< Һекмәт топлиғучи 10 >

1 Худди өлүк чивинләр әттарниң әтирини сеситиветидиғандәк, азраққинә ахмақлиқ таразида даналиқ вә иззәт-һөрмәттинму еғир тохтайду.
Huddi ɵlük qiwinlǝr ǝttarning ǝtirini sesitiwetidiƣandǝk, azraⱪⱪinǝ ǝhmǝⱪliⱪ tarazida danaliⱪ wǝ izzǝt-ⱨɵrmǝttinmu eƣir tohtaydu.
2 Даналиқниң көңли оңға майил, ахмақниңки солға.
Danaliⱪning kɵngli ongƣa mayil, ǝhmǝⱪningki solƣa.
3 Ахмақ киши һәтта йолда меңиватқандиму, униң әқли кам болғачқа, у ахмақ екәнлигини һәммигә аян қилиду.
Əhmǝⱪ kixi ⱨǝtta yolda mengiwatⱪandimu, uning ǝⱪli kǝm bolƣaqⱪa, u ǝhmǝⱪ ikǝnlikini ⱨǝmmigǝ ayan ⱪilidu.
4 Һөкүмдарниң саңа аччиғи кәлсә, орнуңдин истепа бәрмә; чүнки тинич-сәвричанлиқ хата-сәһвәнликтин болған зор хапилиқни тиничлитиду.
Ⱨɵkümdarning sanga aqqiⱪi kǝlsǝ, ornungdin istepa bǝrmǝ; qünki tinq-sǝwriqanliⱪ hata-sǝwǝnliktin bolƣan zor hapiliⱪni tinqitidu.
5 Қуяш астида яман бир ишни көрдумки, у һөкүмдардин чиққан бир хата иштур —
Ⱪuyax astida yaman bir ixni kɵrdumki, u ⱨɵkümdardin qiⱪⱪan bir hata ixtur —
6 ахмақлар жуқури мәнсәптә, шуниң билән тәң байлар пәс орунда олтириду;
ǝhmǝⱪlǝr yuⱪiri mǝnsǝptǝ, xuning bilǝn tǝng baylar pǝs orunda olturidu;
7 мән қулларниң атқа мингәнлигини, әмирләрниң қуллардәк пиядә маңғанлиғини көрдум.
mǝn ⱪullarning atⱪa mingǝnlikini, ǝmirlǝrning ⱪullardǝk piyadǝ mangƣanliⱪini kɵrdum.
8 Орини колиған киши униңға жиқилиши мүмкин; тамни бузған кишини илан чеқиши мүмкин;
Orini koliƣan kixi uningƣa yiⱪilixi mumkin; tamni buzƣan kixini yilan qeⱪixi mumkin;
9 ташларни йөткигән киши таш тәрипидин ярилиниши мүмкин; отун яридиған киши хәвпкә учрайду.
taxlarni yɵtkigǝn kixi tax tǝripidin yarilinixi mumkin; otun yaridiƣan kixi hǝwpkǝ uqraydu.
10 Палта гал болса, бириси тиғини билимисә, палтини күчәп чепишқа тоғра келиду; бирақ даналиқ адәмни утуқ-мувәппәқийәткә ериштүриду.
Palta gal bolsa, birsi tiƣini bilimisǝ, paltini küqǝp qepixⱪa toƣra kelidu; biraⱪ danaliⱪ adǝmni utuⱪ-muwǝppǝⱪiyǝtkǝ erixtüridu.
11 Илан ойнитилмай туруп, иланчини чақса, иланчиға немә пайда?
Yilan oynitilmay turup, yilanqini qaⱪsa, yilanqiƣa nemǝ payda?
12 Дана кишиниң сөзлири шәпқәтликтур; бирақ ахмақниң ләвлири өзини жутиду.
Dana kixining sɵzliri xǝpⱪǝtliktur; biraⱪ ǝhmǝⱪning lǝwliri ɵzini yutidu.
13 Сөзлириниң беши ахмақлиқ, айиғи рәзил тәлвиликтур;
Sɵzlirining bexi ǝhmǝⱪliⱪ, ayiƣi rǝzil tǝlwiliktur;
14 амма ахмақ йәнила гәпни көпәйтиду. Бирақ һеч ким кәлгүсини билмәйду; униңдин кейинки ишларни ким униңға ейталисун?
ǝmma ǝhmǝⱪ yǝnila gǝpni kɵpǝytidu. Biraⱪ ⱨeqkim kǝlgüsini bilmǝydu; uningdin keyinki ixlarni kim uningƣa eytalisun?
15 Ахмақлар җапаси билән өзлирини упритиду; чүнки улар һәтта шәһәргә баридиған йолниму билмәйду.
Əhmǝⱪlǝr japasi bilǝn ɵzlirini upritidu; qünki ular ⱨǝtta xǝⱨǝrgǝ baridiƣan yolnimu bilmǝydu.
16 И зимин, падишасиң бала болса, әмирлириң сәһәрдә зияпәт өткүзсә, һалиңға вай!
I zemin, padixaⱨing bala bolsa, ǝmirliring sǝⱨǝrdǝ ziyapǝt ɵtküzsǝ, ⱨalingƣa way!
17 И зимин, падишасиң мөтивәрниң оғли болса вә әмирлириң кәйп үчүн әмәс, бәлки өзини қувәтләш үчүн мувапиқ вақтида зияпәт өткүзсә, бу сениң бәхитиң!
I zemin, padixaⱨing mɵtiwǝrning oƣli bolsa wǝ ǝmirliring kǝyp üqün ǝmǝs, bǝlki ɵzini ⱪuwwǝtlǝx üqün muwapiⱪ waⱪtida ziyapǝt ɵtküzsǝ, bu sening bǝhting!
18 Һорунлуқтин өйниң торуси ғулай дәп қалиду; қолларниң бошлуғидин өйдин ямғур өтиду.
Ⱨurunluⱪtin ɵyning torusi ƣulay dǝp ⱪalidu; ⱪollarning boxluⱪidin ɵydin yamƣur ɵtidu.
19 Зияпәт күлкә үчүн тәйярлинар, шарап һаятни хуш қилар; лекин пул һәммә ишни һәл қилар!
Ziyapǝt külkǝ üqün tǝyyarlinar, xarab ⱨayatni hux ⱪilar; lekin pul ⱨǝmmǝ ixni ⱨǝl ⱪilar!
20 Падишаға ләнәт қилма, һәтта оюңдиму тиллима; һоҗраңдиму байларни тиллима; чүнки асмандики бир қуш авазиңни таритиду, бир қанат егиси бу ишни аян қилиду.
Padixaⱨⱪa lǝnǝt ⱪilma, ⱨǝtta oyungdimu tillima; ⱨujrangdimu baylarni tillima; qünki asmandiki bir ⱪux awazingni taritidu, bir ⱪanat igisi bu ixni ayan ⱪilidu.

< Һекмәт топлиғучи 10 >