< Қанун шәрһи 5 >
1 Шуниң билән Муса пүткүл Исраилни чақирип уларға мундақ деди: — «И Исраил, мән бүгүн қулақлириңларға аңлитиватқан бу бәлгүлимиләргә һәм һөкүмләргә қулақ селиңлар, уларни үгиниңлар, уларға әмәл қилишқа көңүл бөлүңлар!
Shuning bilen Musa pütkül Israilni chaqirip ulargha mundaq dédi: — «I Israil, men bügün qulaqliringlargha anglitiwatqan bu belgilimilerge hem hökümlerge qulaq sélinglar, ularni ögininglar, ulargha emel qilishqa köngül bölünglar!
2 Пәрвәрдигар Худайимиз биз билән Һорәб теғида әһдә түзди.
Perwerdigar Xudayimiz biz bilen Horeb téghida ehde tüzdi.
3 Бу әһдини Пәрвәрдигар ата-бовилиримиз билән түзгән әмәс, бәлки биз билән, йәни бүгүнки күндә тирик қалған бизләр билән түзди.
Bu ehdini Perwerdigar ata-bowilirimiz bilen tüzgen emes, belki biz bilen, yeni bügünki künde tirik qalghan bizler bilen tüzdi.
4 Тағда от ичидә туруп Пәрвәрдигар силәр билән йүз туранә сөзләшкән еди
Taghda ot ichide turup Perwerdigar siler bilen yüz turane sözleshkenidi
5 (шу чағда силәргә Пәрвәрдигарниң сөз-каламини җакалаш үчүн мән силәр вә Пәрвәрдигарниң оттурисида турған едим; силәр отниң алдида қорқуп, таққа чиқишни халимидиңлар).
(shu chaghda silerge Perwerdigarning söz-kalamini jakarlash üchün men siler we Perwerdigarning otturisida turghanidim; siler otning aldida qorqup, taghqa chiqishni xalimidinglar).
6 У мундақ деди: — «Мән сени Мисир зиминидин, йәни «қуллуқ макани»дин чиқарған Пәрвәрдигариң Худадурмән.
U mundaq dédi: — «Men séni Misir zéminidin, yeni «qulluq makani»din chiqarghan Perwerdigaring Xudadurmen.
7 Сениң Мәндин башқа һеч қандақ илаһиң болмайду.
Séning Mendin bashqa héchqandaq ilahing bolmaydu.
8 Сән өзүң үчүн мәйли жуқуридики асманда болсун, мәйли төвәндики зиминда болсун, яки йәр астидики суларда болсун, һәр қандақ нәрсиниң қияпитидики һеч қандақ ойма шәкилни ясима;
Sen özüng üchün meyli yuqiridiki asmanda bolsun, meyli töwendiki zéminda bolsun, yaki yer astidiki sularda bolsun, herqandaq nersining qiyapitidiki héchqandaq oyma shekilni yasima;
9 Сән бундақ нәрсиләргә баш урма яки уларниң қуллуғиға кирмә. Чүнки Мәнки Пәрвәрдигар Худайиң вапасизлиққа һәсәт қилғучи Худадурмән. Мәндин нәпрәтләнгәнләрниң қәбиһликлирини өзлиригә, оғуллириға, һәтта нәврә-чәврилиригичә чүшүримән.
Sen bundaq nersilerge bash urma yaki ularning qulluqigha kirme. Chünki Menki Perwerdigar Xudaying wapasizliqqa heset qilghuchi Xudadurmen. Mendin nepretlen’genlerning qebihliklirini özlirige, oghullirigha, hetta newre-chewrilirigiche chüshürimen.
10 Амма Мени сөйидиған вә әмирлиримни тутидиғанларға миң әвладиғичә өзгәрмәс меһриванлиқ көрситимән.
Emma Méni söyidighan we emrlirimni tutidighanlargha ming ewladighiche özgermes méhribanliq körsitimen.
11 Пәрвәрдигар Худайиңниң намини қалаймиқан тилға алма; чүнки кимдәким намини қалаймиқан тилға алса, Пәрвәрдигар уни гунакар һесаплимай қалмайду.
Perwerdigar Xudayingning namini qalaymiqan tilgha alma; chünki kimdekim namini qalaymiqan tilgha alsa, Perwerdigar uni gunahkar hésablimay qalmaydu.
