< Қанун шәрһи 31 >
1 Андин Муса берип һәммә Исраилға сөз қилди;
摩西去告訴以色列眾人
2 у мундақ деди: «Мән бүгүн бир йүз жигирмә яшқа кирдим; әнди силәргә сәрдар яки башлиғучи болалмаймән. Пәрвәрдигар маңа: Сән бу Иордан дәриясидин өтмәйсән, дегән еди.
說:「我現在一百二十歲了,不能照常出入;耶和華也曾對我說:『你必不得過這約旦河。』
3 Лекин Пәрвәрдигар Худайиңлар Өзи силәрни йетәкләп [дәриядин] өтүп, бу әлләрни алдиңларда вәйран қилиду; шуниң билән уларниң мал-мүлкини егиләйсиләр; Пәрвәрдигарниң ейтқинидәк, Йәшуа силәрниң алдиңларда башлап [дәриядин] өтиду.
耶和華-你們的上帝必引導你們過去,將這些國民在你們面前滅絕,你們就得他們的地。約書亞必引導你們過去,正如耶和華所說的。
4 Пәрвәрдигар Сиһон билән Ог дегән икки Аморий падишаси вә уларниң зиминини һалак қилғандәк, у бу әлләргиму шундақ қилиду.
耶和華必待他們,如同從前待他所滅絕的亞摩利二王西宏與噩以及他們的國一樣。
5 Амма Пәрвәрдигар уларни қолуңларға тапшурғинида, мән силәргә тапилиған пүткүл әмир бойичә уларға муамилә қилисиләр.
耶和華必將他們交給你們;你們要照我所吩咐的一切命令待他們。
6 Җүръәтлик вә қәйсәр болуңлар, уларниң алдида титримәңлар, улардин һеч қорқмаңлар; чүнки силәр билән биргә барғучи Пәрвәрдигар Худайиңлар Өзидур; У силәрдин ваз кәчмәйду, силәрни һәргиз ташливәтмәйду!».
你們當剛強壯膽,不要害怕,也不要畏懼他們,因為耶和華-你的上帝和你同去。他必不撇下你,也不丟棄你。」
7 Андин Муса Йәшуани чақирип пүткүл Исраилниң көз алдида униңға сөз қилип: «Сән җүръәтлик вә қәйсәр болғин; чүнки бу хәлиқ Пәрвәрдигар уларниң ата-бовилириға қәсәм қилип беришкә вәдә қилған зиминға киргәндә сән улар билән биллә беришиң керәк; сән уларға уни егилитип мирас қилдурисән.
摩西召了約書亞來,在以色列眾人眼前對他說:「你當剛強壯膽!因為,你要和這百姓一同進入耶和華向他們列祖起誓應許所賜之地;你也要使他們承受那地為業。
8 Мана, сениң алдиңда маңғучи Пәрвәрдигар Өзидур; У сән билән биллә болуп сәндин ваз кәчмәйду, сени һәргиз ташливәтмәйду! Сән қорқмиғин, паракәндә болма!» — деди.
耶和華必在你前面行;他必與你同在,必不撇下你,也不丟棄你。不要懼怕,也不要驚惶。」
9 Муса бу қанунни йезип болуп, уни Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтиридиған Лавийниң әвлади болған каһинлар билән Исраилниң барлиқ ақсақаллириға тапшуруп бәрди.
摩西將這律法寫出來,交給抬耶和華約櫃的祭司利未子孫和以色列的眾長老。
10 Муса уларға мундақ буйруди: — «Һәр йәттә жилниң ахирқи жилида, йәни азатлиқ жили дәп бекитилгән вақитта, «кәпиләр һейти» башланғанда,
摩西吩咐他們說:「每逢七年的末一年,就在豁免年的定期住棚節的時候,
11 Исраилниң һәммиси келип Пәрвәрдигар Худайиңниң һозурида җәм болуш үчүн у таллайдиған җайға жиғилғанда, уни аңлисун дәп пүткүл Исраилниң алдида бу қанунни оқуп берисән.
