< Қанун шәрһи 32 >

1 «Қулақ селиңлар, әй асманлар, мән сөзләй; Ағзимниң сөзлирини аңла, и йәр-зимин!
«Qulaq sélinglar, ey asmanlar, men sözley; Aghzimning sözlirini angla, i yer-zémin!
2 Тәлимим болса ямғурдәк яғиду, Сөзлирим шәбнәмдәк тамиду, Юмран от-чөп үстигә чүшкән сим-сим ямғурдәк, Көкзарлиқниң үстигә чүшкән хасийәтлик ямғурдәк болиду.
Telimim bolsa yamghurdek yaghidu, Sözlirim shebnemdek tamidu, Yumran ot-chöp üstige chüshken sim-sim yamghurdek, Kökzarliqning üstige chüshken xasiyetlik yamghurdek bolidu.
3 Чүнки мән Пәрвәрдигарниң намини баян қилимән; Әнди Худайимизни улуқ дәп җакалаңлар!
Chünki men Perwerdigarning namini bayan qilimen; Emdi Xudayimizni ulugh dep jakarlanglar!
4 У қорам таштур, Униң әмәллири мукәммәлдур; Униң барлиқ йоллири һәққанийдур. У наһәқлиғи йоқ, вападар бир Худа, Адил вә диянәтликтур.
U qoram tashtur, Uning emelliri mukemmeldur; Uning barliq yolliri heqqaniydur. U naheqliqi yoq, wapadar bir Xuda, Adil we diyanetliktur.
5 Амма [Өз хәлқи] униңға бузуқлуқ қилди; Уларниң қилмишлири Униң Өз балилириниңкидәк болмиди — мана бу уларниң әйивидур! Улар әгир вә иплас бир нәсилдур!
Emma [Öz xelqi] uninggha buzuqluq qildi; Ularning qilmishliri Uning Öz baliliriningkidek bolmidi — mana bu ularning eyibidur! Ular egri we iplas bir nesildur!
6 Әй ахмақ вә надан хәлиқ, Пәрвәрдигарниң яхшилиғини шундақ яндурамсән? У сени бәдәл төләп һөр қилған атаң әмәсму? У сени яритип, сени тиклигән әмәсму?
Ey exmeq we nadan xelq, Perwerdigarning yaxshiliqini shundaq yanduramsen? U séni bedel tölep hör qilghan atang emesmu? U séni yaritip, séni tikligen emesmu?
7 Өткән күнләрни есиңгә алғин, Дәвирдин-дәвиргичә өткән жилларни ойлиғин; Атаңдин сора, у саңа дәп бериду; Ақсақаллириңға соал қой, улар сени хәвәрләндүриду.
Ötken künlerni ésingge alghin, Dewrdin-dewrgiche ötken yillarni oylighin; Atangdin sora, u sanga dep béridu; Aqsaqalliringgha soal qoy, ular séni xewerlendüridu.
8 Һәммидин алий болғучи әлләрниң үлүшини уларға үләштүргәндә, Адәм атиниң пәрзәнтлирини бир-биридин бөлгинидә, У хәлиқләрниң чегарилирини Исраил балилириниң саниға қарап бекиткән.
Hemmidin aliy bolghuchi ellerning ülüshini ulargha üleshtürgende, Adem’atining perzentlirini bir-biridin bölginide, U xelqlerning chégrilirini Israil balilirining sanigha qarap békitken.
9 Чүнки Пәрвәрдигарниң несивиси болса униңға хас болған хәлқидур; Яқуп худди чәк ташлинип чиққандәк, Униң мирасидур.
Chünki Perwerdigarning nésiwisi bolsa uninggha xas bolghan xelqidur; Yaqup xuddi chek tashlinip chiqqandek, Uning mirasidur.
10 У уни чөл бир зиминда, Шамал һувлайдиған дәһшәтлик бир баяванда уни тапти; Уни орап әтрапида қоғдап турди, Уни көз қаричуқидәк сақлиди;
U uni chöl bir zéminda, Shamal huwlaydighan dehshetlik bir bayawanda uni tapti; Uni orap etrapida qoghdap turdi, Uni köz qarichuqidek saqlidi;
11 Худди бүркүт өз чаңгисини тәвритип, Балилириниң үстидә пәрваз қилип, Қанатлирини йейип уларни пәйлириниң үстигә елип көтәргинидәк,
Xuddi bürküt öz changgisini tewritip, Balilirining üstide perwaz qilip, Qanatlirini yéyip ularni peylirining üstige élip kötürginidek,
12 Пәрвәрдигарму униңға шундақ ялғуз йетәкчилик қилди; Һеч қандақ ят илаһ униң билән биллә әмәс еди.
