< Қанун шәрһи 27 >

1 Муса вә Исраилниң ақсақаллири хәлиққә буйруп мундақ деди: — «Мән бүгүн силәргә тапилиған бу барлиқ әмирни тутуңлар.
摩西和以色列的众长老吩咐百姓说:“你们要遵守我今日所吩咐的一切诫命。
2 Иордан дәриясидин өтүп Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған зиминға киргән күндә, силәр чоң-чоң ташларни тикләп уларни һак билән ақартиңлар;
你们过约旦河,到了耶和华—你 神所赐给你的地,当天要立起几块大石头,墁上石灰,
3 андин ата-бовилириңларниң Худаси Пәрвәрдигар силәргә вәдә қилғинидәк, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған, сүт билән һәсәл еқип туридиған зиминға киришиңлар үчүн дәриядин өткиниңләрдә, бу қанунниң һәммә сөзлирини шу ташларға пүтүп қоюңлар.
把这律法的一切话写在石头上。你过了河,可以进入耶和华—你 神所赐你流奶与蜜之地,正如耶和华—你列祖之 神所应许你的。
4 Силәр Иордан дәриясидин өтүп, мениң бүгүнки әмрим бойичә шу ташларни Ебал теғида тикләп, уларни һак билән ақартиңлар.
你们过了约旦河,就要在以巴路山上照我今日所吩咐的,将这些石头立起来,墁上石灰。
5 Силәр шу йәрдә Пәрвәрдигар Худайиңлар үчүн төмүр әсвап тәгмигән ташлардин қурбангаһ ясаңлар;
在那里要为耶和华—你的 神筑一座石坛;在石头上不可动铁器。
6 Пәрвәрдигар Худайиңларниң бу қурбангаһи ойулмиған, пүтүн ташлардин ясалсун; униң үстидә көйдүрмә қурбанлиқларни Худайиңлар Пәрвәрдигарға атап сунуңлар,
要用没有凿过的石头筑耶和华—你 神的坛,在坛上要将燔祭献给耶和华—你的 神。
7 вә шу йәрдә енақлиқ қурбанлиқлириниму сунуңлар, улардин йәп Пәрвәрдигар Худайиңларниң һозурида шатлиниңлар.
又要献平安祭,且在那里吃,在耶和华—你的 神面前欢乐。
8 Силәр шу ташлар үстигә бу қанунниң һәммә сөзлирини ениқ пүтүп қоюңлар».
你要将这律法的一切话明明地写在石头上。”
9 Андин Муса билән Лавий каһинлар пүткүл Исраилға сөз қилип: «Әй Исраил, шүк туруп аңлаңлар! Силәр бүгүн Пәрвәрдигар Худайиңларниң хәлқи болдуңлар.
摩西和祭司利未人晓谕以色列众人说:“以色列啊,要默默静听。你今日成为耶和华—你 神的百姓了。
10 Әнди Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ селип, мән бүгүн силәргә тапилиған униң әмирлири вә бәлгүлимилиригә әмәл қилиңлар» — дейишти.
所以要听从耶和华—你 神的话,遵行他的诫命律例,就是我今日所吩咐你的。”
11 Шу күни Муса хәлиққә әмир қилип мундақ деди: —
当日,摩西嘱咐百姓说:
12 Силәр Иордан дәриясидин өткәндин кейин, булар, йәни Шимеон, Лавий, Йәһуда, Иссакар, Йүсүп билән Биняминлар Гәризим теғиниң үстидә туруп, хәлиққә бәхит-бәрикәт тилисун.
“你们过了约旦河,西缅、利未、犹大、以萨迦、约瑟、便雅悯六个支派的人都要站在基利心山上为百姓祝福。
13 Булар, йәни Рубән, Гад, Ашир, Зәбулун, Дан билән Нафтали Ебал теғиниң үстидә ләнәт оқушқа турсун.
吕便、迦得、亚设、西布伦、但、拿弗他利六个支派的人都要站在以巴路山上宣布咒诅。
14 У вақитта Лавийлар Исраилларниң һәммисигә жуқури аваз билән: —
利未人要向以色列众人高声说:
15 «Кимки һүнәрвәнниң қоли билән бирәр ойма яки қуйма мәбудни ясап чиқса (Пәрвәрдигар алдида жиркиничлик иштур!), уни йошурунчә тикләп қойса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.
“‘有人制造耶和华所憎恶的偶像,或雕刻,或铸造,就是工匠手所做的,在暗中设立,那人必受咒诅!’百姓都要答应说:‘阿们!’
16 «Кимки ата-анисини көзгә илмиса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.
“‘轻慢父母的,必受咒诅!’百姓都要说:‘阿们!’
17 «Кимки хошнисиниң пасил тешини йөткисә ләнәткә қалсун», дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.
“‘挪移邻舍地界的,必受咒诅!’百姓都要说:‘阿们!’
18 «Кимки бир корни йолдин аздурса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.
“‘使瞎子走差路的,必受咒诅!’百姓都要说:‘阿们!’
19 «Кимки мусапир, житим-йесир вә тул хотун тоғрисидики һөкүмни бурмилиса, ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.
“‘向寄居的和孤儿寡妇屈枉正直的,必受咒诅!’百姓都要说:‘阿们!’
20 «Кимки атисиниң хотуни билән ятса, атисиниң йотқинини ачқан болғачқа ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: Амин! — десун.
“‘与继母行淫的,必受咒诅!因为掀开他父亲的衣襟。’百姓都要说:‘阿们!’
21 «Кимки һайван билән мунасивәт қилса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: Амин! — десун.
“‘与兽淫合的,必受咒诅!’百姓都要说:‘阿们!’
22 «Кимки атисиниң қизи яки анисиниң қизи болған өз һәмшириси билән ятса ләнәткә қалсун» — дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: Амин! — десун.
“‘与异母同父,或异父同母的姊妹行淫的,必受咒诅!’百姓都要说:‘阿们!’
23 «Кимки қейинаниси билән ятса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: Амин! — десун.
“‘与岳母行淫的,必受咒诅!’百姓都要说:‘阿们!’
24 «Кимки хошнисини пайлап туруп йошурун өлтүрсә ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.
“‘暗中杀人的,必受咒诅!’百姓都要说:‘阿们!’
25 «Кимки гунасиз адәмни өлтүрүп униң қени үчүн һәқ алса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.
“‘受贿赂害死无辜之人的,必受咒诅!’百姓都要说:‘阿们!’
26 «Кимки бу қанунниң сөзлиригә көңүл бөлмәй, униңға әмәл қилишта чиң турмиса, ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.
“‘不坚守遵行这律法言语的,必受咒诅!’百姓都要说:‘阿们!’”

< Қанун шәрһи 27 >