以色列眾人來到耶和華-你上帝所選擇的地方朝見他。那時,你要在以色列眾人面前將這律法念給他們聽。
12 Шуниң үчүн [шу чағда] барлиқ хәлиқни, әр болсун, аял болсун, бала болсун, қовуқлириңниң ичидә туруватқан мусапир болсун, уларниң һәммиси аңлап, үгинип, Пәрвәрдигар Худайиңлардин қорқуп, бу қанунниң барлиқ сөзлирини тутуп униңға әмәл қилсун, дәп уларни жиққин.
要招聚他們男、女、孩子,並城裏寄居的,使他們聽,使他們學習,好敬畏耶和華-你們的上帝,謹守、遵行這律法的一切話,
13 Шундақ болса, уларниң бу қанунни тонумиған балилириму уни аңлап үгинип, силәр егиләшкә Иордан дәриясидин өтүп баридиған зиминда яшиған барлиқ күнлиридә Пәрвәрдигар Худайиңлардин қорқидиған болиду».
也使他們未曾曉得這律法的兒女得以聽見,學習敬畏耶和華-你們的上帝,在你們過約旦河要得為業之地,存活的日子,常常這樣行。」
14 Андин Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: «Мана сениң өлидиған вақтиң йеқинлишип қалди. Әнди Йәшуани чақирғин, иккиңлар җамаәт чедириға берип шу йәрдә һазир болуңлар. Мән униңға вәзипә тапшуримән» деди. Шуниң билән Муса билән Йәшуа иккиси берип, җамаәт чедирида һазир болди.
耶和華對摩西說:「你的死期臨近了;要召約書亞來,你們二人站在會幕裏,我好囑咐他。」於是摩西和約書亞去站在會幕裏。
15 Пәрвәрдигар булут түврүгиниң ичидә көрүнди; булут түврүги чедирниң дәрвазисиниң үстидә тохтиди.
耶和華在會幕裏雲柱中顯現,雲柱停在會幕門以上。
16 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: «Мана, сән ата-бовилириңниң қешида ухлаш алдида турисән; андин бу хәлиқ қозғилип, баридиған зиминдики ят илаһларға әгишип бузуқчилиқ қилип, Мени ташлап, Мән улар билән бағлиған әһдини бузиду.
耶和華又對摩西說:「你必和你列祖同睡。這百姓要起來,在他們所要去的地上,在那地的人中,隨從外邦神行邪淫,離棄我,違背我與他們所立的約。
17 Шу вақитта Мениң ғәзивим уларға тутишип, Мән уларниму ташлап, улардин йүзүмни йошуримән. Улар жутуветилиду, көп балаю-апәт вә күлпәтләр бешиға чүшиду вә улар шу вақитта: «Шүбһисизки, Худайимиз аримизда болмиғини үчүн, бу балалар бешимизға чүшти» — дәйду.
那時,我的怒氣必向他們發作;我也必離棄他們,掩面不顧他們,以致他們被吞滅,並有許多的禍患災難臨到他們。那日他們必說:『這些禍患臨到我們,豈不是因我們的上帝不在我們中間嗎?』
18 Лекин Мән уларниң башқа илаһларға майил болуп әгишип, қилған һәммә рәзилликлири үчүн шу күни йүзүмни пүтүнләй йошуримән.
那時,因他們偏向別神所行的一切惡,我必定掩面不顧他們。
19 Әнди силәр өзүңлар үчүн бу ғәзәлни пүтүп, уни Исраилларға үгитиңлар; бу ғәзәлниң кейин Исраилларниң әйивигә Мән үчүн гувачи болуши үчүн уни уларниң ағзиға салғин.
現在你要寫一篇歌,教導以色列人,傳給他們,使這歌見證他們的不是;
20 Чүнки Мән уларни Мән ата-бовилириға қәсәм билән вәдә қилған, сүт билән һәсәл еқип туридиған жутқа киргүзимән; андин улар йәп тоюп, сәмригәндә башқа илаһларға әгишип, уларниң қуллуғиға кириду вә Мени көзгә илмай әһдәмни бузиду.
