< Қанун шәрһи 30 >

1 Вә шундақ болидуки, бу барлиқ ишлар, йәни мән сениң алдиңда қойған бу бәрикәт билән ләнәт бешиңға чүшкинидә, Пәрвәрдигар Худайиң сени һайдивәткән әлләрниң арисида туруп буларни есиңгә елип көңүл бөлүп,
We shundaq boliduki, bu barliq ishlar, yeni men séning aldingda qoyghan bu beriket bilen lenet béshinggha chüshkinide, Perwerdigar Xudaying séni heydiwetken ellerning arisida turup bularni ésingge élip köngül bölüp,
2 өзүң вә балилириң Пәрвәрдигар Худайиңниң йениға йенип Униң авазиға қулақ селип, мән бүгүн саңа әмир қилған барлиқ ишларға пүтүн қәлбиң вә пүтүн җениң билән итаәт қилсаң,
özüng we baliliring Perwerdigar Xudayingning yénigha yénip Uning awazigha qulaq sélip, men bügün sanga emr qilghan barliq ishlargha pütün qelbing we pütün jéning bilen itaet qilsang,
3 шу чағда Пәрвәрдигар Худайиң сени сүргүнлүктин қайтуруп, саңа ичини ағритип, Пәрвәрдигар Худайиң Өзи һайдивәткән әлләрдин жиғип келиду.
shu chaghda Perwerdigar Xudaying séni sürgünlüktin qayturup, sanga ichini aghritip, Perwerdigar Xudaying Özi heydiwetken ellerdin yighip kélidu.
4 Гәрчә араңлардин һәтта асманларниң четигичиму һайдилип кәткәнләр болсиму, Пәрвәрдигар Худайиң сени шу йәрдин жиғип җәм қилип келиду.
Gerche aranglardin hetta asmanlarning chétigichimu heydilip ketkenler bolsimu, Perwerdigar Xudaying séni shu yerdin yighip jem qilip kélidu.
5 Пәрвәрдигар Худайиң сени ата-бовилириңниң тәвәлиги болған зиминға кәлтүриду вә сән уни егиләйсән; У саңа яхшилиқ қилип ата-бовилириңниң санидин зиядә көп қилиду;
Perwerdigar Xudaying séni ata-bowiliringning teweliki bolghan zémin’gha keltüridu we sen uni igileysen; U sanga yaxshiliq qilip ata-bowiliringning sanidin ziyade köp qilidu;
6 Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң билән сөйүшкә Пәрвәрдигар Худайиң қәлбиңни вә нәсиллириңниң қәлбини хәтнә қилиду; шуниң билән силәр һаят яшайсиләр.
Perwerdigar Xudayingni pütün qelbing, pütün jéning bilen söyüshke Perwerdigar Xudaying qelbingni we nesilliringning qelbini xetne qilidu; shuning bilen siler hayat yashaysiler.
7 Шундақла Пәрвәрдигар Худайиңлар бу һәммә ләнәтләрни дүшмәнлириңларниң үстигә, силәргә нәпрәтлинидиғанларниң үстигә, силәргә зиянкәшлик қилғанларниң үстигә чүшүриду.
Shundaqla Perwerdigar Xudayinglar bu hemme lenetlerni düshmenliringlarning üstige, silerge nepretlinidighanlarning üstige, silerge ziyankeshlik qilghanlarning üstige chüshüridu.
8 Силәр болсаңлар йенип келип Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ селип, мән бүгүн силәргә тапилиған һәммә әмирлиригә әмәл қилисиләр.
Siler bolsanglar yénip kélip Perwerdigar Xudayinglarning awazigha qulaq sélip, men bügün silerge tapilighan hemme emrlirige emel qilisiler.
9 Шундақ қилсаңлар, Пәрвәрдигар Худайиңлар қоллириңларниң һәммә ишида, бәдиниңларниң мевисини, чарпай маллириңларниң мевисини вә йериңниң мевисиниму көпәйтип силәрни зор яшнитиду. Чүнки Пәрвәрдигар силәрниң ата-бовилириңларға яхшилиқ қилиштин сөйүнгәндәк, силәргә яхшилиқ қилиштин сөйүниду.
Shundaq qilsanglar, Perwerdigar Xudayinglar qolliringlarning hemme ishida, bedininglarning méwisini, charpay malliringlarning méwisini we yéringning méwisinimu awutup silerni zor yashnitidu. Chünki Perwerdigar silerning ata-bowiliringlargha yaxshiliq qilishtin söyün’gendek, silerge yaxshiliq qilishtin söyünidu.
10 Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ селип, бу қанун китавида пүтүлгән әмирләр билән бәлгүлимиләрни тутуп, пүтүн қәлбиңлар, пүтүн җениңлар билән Пәрвәрдигар Худайиңларниң тәрипигә бурулсаңларла, шундақ болиду.
