< Қанун шәрһи 8 >

1 Мән силәргә бүгүн тапилиған бу барлиқ әмирләргә әмәл қилишқа көңүл қоюңлар; шундақ қилғанда силәр һаят болисиләр, көпийисиләр вә Пәрвәрдигар ата-бовилириңларға қәсәм қилип вәдә қилған зиминға кирип уни егиләйсиләр.
Mǝn silǝrgǝ bügün tapiliƣan bu barliⱪ ǝmrlǝrgǝ ǝmǝl ⱪilixⱪa kɵngül ⱪoyunglar; xundaⱪ ⱪilƣanda silǝr ⱨayat bolisilǝr, kɵpiyisilǝr wǝ Pǝrwǝrdigar ata-bowiliringlarƣa ⱪǝsǝm ⱪilip wǝdǝ ⱪilƣan zeminƣa kirip uni igilǝysilǝr.
2 Пәрвәрдигар Худайиң сени төвән қилип, көңлүңдә немә барлиғини, униң әмирлирини тутидиған-тутмайдиғанлиғиңни биләй дәп сени синаш үчүн бу қириқ жил чөл-баяванда йетәклигән йолни әслигин.
Pǝrwǝrdigar Hudaying seni tɵwǝn ⱪilip, kɵnglüngdǝ nemǝ barliⱪini, uning ǝmrlirini tutidiƣan-tutmaydiƣanliⱪingni bilǝy dǝp seni sinax üqün bu ⱪiriⱪ yil qɵl-bayawanda yetǝkligǝn yolni ǝsligin.
3 Дәрвәқә у сени төвән қилип, сени ач қоюп, сән әслидә билмәйдиған, шундақла ата-бовилириң көрүп бақмиған «манна» билән озуқландурған; У саңа инсан пәқәт йемәклик биләнла әмәс, бәлки Пәрвәрдигар Худайиңниң ағзидин чиққан барлиқ сөзлири биләнму яшайдиғанлиғини билдүрүш үчүн шундақ қилди.
Dǝrwǝⱪǝ u seni tɵwǝn ⱪilip, seni aq ⱪoyup, sǝn ǝslidǝ bilmǝydiƣan, xundaⱪla ata-bowiliring kɵrüp baⱪmiƣan «manna» bilǝn ozuⱪlandurƣan; U sanga insan pǝⱪǝt yemǝklik bilǝnla ǝmǝs, bǝlki Pǝrwǝrdigar Hudayingning aƣzidin qiⱪⱪan barliⱪ sɵzliri bilǝnmu yaxaydiƣanliⱪini bildürüx üqün xundaⱪ ⱪildi.
4 Бу қириқ жилда кийим-кечигиң кониримиди, путуң ишшип кәтмиди.
Bu ⱪiriⱪ yilda kiyim-keqiking konirimidi, putung ixxip kǝtmidi.
5 Сән шуни билип қойғинки, адәм өз оғлини тәрбийилигәндәк, Пәрвәрдигар Худайиң сени тәрбийиләйду;
Sǝn xuni bilip ⱪoyƣinki, adǝm ɵz oƣlini tǝrbiyiligǝndǝk, Pǝrwǝrdigar Hudaying seni tǝrbiyilǝydu;
6 Шуңа сән Униң йоллирида меңип вә Униңдин қорқуп, Пәрвәрдигар Худайиңниң әмирлирини тутқин.
Xunga sǝn Uning yollirida mengip wǝ Uningdin ⱪorⱪup, Pǝrwǝrdigar Hudayingning ǝmrlirini tutⱪin.
7 Чүнки Пәрвәрдигар Худайиң сени яхши бир зиминға — ериқ-еқинлири, булақлири вә җилға-дөңләрдә урғуп чиқидиған улуқ сулири бар бир зиминға —
Qünki Pǝrwǝrdigar Hudaying seni yahxi bir zeminƣa — eriⱪ-eⱪinliri, bulaⱪliri wǝ jilƣa-dɵnglǝrdǝ urƣup qiⱪidiƣan uluƣ suliri bar bir zeminƣa —
8 буғдай вә арпа, үзүм таллири, әнҗир дәрәқлири вә анарлири бар бир зиминға, зәйтун дәрәқлири вә һәсәл бар бир зиминға,
buƣday wǝ arpa, üzüm talliri, ǝnjür dǝrǝhliri wǝ anarliri bar bir zeminƣa, zǝytun dǝrǝhliri wǝ ⱨǝsǝl bar bir zeminƣa,
9 — сән һеч немидин кәмлик тартмай озуқлуқ йәйдиған бир зиминға — ташлири төмүр, тағлиридин мис колайдиған бир зиминға йетәкләп кириду;
— sǝn ⱨeqnemidin kǝmlik tartmay ozuⱪluⱪ yǝydiƣan bir zeminƣa — taxliri tɵmür, taƣliridin mis kolaydiƣan bir zeminƣa yetǝklǝp kiridu;
10 сән шу йәрдә йәп тоюнисән вә Пәрвәрдигар Худайиң саңа ата қилған шу яхши зимин үчүн униңға тәшәккүр-мәдһийә ейтисән.
sǝn xu yǝrdǝ yǝp toyunisǝn wǝ Pǝrwǝrdigar Hudaying sanga ata ⱪilƣan xu yahxi zemin üqün uningƣa tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ eytisǝn.
