< Қанун шәрһи 3 >
1 Андин биз бурулуп, Башанға баридиған йол билән чиқип маңдуқ; Башанниң падишаси Ог вә барлиқ хәлқи бизгә қарши җәң қилишқа Әдрәйгә чиқти.
Andin biz burulup, Baxanƣa baridiƣan yol bilǝn qiⱪip mangduⱪ; Baxanning padixaⱨi Og wǝ barliⱪ hǝlⱪi bizgǝ ⱪarxi jǝng ⱪilixⱪa Ədrǝygǝ qiⱪti.
2 Пәрвәрдигар маңа: «Униңдин қорқмиғин; чүнки Мән уни, униң хәлқи вә зиминини қолуңға тапшурдум; Һәшбонда турған Аморийларниң падишаси Сиһонни немә қилған болса, униму шундақ қилисән» — деди.
Pǝrwǝrdigar manga: «Uningdin ⱪorⱪmiƣin; qünki Mǝn uni, uning hǝlⱪi wǝ zeminini ⱪolungƣa tapxurdum; Ⱨǝxbonda turƣan Amoriylarning padixaⱨi Siⱨonni nemǝ ⱪilƣan bolsa, unimu xundaⱪ ⱪilisǝn» — dedi.
3 Пәрвәрдигар Худайимиз дәрвәқә Башанниң падишаси Огни вә барлиқ хәлқини қолимизға тапшурди; биз униңға һуҗум қилип улардин һеч кимни қалдурмай қирдуқ.
Pǝrwǝrdigar Hudayimiz dǝrwǝⱪǝ Baxanning padixaⱨi Ogni wǝ barliⱪ hǝlⱪini ⱪolimizƣa tapxurdi; biz uningƣa ⱨujum ⱪilip ulardin ⱨeqkimni ⱪaldurmay ⱪirduⱪ.
4 Шу вақитта биз униң барлиқ шәһәрлирини ишғал қилдуқ; биз униң шәһәрлиридин егилимигән бирисиму қалмиди. Булар Башандики Огниң падишалиғи, йәни пүткүл Аргоб райони болуп, җәмий атмиш шәһәр еди.
Xu waⱪitta biz uning barliⱪ xǝⱨǝrlirini ixƣal ⱪilduⱪ; biz uning xǝⱨǝrliridin igilimigǝn birsimu ⱪalmidi. Bular Baxandiki Ogning padixaⱨliⱪi, yǝni pütkül Argob rayoni bolup, jǝmiy atmix xǝⱨǝr idi.
5 Бу шәһәрләрниң һәммиси егиз сепиллар вә балдақлиқ қовуқлири билән мустәһкәм қилинған еди; уларға қарашлиқ йеза-кәнтләр интайин көп еди.
Bu xǝⱨǝrlǝrning ⱨǝmmisi egiz sepillar wǝ baldaⱪliⱪ ⱪowuⱪliri bilǝn mustǝⱨkǝm ⱪilinƣanidi; ularƣa ⱪaraxliⱪ yeza-kǝntlǝr intayin kɵp idi.
6 Биз уларни Һәшбонниң падишаси Сиһонни қилғинимиздәк тәлтөкүс йоқаттуқ — Барлиқ шәһәрләр, әрләр, аял-балиларни қоймай һәммисини тәлтөкүс йоқаттуқ.
Biz ularni Ⱨǝxbonning padixaⱨi Siⱨonni ⱪilƣinimizdǝk tǝltɵküs yoⱪattuⱪ — Barliⱪ xǝⱨǝrlǝr, ǝrlǝr, ayal-balilarni ⱪoymay ⱨǝmmisini tǝltɵküs yoⱪattuⱪ.
7 Биз пәқәт өзлиримиз үчүн барлиқ чарва-малларни вә шәһәрләрдин олҗа ғәниймәт алдуқ.
Biz pǝⱪǝt ɵzlirimiz üqün barliⱪ qarwa-mallarni wǝ xǝⱨǝrlǝrdin olja ƣǝniymǝt alduⱪ.
