< Қанун шәрһи 9 >

1 Аңла, и Исраил! Сән бүгүн өзүңдин чоң вә күчлүк әлләргә егә болуш үчүн, сепиллири асманға тақишидиған чоң шәһәрләрни егиләш үчүн, Анакийларни қоғлап чиқириш үчүн Иордан дәриясидин өтисән (сән уларни билисән, улар тоғрилиқ «ким Анакийлар алдида туралисун!» дәп аңлиғансән).
Angla, i Israil! Sǝn bügün ɵzüngdin qong wǝ küqlük ǝllǝrgǝ igǝ bolux üqün, sepilliri asmanƣa taⱪixidiƣan qong xǝⱨǝrlǝrni igilǝx üqün, Anakiylarni ⱪoƣlap qiⱪirix üqün Iordan dǝryasidin ɵtisǝn (sǝn ularni bilisǝn, ular toƣruluⱪ «kim Anakiylar aldida turalisun!» dǝp angliƣansǝn).
2
3 Сән бүгүнки күндә шуни билип қойғинки, сениң алдиңда маңғучи Пәрвәрдигар Худайиңниң Өзидур, У ялмап жутқучи оттур; у мошу әлләрни һалак қилиду, алдиңда уларни тездин жиқитиду; сән уларниң тәвәлигини егиләп, Пәрвәрдигар саңа ейтқандәк уларни тездин йоқитисән.
Sǝn bügünki kündǝ xuni bilip ⱪoyƣinki, sening aldingda mangƣuqi Pǝrwǝrdigar Hudayingning Ɵzidur, U yalmap yutⱪuqi ottur; u muxu ǝllǝrni ⱨalak ⱪilidu, aldingda ularni tezdin yiⱪitidu; sǝn ularning tǝwǝlikini igilǝp, Pǝrwǝrdigar sanga eytⱪandǝk ularni tezdin yoⱪitisǝn.
4 Пәрвәрдигар уларни алдиңдин һайдиғандә сән көңлүңдә: «Һәққанийлиғим сәвәвидин Пәрвәрдигар мени зиминни егиләш үчүн униңға йетәкләп кирди» демигин; бәлки шу әлләрниң рәзиллиги түпәйлидин Пәрвәрдигар сениң алдиңда уларни тәәллуқатидин мәһрум қилиду.
Pǝrwǝrdigar ularni aldingdin ⱨǝydigǝndǝ sǝn kɵnglüngdǝ: «Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪim sǝwǝbidin Pǝrwǝrdigar meni zeminni igilǝx üqün uningƣa yetǝklǝp kirdi» demigin; bǝlki xu ǝllǝrning rǝzilliki tüpǝylidin Pǝrwǝrdigar sening aldingda ularni tǝǝlluⱪatidin mǝⱨrum ⱪilidu.
5 Сән уларниң зиминиға кирип уни егилишиң сениң һәққаний болғанлиғиңдин яки көңлүңниң дуруслуғидин әмәс, бәлки бу әлләрниң рәзиллигидин вә Пәрвәрдигар ата-бовилириң Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа қәсәм қилған сөзигә әмәл қилиш үчүнму Пәрвәрдигар Худайиң уларни сениң алдиңда тәәллуқатидин мәһрум қилиду.
Sǝn ularning zeminiƣa kirip uni igilixing sening ⱨǝⱪⱪaniy bolƣanliⱪingdin yaki kɵnglüngning durusluⱪidin ǝmǝs, bǝlki bu ǝllǝrning rǝzillikidin wǝ Pǝrwǝrdigar ata-bowiliring Ibraⱨim, Isⱨaⱪ wǝ Yaⱪupⱪa ⱪǝsǝm ⱪilƣan sɵzigǝ ǝmǝl ⱪilix üqünmu Pǝrwǝrdigar Hudaying ularni sening aldingda tǝǝlluⱪatidin mǝⱨrum ⱪilidu.
6 Әнди шуни билип қойғинки, Пәрвәрдигар Худайиң бу яхши зиминни саңа мирас қилғини сениң һәққанийлиғиңдин әмәс, чүнки сән әсли бойни қаттиқ бир хәлиқсән.
Əmdi xuni bilip ⱪoyƣinki, Pǝrwǝrdigar Hudaying bu yahxi zeminni sanga miras ⱪilƣini sening ⱨǝⱪⱪaniyliⱪingdin ǝmǝs, qünki sǝn ǝsli boyni ⱪattiⱪ bir hǝlⱪsǝn.
