< Қанун шәрһи 29 >

1 Төвәндикиләр Пәрвәрдигар Исраиллар билән әһдә бағлаш үчүн Моаб зиминида Мусаға тапилиған сөзләрдур. Бу әһдә Пәрвәрдигар улар билән Һорәбдә қилған әһдидин башқа бир әһдә еди.
Töwendikiler Perwerdigar Israillar bilen ehde baghlash üchün Moab zéminida Musagha tapilighan sözlerdur. Bu ehde Perwerdigar ular bilen Horebde qilghan ehdidin bashqa bir ehde idi.
2 Муса пүткүл Исраилни чақирип уларға мундақ деди: «Силәр Пәрвәрдигарниң Мисир зиминида Пирәвнгә, униң барлиқ хизмәткарлири вә зиминниң һәммә йеридә көз алдиңларда немә иш қилғинини көрдүңлар,
Musa pütkül Israilni chaqirip ulargha mundaq dédi: «Siler Perwerdigarning Misir zéminida Pirewn’ge, uning barliq xizmetkarliri we zéminning hemme yéride köz aldinglarda néme ish qilghinini kördünglar,
3 йәни шу чоң апәтләр билән улуқ мөҗизилик аламәт вә карамәтләрни өз көзүңлар билән көрдүңлар.
yeni shu chong apetler bilen ulugh möjizilik alamet we karametlerni öz közünglar bilen kördünglar.
4 Лекин Пәрвәрдигар силәргә бүгүнгичә чүшәнгидәк көңүл, көргидәк көз вә аңлиғидәк қулақ бәрмиди.
Lékin Perwerdigar silerge bügün’giche chüshen’güdek köngül, körgüdek köz we anglighudek qulaq bermidi.
5 Мән қириқ жил силәрни баяванда йетәкләп жүрдүм; шу вақитларда үстүңлардики кийимлириңлар кониримиди, путуңлардики кәшиңларму конирап кәтмиди.
Men qiriq yil silerni bayawanda yéteklep yürdüm; shu waqitlarda üstünglardiki kiyimliringlar konirimidi, putunglardiki keshinglarmu konirap ketmidi.
6 Худа Өзиниң силәрниң Пәрвәрдигар Худайиңлар екәнлигини билсун дәп, силәргә йейишкә нан, ичишкә шарап яки күчлүк ичимлик несип қилмиди.
Xuda Özining silerning Perwerdigar Xudayinglar ikenlikini bilsun dep, silerge yéyishke nan, ichishke sharab yaki küchlük ichimlik nésip qilmidi.
7 Силәр бу җайға йетип кәлгиниңларда Һәшбонниң падишаси Сиһон билән Башанниң падишаси Ог биз билән җәң қилғили чиқти; амма биз уларни уруп мәғлуп қилдуқ;
Siler bu jaygha yétip kelgininglarda Heshbonning padishahi Sihon bilen Bashanning padishahi Og biz bilen jeng qilghili chiqti; emma biz ularni urup meghlup qilduq;
8 биз уларниң зиминлирини елип Рубәнләр билән Гадлар вә Манассәһниң йерим қәбилисигә мирас қилип бәрдук.
biz ularning zéminlirini élip Rubenler bilen Gadlar we Manassehning yérim qebilisige miras qilip berduk.
9 Әнди силәр һәммә ишлириңларда раваҗ тепиш үчүн бу әһдиниң сөзлирини тутуп, уларға әмәл қилиңлар.
Emdi siler hemme ishliringlarda rawaj tépish üchün bu ehdining sözlirini tutup, ulargha emel qilinglar.
10 Бүгүн һәммиңлар — кәбилә башлиқлириңлар, ақсқаллириңлар, әмәлдарлириңлар, шуниңдәк Исраилниң һәммә әрлири,
Bügün hemminglar — kebile bashliqliringlar, aqsqalliringlar, emeldarliringlar, shuningdek Israilning hemme erliri,
11 кичик балилириңлар, аяллириңлар, чедиргаһиңларда туруватқан мусапирлар, шундақла отун кәскүчилириңлар вә су тошуғучилириңларму, һәммиңлар Пәрвәрдигарниң алдида һазир туруватисиләр;
kichik baliliringlar, ayalliringlar, chédirgahinglarda turuwatqan musapirlar, shundaqla otun kesküchiliringlar we su toshughuchiliringlarmu, hemminglar Perwerdigarning aldida hazir turuwatisiler;
12 мәхсәт шуки, Пәрвәрдигар Худайиңларниң әһдисигә, йәни Пәрвәрдигар Худайиңлар бүгүн силәргә бәргән қәсими билән бағлиған әһдигә дахил болушуңлар үчүндур,
meqset shuki, Perwerdigar Xudayinglarning ehdisige, yeni Perwerdigar Xudayinglar bügün silerge bergen qesimi bilen baghlighan ehdige daxil bolushunglar üchündur,
13 Вә шуниң билән тәң У силәрни бүгүн Өзигә хас бир хәлиқ қилип силәргә вәдә қилғинидәк, ата-бовилириңларға, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа қилған қәсими бойичә өзи силәргә Худа болуштур.
