< Қанун шәрһи 28 >
1 Әгәр сән Пәрвәрдигар Худайиңниң сөзини аңлап, Униң мән бүгүн саңа тапшуридиған әмирлиригә әмәл қилишқа көңүл бөлсәң, Худайиң Пәрвәрдигар сени йәр йүзидики һәммә әлләрниң үстигә чоң қилиду;
2 Пәрвәрдигар Худайиңниң сөзини аңлисаң бу һәммә бәхит-бәрикәтләр саңа әгишип үстүңгә чүшиду: —
3 Сән шәһәрдә бәхит-бәрикәтлик болисән, сәһрадиму бәхит-бәрикәтлик болисән.
4 Балиятқуңниң мевиси билән йериңниң мевиси, чарпайлириңниң мевиси, йәни калаңниң нәсиллири вә қой падилириң туққини болса, бәхит-бәрикәтлик болиду.
5 Севитиң бәхит-бәрикәтлик болиду, тәңнәңму бәхит-бәрикәтлик болиду.
6 Сән кирсәңму бәхит-бәрикәтлик болисән, чиқсаңму бәхит-бәрикәтлик болисән.
7 Саңа қарши чиққан дүшмәнлириңни Пәрвәрдигар алдиңда мәғлуп қилиду; улар бир йол билән саңа һуҗумға келип, йәттә йол билән алдиңдин қачиду.
8 Сениң амбарлириңда вә қолуң билән қилидиған барлиқ ишлириңда Пәрвәрдигар үстүңгә бәхит-бәрикәт буйруйду; Пәрвәрдигар Худайиң саңа беридиған зиминда У сени бәрикәтләйду.
9 Әгәр сән Пәрвәрдигар Худайиңниң әмирлирини тутуп йоллирида маңсаң, Өзи қәсәм билән саңа вәдә қилғандәк Пәрвәрдигар сени тикләп Өзигә муқәддәс бир хәлиқ қилиду.
10 Шуниң билән йәр йүзидики һәммә хәлиқләр сениң Пәрвәрдигарниң нами билән аталғиниңни көрүп сәндин қорқиду.
11 Пәрвәрдигар сени яшнитиду; саңа беришкә ата-бовилириңға қәсәм билән вәдә қилған зиминда сени өз бәдиниңниң мевиси билән чарпайлириңниң мевиси вә йериңниң мевисини мол вә бәркәтлик қилиду.
12 Пәрвәрдигар сениң зиминиңға өз вақтида ямғур берип қоллириңниң һәммә ишлирини бәрикәтләш үчүн өз ғәзниси болған асманни саңа ачиду; өзүң һеч кимдин қәриз алмайсән, бәлки көп әлләргә қәриз берисән.
13 Пәрвәрдигар сени қуйруқ әмәс, баш қилиду; сән пәқәт үсти болуп, асти болмайсән. Әгәр мән силәргә бүгүн тапилиған Пәрвәрдигар Худайиңниң әмирлиригә қулақ селип, уларни тутуп әмәл қилсаң,
14 шундақла мән бүгүн силәргә буйруған һәммә сөзләрниң һеч биридин оң яки солға чәтнәп кәтмисәң, башқа илаһларға әгишип қуллуғиға кирмисәң, шундақ болиду.
15 Лекин шундақ болидуки, әгәр Пәрвәрдигар Худайиңниң авазиға қулақ салмай, мән бүгүн силәргә тапилиған униң барлиқ әмирлири билән бәлгүлимилирини тутмисаңлар һәм уларға әмәл қилмисаңлар, бу ләнәтләрниң һәммиси саңа әгишип үстүңгә чүшиду: —
16 Сән шәһәрдә ләнәткә қалисән, сәһрадиму ләнәткә қалисән.
17 Севитиң ләнәткә қалиду, тәңнәңму ләнәткә қалиду.
