< Қанун шәрһи 4 >
1 — Әнди, и Исраил, мән силәргә үгитидиған мошу бәлгүлимиләргә һәм һөкүмләргә қулақ селиңлар; уларға әмәл қилсаңлар һаятлиқ таписиләр вә шундақла ата-бовилириңларниң Худаси Пәрвәрдигар силәргә тәқсим қилидиған зиминға кирип уни егиләйсиләр.
— Emdi, i Israil, men silerge ögitidighan mushu belgilimilerge hem hökümlerge qulaq sélinglar; ulargha emel qilsanglar hayatliq tapisiler we shundaqla ata-bowiliringlarning Xudasi Perwerdigar silerge teqsim qilidighan zémin’gha kirip uni igileysiler.
2 Мән силәргә тапшуридиған Пәрвәрдигар Худайиңларниң мошу әмирлиригә әмәл қилишиңлар үчүн, мән силәргә әмир қилған сөзгә һеч немини қошмаңлар һәмдә униңдин һеч немини чиқиривәтмәңлар.
Men silerge tapshuridighan Perwerdigar Xudayinglarning mushu emrlirige emel qilishinglar üchün, men silerge emr qilghan sözge héchnémini qoshmanglar hemde uningdin héchnémini chiqiriwetmenglar.
3 Силәр өз көзлирңлар билән Пәрвәрдигарниң Баал-Пеорниң түпәйлидин қилған ишлирини көргәнсиләр; чүнки Баал-Пеорға әгәшкәнләрниң һәммисини Пәрвәрдигар Худайиңлар араңлардин йоқатти;
Siler öz közlirnglar bilen Perwerdigarning Baal-Péorning tüpeylidin qilghan ishlirini körgensiler; chünki Baal-Péorgha egeshkenlerning hemmisini Perwerdigar Xudayinglar aranglardin yoqatti;
4 Лекин Пәрвәрдигар Худайиңларға чиң бағланғанлардин һәр бириңлар бүгүнгә қәдәр һаят туруватисиләр.
Lékin Perwerdigar Xudayinglargha ching baghlan’ghanlardin herbiringlar bügün’ge qeder hayat turuwatisiler.
5 Мана, мән Пәрвәрдигар Худайим маңа әмир қилғандәк, кирип егиләйдиған зиминда турғанда уларға әмәл қилсун дәп силәргә бәлгүлимә һәм һөкүмләрни үгәттим.
Mana, men Perwerdigar Xudayim manga emr qilghandek, kirip igileydighan zéminda turghanda ulargha emel qilsun dep silerge belgilime hem hökümlerni ögettim.
6 Силәр уларни чиң тутуп әмәл қилиңлар; чүнки шундақ қилсаңлар бу һөкүмләрниң һәммисини аңлиған хәлиқләрниң көз алдида силәрниң дана вә йорутулған бир хәлиқ екәнлигиңлар испатлиниду; улар дәрвәқә: «Бу улуқ әл дәрһәқиқәт дана һәм йорутулған бир хәлиқ екән» — дәйду.
Siler ularni ching tutup emel qilinglar; chünki shundaq qilsanglar bu hökümlerning hemmisini anglighan xelqlerning köz aldida silerning dana we yorutulghan bir xelq ikenlikinglar ispatlinidu; ular derweqe: «Bu ulugh el derheqiqet dana hem yorutulghan bir xelq iken» — deydu.
7 Чүнки Пәрвәрдигар Худайимизниң бизниң Униңға нида қилған һәр бир тиләклиримиздә бизгә йеқин турғинидәк, өзигә йеқин турған бир Худаси болған бизгә охшаш башқа бир улуқ әл барму?
Chünki Perwerdigar Xudayimizning bizning Uninggha nida qilghan herbir tileklirimizde bizge yéqin turghinidek, özige yéqin turghan bir Xudasi bolghan bizge oxshash bashqa bir ulugh el barmu?
8 Мән алдиңларға қойған мошу пүткүл қанундикидәк адил бәлгүлимиләр һәм һөкүмләргә егә болған силәрдәк башқа бир улуқ әл барму?