7 Әнди сениң чөл-баяванда Пәрвәрдигар Худайиңни қандақ ғәзәпләндүргәнлигиңни есиңдә тутқин — Уни унтума. Сән Мисир зиминидин чиққан күндин бери таки бу йәргә кәлгичә Пәрвәрдигарға асийлиқ қилип кәлдиң.
Əmdi sening qɵl-bayawanda Pǝrwǝrdigar Hudayingni ⱪandaⱪ ƣǝzǝplǝndürgǝnlikingni esingdǝ tutⱪin — Uni untuma. Sǝn Misir zeminidin qiⱪⱪan kündin beri taki bu yǝrgǝ kǝlgüqǝ Pǝrwǝrdigarƣa asiyliⱪ ⱪilip kǝlding.
8 Силәр Һорәб теғида Пәрвәрдигарни ғәзәпләндүргән вә Пәрвәрдигар силәргә аччиқлинип, силәрни һалак қилмақчи болди.
Silǝr Ⱨorǝb teƣida Pǝrwǝrdigarni ƣǝzǝplǝndürgǝn wǝ Pǝrwǝrdigar silǝrgǝ aqqiⱪlinip, silǝrni ⱨalak ⱪilmaⱪqi boldi.
9 Шу чағда мән таш тахтайларни, йәни Пәрвәрдигар силәр билән түзгән әһдә тахтайлирини тапшурувелиш үчүн таққа чиққан едим; мән тағда қириқ кечә-күндүз турдум (мән нә тамақ йемидим, нә су ичмидим);
Xu qaƣda mǝn tax tahtaylarni, yǝni Pǝrwǝrdigar silǝr bilǝn tüzgǝn ǝⱨdǝ tahtaylirini tapxuruwelix üqün taƣⱪa qiⱪⱪanidim; mǝn taƣda ⱪiriⱪ keqǝ-kündüz turdum (mǝn nǝ tamaⱪ yemidim, nǝ su iqmidim);
10 Шуниң билән Пәрвәрдигар маңа Өз бармиғи билән пүткән икки тахтайни тапшурди; уларда Пәрвәрдигар тағда от ичидә силәргә сөзлигән чағда, җамаәт жиғилған күни ейтқан барлиқ сөзләр пүтүлгән еди.
Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigar manga Ɵz barmiⱪi bilǝn pütkǝn ikki tahtayni tapxurdi; ularda Pǝrwǝrdigar taƣda ot iqidǝ silǝrgǝ sɵzligǝn qaƣda, jamaǝt yiƣilƣan küni eytⱪan barliⱪ sɵzlǝr pütülgǝnidi.
11 Вә шундақ болдики, қириқ кечә-күндүз өтүп, Пәрвәрдигар маңа икки таш тахтай, йәни әһдә тахтайлирини бәрди.
Wǝ xundaⱪ boldiki, ⱪiriⱪ keqǝ-kündüz ɵtüp, Pǝrwǝrdigar manga ikki tax tahtay, yǝni ǝⱨdǝ tahtaylirini bǝrdi.
12 Вә Пәрвәрдигар маңа: «Орнуңдин турғин, мошу йәрдин чүшкин; чүнки сән Мисирдин чиқарған хәлқиң өзлирини булғиди; улар тезла Мән уларға тапилиған йолдин чәтнәп өзлиригә қуйма бир бутни ясиди» деди.
Wǝ Pǝrwǝrdigar manga: «Ornungdin turƣin, muxu yǝrdin qüxkin; qünki sǝn Misirdin qiⱪarƣan hǝlⱪing ɵzlirini bulƣidi; ular tezla Mǝn ularƣa tapiliƣan yoldin qǝtnǝp ɵzlirigǝ ⱪuyma bir butni yasidi» dedi.
13 Пәрвәрдигар маңа сөз қилип: «Мән бу хәлиқни көрүп йәттим; мана, у бойни қаттиқ бир хәлиқтур.
Pǝrwǝrdigar manga sɵz ⱪilip: «Mǝn bu hǝlⱪni kɵrüp yǝttim; mana, u boyni ⱪattiⱪ bir hǝlⱪtur.
14 Мени тосма, Мән уларни йоқитимән, уларниң намини асманниң тегидин өчүрүветимән вә шундақ қилип, сени улардин чоң вә улуқ бир хәлиқ қилимән» — деди.