Perwerdigarmu uninggha shundaq yalghuz yétekchilik qildi; Héchqandaq yat ilah uning bilen bille emes idi.
13 У уни йәр йүзиниң егиз җайлириға миндүрди, Вә у етизлиқниң мәһсулатидин йеди, У униңға қия таштин һәсәл шоритип, Чақмақ тешидин зәйтун мейи шоратти;
U uni yer yüzining égiz jaylirigha mindürdi, We u étizliqning mehsulatidin yédi, U uninggha qiya tashtin hesel shoritip, Chaqmaq téshidin zeytun méyi shoratti;
14 Саңа кала қаймиғи билән қой сүтини ичкүзүп, Қозиларниң йеғини, Башандики қочқарлар вә текиләрниң гөшини йегүзүп, Есил буғдайниң есил данлиридин йегүзди, Сән болсаң үзүм қени болған сап шарапни ичтиң.
Sanga kala qaymiqi bilen qoy sütini ichküzüp, Qozilarning yéghini, Bashandiki qochqarlar we tékilerning göshini yégüzüp, Ésil bughdayning ésil danliridin yégüzdi, Sen bolsang üzüm qéni bolghan sap sharabni ichting.
15 Лекин Йәшурун сәмрип тәпкәк болуп қалди; Бәрһәқ, сән сәмрип кәттиң, Бордилип кәттиң, Тоюнуп кәттиң! У өзини яратқан Тәңрини ташлап, Өз ниҗатиниң Қорам Тешини көзгә илмиди.
Lékin Yeshurun semrip tepkek bolup qaldi; Berheq, sen semrip ketting, Bordilip ketting, Toyunup ketting! U özini yaratqan Tengrini tashlap, Öz nijatining Qoram Téshini közge ilmidi.
16 Улар болса ят илаһларға әгишип Униң вапасизлиққа болған һәситини қозғиди, Жиргиничлик ишлар билән Униң ғәзивини кәлтүрди.
Ular bolsa yat ilahlargha egiship Uning wapasizliqqa bolghan hesitini qozghidi, Yirginchlik ishlar bilen Uning ghezipini keltürdi.
17 Улар Егә-Тәңриси әмәс җинларға, Өзи билмәйдиған илаһларға, Ата-бовилириму қорқмайдиған, Йеңи пәйда болуп қалған илаһларға қурбанлиқ қилди.
Ular Ige-Tengrisi emes jinlargha, Özi bilmeydighan ilahlargha, Ata-bowilirimu qorqmaydighan, Yéngi peyda bolup qalghan ilahlargha qurbanliq qildi.
18 Сән өзүңни төрәлдүргән Қорам Ташни көңлүңдин чиқардиң, Сени апиридә қилған Тәңрини унтудуң.
Sen özüngni töreldürgen Qoram Tashni könglüngdin chiqarding, Séni apiride qilghan Tengrini untudung.
19 Пәрвәрдигар буни көрүп, Оғул-қизлириниң Униң аччиғини кәлтүргинидин, улардин бизар болуп мундақ деди: —
Perwerdigar buni körüp, Oghul-qizlirining Uning achchiqini keltürginidin, ulardin bizar bolup mundaq dédi: —
20 «Мән улардин йүзүмни йошуримән, Уларниң ақивитини көрүп бақай; Чүнки улар иплас бир нәсилдур, Қәлбидә вападарлиғи йоқ балилардур.
«Men ulardin yüzümni yoshurimen, Ularning aqiwitini körüp baqay; Chünki ular iplas bir nesildur, Qelbide wapadarliqi yoq balilardur.
21 Егә-тәңриси әмәсләр билән һәситимни кәлтүрди, Әрзимәс мәбудлири билән қәһримни қозғиди; Шуңа «һеч хәлиқ әмәс» болған бир хәлиқ арқилиқ уларниң һәситини қозғаймән, Надан бир әл арқилиқ уларниң аччиғини кәлтүримән.
Ige-tengrisi emesler bilen hesitimni keltürdi, Erzimes mebudliri bilen qehrimni qozghidi; Shunga «héch xelq emes» bolghan bir xelq arqiliq ularning hesitini qozghaymen, Nadan bir el arqiliq ularning achchiqini keltürimen.