Men aldinglargha qoyghan mushu pütkül qanundikidek adil belgilimiler hem hökümlerge ige bolghan silerdek bashqa bir ulugh el barmu?
9 Өз көзүңлар билән көргән ишларни унтумаслиғиңлар, һәтта өмрүңларниң барлиқ күнлиридә қәлбиңлардин чиқармаслиғиңлар үчүн өзүңларға еһтият қилиңлар вә ихласлиқ билән қәлбиңларни [езиштин] сақлаңлар; шуниңдәк силәр көргиниңларни балилириңларға вә балилириңларниң балилириға йәткүзүңлар;
Öz közünglar bilen körgen ishlarni untumasliqinglar, hetta ömrünglarning barliq künliride qelbinglardin chiqarmasliqinglar üchün özünglargha éhtiyat qilinglar we ixlasliq bilen qelbinglarni [ézishtin] saqlanglar; shuningdek siler körgininglarni baliliringlargha we baliliringlarning balilirigha yetküzünglar;
10 Силәр Һорәб теғида Пәрвәрдигар Худайиңларниң алдида турған күни Пәрвәрдигар маңа: «Хәлиқни Мениң сөзлиримни аңлиши үчүн йенимға жиққин; шуниң билән улар сөзлиримни үгинип, йәр йүзидики барлиқ күнлиридә Мәндин әйминиду вә балилириға үгитиду» — дегән еди.
Siler Horeb téghida Perwerdigar Xudayinglarning aldida turghan küni Perwerdigar manga: «Xelqni Méning sözlirimni anglishi üchün yénimgha yighqin; shuning bilen ular sözlirimni öginip, yer yüzidiki barliq künliride Mendin eyminidu we balilirigha ögitidu» — dégenidi.
11 Силәр йеқин келип тағниң түвидә турдуңлар; бу тағниң оти асманларниң бағриғичә көйүп йәтти, һәмдә қараңғулуқ, булутлар вә сүр тағни қаплиди;
Siler yéqin kélip taghning tüwide turdunglar; bu taghning oti asmanlarning baghrighiche köyüp yetti, hemde qarangghuluq, bulutlar we sür taghni qaplidi;
12 Пәрвәрдигар отниң оттурисидин силәргә сөз қилди; силәр сөзләрниң садасини аңлидиңлар, лекин һеч шәкилни көрмидиңлар; силәр пәқәт бир авазни аңлидиңлар.
Perwerdigar otning otturisidin silerge söz qildi; siler sözlerning sadasini anglidinglar, lékin héch shekilni körmidinglar; siler peqet bir awazni anglidinglar.
13 Вә У шу чағда силәргә әмир қилған әһдисини, йәни «он әмир»ни аян қилди вә уларни икки таш тахтай үстигә пүтти.
We U shu chaghda silerge emr qilghan ehdisini, yeni «on emr»ni ayan qildi we ularni ikki tash taxtay üstige pütti.
14 Вә шу чағда Пәрвәрдигар маңа әмир қилип, силәр дәриядин өтүп егиләйдиған зиминда уларни уларға әмәл қилишиңлар үчүн силәргә бәлгүлимиләр һәм һөкүмләрни үгитишни тапилиди.
We shu chaghda Perwerdigar manga emr qilip, siler deryadin ötüp igileydighan zéminda ularni ulargha emel qilishinglar üchün silerge belgilimiler hem hökümlerni ögitishni tapilidi.