18 Балиятқуңниң мевиси, йериңниң мевиси, калаңниң нәсиллири вә қой падилириңниң туққини ләнәткә қалиду.
19 Сән кирсәңму ләнәткә қалисән, чиқсаңму ләнәткә қалисән.
20 Сениң Пәрвәрдигарни ташлиған рәзил қилмишлириң үчүн у сән йоқ қилинғичә, тездин һалак қилинғичә, қолуң қилған барлиқ ишлириңда сениң үстүңгә ләнәт, паракәндилик вә дәшнәм чүшүриду.
21 Пәрвәрдигар сән егиләшкә киридиған зиминдин сени йоқатқичә саңа ваба чаплаштуриду.
22 Пәрвәрдигар сени сил-ваба кесили, кезик кесили, яллуғлуқ кесили вә бәзгәк кесилигә гириптар қилип, қурғақчилиқ, чавириш апити вә һал апитигә муптила қилиду. Бу апәтләр сән йоқ қилинғичә сени қоғлайду.
23 Бешиңниң үстидики асман мистәк, айиғиңниң астидики йәр төмүрдәк болиду.
24 Пәрвәрдигар сениң зиминиңда яғидиған ямғурни топа-чаң вә қум қилиду; улар таки сән һалак болғичә асмандин үстүңгә чүшиду.
25 Пәрвәрдигар Өзи сени дүшмәнлириңниң алдида мәғлуп қилиду. Сән уларға қарши бир йол билән берип, уларниң алдидин йәттә йол билән қачисән; йәр йүзидики һәммә әлләрни дәккә-дүккигә салидиған объект болуп қалисиләр.
26 Өлүклириңлар асмандики барлиқ учар-қанатлар билән йәр йүзидики һайванларға йәм болиду; уларни һайдиветидиған һеч ким чиқмайду.
27 Пәрвәрдигар сени Мисирдики сақаймас яра-чақилири, чиқан-һүррәкләр, тәмрәткә, қичишқақ билән уриду.
28 Пәрвәрдигар сени сараңлиқ, корлуқ вә паракәндилик билән уриду.
29 Сән күпкүндүздә кор киши қараңғуда тәмтилигәндәк тәмтиләп жүрисән, барлиқ йоллириң ақмайду; сән күндин-күнгә пәқәт зулум билән булаңчилиққа учриғучи болисән, сени қутқузидиған һеч ким чиқмайду.
30 Сән бир хотун билән вәдиләшсәң башқа бир адәм униң билән ятиду; өйни салсаң униңда олтиралмайсән, тәк тиккән болсаң мевисини йейәлмәйсән.
31 Калаң көзлириңниң алдида союлиду, лекин гөшидин йейәлмәйсән; қарап туруп ешигиң сәндин булап кетилиду, саңа йенип кәлмәйду. Қойлириң дүшмәнлириңниң қолиға чүшүп кетиду, уларни яндуруп келишкә ярдәмгә һеч ким чиқмайду.
32 Оғул билән қизлириң башқа бир әлниң қолиға чүшүп, көзлириң пүтүн күн уларға тәлмүрүш билән чарчайду; лекин қолуң уларни қутқузушқа амалсиз қалиду.
33 Йериңниң мәһсулатлири билән әмгигиңниң барлиқ мевисини сән тонумайдиған бир әл йәп кетиду; сән барлиқ күнлириңдә езилип зулум тартисән;
34 Көзлириң көргән ишлардин сән сараң болуп кетисән.
35 Пәрвәрдигар сени тапиниңдин чоққаңғичә, тизиң билән пачақ-путлириңғичә сақаймас дәһшәтлик яра-чақилар билән уриду.
36 Пәрвәрдигар сени өз үстүңгә тиклигән падишасиңға қошуп өзүң вә ата-бовилириң тонумиған бир әлгә тутуп бериду. Сән шу йәрдә туруп яғач вә таштин ясалған башқа илаһларға чоқунисән.