We shuning bilen teng U silerni bügün Özige xas bir xelq qilip silerge wede qilghinidek, ata-bowiliringlargha, yeni Ibrahim, Ishaq we Yaqupqa qilghan qesimi boyiche özi silerge Xuda bolushtur.
14 Лекин мән бу әһдә вә қәсәмни ялғуз силәр биләнла әмәс,
Lékin men bu ehde we qesemni yalghuz siler bilenla emes,
15 бәлки бүгүн биз билән бу йәрдә Пәрвәрдигар Худайимизниң алдида туруватқанлар, шундақла бүгүн бу йәрдә биз билән биргә болмиған кишиләрниң һәммиси биләнму түзүшимән.
belki bügün biz bilen bu yerde Perwerdigar Xudayimizning aldida turuwatqanlar, shundaqla bügün bu yerde biz bilen birge bolmighan kishilerning hemmisi bilenmu tüzüshimen.
16 (чүнки силәр бизниң Мисир зиминида қандақ турғанлиғимиз вә сәпиримиздә әлләрниң оттурисидин қандақ өтүп кәлгинимизни убдан билисиләр;
(chünki siler bizning Misir zéminida qandaq turghanliqimiz we sepirimizde ellerning otturisidin qandaq ötüp kelginimizni obdan bilisiler;
17 Силәр уларниң арисидики жиргиничлик нәрсиләрни, уларниң арисидики яғач, таш, алтун вә күмүчтин ясалған бутларни көрдүңлар).
Siler ularning arisidiki yirginchlik nersilerni, ularning arisidiki yaghach, tash, altun we kümüshtin yasalghan butlarni kördünglar).
18 Әһдиниң мәхсити болса, силәрниң араңлардики һәр бир әр, һәр бир аял, һәр бир аилә вә һәр бир қәбилилириңлардин бүгүн көңли Пәрвәрдигар Худайимиздин йенип, шу әлләрниң илаһлириниң қуллуғиға кирип кетидиған һеч киши болмисун, шундақла араңларда өт сүйи вә әмән чиқиридиған йилтиз пәйда болуп қалмисун үчүндур.
Ehdining meqsiti bolsa, silerning aranglardiki herbir er, herbir ayal, herbir aile we herbir qebililiringlardin bügün köngli Perwerdigar Xudayimizdin yénip, shu ellerning ilahlirining qulluqigha kirip kétidighan héch kishi bolmisun, shundaqla aranglarda öt süyi we emen chiqiridighan yiltiz peyda bolup qalmisun üchündur.
19 Дәрвәқә шундақ болидуки, шу ләнәт сөзлирини аңлиғанда өз көңлидә өз-өзини бәхит-бәрикәтлик санап: «Мән қанчә башбаштақлиқ билән маңсамму, теч-аманлиқта туриверимән», дегүчи шундақ бир киши болиду; нәтиҗидә, нәм йәрму чаңқақ йәргә охшашла вәйран қилиниду.
Derweqe shundaq boliduki, shu lenet sözlirini anglighanda öz könglide öz-özini bext-beriketlik sanap: «Men qanche bashbashtaqliq bilen mangsammu, tinch-amanliqta turiwérimen», dégüchi shundaq bir kishi bolidu; netijide, nem yermu changqaq yerge oxshashla weyran qilinidu.
20 Пәрвәрдигар мундақ кишини әпу қилмайду, бәлки Пәрвәрдигарниң ғәзиви билән отлуқ қәһри түтүндәк шу кишигә чүшиду; бу китапта пүтүлгән һәммә ләнәтләр униң бешиға чүшиду; Пәрвәрдигар униң исмини асманниң тегидин өчүриду.