11 Мән саңа бүгүн тапилиған Пәрвәрдигар Худайиңниң әмирлири, бәлгүлимилири һәм һөкүмлирини тутмаслиқтин, Уни унтуп қелиштин һези бол;
Mǝn sanga bügün tapiliƣan Pǝrwǝrdigar Hudayingning ǝmrliri, bǝlgilimiliri ⱨǝm ⱨɵkümlirini tutmasliⱪtin, Uni untup ⱪelixtin ⱨezi bol;
12 болмиса, сән йәп тоюнғандин кейин, есил өйләрни қуруп уларда олтирақлашқандин кейин,
bolmisa, sǝn yǝp toyunƣandin keyin, esil ɵylǝrni ⱪurup ularda olturaⱪlaxⱪandin keyin,
13 кала-қой падилириң көпийип, алтун-күмүчүң, шундақла сениң барлиғиң көпәйгәндин кейин,
kala-ⱪoy padiliring kɵpiyip, altun-kümüxüng, xundaⱪla sening barliⱪing kɵpǝygǝndin keyin,
14 көңлүң мәғрурлинип сени Мисир зиминидин, йәни «қуллуқ макани»дин чиқирип қутқузған Пәрвәрдигар Худайиңни унтуйсән;
kɵnglüng mǝƣrurlinip seni Misir zeminidin, yǝni «ⱪulluⱪ makani»din qiⱪirip ⱪutⱪuzƣan Pǝrwǝrdigar Hudayingni untuysǝn;
15 (У сени бепаян вә дәһшәтлик чөл-баявандин, йәни зәһәрлик иланлар вә чаянлар қаплап кәткән, сусирап қағҗирап кәткән бир чөл-баявандин йетәкләп чиққан, шу йәрдә саңа чақмақ тешидин су чиқирип бәргән,
(U seni bipayan wǝ dǝⱨxǝtlik qɵl-bayawandin, yǝni zǝⱨǝrlik yilanlar wǝ qayanlar ⱪaplap kǝtkǝn, susirap ⱪaƣjirap kǝtkǝn bir qɵl-bayawandin yetǝklǝp qiⱪⱪan, xu yǝrdǝ sanga qaⱪmaⱪ texidin su qiⱪirip bǝrgǝn,
16 сени өзини төвән тутсун дәп синап, саңа ахир раһәт-бәрикәт көрситиш үчүн чөл-баяванда ата-бовилириң көрүп бақмиған «манна» билән озуқландурған)
seni ɵzini tɵwǝn tutsun dǝp sinap, sanga ahir raⱨǝt-bǝrikǝt kɵrsitix üqün qɵl-bayawanda ata-bowiliring kɵrüp baⱪmiƣan «manna» bilǝn ozuⱪlandurƣan)
17 — әгәр уни унтусаң, көңлүңдә: «Өз күчүм, өз қолумниң қудрити мени мошу дөләткә ериштүргән» дейишиң мүмкин.
— ǝgǝr uni untusang, kɵnglüngdǝ: «Ɵz küqüm, ɵz ⱪolumning ⱪudriti meni muxu dɵlǝtkǝ erixtürgǝn» deyixing mumkin.
18 Шуңа Пәрвәрдигар Худайиңниң Өзи сени дөләткә ериштүргүчи қудрәтни бәргүчи екәнлигини әсләп, Уни есиңдә тут; шуниң билән у ата-бовилириңға қәсәм қилип вәдә қилған әһдини бүгүнки күндикидәк мәһкәм қилиду.
Xunga Pǝrwǝrdigar Hudayingning Ɵzi seni dɵlǝtkǝ erixtürgüqi ⱪudrǝtni bǝrgüqi ikǝnlikini ǝslǝp, Uni esingdǝ tut; xuning bilǝn u ata-bowiliringƣa ⱪǝsǝm ⱪilip wǝdǝ ⱪilƣan ǝⱨdini bügünki kündikidǝk mǝⱨkǝm ⱪilidu.
19 Әгәр сән Пәрвәрдигар Худайиңни қачаники унтусаң, башқа илаһларға әгәшсәң, уларниң қуллуғида болуп уларға баш урсаң, мән силәргә бүгүн шу агаһни берәйки, шундақ болидуки, силәр тәлтөкүс һалак болисиләр.
Əgǝr sǝn Pǝrwǝrdigar Hudayingni ⱪaqaniki untusang, baxⱪa ilaⱨlarƣa ǝgǝxsǝng, ularning ⱪulluⱪida bolup ularƣa bax ursang, mǝn silǝrgǝ bügün xu agaⱨni berǝyki, xundaⱪ boliduki, silǝr tǝltɵküs ⱨalak bolisilǝr.
20 Пәрвәрдигар көз алдиңларда йоқитиватқан әлләрдәк силәрму йоқитилисиләр; чүнки силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ салмиғансиләр.
Pǝrwǝrdigar kɵz aldinglarda yoⱪitiwatⱪan ǝllǝrdǝk silǝrmu yoⱪitilisilǝr; qünki silǝr Pǝrwǝrdigar Hudayinglarning awaziƣa ⱪulaⱪ salmiƣansilǝr.

< Қанун шәрһи 8 >