37 Сән Пәрвәрдигар сени елип баридиған һәммә әлләр арисида вәһимә, сөз-чөчәк вә тапа-тәниниң объекти болуп қалисән.
38 Сән етизлиққа берип көп уруқ чачисән, лекин чекәткиләр уларни йәп кетип, униңдин аз жиғип келисән.
39 Талларни тикип пәрвиш қилсаңму, уларни қурутлар йәп кетип, нә мевисини жиғалмайсән, нә шарап ичәлмәйсән.
40 Зиминиңниң һәр йеридә зәйтун бағлириң болсиму, униң мейи билән бәдиниңни мәсиһләп майлалмайсән; чүнки дәрәқләрдики мевиләр пишмайла чүшүп кетиду.
41 Оғул вә қиз пәрзәнт көрсәңму, лекин улар йениңда турмайду; чүнки улар сүргүн болуп кетиду.
42 Сениң һәр бир дәриғиң билән йериңниң барлиқ мәһсулатлирини чекәткиләр өзиниң қилиду.
43 Араңларда туруватқан мусапир сәндин барғансери үстүн болуп, сән барғансери төвән болуп қалисән.
44 У саңа қәриз бәргүчи болиду, амма сән униңға қәриз берәлмәйсән. У баш болиду, сән қуйруқ болисән.
45 Сән Пәрвәрдигар Худайиңниң авазиға қулақ салмай, У саңа тапилиған әмир вә бәлгүлимиләрни тутмиғиниң үчүн бу ләнәтләрниң һәммиси сән һалак қилинғичә сени қоғлап йетип, үстүңгә чүшиду.
46 Бу ләнәтләр өзүң вә нәслиңниң үстигә мәңгүлүк чүшидиған мөҗизилик аламәт вә карамәт болуп қалиду.
47 Сән кәңричиликтә шатлиқ вә көңүл хушлуғи билән Пәрвәрдигар Худайиңниң қуллуғида болмиғачқа,
48 буниң орниға сән ачлиқ вә уссузлуқ, ялаңачлиқ вә һәр нәрсиниң кәмчилигидә болуп Пәрвәрдигар саңа қарши әвәтидиған дүшмәнлириңниң қуллуғида болуп қалисән; У сени һалак қилғичә бойнуңға төмүр боюнтуруқни салиду.
49 Пәрвәрдигар жирақтин, йәни йәр йүзиниң четидин сән тилини билмәйдиған, бүркүттәк шуңғуп келидиған бир әлни саңа қарши әвәтиду.
50 У әлпази әшәддий, қериларға йүз-хатирә қилмайдиған вә яшларға меһир көрсәтмәйдиған бир әл болиду.
51 У сән һалак болғичә, чарвилириңниң нәсли билән йериңниң мәһсулатлирини йәп кетиду; чүнки у сени йоқитип болмиғичә саңа нә ашлиқ, нә йеңи шарап, нә зәйтун мейи, нә калаңниң мозайлири нә қой падилириңниң қозилиридин бир немини қоймайду.
52 Сән таянған пүткүл зиминиңдики һәммә егиз, мәһкәм сепиллириң өрүлүп чүшкичә, у пүткүл зиминиңдики барлиқ дәрвазилириң алдиға келип, сени қоршивалиду; у Пәрвәрдигар Худайиң саңа бәргән зиминиңниң һәр йеридики һәммә дәрвазилириң алдиға келип, сени қоршивалиду.
53 Шу вақитта дүшмәнлириңниң қистап келишлири билән болған қамал-қистаңниң азап-оқубәтлири ичидә, Пәрвәрдигар Худайиң саңа ата қилған, өз тениңниң мевиси болған оғуллириңниң гөшини вә қизлириңниң гөшини йәйсән.