因為我將他們領進我向他們列祖起誓應許那流奶與蜜之地,他們在那裏吃得飽足,身體肥胖,就必偏向別神,事奉他們,藐視我,背棄我的約。
21 Амма шундақ болидуки, көп балаю-апәтләр билән күлпәтләр уларниң бешиға чүшкинидә, бу ғәзәл уларни әйипләп гува бериду; чүнки бу ғәзәл уларниң әвлатлириниң ағзида унтулмайду. Чүнки Мән уларни уларға қәсәм билән вәдә қилған зиминға техи киргүзмәйла уларниң немә хиял қиливатқинини убдан билимән».
那時,有許多禍患災難臨到他們,這歌必在他們面前作見證,他們後裔的口中必念誦不忘。我未領他們到我所起誓應許之地以先,他們所懷的意念我都知道了。」
22 Шуларни дәп, Муса шу күни бу ғәзәлни йезип, Исраилларға үгәтти.
當日摩西就寫了一篇歌,教導以色列人。
23 Андин [Пәрвәрдигар] Нунниң оғли Йәшуаға: «Җүръәтлик вә қәйсәр болғин, чүнки сән Мән Исраилларға қәсәм билән вәдә қилған зиминға уларни башлап кирисән вә Мән сән билән биллә болимән» дәп әмир қилди.
耶和華囑咐嫩的兒子約書亞說:「你當剛強壯膽,因為你必領以色列人進我所起誓應許他們的地;我必與你同在。」
24 Муса бу қанунниң сөзлирини бир китапқа пүтүнләй йезип болғандин кейин
摩西將這律法的話寫在書上,及至寫完了,
25 у Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип маңған Лавийларға буйруп мундақ деди:
就吩咐抬耶和華約櫃的利未人說:
26 — Бу қанун китавини силәрниң әйивиңләргә гувачи болуп туруши үчүн Пәрвәрдигар Худайиңларниң әһдә сандуғиниң йениға қоюңлар.
「將這律法書放在耶和華-你們上帝的約櫃旁,可以在那裏見證以色列人的不是;
27 Чүнки мән силәрниң асий вә бойнуңлар қаттиқ екәнлигиңларни билимән. Мана, мән техи араңларда тирик турсам Пәрвәрдигарға асийлиқ қилип кәлдиңлар; өлүмүмдин кейин силәр техиму шундақ қилисиләр!
因為我知道你們是悖逆的,是硬着頸項的。我今日還活着與你們同在,你們尚且悖逆耶和華,何況我死後呢?
28 Мән уларниң қулақлириға бу сөзләрниң һәммисини аңлитишим үчүн, шундақла йәр билән асманни уларниң әйивигә гувачи болушқа чақиришим үчүн әнди мениң алдимға қәбилилириңларниң һәммә ақсақаллири вә әмәлдарлирини жиғиңлар.
你們要將你們支派的眾長老和官長都招聚了來,我好將這些話說與他們聽,並呼天喚地見證他們的不是。
29 Чүнки өлүмүмдин кейин силәрниң түптин бузулуп, мән силәргә әмир қилған йолдин чәтнәп кетидиғиниңларни билимән. Шуниң билән күнләрниң ахирида күлпәтләр бешиңларға чүшиду; чүнки силәр Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, қоллириңларниң ишлири билән униң ғәзивини қозғайсиләр».
我知道我死後,你們必全然敗壞,偏離我所吩咐你們的道,行耶和華眼中看為惡的事,以手所做的惹他發怒;日後必有禍患臨到你們。」
30 Андин Муса Исраилларниң пүткүл җамаити алдида бу ғәзәлниң текстини баштин-ахирғичә оқуп бәрди: —
摩西將這一篇歌的話都說與以色列全會眾聽。