15 Өзүңларға наһайити еһтият қилиңларки (чүнки Пәрвәрдигар Һорәб теғида от оттурисидин силәргә сөз қилғанда һеч қандақ шәкилни көрмигәнсиләр),
Özünglargha nahayiti éhtiyat qilinglarki (chünki Perwerdigar Horeb téghida ot otturisidin silerge söz qilghanda héchqandaq shekilni körmigensiler),
16 өзүңларни булғап, мәйли әркәк яки аял сүритидә, мәйли йәр йүзидики һәр қандақ һайван яки асманда учидиған һәр қандақ қуш болсун, мәйли йәр йүзидә һәр қандақ өмилигүчи һайван яки йәр астидики сулардики һәр қандақ белиқ болсун, уларниң сүритидә һеч қандақ шәкил-қияпәттики ойма бутни өзүңлар үчүн ясимаңлар,
özünglarni bulghap, meyli erkek yaki ayal süritide, meyli yer yüzidiki herqandaq haywan yaki asmanda uchidighan herqandaq qush bolsun, meyli yer yüzide herqandaq ömiligüchi haywan yaki yer astidiki sulardiki herqandaq béliq bolsun, ularning süritide héchqandaq shekil-qiyapettiki oyma butni özünglar üchün yasimanglar,
19 яки шуниңдәк, бешиңларни көтирип асманларға қарап, қуяш, ай, юлтузлар, йәни пүткүл самави қошунни көрүп, көңлүңлар майил болуп уларға баш егип қуллуғиға кирмәңлар; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар буларни пүткүл асман астидики барлиқ хәлиқләр үчүн орунлаштурған.
yaki shuningdek, béshinglarni kötürüp asmanlargha qarap, quyash, ay, yultuzlar, yeni pütkül samawi qoshunni körüp, könglünglar mayil bolup ulargha bash égip qulluqigha kirmenglar; chünki Perwerdigar Xudayinglar bularni pütkül asman astidiki barliq xelqler üchün orunlashturghan.
20 Лекин силәрни болса Пәрвәрдигар Өз мираси болған бир хәлиқ болушуңлар үчүн «төмүр тавлаш хумдани»дин, йәни Мисирдин елип чиқти.
Lékin silerni bolsa Perwerdigar Öz mirasi bolghan bir xelq bolushunglar üchün «tömür tawlash xumdani»din, yeni Misirdin élip chiqti.
21 Лекин Пәрвәрдигар силәрниң вәҗәңлардин маңа ғәзәплинип, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мирас болуш үчүн ата қилидиған яхши зимин тоғрисида: — «Сән шу йәргә киришкә Иордан дәриясидин өтмәйсән» дәп қәсәм қилди.
Lékin Perwerdigar silerning wejenglardin manga ghezeplinip, Perwerdigar Xudayinglar silerge miras bolush üchün ata qilidighan yaxshi zémin toghrisida: — «Sen shu yerge kirishke Iordan deryasidin ötmeysen» dep qesem qildi.
22 Шуңа мән мошу зиминда өлүшүм муқәррәр; Иордан дәриясидин өтмәймән; бирақ силәр болсаңлар униңдин өтүп шу яхши зиминни егиләйсиләр.
Shunga men mushu zéminda ölüshüm muqerrer; Iordan deryasidin ötmeymen; biraq siler bolsanglar uningdin ötüp shu yaxshi zéminni igileysiler.
23 Пәрвәрдигар Худайиңларниң силәр билән түзгән әһдисини унтумаслиғиңлар, шундақла өзүңлар үчүн Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мәнъий қилған ойма бутни яки һәр қандақ нәрсиниң шәкил-қияпитини ясимаслиғиңлар үчүн өзүңларға һези болуңлар.
Perwerdigar Xudayinglarning siler bilen tüzgen ehdisini untumasliqinglar, shundaqla özünglar üchün Perwerdigar Xudayinglar silerge men’i qilghan oyma butni yaki herqandaq nersining shekil-qiyapitini yasimasliqinglar üchün özünglargha hézi bolunglar.
24 Чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар һәммини жутқучи бир от, вапасизлиққа һәсәт қилғучи бир Худадур.
Chünki Perwerdigar Xudayinglar hemmini yutquchi bir ot, wapasizliqqa heset qilghuchi bir Xudadur.