12 Пәрвәрдигар Худайиң саңа әмир қилғандәк шабат күнини муқәддәс дәп билип тут, униңға әмәл қил.
Perwerdigar Xudaying sanga emr qilghandek shabat künini muqeddes dep bilip tut, uninggha emel qil.
13 Алтә күн ишләп барлиқ ишлириңни түгәткин;
Alte kün ishlep barliq ishliringni tügetkin;
14 лекин йәттинчи күни Пәрвәрдигар Худайиңға аталған шабат күнидур. Сән шу күни һеч қандақ иш қилмайсән; мәйли сән яки оғлуң болсун, мәйли қизиң, мәйли қулуң, мәйли дедигиң, мәйли буқаң, мәйли ешигиң, мәйли һәр қандақ башқа улиғиң, яки сән билән бир йәрдә туруватқан мусапир болсун, һеч қандақ иш қилмисун; шуниң билән қулуң вә дедигиң сәндәк арам алалайду.
lékin yettinchi küni Perwerdigar Xudayinggha atalghan shabat künidur. Sen shu küni héchqandaq ish qilmaysen; meyli sen yaki oghlung bolsun, meyli qizing, meyli qulung, meyli dédiking, meyli buqang, meyli éshiking, meyli herqandaq bashqa ulighing, yaki sen bilen bir yerde turuwatqan musapir bolsun, héchqandaq ish qilmisun; shuning bilen qulung we dédiking sendek aram alalaydu.
15 Сән өзүңниң әслидә Мисир зиминида қул болғанлиғиңни, Пәрвәрдигар Худайиң күчлүк қоли вә узатқан билиги билән сени шу йәрдин чиқарғанлиғини есиңдә тут; шу сәвәптин Пәрвәрдигар Худайиң саңа шабат күнини тутушни әмир қилған.
Sen özüngning eslide Misir zéminida qul bolghanliqingni, Perwerdigar Xudaying küchlük qoli we uzatqan biliki bilen séni shu yerdin chiqarghanliqini ésingde tut; shu sewebtin Perwerdigar Xudaying sanga shabat künini tutushni emr qilghan.
16 Пәрвәрдигар Худайиң саңа әмир қилғандәк ата-анаңни һөрмәт қил. Шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиң саңа ата қилмақчи болған зиминда узун өмүр көрисән, һалиң яхши болиду.
Perwerdigar Xudaying sanga emr qilghandek ata-anangni hörmet qil. Shundaq qilsang Perwerdigar Xudaying sanga ata qilmaqchi bolghan zéminda uzun ömür körisen, haling yaxshi bolidu.
20 Һәм хошнаң тоғрилиқ ялған гувалиқ бәрмә.
Hem qoshnang toghruluq yalghan guwahliq berme.
21 Һәм хошнаңниң аялини тама қилма вә нә униң өйи, униң етизи, униң қули, нә униң дедиги, нә униң калиси, нә униң ешигигә яки хошнаңниң һәр қандақ башқа нәрсисигә көз қириңни салма».
Hem qoshnangning ayalini teme qilma we ne uning öyi, uning étizi, uning quli, ne uning dédiki, ne uning kalisi, ne uning éshikige yaki qoshnangning herqandaq bashqa nersisige köz qiringni salma».
22 — бу сөзләрни Пәрвәрдигар тағда, от, булут вә сүрлүк қараңғулуқ ичидин күчлүк авази билән силәрниң пүткүл җамаитиңларға ейтқан вә уларға Цеч башқа [сөзләрни] қошмиған; у уларни икки таш тахтайға пүтүп маңа тапшурди.
— bu sözlerni Perwerdigar taghda, ot, bulut we sürlük qarangghuluq ichidin küchlük awazi bilen silerning pütkül jamaitinglargha éytqan we ulargha héch bashqa [sözlerni] qoshmighan; u ularni ikki tash taxtaygha pütüp manga tapshurdi.
23 Вә шундақ болдики, қараңғулуқтин чиққан авазни аңлиғиниңларда вә отлуқ тағ көйгинидә силәр, йәни қәбилә башлиқлириңлар вә ақсақаллириңлар йенимға келип: —
We shundaq boldiki, qarangghuluqtin chiqqan awazni anglighininglarda we otluq tagh köyginide siler, yeni qebile bashliqliringlar we aqsaqalliringlar yénimgha kélip: —
24 «Мана, Пәрвәрдигар Худайимиз өз шан-шәриви вә улуқлуғини аян қилди вә биз униң авазини от оттурисидин аңлидуқ, шуниң билән биз бүгүнки күндә Худа инсанлар билән сөзләшкән болсиму, уларниң тирик қалғанлиғини көрдуқ.
