< Қанун шәрһи 33 >
1 Худаниң адими болған Мусаниң өлүмидин илгири Исраилларни бәрикәтләшкә тилигән бәхит-тиләклири мунулар: —
2 У мундақ деди: — «Пәрвәрдигар Өзи Синай теғидин келип, Сеирдин чиқип [Исраил] үстигә парлиди; Паран теғидин пәйда болуп чақниди, У түмәнлигән муқәддәсләрниң оттурисидин чиқип кәлди; Оң қолидин Исраилға аталған отлуқ бир қанун чиқти.
3 Дәрһәқиқәт, У хәлиқни сөйиду; Сениң барлиқ муқәддәс бәндилириң қолуңдидур; Уларниң һәр бири айиғиң алдида олтирип, Сөзлириңгә муйәссәр болиду.
4 Муса бизгә бир қанун буйруп, Буни Яқупниң җамаитигә мирас қилип бәрди;
5 Хәлиқниң сәрдарлири җәм болуп, Исраилниң қәбилилири бир йәргә жиғилғанда, У Йәшурунниң оттурисида падишадәк болди.
6 «Рубән болса, адәмлири өлүп кәтмәй, һаят турсун; Униң адәмлири аз болмисун».
7 [Муса]ниң Йәһуда тоғрисида тилигән бәхити мундақ: — «Йәһуданиң авазини аңлиғайсән, и Пәрвәрдигар; Уни өз хәлқигә қобул қилдурғайсән; Униң қоллири улар үчүн күрәш қилсун; Әнди өзини әзгүчиләргә қарши турушқа униңға мәдәт болғайсән».
8 У Лавий тоғрисида мундақ деди: — «Сениң урим вә туммим ташлириң Сениң бу муқәддәс бәндәңгә тапшурулған; Сән уни Массаһда синидиң, Мәрибаһниң сулириниң йенида униң билән талаштиң.
9 У өз ата-аниси тоғрисида: «Уларға йүз-хатирә қилмаймән», дәп ейтти, Өз қериндашлириниң һеч йүзини қилмай, Өз балилириниму тонушни халимай, Бәлки Сениң сөзүңгә әмәл қилип, әһдәңни чиң тутти.
10 Мана, [Лавийлар] Яқупқа һөкүмлириңни уқтуриду, Улар Исраилға қанунуңни үгитиду; Улар димиғиңға хушбуйни суниду, Қурбангаһиңға пүтүн көйдүрмә қурбанлиқларни кәлтүриду.
11 И Пәрвәрдигар, униң тәәллуқатини бәрикәтлигәйсән, Униң қоллириниң әҗри Сени хуш қилғидәк болғай, Униңға қарши чиққанлар вә униңдин нәпрәтләнгәнләр болса, Уларни қопалмиғидәк һалда бәллирини сундурғайсән!»
12 У Бинямин тоғрисида мундақ деди: — «Пәрвәрдигарниң сөйгини болса, У Униң йенида бехәтәр макан қилиду, Пәрвәрдигар сайә болуп пүтүн күн уни сақлайду, У уни мүриси оттурисида маканлаштуриду»
13 Йүсүп тоғрисида у мундақ деди: — «Униң зимини Пәрвәрдигар тәрипидин бәрикәтлик болғай! Асманларниң есил немәтлири билән, Шәбнәм билән, Йәр тегидики немәтлири билән,
14 Күндин һасил болидиған есил мәһсулатлири билән, Айдин һасил болидиған есил немәтлири билән,
15 Қедимки тағларниң алий немәтлири билән, Мәңгүлүк дөңләрниң есил немәтлири билән,
16 Йәрниң есил немәтлири вә униңға толған һәммә мәвҗудатлири билән, Азғанлиқта турғучи Затниң шапаити билән бәрикәтләнсун! Буларниң һәммиси Йүсүпниң бешиға, Йәни өз қериндашлиридин айрилғанниң чоққисиға чүшсун.
17 Униң һәйвиси өз буқисиниң тунҗисидәктур; Униң мүңгүзлири явайи калиниң мүңгүзлиридәктур, Улар билән у әл-жутларниң һәммисини бирақла йәр йүзиниң чәтлиригичә үсиду. Мана Әфраимниң түмәнлигән адәмлири, Манассәһниң миңлиған адәмлири шундақ болиду».
18 Зәбулун тоғрисида у мундақ деди: — «Әй Зәбулун, сән чиққиниңда шатланғин; Әй сән Иссакар, өз чедирлириңда хуш болғин!
19 Мана улар хәлиқләрни таққа чақириду, Шу йәрдә улар һәққанийлиқниң қурбанлиқлирини суниду, Чүнки улар деңиздики мол дөләтләрни, Қумға көмүлгән гөһәрләрни сүмүрүп уларға муйәссәр болиду».
20 Гад тоғрисида у мундақ деди: — «Гадниң зиминини кеңәйткүчигә бәхит-бәрикәт болғай; Гад болса чиши ширдәк олтирақлашти; У биләк һәм баш терисини титма-титма қиливетиду;
21 Шу йәрдә у әң есил несивини талливалди; Чүнки шу йәрдиму у һөкүм бекиткүчиниң үлүши болған җай сақлақлиқтур; У хәлиқниң сәрдарлири билән келип, Исраил билән биргә Пәрвәрдигарниң адалити билән һөкүмлирини жүргүзди».
22 Дан тоғрисида у мундақ деди: — «Дан болса яш бир ширдур; У Башандин тақлап өтиду».
23 Нафтали тоғрисида у мундақ деди: — «Әй Нафтали, илтипатқа тоюнғансән, Пәрвәрдигар тәрипидин кәлгән бәхит-бәрикәткә толуп, Мәғрип билән җәнупни өзүңгә мүлүк қилип егиләйсән».
24 Ашир тоғрисида у мундақ деди: — «Ашир оғуллар билән бәрикәтлиниду; У қериндашлири арисида илтипат көрсун; Пути майға чилансун.
25 Дәрваза балдақлириң төмүр билән мистин болиду; Күнлириң қандақ болса, күчүңму шуниңға мувапиқ тәң болиду».
26 «— Әй Йәшурун, Тәңриңдәк башқа һеч ким йоқтур; У саңа ярдәмгә асманлар үстигә, Зор һәйвиси билән булутларниң үстигә минип келиду.
27 Әзәлий Худа сениң башпанаһиңдур, Астиңда әбәдий биләкләр туриду. У сениң алдиңдин дүшмәнни һайдап: — «Уларни һалак қилғин!» дәп [саңа] буйруйду.
28 Шуниң билән Исраил ашлиқ билән йеңи шарап мол болған бир зиминда туруп, Ялғуз аман-есән макан тутиду, Яқупниң булиқи охшашла аман-есән болиду; Униң асманлириму шәбнәм темитип туриду.
29 Бәхитликсән, и Исраил! Сәндәк Пәрвәрдигарниң Өзи қутқузған хәлиқтин йәнә ким бар? У болса сениң мәдәткар қалқиниң, Һәйвәтлик қиличиңдур! Сениң дүшмәнлириң саңа зәиплишип бойсуниду; Сән уларниң егиз җайлирида дәссәп маңисән».