< Қанун шәрһи 7 >
1 Пәрвәрдигар Худайиң сени һазир егиләшкә кетиватқан зиминға башлап киргүзгәндин кейин, алдиңдин көп ят әл-милләтләрни, йәни Һиттийлар, Гиргашийлар, Аморийлар, Ⱪананийлар, Пәриззийлар, Һивийлар, Йәбусийларни — сәндин күчлүк әл-милләтләрни һайдиветиду.
2 Әнди Пәрвәрдигар Худайиң алдиңда уларни қолуңға тапшуруши билән сән уларға һуҗум қилғиниңда, сән уларни тәлтөкүс йоқитишиң керәк; улар билән һеч әһдә түзишиңгә вә уларға һеч рәһим қилишиңға болмайду.
3 Сениң улар билән никаһлишишиңға болмайду; сән қизиңни уларниң оғуллириға беришиңгиму вә уларниң қизини оғлуңға елип беришиңгиму болмайду;
4 чүнки улар оғлуңни Маңа әгишиштин езиқтуриду вә шуниң билән оғуллириң башқа илаһларға чоқуниду; у чағда Пәрвәрдигарниң ғәзиви силәргә қозғилип, силәрни тезла йоқитиду.
5 Сән уларға шундақ муамилә қилғинки, уларниң қурбангаһлирини бузуветиңлар, бут түврүклирини чеқиветиңлар, ашәраһ бутлирини кесиветиңлар вә ойма бутлирини от билән көйдүрүветиңлар;
6 чүнки силәр Пәрвәрдигар Худайиңларға пак-муқәддәс бир хәлиқтурсиләр; Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрни йәр йүзидики барлиқ башқа хәлиқләрдин үстүн қилип, Өзигә хас бир хәлиқ болушқа талливалған.
7 Пәрвәрдигарниң силәргә меһир чүшүп силәрни талливалғини силәрниң башқа хәлиқләрдин көп болғанлиғиңлар үчүн әмәс, әмәлийәттә силәр барлиқ хәлиқләр арисида әң аз едиңлар,
8 Пәрвәрдигарниң силәрни сөйгини сәвәвидин вә ата-бовилириңлар алдида бәргән қәсимигә садиқ болғанлиғи үчүн Пәрвәрдигар силәрни күчлүк қол билән қутқузуп, һөрлүк бәдили төләп «қуллуқ макани»дин, йәни Мисир падишаси Пирәвнниң қолидин чиқарған.
9 Шуңа силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң бәрһәқ Худа, вәдисидә турғучи Тәңри екәнлигини билишиңлар керәк; У Өзини сөйүп, әмирлирини тутқанларға миң дәвиргичә өзгәрмәс меһир көрситип әһдисидә турғучидур;
10 лекин Өзигә өчмәнләрниң ишлирини өз бешиға очуқ-ашкарә чүшүрүп, уларни йоқитиду; Өзигә өчмәнләрниң һәр биригә өзи қилған ишлирини уларниң бешиға очуқ-ашкарә қайтурушқа кечиктүрмәйду.
11 Силәр Мән бүгүн силәргә тапилиған әмир, бәлгүлимиләр һәм һөкүмләргә әмәл қилиш үчүн уларни чиң тутуңлар.
12 Чоқум шундақ болидуки, бу бәлгүлимиләргә қулақ селип, көңүл қоюп әмәл қилисаңлар, Пәрвәрдигар Худайиңлар ата-бовилириңларға қәсәм билән вәдә қилған әһдә вә меһирни силәргә көрситип туриду;
13 Сени сөйүп бәрикәтләп, ата-бовилириңға қәсәм билән саңа беришкә вәдә қилған зиминда турғузуп көпәйтиду; шу йәрдә пәрзәнтлириңни, йәр-туприғиңдики мәһсулатларни, буғдийиңни, йеңи шарабиңни, зәйтун мейиңни, калилириңниң нәслини вә қойлириңниң қозилирини бәрикәтләп көпәйтиду.
14 Сән барлиқ әлләрдин зиядә бәхит-бәрикәт көрисән; араңда, әр-аял яки мал-чарваң арисида һеч туғмаслиқ болмайду;
15 Пәрвәрдигар сәндин барлиқ кесәлләрни нери қилиду вә сән өзүң көргән Мисирдики дәһшәтлик вабалардин һеч қайсисини үстүңгә салмайду, бәлки саңа өч болғанларға салиду.
16 Сән Пәрвәрдигар саңа тапшурған барлиқ хәлиқләрни йоқитишиң керәк; сән уларни көргәндә, уларға һеч рәһим қилмаслиғиң керәк, сән уларниң илаһлириниң қуллуғиға кирмәслигиң керәк; әгәр шундақ қилсаң, бу иш саңа қилтақ болиду.
17 Әгәр сән көңлүңдә: «Бу әлләр мәндин күчлүк; мән қандақ қилип уларни зиминидин қоғливетәләймән?» — десәң,
18 улардин қорқма; Пәрвәрдигар Худайиңниң Пирәвн һәм барлиқ Мисирлиқларни қандақ қилғанлиғини әслигин,
19 — йәни Пәрвәрдигар Худайиң сени шу йәрдин чиқириш үчүн васитә қилған, өз көзүң билән көргән дәһшәтлик һөкүм-синақлар, мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләр, күчлүк қол вә созулған биләкни мәһкәм есиңдә тут; Пәрвәрдигар сән қорқуватқан барлиқ хәлиқниму шундақ қилиду.
20 Униң үстигә Пәрвәрдигар Худайиң таки уларниң сәндин йошурунған қалдуқлири йоқитилғичә уларниң арисиға сериқ һәриләрни әвәтиду;
21 Сән улардин қорқмаслиғиң керәк; чүнки Пәрвәрдигар Худайиң араңдидур; У улуқ вә дәһшәтлик бир Илаһдур.
22 Пәрвәрдигар Худайиң шу әлләрни алдиңдин пәйдинпәй һайдайду; сән уларни бирақла йоқитиветәлмәйсән; бирақла йоқитивәткән тәғдирдиму, даладики һайванлар көпийип, үстүңгә бастуруп келиши мүмкин.
23 Лекин алдиңға илгириләп маңғиниңда Пәрвәрдигар Худайиң уларни қолуңға тапшуриду вә уларни паракәндә қилип, йоқитилғичә дәккә-дүккигә салиду.
24 У уларниң падишалирини қолуңға тапшуриду, сән уларниң намлириниму асман астидин йоқ қилисән; уларни йоқатқичә һеч бир адәм алдиңда туралмайду.
25 Силәр уларниң ойма бутини от билән көйдүрүветиңлар; көз қириңларни шуларниң үстидики алтун-күмүчкә салмаңлар, уларни алмаңлар; болмиса у силәргә қилтақ болиду; чүнки у Пәрвәрдигар Худайиң алдида жиркиничлик бир нәрсидур.
26 Сән һеч қандақ жиркиничлик нәрсини өйүңгә елип кәлмә; болмиса сән униңға охшаш ләнәтлик нәрсә болуп қалисән; сән униңдин қаттиқ йиргән, униңға мутләқ нәпрәтлән; чүнки у ләнәтлик бир нәрсидур.