8 Шу чағда биз Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидә турушлуқ Аморийларниң икки падишасиниң қолидин зиминини, йәни Арнон дәриясидин Һәрмон теғиғичә болған зиминини тартивалдуқ
Xu qaƣda biz Iordan dǝryasining xǝrⱪ tǝripidǝ turuxluⱪ Amoriylarning ikki padixaⱨining ⱪolidin zeminini, yǝni Arnon dǝryasidin Ⱨǝrmon teƣiƣiqǝ bolƣan zeminini tartiwalduⱪ
9 (Һәрмон теғини Зидонийлар «Сирион», Аморийлар «Сенир» дәп атайду);
(Ⱨǝrmon teƣini Zidoniylar «Sirion», Amoriylar «Senir» dǝp ataydu);
10 Биз йәнә түзләңликтики барлиқ шәһәрләр, пүткүл Гилеад вә Башан падишаси огниң падишалиғидики Саликаһ вә Әдрәй шәһәрлиригичә, Башанниң барлиқ зиминини егилидуқ
Biz yǝnǝ tüzlǝngliktiki barliⱪ xǝⱨǝrlǝr, pütkül Gilead wǝ Baxan padixaⱨi ogning padixaⱨliⱪidiki Salikaⱨ wǝ Ədrǝy xǝⱨǝrlirigiqǝ, Baxanning barliⱪ zeminini igiliduⱪ
11 (шу чағда гигантларниң қалдуғидин пәқәт Башанниң падишаси Ог қалған еди; униң каривити төмүрдин ясалған еди; мана, у Аммонийларниң Раббаһ шәһиридә сақлиниватмамду? Униң узунлуғи тоққуз гәз, кәңлиги төрт гәз. «Гәз» — адәттики адәмниң җәйниги өлчәм қилинған).
(xu qaƣda gigantlarning ⱪalduⱪidin pǝⱪǝt Baxanning padixaⱨi Og ⱪalƣanidi; uning kariwiti tɵmürdin yasalƣanidi; mana, u Ammoniylarning Rabbaⱨ xǝⱨiridǝ saⱪliniwatmamdu? Uning uzunluⱪi toⱪⱪuz gǝz, kǝngliki tɵt gǝz. «Gǝz» — adǝttiki adǝmning jǝyniki ɵlqǝm ⱪilinƣan).
12 Биз шу чағда егилигән зимин мундақ: — Арнон дәрияси йенидики Ароәр шәһиридин тартип, Гилеад тағлиғиниң йеримини вә униңдики шәһәрләрни Рубән вә Гад қәбилисидикиләргә тәқдим қилдим;
Biz xu qaƣda igiligǝn zemin mundaⱪ: — Arnon dǝryasi yenidiki Aroǝr xǝⱨiridin tartip, Gilead taƣliⱪining yerimini wǝ uningdiki xǝⱨǝrlǝrni Rubǝn wǝ Gad ⱪǝbilisidikilǝrgǝ tǝⱪdim ⱪildim;
13 Гилеадниң қалған зимини вә Ог падишаниң зимини болған пүткүл Башанни мән Манассәһниң йерим қәбилисигә тәқдим қилдим (пүткүл Аргоб райони, йәни пүткүл Башан «гигантларниң зимини» дейилиду.
Gileadning ⱪalƣan zemini wǝ Og padixaⱨning zemini bolƣan pütkül Baxanni mǝn Manassǝⱨning yerim ⱪǝbilisigǝ tǝⱪdim ⱪildim (pütkül Argob rayoni, yǝni pütkül Baxan «gigantlarning zemini» deyilidu.
14 Манассәһниң оғли Яир пүткүл Аргоб районини, йәни Башанни Гәшурийлар вә Маакатийларниң чегарисиғичә егилигән вә уни өз исми билән «Һаввот-Яир» дәп атиған. Бүгүнгә қәдәр у шундақ аталмақта).
Manassǝⱨning oƣli Yair pütkül Argob rayonini, yǝni Baxanni Gǝxuriylar wǝ Maakatiylarning qegrisiƣiqǝ igiligǝn wǝ uni ɵz ismi bilǝn «Ⱨawwot-Yair» dǝp atiƣan. Bügüngǝ ⱪǝdǝr u xundaⱪ atalmaⱪta).
15 Гилеадни болса мән Макирға тәқдим қилдим.