25 Силәр пәрзәнтләр, пәрзәнтиңларниң пәрзәнтлирини көрүп, зиминда узақ вақит турғандин кейин, бир хил шәкил-қияпәттә болған ойма бутни ясиған, шуниңдәк Пәрвәрдигар Худайиңларни рәнҗитип униң нәзиридә рәзил болғанни қилип өзүңларни булғиған болсаңлар,
Siler perzentler, perzentinglarning perzentlirini körüp, zéminda uzaq waqit turghandin kéyin, birxil shekil-qiyapette bolghan oyma butni yasighan, shuningdek Perwerdigar Xudayinglarni renjitip uning neziride rezil bolghanni qilip özünglarni bulghighan bolsanglar,
26 мән асман-зиминни үстүңларға гувачи болушқа чақиримән, силәр Иордан дәриясидин өтүп, егиләйдиған шу зиминдин тезла пүтүнләй йоқ қилинисиләр; силәрниң униңда яшиған күнлириңлар узун болмайду, силәр бәлки униңдин пүтүнләй йоқ қилинисиләр.
men asman-zéminni üstünglargha guwahchi bolushqa chaqirimen, siler Iordan deryasidin ötüp, igileydighan shu zémindin tézla pütünley yoq qilinisiler; silerning uningda yashighan künliringlar uzun bolmaydu, siler belki uningdin pütünley yoq qilinisiler.
27 Пәрвәрдигар силәрни барлиқ хәлиқләр арисиға тарқитиду, Пәрвәрдигарниң силәрни һайдиши билән силәр шу әлләр арисида кичик бир қалдуқ болисиләр.
Perwerdigar silerni barliq xelqler arisigha tarqitidu, Perwerdigarning silerni heydishi bilen siler shu eller arisida kichik bir qalduq bolisiler.
28 Силәр шу йәрләрдә туруп яғачтин яки таштин ясалған, нә көрәлмәйдиған, нә аңлалмайдиған, нә йемәйдиған, нә пуралмайдиған, пәқәт инсанниң қолиниң ясиғини болған илаһларниң қуллуғида болисиләр.
Siler shu yerlerde turup yaghachtin yaki tashtin yasalghan, ne körelmeydighan, ne angliyalmaydighan, ne yémeydighan, ne puralmaydighan, peqet insanning qolining yasighini bolghan ilahlarning qulluqida bolisiler.
29 Силәр шу йәрләрдә Пәрвәрдигар Худайиңларни издәйсиләр; пүтүн қәлбиңлар вә пүтүн җениңлар билән уни издисәңлар, уни таписиләр.
Siler shu yerlerde Perwerdigar Xudayinglarni izdeysiler; pütün qelbinglar we pütün jéninglar bilen uni izdisenglar, uni tapisiler.
30 Силәр еғир азап-оқубәт тартқиниңларда, бу ишларниң һәммиси бешиңларға чүшкәндә, силәр Пәрвәрдигар Худайиңларға йенип келисиләр вә униң авазиға қулақ салисиләр.
Siler éghir azab-oqubet tartqininglarda, bu ishlarning hemmisi béshinglargha chüshkende, siler Perwerdigar Xudayinglargha yénip kélisiler we uning awazigha qulaq salisiler.
31 Чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар рәһимдил бир Худадур; У силәрни ташливәтмәйду, нә һалак қилмайду, нә ата-бовилириңлар билән қәсәм ичип түзгән әһдисини һеч унтумайду.
Chünki Perwerdigar Xudayinglar rehimdil bir Xudadur; U silerni tashliwetmeydu, ne halak qilmaydu, ne ata-bowiliringlar bilen qesem ichip tüzgen ehdisini héch untumaydu.
32 Әнди, силәрдин илгири, Худа инсанни йәр йүзидә яратқан күнидин тартип өткән күнләр тоғрилиқ сүрүштә қилиңлар, шундақла асманларниң бир четидин йәнә бир четигичә сүрүштә қилиңларки, мошуниңға охшаш улуқ бир иш болуп баққанму? Униңға охшаш бир ишни аңлап баққанму?