54 Вә шундақ болидуки, араңлардики назук, интайин силиқ-сипайә бир адәм қериндиши, қучиғидики аяли, шундақла техи тирик балилиридин қизғинип, уларға яман көзи билән қарайду;
55 шуңа, дүшмәнлириңниң қамал-искәнҗисидә сән өз дәрвазилириң ичидә қийналғиниңда һеч немә қалмиғанлиғи үчүн, у өзи йәватқан балилириниң гөшидин уларниң һеч қайсисиға азрақму бәрмәйду.
56 Араңлардики әслидә назук вә силиқ-сипайә болған, силиқ-сипайилиги вә назуклуғидин пути билән йәргә дәссәшниму халимайдиған аял қучиғидики ери, оғул-қиз пәрзәнтлиридин қизғинип, уларға яман көзи билән қарайду; чүнки дүшмәнлириңниң қамал-искәнҗиси билән сән өз дәрвазилириң ичидә қийналғиниңда һеч нәрсә қалмиғачқа, у өз пути арилиғидин чиққан бала һәмраһи билән өзи туққан балилирини йошурунчә йәйду.
57
58 Сән бу китапта пүтүлгән бу қанунниң барлиқ сөзлиригә әмәл қилишқа көңүл бөлмисәң, Пәрвәрдигар Худайиңниң улуқ вә һәйвәтлик намидин қорқмисаң,
59 Пәрвәрдигар сениң үстүңгә чүшүридиған вабалар һәм нәслиңниң үстигә чүшүридиған вабаларни әҗайип қилиду; У дәһшәтлик, узаққа созулидиған вабаларни вә еғир, узаққа созулидиған кесәлләрни үстүңгә вә нәслиңгә чүшүриду;
60 Пәрвәрдигар сән қорқидиған, Мисирдики барлиқ кесәлләрни үстүңгә чүшүрүп, саңа чаплаштуриду.
61 Шуниңдәк бу қануний китапта пүтүлмигән һәммә кесәл вә һәммә вабаниму Пәрвәрдигар таки сән һалак болғичә үстүңгә чүшүриду.
62 Шуниң билән әслидә асмандики юлтузлардәк нурғун болсаңларму, әндиликтә аз бир түркүм кишиләр болуп қалисиләр; чүнки силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ салмидиңлар.
63 Вә шундақ болидуки, Пәрвәрдигар илгири силәргә яхшилиқ қилип, силәрни авутқинидин сөйүнгәндәк, У әнди силәрни йоқитип һалак қилидиғинидин сөйүниду; шуниң билән силәр егиләшкә киридиған зиминдин жулуп ташлинисиләр.
64 Пәрвәрдигар силәрни йәр йүзиниң бу четидин у четигичә болған һәммә әлләрниң арисиға тарқитиду; силәр өзүңлар яки ата-бовилириңлар тонумиған яғач билән таштин ясалған илаһларниң қуллуғида болисиләр;
65 Силәр у әлләрниң арисида нә арам тапалмайсиләр, нә тапиниңлар тирәп турғидәк һеч мәзмут җай болмайду; Пәрвәрдигар бәлки шу йәрдә силәрниң көңлүңларни ғувалаштуруп титритип, көзүңларни қараңғулаштуруп җениңларни солаштуриду.
66 Силәр қарап туруп җениңлар қилда есиқлиқтәк туриду; силәр кечә-күндүз дәккә-дүккидә болуп җенимдин айрилип қалармәнму? — дәп қорқисиләр;
67 көңлүңни басқан вәһимә вә паракәндичилик вә көзлириң көргән көрүнүшләр түпәйлидин әтигини: «Кашки кәч болсиди!», кәчтә болса: «Кашки әтигән болсиди!» дәйсән.
68 Пәрвәрдигар силәргә вәдә қилип: «Силәр бу йолни иккинчи йәнә көрмәйсиләр» дегән шу йол билән силәрни кемигә чүшүрүп Мисирға яндуриду. Силәр шу йәрдә дүшмәнлириңларға қул-дедәк болушқа өзүңларни сатисиләр, лекин силәрни алғили адәм чиқмайду.