22 Чүнки Мениң ғәзивимдин бир от туташти; У тәһтисараниң тегигичә көйүп бариду, У йәр билән униң мәһсулатини йәп кетиду, Вә тағларниң һуллириниму туташтуриду. (Sheol h7585)
Chünki Méning ghezipimdin bir ot tutashti; U tehtisaraning tégigiche köyüp baridu, U yer bilen uning mehsulatini yep kétidu, We taghlarning ullirinimu tutashturidu. (Sheol h7585)
23 Мән уларниң үстигә балаю-апәтләрни догилаймән; Я-оқлиримни бирни қоймай уларға атимән.
Men ularning üstige balayi’apetlerni döwileymen; Ya-oqlirimni birni qoymay ulargha atimen.
24 Улар ачарчилиқтин йегиләп кетиду, Томуз иссиқ вә вабаниң нәштәрлири тәрипидин йәп кетилиду; Уларға қарши житқуч һайванларниң чишлирини, Топида өмилигүчиләрниң зәһирини әвәтимән.
Ular acharchiliqtin yégilep kétidu, Tomuz issiq we wabaning neshterliri teripidin yep kétilidu; Ulargha qarshi yirtquch haywanlarning chishlirini, Topida ömiligüchilerning zehirini ewetimen.
25 Ташқирида қилич уларни мусибәткә салиду, Ичкиридә вәһимә басиду; У жигит билән қизни, Әмчәктики бала билән ақ чачлиқни һәммисини йоқитиду.
Tashqirida qilich ularni musibetke salidu, Ichkiride wehime basidu; U yigit bilen qizni, Emchektiki bala bilen aq chachliqni hemmisini yoqitidu.
26 Мән: «Уларни чепиветимән, Инсанларниң арисидин уларниң намини өчүримән» — дәйттим,
Men: «Ularni chépiwétimen, Insanlarning arisidin ularning namini öchürimen» — deyttim,
27 Бирақ дүшмәнниң мәсқирә қилишидин қорқтум; Исраилниң рәқиплири бу ишни хата чүшинип: — Бу иш бизниң қолимизниң күчлүклүгидин болған болса керәк, Пәрвәрдигар буни һеч қилмиди» демисун дәп, [бу ишни қилмидим].
Biraq düshmenning mesxire qilishidin qorqtum; Israilning reqibliri bu ishni xata chüshinip: — Bu ish bizning qolimizning küchlüklükidin bolghan bolsa kérek, Perwerdigar buni héch qilmidi» démisun dep, [bu ishni qilmidim].
28 Исраил несиһәттин мәһрум болған бир әл, Уларниң һеч әқил-пәми йоқтур.
Israil nesihettin mehrum bolghan bir el, Ularning héch eqil-pemi yoqtur.
29 Аһ, улар дана болсиди! Шундақ болса буни чүшинип, Өз ақивити қандақ болидиғинини ойлайтти!
Ah, ular dana bolsidi! Shundaq bolsa buni chüshinip, Öz aqiwiti qandaq bolidighinini oylaytti!
30 Әгәр уларниң Қорам Теши уларни сетивәтмигән болса, Пәрвәрдигар уларни [дүшмәнлиригә] ташлап бәрмигән болса, Бир киши қандақму миң кишини өз алдидин һайдийалайтти?, Икки киши қандақму он миң кишини қачуралайтти?
Eger ularning Qoram Téshi ularni sétiwetmigen bolsa, Perwerdigar ularni [düshmenlirige] tashlap bermigen bolsa, Bir kishi qandaqmu ming kishini öz aldidin heydiyeleytti?, Ikki kishi qandaqmu on ming kishini qachuralaytti?
31 Чүнки башқиларниң қорам теши болса бизниң Қорам Тешимиздәк әмәстур. Буниңға дүшмәнлиримиз өзлири гувалиқ бәрсун!
Chünki bashqilarning qoram téshi bolsa bizning Qoram Téshimizdek emestur. Buninggha düshmenlirimiz özliri guwahliq bersun!