Emdi, silerdin ilgiri, Xuda insanni yer yüzide yaratqan künidin tartip ötken künler toghruluq sürüshte qilinglar, shundaqla asmanlarning bir chétidin yene bir chétigiche sürüshte qilinglarki, mushuninggha oxshash ulugh bir ish bolup baqqanmu? Uninggha oxshash bir ishni anglap baqqanmu?
33 Силәргә охшаш, Худаниң от ичидин чиққан авазини аңлап тирик қалған башқа бир хәлиқ барму?
Silerge oxshash, Xudaning ot ichidin chiqqan awazini anglap tirik qalghan bashqa bir xelq barmu?
34 Пәрвәрдигар Худайиңлар көз алдиңларда силәр үчүн Мисир зиминида қилғанлиридәк, қийин синақлар билән, мөҗизилик аламәтләр билән, карамәтләр билән, уруш билән, күчлүк қол һәм узитилған биләк билән вә дәһшәтлик вәһимиләр билән силәрдин башқа бир хәлиқни ят бир әлниң арисидин чиқирип Өзигә хас қилиш үчүн келип урунуп баққанму?
Perwerdigar Xudayinglar köz aldinglarda siler üchün Misir zéminida qilghanliridek, qiyin sinaqlar bilen, möjizilik alametler bilen, karametler bilen, urush bilen, küchlük qol hem uzitilghan bilek bilen we dehshetlik wehimiler bilen silerdin bashqa bir xelqni yat bir elning arisidin chiqirip Özige xas qilish üchün kélip urunup baqqanmu?
35 Пәрвәрдигарла Худадур, униңдин башқа бириси йоқтур, дәп билишиңлар үчүн силәр бу [улуғ] ишларни көрүшкә муйәссәр қилинғансиләр.
Perwerdigarla Xudadur, uningdin bashqa birsi yoqtur, dep bilishinglar üchün siler bu [ulugh] ishlarni körüshke muyesser qilin’ghansiler.
36 Силәргә тәлим бериш үчүн У асманлардин силәргә Өз авазини аңлатти; У йәр йүзидә Өзиниң улуқ отини көрсәтти; силәр шу отниң оттурисидинму униң авазини аңлидиңлар.
Silerge telim bérish üchün U asmanlardin silerge Öz awazini anglatti; U yer yüzide Özining ulugh otini körsetti; siler shu otning otturisidinmu uning awazini anglidinglar.
37 Униң үстигә, ата-бовилириңларға бағлиған муһәббити түпәйлидин һәмдә уларниң кейинки әвлатлирини таллиғанлиғи үчүн, У силәрни Мисирдин шәхсән Өзи зор қудрити билән қутқузуп чиқарди;
Uning üstige, ata-bowiliringlargha baghlighan muhebbiti tüpeylidin hemde ularning kéyinki ewladlirini tallighanliqi üchün, U silerni Misirdin shexsen Özi zor qudriti bilen qutquzup chiqardi;
38 У шуниңдәк силәрниң алдиңлардин өзүңлардин көп вә күчлүк болған әлләрни зиминидин һайдап, силәрни униңға киргүзүп, уни бүгүнки күндикидәк силәргә мирас қилиш үчүнму шундақ қилғандур.
U shuningdek silerning aldinglardin özünglardin köp we küchlük bolghan ellerni zéminidin heydep, silerni uninggha kirgüzüp, uni bügünki kündikidek silerge miras qilish üchünmu shundaq qilghandur.
39 Шуңа бүгүн шуни билип қоюңларки вә көңлүңларни шуниңға бөлүңларки, Пәрвәрдигар жуқуридики асманларда болсун, астидики йәр-зиминда болсун Худадур; Униңдин башқа һеч бири йоқтур.
Shunga bügün shuni bilip qoyunglarki we könglünglarni shuninggha bölünglarki, Perwerdigar yuqiridiki asmanlarda bolsun, astidiki yer-zéminda bolsun Xudadur; Uningdin bashqa héchbiri yoqtur.