Siler Perwerdigar Xudayinglarning awazigha qulaq sélip, bu qanun kitabida pütülgen emrler bilen belgilimilerni tutup, pütün qelbinglar, pütün jéninglar bilen Perwerdigar Xudayinglarning teripige burulsanglarla, shundaq bolidu.
11 Чүнки мән бүгүн саңа тапилиған бу әмир сән үчүн карамәт иш әмәс яки сәндин жирақму әмәс.
Chünki men bügün sanga tapilighan bu emr sen üchün karamet ish emes yaki sendin yiraqmu emes.
12 Бу әмир асманниң үстидә әмәс, сениң: «Бизниң униңға әмәл қилмиқимиз үчүн ким асманға чиқип уни елип чүшүп бизгә аңлитиду?» дейишиңниң һаҗити болмайду.
Bu emr asmanning üstide emes, séning: «Bizning uninggha emel qilmiqimiz üchün kim asman’gha chiqip uni élip chüshüp bizge anglitidu?» déyishingning hajiti bolmaydu.
13 Вә шуниңдәк бу әмир деңизниң у тәрипидиму әмәстур, сениң: «Бизниң униңға әмәл қилмиқимиз үчүн ким деңиздин өтүп, уни елип келип бизгә аңлитиду» дейишиңниң һаҗити болмайду.
We shuningdek bu emr déngizning u teripidimu emestur, séning: «Bizning uninggha emel qilmiqimiz üchün kim déngizdin ötüp, uni élip kélip bizge anglitidu» déyishingning hajiti bolmaydu.
14 Чүнки бу сөз болса униңға әмәл қилмиқиң үчүн саңа бәк йеқин, йәни ағзиңда вә көңлүңдә бардур.
Chünki bu söz bolsa uninggha emel qilmiqing üchün sanga bek yéqin, yeni aghzingda we könglüngde bardur.
15 Мана, мән бүгүн алдиңларда һаят билән яхшилиқ, өлүм билән яманлиқни қойдум;
Mana, men bügün aldinglarda hayat bilen yaxshiliq, ölüm bilen yamanliqni qoydum;
16 чүнки өзүм саңа һөкүм берип: — Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларни сөйүп, Униң йоллирида меңип, әмирлири, бәлгүлимилири һәм һөкүмлиригә әмәл қилиңлар, дәп бүгүн силәргә тапилидим; шундақ қилсаңлар силәр яшап көпийип, уни егиләшкә киридиған зиминға барғиниңларда Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрни бәрикәтләйду.
chünki özüm sanga höküm bérip: — Siler Perwerdigar Xudayinglarni söyüp, Uning yollirida méngip, emrliri, belgilimiliri hem hökümlirige emel qilinglar, dep bügün silerge tapilidim; shundaq qilsanglar siler yashap awup, uni igileshke kiridighan zémin’gha barghininglarda Perwerdigar Xudayinglar silerni beriketleydu.
17 Лекин әгәр көңлүңни тәтүр қилип, қулақ салмай аздурулуп, башқа илаһларға баш уруп чоқунғили турсаң,
Lékin eger könglüngni tetür qilip, qulaq salmay azdurulup, bashqa ilahlargha bash urup choqun’ghili tursang,
18 мән шуни бүгүн силәргә агаһландуруп ейтип қояйки, силәр һалак болмай қалмайсиләр; силәр уни егиләшкә Иордан дәриясидин өтүп баридиған зиминға киргиниңларда узун өмүр көрәлмәйсиләр.
men shuni bügün silerge agahlandurup éytip qoyayki, siler halak bolmay qalmaysiler; siler uni igileshke Iordan deryasidin ötüp baridighan zémin’gha kirgininglarda uzun ömür körelmeysiler.
19 Мән бүгүн һаят билән өлүмни, бәрикәт билән ләнәтни алдиңда қойғинимға асман билән зиминни үстүңгә гува болушқа чақиримән; әнди өзүң вә нәслиң яшай десәңлар, һаятни талливал;
Men bügün hayat bilen ölümni, beriket bilen lenetni aldingda qoyghinimgha asman bilen zéminni üstüngge guwah bolushqa chaqirimen; emdi özüng we nesling yashay désenglar, hayatni talliwal;
20 Пәрвәрдигар Худайиңни сөйүп, Униң авазиға қулақ селип, Униңға бағланғин; чүнки У Өзи сениң һаятиң вә өмрүңниң узунлуғидур; чүнки шундақ қилсаң Пәрвәрдигар ата-бовилириң болған Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа: «Мән силәргә уни беримән» дәп қәсәм қилип вәдә қилған зиминда турисән».
Perwerdigar Xudayingni söyüp, Uning awazigha qulaq sélip, Uninggha baghlan’ghin; chünki U Özi séning hayating we ömrüngning uzunluqidur; chünki shundaq qilsang Perwerdigar ata-bowiliring bolghan Ibrahim, Ishaq we Yaqupqa: «Men silerge uni bérimen» dep qesem qilip wede qilghan zéminda turisen».

< Қанун шәрһи 30 >