Perwerdigar mundaq kishini epu qilmaydu, belki Perwerdigarning ghezipi bilen otluq qehri tütündek shu kishige chüshidu; bu kitabta pütülgen hemme lenetler uning béshigha chüshidu; Perwerdigar uning ismini asmanning tégidin öchüridu.
21 Пәрвәрдигар бу қанун китавида пүтүлгән әһдиниң һәммә ләнәтлири бойичә Исраилниң барлиқ қәбилилиридин уни айрип чиқип, апәткә муптила қилиду.
Perwerdigar bu qanun kitabida pütülgen ehdining hemme lenetliri boyiche Israilning barliq qebililiridin uni ayrip chiqip, apetke muptila qilidu.
22 Кәлгүси дәвир болса, йәни силәрдин кейин чиқидиған балилириңлар вә шундақла жирақ жуттин кәлгән мусапирлар Пәрвәрдигар шу зиминниң үстигә әвәткән балаю-апәтләр билән кесәлләрни көриду;
Kelgüsi dewr bolsa, yeni silerdin kéyin chiqidighan baliliringlar we shundaqla yiraq yurttin kelgen musapirlar Perwerdigar shu zéminning üstige ewetken balayi’apetler bilen késellerni köridu;
23 Пәрвәрдигар ғәзиви вә қәһри билән вәйран қилған Содом, Гоморра, Адмаһ вә Зәбоимларниң вәйранчилиғидәк зиминниң һәммә йери гуңгутлишип, шорлишип, көйүп кәткинини, териқчилиқму, һосулму болмиғинини, от-чөпму үнмигинини көриду;
Perwerdigar ghezipi we qehri bilen weyran qilghan Sodom, Gomorra, Admah we Zeboimlarning weyranchiliqidek zéminning hemme yéri günggürtliship, shorliship, köyüp ketkinini, tériqchiliqmu, hosulmu bolmighinini, ot-chöpmu ünmiginini köridu;
24 буни көргәнләр, һәтта һәммә әл-жут: «Немишкә Пәрвәрдигар бу зиминға мундақ қилғанду? Немишкә Униң ғәзиви шунчә қаттиқ, әшәддий болғанду?» дәп сорайду;
buni körgenler, hetta hemme el-yurt: «Némishqa Perwerdigar bu zémin’gha mundaq qilghandu? Némishqa Uning ghezipi shunche qattiq, esheddiy bolghandu?» dep soraydu;
25 андин уларға җавап берилип: «Улар ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарниң уларни Мисир зиминидин қутқузуп чиқарғинида улар билән бекиткән әһдини ташлап,
andin ulargha jawab bérilip: «Ular ata-bowilirining Xudasi Perwerdigarning ularni Misir zéminidin qutquzup chiqarghinida ular bilen békitken ehdini tashlap,
26 берип уларниң несивиси болмиған, өзиму тонумиған илаһларниң қуллуғиға кирип, уларға чоқунғини үчүн шундақ болди.
bérip ularning nésiwisi bolmighan, özimu tonumighan ilahlarning qulluqigha kirip, ulargha choqun’ghini üchün shundaq boldi.
27 Мана бу сәвәптин Пәрвәрдигарниң ғәзиви бу зиминға тутишип, бу китапта пүтүлгән һәммә ләнәтни униң үстигә кәлтүрди.
Mana bu sewebtin Perwerdigarning ghezipi bu zémin’gha tutiship, bu kitabta pütülgen hemme lenetni uning üstige keltürdi.
28 Шуниң үчүн Пәрвәрдигар ғәзәп, аччиқ вә зор қәһр билән уларни жутидин жулуп, башқа бир жутқа ташлиди» — дейилиду.
Shuning üchün Perwerdigar ghezep, achchiq we zor qehr bilen ularni yurtidin yulup, bashqa bir yurtqa tashlidi» — déyilidu.
29 Һәр бир йошурун сирлар болса Пәрвәрдигар Худайимизниңкидур; лекин һәр қандақ ашкариланған вәһийләр болса бу қанунниң сөзлиригә әмәл қилишимиз үчүн әбәткичә биз вә балилиримизниңкидур.
Herbir yoshurun sirlar bolsa Perwerdigar Xudayimizningkidur; lékin herqandaq ashkarilan’ghan wehiyler bolsa bu qanunning sözlirige emel qilishimiz üchün ebedgiche biz we balilirimizningkidur.

< Қанун шәрһи 29 >