Meni tosma, Mǝn ularni yoⱪitimǝn, ularning namini asmanning tegidin ɵqürüwetimǝn wǝ xundaⱪ ⱪilip, seni ulardin qong wǝ uluƣ bir hǝlⱪ ⱪilimǝn» — dedi.
15 Мән бурулуп, тағдин чүштүм; тағ болса от билән ялқунлавататти; икки әһдә тахтийи икки қолумда еди.
Mǝn burulup, taƣdin qüxtüm; taƣ bolsa ot bilǝn yalⱪunlawatatti; ikki ǝⱨdǝ tahtiyi ikki ⱪolumda idi.
16 Мән көрдүм, мана силәр Пәрвәрдигар Худайиңлар алдида гуна қилипсиләр; силәр өзүңлар үчүн қуйма бир мозайни ясапсиләр; силәр тезла Пәрвәрдигар силәргә тапилиған йолдин чәтнәп кетипсиләр.
Mǝn kɵrdüm, mana silǝr Pǝrwǝrdigar Hudayinglar aldida gunaⱨ ⱪilipsilǝr; silǝr ɵzünglar üqün ⱪuyma bir mozayni yasapsilǝr; silǝr tezla Pǝrwǝrdigar silǝrgǝ tapiliƣan yoldin qǝtnǝp ketipsilǝr.
17 Мән икки тахтайни икки қолумға елип, чөрүп ташлап, уларни көз алдиңларда чеқивәттим.
Mǝn ikki tahtayni ikki ⱪolumƣa elip, qɵrüp taxlap, ularni kɵz aldinglarda qeⱪiwǝttim.
18 Силәр Пәрвәрдигарни ғәзәпләндүрүп барлиқ өткүзгән гунайиңлар, йәни Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилғиниңлар үчүн, йәнә авалқидәк Пәрвәрдигар алдида жиқилип, қириқ кечә-күндүз дүм яттим (мән һеч нәрсә йемидим, су ичмидим)
Silǝr Pǝrwǝrdigarni ƣǝzǝplǝndürüp barliⱪ ɵtküzgǝn gunaⱨinglar, yǝni Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪilƣininglar üqün, yǝnǝ awwalⱪidǝk Pǝrwǝrdigar aldida yiⱪilip, ⱪiriⱪ keqǝ-kündüz düm yattim (mǝn ⱨeq nǝrsǝ yemidim, su iqmidim)
19 чүнки мән Пәрвәрдигарниң силәрни йоқитидиған қаттиқ ғәзиви һәм қәһридин қорқтум. Пәрвәрдигар шу чағдиму мениң тилигимни аңлиди.
qünki mǝn Pǝrwǝrdigarning silǝrni yoⱪitidiƣan ⱪattiⱪ ƣǝzipi ⱨǝm ⱪǝⱨridin ⱪorⱪtum. Pǝrwǝrdigar xu qaƣdimu mening tilikimni anglidi.
20 Пәрвәрдигар Һарундин ғәзәплинип, униму йоқатмақчи болди; мән Һарун үчүнму дуа қилдим.
Pǝrwǝrdigar Ⱨarundin ƣǝzǝplinip, unimu yoⱪatmaⱪqi boldi; mǝn Ⱨarun üqünmu dua ⱪildim.
21 Мән силәрниң гунайиңларни, йәни ясиған мозайни елип уни отта көйдүрдүм вә уни янчип кукум-талқан қилип езивәттим; униң тописини елип тағдин чүшидиған ериқ сүйигә чечивәттим
Mǝn silǝrning gunaⱨinglarni, yǝni yasiƣan mozayni elip uni otta kɵydürdüm wǝ uni yanjip kukum-talⱪan ⱪilip eziwǝttim; uning topisini elip taƣdin qüxidiƣan eriⱪ süyigǝ qeqiwǝttim
22 (силәр йәнә Табәраһ, Массаһ, Киброт-Һаттаваһдиму Пәрвәрдигарни ғәзәпләндүрдүңлар.
(silǝr yǝnǝ Tabǝraⱨ, Massaⱨ, Kibrot-Ⱨattawaⱨdimu Pǝrwǝrdigarni ƣǝzǝplǝndürdünglar.
23 Пәрвәрдигар силәрни Қадәш-Барнеадин [Қанаанға] маңдурмақчи болуп силәргә: «Чиқип, Мән силәргә тәқдим қилған зиминни егиләңлар» — дегәндиму, силәр Униң сөзигә қарши чиқип асийлиқ қилдиңлар, нә Униңға ишәнмидиңлар, нә авазиға һеч қулақ салмидиңлар.