«Mana, Perwerdigar Xudayimiz öz shan-sheripi we ulughluqini ayan qildi we biz uning awazini ot otturisidin angliduq, shuning bilen biz bügünki künde Xuda insanlar bilen sözleshken bolsimu, ularning tirik qalghanliqini körduq.
25 Әнди биз җенимизға тәвәккүл қилишимизниң немә һаҗити? Чүнки мошу дәһшәтлик от бизни жутуветиду. Әгәр биз Пәрвәрдигар Худайимизниң авазини аңлавәрсәк өлүп кетимиз.
Emdi biz jénimizgha tewekkül qilishimizning néme hajiti? Chünki mushu dehshetlik ot bizni yutuwétidu. Eger biz Perwerdigar Xudayimizning awazini anglawersek ölüp kétimiz.
26 Чүнки әт егилиридин һаят егиси Худаниң отниң оттурисидин сөзлигән авазини аңлап, биздәк тирик туруватқанлардин ким бар?
Chünki et igiliridin hayat igisi Xudaning otning otturisidin sözligen awazini anglap, bizdek tirik turuwatqanlardin kim bar?
27 Сән өзүң Пәрвәрдигар Худайимизға йеқинлишип, униң сөзлигәнлириниң һәммисини аңлиғин; андин Пәрвәрдигар Худайимиз саңа сөзлигәнлириниң һәммисини бизгә ейтип берисән; шуниң билән биз уни аңлап әмәл қилимиз» — дедиңлар.
Sen özüng Perwerdigar Xudayimizgha yéqinliship, uning sözligenlirining hemmisini anglighin; andin Perwerdigar Xudayimiz sanga sözligenlirining hemmisini bizge éytip bérisen; shuning bilen biz uni anglap emel qilimiz» — dédinglar.
28 Пәрвәрдигар силәрниң бу маңа ейтқан сөзлириңларни аңлап маңа: «Бу хәлиқниң саңа ейтқан сөзлирини аңлидим; уларниң барлиқ ейтқан сөзлири дурустур.
Perwerdigar silerning bu manga éytqan sözliringlarni anglap manga: «Bu xelqning sanga éytqan sözlirini anglidim; ularning barliq éytqan sözliri durustur.
29 Кашки уларда Мәндин қорқуп, әмирлиримни изчил тутидиған бир қәлб болсиди, уларниң һали вә балилириңниң һали мәңгүгә яхши болатти!
Kashki ularda Mendin qorqup, emrlirimni izchil tutidighan bir qelb bolsidi, ularning hali we baliliringning hali menggüge yaxshi bolatti!
30 Сән берип уларға: «Чедириңларға қайтиңлар» — дегин.
Sen bérip ulargha: «Chédiringlargha qaytinglar» — dégin.
31 Сән болсаң йенимда турғин; Мән сениң уларға үгитишиң керәк болған әмирләр, бәлгүлимиләр вә һөкүмләрниң һәммисини саңа ейтип беримән; шуниң билән улар Мән уларға тәвәлик қилип беридиған зиминда туруп буларға әмәл қилидиған болиду.
Sen bolsang yénimda turghin; Men séning ulargha ögitishing kérek bolghan emrler, belgilimiler we hökümlerning hemmisini sanga éytip bérimen; shuning bilen ular Men ulargha tewelik qilip béridighan zéminda turup bulargha emel qilidighan bolidu.
32 Әнди Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә әмир қилғандәк қилишқа көңүл бөлүңлар; униңдин оң вә солға таймаңлар!
Emdi Perwerdigar Xudayinglar silerge emr qilghandek qilishqa köngül bölünglar; uningdin ong we solgha taymanglar!
33 Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә әмир қилған барлиқ йоллирида меңиңлар; шундақ қилсаңлар һаятлиқ тепип, һалиңлар яхши болиду вә силәр егидарчилиқ қилидиған зиминда туруп күнлириңлар узун болиду».
Perwerdigar Xudayinglar silerge emr qilghan barliq yollirida ménginglar; shundaq qilsanglar hayatliq tépip, halinglar yaxshi bolidu we siler igidarchiliq qilidighan zéminda turup künliringlar uzun bolidu».