40 Шуниңдәк силәрниң вә кейинки балилар-әвлатлириңларниң әһвали яхши болуш үчүн, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә ата қилидиған зиминда күнлириңларни узун, һәтта мәңгүлүк қилиш үчүн мән бүгүнки күндә силәргә тапилаватқан Униң бәлгүлимилири вә әмирлирини тутуңлар».
Shuningdek silerning we kéyinki balilar-ewladliringlarning ehwali yaxshi bolush üchün, Perwerdigar Xudayinglar silerge ata qilidighan zéminda künliringlarni uzun, hetta menggülük qilish üchün men bügünki künde silerge tapilawatqan Uning belgilimiliri we emrlirini tutunglar».
41 Андин Муса Иордан дәриясиниң шәрқий тәрипидә үч шәһәрни айрип бекитти;
Andin Musa Iordan deryasining sherqiy teripide üch sheherni ayrip békitti;
42 мәхсити, һеч қандақ өч-адавити болмай, тәсадипий хошнисини өлтүрүп қойса, өлтүргән киши шу йәрләргә, йәни шу шәһәрләрдин биригә қечип берип аман-есән қелиштин ибарәт еди.
meqsiti, héchqandaq öch-adawiti bolmay, tasadipiy qoshnisini öltürüp qoysa, öltürgen kishi shu yerlerge, yeni shu sheherlerdin birige qéchip bérip aman-ésen qélishtin ibaret idi.
43 Бу шәһәрләр болса: — Рубәнләрниң зиминидин чөл-баявандики Бәзәр, Гадларниң зиминидин Гилеадтики Рамот, Манассәһләрниң зиминидин Башандики Голандин ибарәт еди.
Bu sheherler bolsa: — Rubenlerning zéminidin chöl-bayawandiki Bezer, Gadlarning zéminidin Giléadtiki Ramot, Manassehlerning zéminidin Bashandiki Golandin ibaret idi.
44 Муса Исраилларниң алдиға қойған қанун мана төвәндикидәк: —
Musa Israillarning aldigha qoyghan qanun mana töwendikidek: —
45 (булар болса Исраиллар Мисирдин чиққанда Муса [пәйғәмбәр] уларға җакалиған агаһ-гувалар, бәлгүлимиләр һәм һөкүмләрдур;
(bular bolsa Israillar Misirdin chiqqanda Musa [peyghember] ulargha jakarlighan agah-guwahlar, belgilimiler hem hökümlerdur;
46 Муса вә Исраиллар Мисирдин чиққанда Аморийларниң Һәшбон шәһиридә турушлуқ падишаси Сиһонни өлтүргән еди; Муса бу әмирләрни Сиһонниң зиминида, Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидә, Бәйт-Пеорниң удулидики вадида Исраилларға җакалиған.
Musa we Israillar Misirdin chiqqanda Amoriylarning Heshbon shehiride turushluq padishahi Sihonni öltürgenidi; Musa bu emrlerni Sihonning zéminida, Iordan deryasining sherq teripide, Beyt-Péorning udulidiki wadida Israillargha jakarlighan.
47 Шу чағда Исраиллар [Сиһонниң] вә Башанниң падишаси Огниң зиминини, йәни Иордан дәриясиниң күн петиш тәрипидики Аморийларниң икки падишасиниң зимининиму егилигән еди;
Shu chaghda Israillar [Sihonning] we Bashanning padishahi Ogning zéminini, yeni Iordan deryasining kün pétish teripidiki Amoriylarning ikki padishahining zémininimu igiligenidi;
48 уларниң зимини Арнон дәриясиниң қирғиқидики Ароәрдин тартип Сион (йәни Һәрмон) теғиғичә,
ularning zémini Arnon deryasining qirghiqidiki Aroerdin tartip Sion (yeni Hermon) téghighiche,
49 шундақла Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидики пүткүл Арабаһ түзләңлиги вә Писгаһ теғиниң бағриға җайлашқан «Түзләңликтики деңиз»ғичә еди).
shundaqla Iordan deryasining sherq teripidiki pütkül Arabah tüzlengliki we Pisgah téghining baghrigha jaylashqan «Tüzlengliktiki déngiz»ghiche idi).