәңгүгә дана киши ахмақкә нисбәтән һеч артуқ әсләнмәйду; чүнки кәлгүсидики күнләрдә һәммә иш аллиқачан унтулуп кетиду; әнди дана киши қандақ өлиду? — Ахмақ киши билән биллә!
That there is no remembrance to the wise—with the fool—for all time, for that which [is] already, [in] the days that are coming is all forgotten, and how dies the wise? With the fool!
17 Шуңа мән һаятқа өч болдум; чүнки қуяш астида қилинған ишлар маңа еғир келәтти; һәммиси бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иш еди.
And I have hated life, for sad to me [is] the work that has been done under the sun, for the whole [is] vanity and distress of spirit.
18 Шуниңдәк мән қуяш астидики барлиқ әҗримгә өч болдум; чүнки буни мәндин кейин кәлгән кишигә қалдурмаслиққа амалим йоқ еди.
And I have hated all my labor that I labor at under the sun, because I leave it to a man who is after me.
19 Униң дана яки ахмақ екәнлигини ким билиду? У бәрибир мән җапалиқ билән сиңдүргән һәмдә даналиқ билән ада қилған қуяш астидики барлиқ әҗрим үстигә һөкүм сүриду. Буму бимәниликтур.
And who knows whether he is wise or foolish? Yet he rules over all my labor that I have labored at, and that I have done wisely under the sun! This [is] also vanity.
20 Андин мән райимдин яндим, көңлүм қуяш астидики җапа тартқан барлиқ әҗримдин үмүтсизлинип кәтти.
And I turned around to cause my heart to despair concerning all the labor that I labored at under the sun.
21 Чүнки әҗрини даналиқ, билим вә әп билән қилған бир адәм бар; бирақ у әҗрини униңға һеч ишлимигән башқа бирисиниң несивиси болушқа қалдуруши керәк. Буму бимәнилик вә интайин аччиқ күлпәттур.
For there is a man whose labor [is] in wisdom, and in knowledge, and in equity, and to a man who has not labored therein he gives it—his portion! Even this [is] vanity and a great evil.
22 Чүнки инсан қуяш астида өзини упритип, өзиниң барлиқ әмгигидин вә көңлиниң интилишлиридин немигә егә болиду?
For what has been to a man by all his labor, and by the thought of his heart that he labored at under the sun?
23 Чүнки униң барлиқ күнлири азаплиқтур, униң әҗри ғәшликтур; һәтта кечидә униң көңли һеч арам тапмайду. Буму бимәниликтур.
For all his days are sorrows, and his travail sadness; even at night his heart has not lain down; this [is] also vanity.
24 Инсан үчүн шуниңдин башқа яхши иш йоқки, у йейиши, ичиши, өз җенини өз әҗридин һозур алдурушидин ибарәттур; буни Худаниң қолидиндур, дәп көрүп йәттим.
There is nothing good in a man who eats, and has drunk, and has shown his soul good in his labor. This also I have seen that it [is] from the hand of God.
25 Чүнки униңсиз ким йейәлисун яки бесип ишлийәлисун?
For who eats and who hurries out more than I?
26 Чүнки у өз нәзиригә яқидиған адәмгә даналиқ, билим вә шатлиқни ата қилиду; бирақ гунакар адәмгә у мал-мүлүк жиғип-топлашқа җапалиқ әмгәкни бериду, шуниңдәк у жиғип-топлиғинини Худаниң нәзиридә яхши болғанға тапшуридиған қилиду. Буму бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иштин ибарәттур.
For to a man who [is] good before Him, He has given wisdom, and knowledge, and joy; and to a sinner He has given travail, to gather and to heap up, to give to the good before God. Even this [is] vanity and distress of spirit.