32 Чүнки уларниң үзүм тели Содомниң үзүм телидин, Гоморраниң етизлиқлиридин чиққандур; Үзүмлири зәһәрлик үзүмләрдур, Уларниң һәр бир сапиғи аччиқтур,
Chünki ularning üzüm téli Sodomning üzüm télidin, Gomorraning étizliqliridin chiqqandur; Üzümliri zeherlik üzümlerdur, Ularning herbir sapiqi achchiqtur,
33 Шараби болса әҗдиһаларниң зәһиридур, Кобраларниң әҗәллик зәһиридур.
Sharabi bolsa ejdihalarning zehiridur, Kobralarning ejellik zehiridur.
34 [Пәрвәрдигар]: «Буларниң [һәммиси] Мениңкидә сақлақлиқ әмәсму? Өз ғәзнилиримдә мөһүрләнгән әмәсму?
[Perwerdigar]: «Bularning [hemmisi] Méningkide saqlaqliq emesmu? Öz xezinilirimde möhürlen’gen emesmu?
35 Интиқам Мениңкидур, Яманлиқни қайтурушму шундақ, Булар улар путлишидиған вақитқичә сақлақлиқ туриду, Чүнки уларниң балаю-апәтлик күни йеқинлашмақта, Уларниң бешиға чүшидиған ишлар болса тез келиватиду.
Intiqam Méningkidur, Yamanliqni qayturushmu shundaq, Bular ular putlishidighan waqitqiche saqlaqliq turidu, Chünki ularning balayi’apetlik küni yéqinlashmaqta, Ularning béshigha chüshidighan ishlar bolsa téz kéliwatidu.
36 Чүнки Пәрвәрдигар уларниң күчи түгәп кәткәнлигини, уларниң [азийип], һәтта аҗиз яки мәйипләрниңму қалмиғинини көргәндә, У Өз хәлқиниң үстигә һөкүм чиқириду, Өз бәндилиригә меһри-шәпқәт көрситиду.
Chünki Perwerdigar ularning küchi tügep ketkenlikini, ularning [aziyip], hetta ajiz yaki méyiplerningmu qalmighinini körgende, U Öz xelqining üstige höküm chiqiridu, Öz bendilirige méhir-shepqet körsitidu.
37 У вақитта У мундақ дәйду: «Қени, уларниң илаһлири? Өзигә таянч қилған қорам теши әнди қәйәрдидур?
U waqitta U mundaq deydu: «Qéni, ularning ilahliri? Özige tayanch qilghan qoram téshi emdi qeyerdidur?
38 Уларниң өткүзгән қурбанлиқлириниң йеғини йегән, Уларниң шарап һәдийәлиридики шарабини ичкәнләр қәйәргә кәтти? Әнди улар орнидин туруп силәргә ярдәм берип, панаһиңлар болсун!
Ularning ötküzgen qurbanliqlirining yéghini yégen, Ularning sharab hediyeliridiki sharabini ichkenler qeyerge ketti? Emdi ular ornidin turup silerge yardem bérip, panahinglar bolsun!
39 Әнди Мән Өзүм, пәқәт Мәнла «Шу»дурмән, Маңа һәмраһ һеч қандақ илаһниң йоқлуғини көрүп билиңлар. Мән өлтүрүп тирилдүримән, Зәхимләндүрүп сақайтимән; Вә һеч ким Мениң қолумдин қутқузалмайду.
Emdi Men Özüm, peqet Menla «Shu»durmen, Manga hemrah héchqandaq ilahning yoqluqini körüp bilinglar. Men öltürüp tirildürimen, Zeximlendürüp saqaytimen; We héchkim Méning qolumdin qutquzalmaydu.
40 Чүнки Мән қолумни асманларға көтирип: — «Әбәткичә һаяттурмән» дәп ейтип,
Chünki Men qolumni asmanlargha kötürüp: — «Ebedgiche hayatturmen» dep éytip,
41 Чақнап туридиған қиличимни иштик қилимән, Мениң қолум адаләтни қурал қилип тутиду, Дүшмәнлиримдин интиқам алимән, Мәндин нәпрәтләнгүчиләрниң қилғанлирини уларға яндуримән!
Chaqnap turidighan qilichimni ittik qilimen, Méning qolum adaletni qoral qilip tutidu, Düshmenlirimdin intiqam alimen, Mendin nepretlen’güchilerning qilghanlirini ulargha yandurimen!
42 Мән я оқлиримни қан ичкүзүп мәс қилимән, Мениң қиличим гөш йәйду, Мән уларни өлтүрүлгәнләр билән әсирләрниң қенини, Дүшмәнниң сәрдарлириниң башлирини йәп-ичидиған қилимән».