Gileadni bolsa mǝn Makirƣa tǝⱪdim ⱪildim.
16 Рубәндикиләр вә Гадтикиләргә мән Гилеадтин Арнон дәриясиғичә (вадиниң оттуриси чегара еди), шундақла Аммонийларниң чегараси болған Яббок дәриясиғичә болған зиминни тәқдим қилдим;
Rubǝndikilǝr wǝ Gadtikilǝrgǝ mǝn Gileadtin Arnon dǝryasiƣiqǝ (wadining otturisi qegra idi), xundaⱪla Ammoniylarning qegrasi bolƣan Yabbok dǝryasiƣiqǝ bolƣan zeminni tǝⱪdim ⱪildim;
17 йәнә Писгаһ тағлиғи астида ятқан Арабаһ түзләңлиги (тағлиқ түзләңликниң шәрқий тәрипидә) вә Иордан дәриясиниң Киннәрәт көлидин тартип Туз деңизғичә болған қисмини уларға чегара қилип бәрдим.
yǝnǝ Pisgaⱨ taƣliⱪi astida yatⱪan Arabaⱨ tüzlǝngliki (taƣliⱪ tüzlǝnglikning xǝrⱪiy tǝripidǝ) wǝ Iordan dǝryasining Kinnǝrǝt kɵlidin tartip Tuz dengizƣiqǝ bolƣan ⱪismini ularƣa qegra ⱪilip bǝrdim.
18 Мән шу чағда силәргә: — Пәрвәрдигар Худайиңлар өзүңларниң тәәллуқатиңлар болсун дәп егилишиңлар үчүн бу зиминни силәргә ата қилған; араңлардики җәңчиләр җәңгә тәйярлинип қуралланған һалда қериндашлириңлар болған Исраилларниң алдида дәриядин өтүңлар;
Mǝn xu qaƣda silǝrgǝ: — Pǝrwǝrdigar Hudayinglar ɵzünglarning tǝǝlluⱪatinglar bolsun dǝp igilixinglar üqün bu zeminni silǝrgǝ ata ⱪilƣan; aranglardiki jǝngqilǝr jǝnggǝ tǝyyarlinip ⱪorallanƣan ⱨalda ⱪerindaxliringlar bolƣan Israillarning aldida dǝryadin ɵtünglar;
19 Пәқәт бала-җақилириңлар вә мал-чарвилириңлар (мал-чарвилириңларниң көплигини билимән) мән силәргә тәқсим қилған шәһәрләрдә қалсун;
Pǝⱪǝt bala-qaⱪiliringlar wǝ mal-qarwiliringlar (mal-qarwiliringlarning kɵplikini bilimǝn) mǝn silǝrgǝ tǝⱪsim ⱪilƣan xǝⱨǝrlǝrdǝ ⱪalsun;
20 Пәрвәрдигар қериндашлириңларға силәрниң арам алғиниңлардәк арам бәргичә, улар Пәрвәрдигар Худайиңлар Иордан дәриясиниң у тәрипидә уларға тәқдим қилған зиминни егилигичә улар билән биргә [җәң қилиңлар]; андин силәр һәр бириңлар мән силәргә тәқсим қилған өз тәәллуқатиңларға қайтисиләр» — дәп тапилиғанмән.
Pǝrwǝrdigar ⱪerindaxliringlarƣa silǝrning aram alƣininglardǝk aram bǝrgüqǝ, ular Pǝrwǝrdigar Hudayinglar Iordan dǝryasining u tǝripidǝ ularƣa tǝⱪdim ⱪilƣan zeminni igiligüqǝ ular bilǝn birgǝ [jǝng ⱪilinglar]; andin silǝr ⱨǝrbiringlar mǝn silǝrgǝ tǝⱪsim ⱪilƣan ɵz tǝǝlluⱪatinglarƣa ⱪaytisilǝr» — dǝp tapiliƣanmǝn.
21 Шу чағдиму мән Йәшуаға: «Сән Пәрвәрдигар Худайиңларниң мошу икки падишаға қилғанлириниң һәммисини өз көзүң билән көрдүң; Пәрвәрдигар сән баридиған йәрдики падишалиқларниму шуниңға охшаш қилиду.