Pǝrwǝrdigar silǝrni Ⱪadǝx-Barneadin [Ⱪanaanƣa] mangdurmaⱪqi bolup silǝrgǝ: «Qiⱪip, Mǝn silǝrgǝ tǝⱪdim ⱪilƣan zeminni igilǝnglar» — degǝndimu, silǝr Uning sɵzigǝ ⱪarxi qiⱪip asiyliⱪ ⱪildinglar, nǝ Uningƣa ixǝnmidinglar, nǝ awaziƣa ⱨeq ⱪulaⱪ salmidinglar.
24 Мән силәрни тонуған күндин тартип силәр Пәрвәрдигар Худайиңларға асийлиқ қилип кәлдиңлар).
Mǝn silǝrni tonuƣan kündin tartip silǝr Pǝrwǝrdigar Hudayinglarƣa asiyliⱪ ⱪilip kǝldinglar).
25 Шуниң билән мән әшу чағда Пәрвәрдигар алдида өзүмни йәргә етип йәнә қириқ кечә-күндүз дүм яттим; дәрвәқә дүм яттим; чүнки Пәрвәрдигар силәргә қарап «уларни йоқитимән» дегән еди.
Xuning bilǝn mǝn axu qaƣda Pǝrwǝrdigar aldida ɵzümni yǝrgǝ etip yǝnǝ ⱪiriⱪ keqǝ-kündüz düm yattim; dǝrwǝⱪǝ düm yattim; qünki Pǝrwǝrdigar silǝrgǝ ⱪarap «ularni yoⱪitimǝn» degǝnidi.
26 Шуңа мән Пәрвәрдигарға дуа қилип: «И Рәб Пәрвәрдигар, Сән Өз улуқлуғуң арқилиқ Өзүң үчүн һөрлүк бәдили төләп сетивалған, Мисирдин күчлүк қолуң билән чиқарған Өз хәлқиң болған мирасиңни йоқатмиғайсән;
Xunga mǝn Pǝrwǝrdigarƣa dua ⱪilip: «I Rǝb Pǝrwǝrdigar, Sǝn Ɵz uluƣluⱪung arⱪiliⱪ Ɵzüng üqün ⱨɵrlük bǝdili tɵlǝp setiwalƣan, Misirdin küqlük ⱪolung bilǝn qiⱪarƣan Ɵz hǝlⱪing bolƣan mirasingni yoⱪatmiƣaysǝn;
27 Өз қуллириң Ибраһим, Исһақ вә Яқупни есиңдә тутқайсән; бу хәлиқниң башбаштақлиғиға, уларниң рәзиллиги яки гунайиға қаримиғайсән;
Ɵz ⱪulliring Ibraⱨim, Isⱨaⱪ wǝ Yaⱪupni esingdǝ tutⱪaysǝn; bu hǝlⱪning baxbaxtaⱪliⱪiƣa, ularning rǝzilliki yaki gunaⱨiƣa ⱪarimiƣaysǝn;
28 болмиса, сән бизни елип чиққан шу зиминдикиләр: «Пәрвәрдигар бу хәлиқни уларға вәдә қилған зиминни егиләшкә елип кирәлмәйдиғанлиғи үчүн вә уларға нәпрәтләнгини түпәйлидин уларни чөл-баяванда йоқитишқа [Мисирдин] чиқарди» — дәйду.
bolmisa, sǝn bizni elip qiⱪⱪan xu zemindikilǝr: «Pǝrwǝrdigar bu hǝlⱪni ularƣa wǝdǝ ⱪilƣan zeminni igilǝxkǝ elip kirǝlmǝydiƣanliⱪi üqün wǝ ularƣa nǝprǝtlǝngini tüpǝylidin ularni qɵl-bayawanda yoⱪitixⱪa [Misirdin] qiⱪardi» — dǝydu.
29 Қандақла болмисун, улар зор күчүң вә узартилған билигиң билән [Мисирдин] чиқарған хәлқиң вә сениң мирасиңдур» — дедим.
Ⱪandaⱪla bolmisun, ular zor küqüng wǝ uzartilƣan biliking bilǝn [Misirdin] qiⱪarƣan hǝlⱪing wǝ sening mirasingdur» — dedim.

< Қанун шәрһи 9 >