Men ya oqlirimni qan ichküzüp mest qilimen, Méning qilichim gösh yeydu, Men ularni öltürülgenler bilen esirlerning qénini, Düshmenning serdarlirining bashlirini yep-ichidighan qilimen».
43 Әй әлләр, Униң хәлқи билән биллә шатлиниңлар, Чүнки У Өз бәндилириниң қениниң интиқамини алиду, Өз дүшмәнлиригә қисас яндуриду, Өз зимини билән хәлқи үчүн кәчүрүм-кафарәт кәлтүрүп бериду».
Ey eller, Uning xelqi bilen bille shadlininglar, Chünki U Öz bendilirining qénining intiqamini alidu, Öz düshmenlirige qisas yanduridu, Öz zémini bilen xelqi üchün kechürüm-kafaret keltürüp béridu».
44 Әнди Муса билән Нунниң оғли Йәшуа келип бу ғәзәлниң барлиқ сөзлирини хәлиқниң алдида оқуп бәрди.
Emdi Musa bilen Nunning oghli Yeshua kélip bu ghezelning barliq sözlirini xelqning aldida oqup berdi.
45 Андин Муса бу һәммә сөзләрни барлиқ Исраил алдида ахирлаштуруп
Andin Musa bu hemme sözlerni barliq Israil aldida axirlashturup
46 уларға сөз қилип: «Мән бүгүн оттураңларда силәрни агаһландуруп гувалиқ бәргән бу барлиқ сөзләргә көңүл бөлүңлар; силәр буларни балилириңларға тапилап: «Бу қанунниң һәммә сөзлиригә әмәл қилишқа көңүл қоюңлар» дәп буйрушуңлар керәк.
ulargha söz qilip: «Men bügün otturanglarda silerni agahlandurup guwahliq bergen bu barliq sözlerge köngül bölünglar; siler bularni baliliringlargha tapilap: «Bu qanunning hemme sözlirige emel qilishqa köngül qoyunglar» dep buyrushunglar kérek.
47 Чүнки бу сөз силәргә мунасивәтсиз, қуруқ сөз әмәс, бәлки силәрниң һаятиңлардур! Силәр у зиминни егиләшкә Иордан дәриясидин өтисиләр; өткәндин кейин у зиминда бу сөз арқилиқ узун өмүр көрисиләр» — деди.
Chünki bu söz silerge munasiwetsiz, quruq söz emes, belki silerning hayatinglardur! Siler u zéminni igileshke Iordan deryasidin ötisiler; ötkendin kéyin u zéminda bu söz arqiliq uzun ömür körisiler» — dédi.
48 Йәнә шу күни Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Yene shu küni Perwerdigar Musagha söz qilip mundaq dédi: —
49 Сән ушбу Абарим теғиға, йәни Йерихониң уттуридики, Моабниң зиминидики Небо теғиға чиққин вә шу йәрдә Мән Исраилларға өз тәвәлиги болуш үчүн беридиған Қанаан зиминини көргин.
Sen ushbu Abarim téghigha, yeni Yérixoning utturidiki, Moabning zéminidiki Nébo téghigha chiqqin we shu yerde Men Israillargha öz teweliki bolush üchün béridighan Qanaan zéminini körgin.
50 Андин акаң Һарун Һор теғида өлүп өз хәлиқлиригә қошулғандәк, сәнму чиқидиған шу тағда өлүп хәлиқлириңгә қошулғин;
Andin akang Harun Hor téghida ölüp öz xelqlirige qoshulghandek, senmu chiqidighan shu taghda ölüp xelqliringge qoshulghin;
51 чүнки силәр Зин чөлидики Мәрибаһ-Қадәшниң сулириниң йениға барғанда, иккиңлар Исраилларниң арисида Маңа вапасизлиқ көрситип, Исраилларниң арисида Мени «муқәддәс» дәп һөрмәтлимидиңлар.
chünki siler Zin chölidiki Meribah-Qadeshning sulirining yénigha barghanda, ikkinglar Israillarning arisida Manga wapasizliq körsitip, Israillarning arisida Méni «muqeddes» dep hörmetlimidinglar.
52 Шуңа сән Исраилларға беридиған шу зиминни удулуңда көрисән, лекин униңға кирәлмәйсән.
Shunga sen Israillargha béridighan shu zéminni udulungda körisen, lékin uninggha kirelmeysen.

< Қанун шәрһи 32 >