Xu qaƣdimu mǝn Yǝxuaƣa: «Sǝn Pǝrwǝrdigar Hudayinglarning muxu ikki padixaⱨⱪa ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisini ɵz kɵzüng bilǝn kɵrdüng; Pǝrwǝrdigar sǝn baridiƣan yǝrdiki padixaⱨliⱪlarnimu xuningƣa ohxax ⱪilidu.
22 Силәр улардин қорқмаңлар; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар өзи силәр үчүн җәң қилиду» — дәп тапилиғанмән.
Silǝr ulardin ⱪorⱪmanglar; qünki Pǝrwǝrdigar Hudayinglar ɵzi silǝr üqün jǝng ⱪilidu» — dǝp tapiliƣanmǝn.
23 Шу чағда мән Пәрвәрдигардин өтүнүп: —
Xu qaƣda mǝn Pǝrwǝrdigardin ɵtünüp: —
24 «И Рәб Пәрвәрдигар, Сән Өз қулуңға Өз улуқлуғуң вә күчлүк қолуңни аян қилишқа кириштиң; чүнки мәйли асманларда яки зиминда болсун Сениң қилғанлириңға вә күч-қудритиңгә тәң кәлгидәк шундақ илаһ барму?
«I Rǝb Pǝrwǝrdigar, Sǝn Ɵz ⱪulungƣa Ɵz uluƣluⱪung wǝ küqlük ⱪolungni ayan ⱪilixⱪa kirixting; qünki mǝyli asmanlarda yaki zeminda bolsun Sening ⱪilƣanliringƣa wǝ küq-ⱪudritinggǝ tǝng kǝlgüdǝk xundaⱪ ilaⱨ barmu?
25 Сәндин өтүнүмәнки, мени Иордан дәриясидин өтүп, шу йәрдики яхши зиминни — Шу яхши тағлиқни вә Ливанни көрүшкә несип қилғайсән», — дедим.
Sǝndin ɵtünümǝnki, meni Iordan dǝryasidin ɵtüp, xu yǝrdiki yahxi zeminni — Xu yahxi taƣliⱪni wǝ Liwanni kɵrüxkǝ nesip ⱪilƣaysǝn», — dedim.
26 Лекин Пәрвәрдигар силәрниң сәвәвиңлар түпәйлидин маңа ғәзәплинип илтиҗайимға қулақ салмиди, бәлки маңа: «Болди, бәс! Бу ишни алдимда иккинчи тилға алғучи болма.
Lekin Pǝrwǝrdigar silǝrning sǝwǝbinglar tüpǝylidin manga ƣǝzǝplinip iltijayimƣa ⱪulaⱪ salmidi, bǝlki manga: «Boldi, bǝs! Bu ixni aldimda ikkinqi tilƣa alƣuqi bolma.
27 Сән Писгаһниң чоққисиға чиқип бешиңни көтирип, өз көзүң билән мәғрибкә, шималға, җәнупқа вә мәшриққә тикилип қара; чүнки сән мошу Иордан дәриясидин өтмәйсән.
Sǝn Pisgaⱨning qoⱪⱪisiƣa qiⱪip bexingni kɵtürüp, ɵz kɵzüng bilǝn mǝƣribkǝ, ximalƣa, jǝnubⱪa wǝ mǝxriⱪⱪǝ tikilip ⱪara; qünki sǝn muxu Iordan dǝryasidin ɵtmǝysǝn.
28 Йәшуаға вәзипини тапилиғин, уни риғбәтләндүрүп жүрәклик қил; чүнки у бу хәлиқниң алдидин өтүп сән көридиған шу зиминға уларни егә қилғузиду» — деди.
Yǝxuaƣa wǝzipini tapiliƣin, uni riƣbǝtlǝndürüp yürǝklik ⱪil; qünki u bu hǝlⱪning aldidin ɵtüp sǝn kɵridiƣan xu zeminƣa ularni igǝ ⱪilƣuzidu» — dedi.
29 Шуниң билән биз Бәйт-Пеорниң удулидики вадида туруп қалдуқ.
Xuning bilǝn biz Bǝyt-Peorning udulidiki wadida turup ⱪalduⱪ.